сүрийәдә һакимийәт өзгәргәндин кейинки хитай-сүрийә мунасивәтлири вә уйғурларниң ениқсиз келәчики
истратегийәлик йеқинлишиш, миш-миш параңлар вә геополитикилиқ реаллиқлар
2025-йили 18-нойабир
бу мақалидә сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити ағдурулғандин кейин қурулған йеңи өткүнчи һөкүмәт билән хитай хәлқ җумһурийити оттурисидики мунасивәтләрниң қайтидин шәкиллиниш җәрйанини муһакимә қилиниду. сүрийә вақитлиқ һөкүмити ташқи ишлар министири әсәд һәсән шәйбаниниң бейҗиңға қилған муһим зийаритини мәркәз қилип, сүрийә йеңи дәвриниң дипломатик, истратегийәлик вә иқтисадий тәрәплири тәһлил қилиниду. зийарәт җәрйанида вә униңдин кейин оттуриға чиққан сүрийәдики уйғур җәңчиләрниң хитайға қайтуруп берилидиғанлиқи тоғрисидики иддиалар, бу иддиаларниң пәйда болуш сәвәблири, сүрийә тәрипидин тезликтә инкар қилиниши вә бу әһвалниң арқисидики мурәккәп динамикилар нуқтилиқ тәтқиқ қилиниду. бу тәтқиқатта хитайниң сүрийәгә қаратқан әмәлийәтчил ташқи сийасити, йеңи сүрийә һөкүмитиниң қануний орун тикләш вә қайта қуруш үчүн һәмкар издиши, түркийә вә қатар қатарлиқ районлуқ актийорларниң роли вә әң муһими, сүрийәдики охшимиған уйғур гуруппилириниң (түркистан ислам партийәси, башқа өктичи гуруппилар билән биргә һәрикәт қиливатқанлар вә тәрәпсиз пуқралар) келәчикигә аит мумкин болған синарийәләр көп қатламлиқ баһалиниду. бу тәһлилләрдә, хитайниң дунйави уйғур сийасити вә оттура шәрқтики геополитикилиқ риқабити үчүн сүрийәниң йеңи бир сәһнигә айлиниш иһтималлиқини оттуриға қойуш мәқсәт қилиниду.
өзгириватқан тәңпуңлуқлар вә йеңи бир башлиниш
сүрийәдә тәхминән он бәш йил давамлашқан ички урушниң бәшшар әсәд һакимийитиниң йимирилиши билән ахирлишиши пәқәт оттура шәрқтила әмәс, бәлки дунйави күч тәңпуңлуқи җәһәттинму йеңи бир сәһипә ачти. бу йеңи дәврниң әң диққәт тартидиған дипломатик тәрәққийатлириниң бири, сүрийәдә қурулған өткүнчи һөкүмәтниң ташқи ишлар министири әсәд һәсән шәйбаниниң әсәд һакимийитиниң әң муһим хәлқаралиқ қоллиғучилиридин бири болған хитай хәлқ җумһурийитигә рәсмий зийарәттә болушидур[1]. бу зийарәт бир тәрәптин бейҗиңниң әмәлийәтчил вә җанлиқ ташқи сийасәт чүшәнчисини көз алдимизда намайан қилса, йәнә бир тәрәптин йеңи сүрийә һөкүмитиниң хәлқара сәһнидә қануний орунға еришиш вә дөләтни қайта қуруш үчүн күчлүк шерикләр тепиш тиришчанлиқиниң конкрет ипадиси болди.
бу истратегийәлик йеқинлишиш өзи билән биллә интайин сәзгүр вә мурәккәп бир мәсилиниму күнтәртипкә елип кәлди: сүрийәдә йашаватқан вә бир қисми әсәд һакимийитигә қарши уруш қилған уйғурларниң келәчики. зийарәттин кейинла хәлқара мәтбуатларда, болупму фирансийә таратқулирида, йеңи һөкүмәтниң хитайниң иқтисадий вә сийасий қоллишиға еришиш бәдилигә уйғур җәңчиләрни бейҗиңға қайтуруп беридиғанлиқи тоғрисида җиддий иддиалар оттуриға қойулди[10]. бу иддиалар һәм сүрийә ичидики тәңпуңлуқларни тәвритидиған, һәм хәлқара кишилик һоқуқ җамаәтчиликини йеқиндин әндишигә салған бир муназиригә сәвәб болди. әмма дәмәшқ һөкүмити бу хәвәрләрни тезликтә вә кәскинлик билән рәт қилип, бундақ бир нийитиниң йоқлуқини җакарлиди[11, 15].
бу мақалидә мәзкур бийҗиң зийаритиинң вә қайтуруп бериш иддиалириниң арқа көрүнүшини, хитай вә йеңи сүрийә һөкүмитиниң өзара күткәнлирини, миш-миш параңларниң пәйда болуш сәвәблирини вә инкар қилинишиниң арқисидики сийасий логикини чоңқур тәһлил қилиниду. шундақла, сүрийәдики уйғур мәвҗутлуқиниң бир пүтүн бир гәвдә әмәслики реаллиқини чиқиш қилип туруп, охшимиған гуруппиларниң кәлгүсидә дуч келиши мумкин болған сенарийәләр (қайтуруп берилиш, сүрийә җәмийтигә сиңип кетиш, үчинчи бир дөләткә орунлаштурулуш йаки ениқсизлиқ ичидә қелиш) вә бу сенарийәләргә тәсир көрситәләйдиған хәлқаралиқ вә районлуқ амиллар (түркийәниң роли, ғәрбниң инкаси қатарлиқлар) әтраплиқ муһакимә қилиниду. сүрийәдики һакимийәт өзгиришиниң бейҗиңниң «террорлуққа қарши туруш» байани астида йүргүзүватқан дунйави уйғур сийаситигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи вә йеңи сүрийә һөкүмитиниң бу сәзгүр тәңпуңлуқни қандақ тәңшәйдиғанлиқи мәсилиси тәһлилниң асасий мәркизини тәшкил қилиду.
тарихий арқа көрүнүш: әсәд дәвридә хитайниң сүрийә сийасити вә истратегийәлик мәнпәәтлири
хитайниң сүрийәдики йеңи һөкүмәт билән тезликтә алақә орнитишини тоғра чүшиниш үчүн, бейҗиңниң әсәд һакимийити дәвридики сийаситини вә бу сийасәтниң асасий һәрикәтләндүргүч күчлирини чүшиниш интайин муһим. хитай сүрийә ички урушиниң башлинишидин тартип,хитай ташқи сийаситигә йөнилиш бәргән «башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилишивалмаслиқ» вә «дөләтләрниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш» пиринсиплири рамкисида һәрикәт қилди. бу пиринсипчан позитсийә бейҗиңниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә (б д т х к) сүрийәгә қаритилған һәрбий арилишиш йаки қаттиқ ембарголарни көздә тутқан қарар лайиһәлирини русийә билән бирликтә қайта-қайта вето қилиши билән гәвдиләнди[16]. бу ветолар әсәд һакимийитиниң хәлқараниң бесимиға қарши пүт тирәп туралишида муһим рол ойниди.
хитайниң бу позитсийәсиниң арқисида бир қанчә асасий истратегийәлик мәнпәәт йатиду. биринчидин, бейҗиң 2011-йили шималий атлантик әһди тәшкилатиниң левийәгә қарита һәрбий арилишишини бир үлгә дәп қариди вә ғәрб йетәкчиликидики «һакимийәт өзгәртиш» һәрикәтлиригә пиринсип җәһәттин қарши чиқти. хитай истратегийәчилириниң қаришичә, бу хил арилишишлар районниң муқимсизлиқини ашуратти, радикал гуруппиларниң күчийишигә земин һазирлап бәргәнлик болатти вә хитайниң иқтисадий мәнпәәтлиригә зийан салмақта иди. йәни, иқтисади мәнпәәттә көздә тутулғини, сүрийәниң муқимсизлишиши хитайниң «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббуси үчүн истратегийәлик бир түгүн болған оттура шәрқтә техиму кәң бир қалаймиқанчилиққа йол ечишидин әндишә қилинған иди [14].
иккинчидин, хитай үчүн «террорлуққа қарши туруш» мәсилиси, болупму шәрқий түркистандики вәзийәт сәвәбидин, дөләт хәвпсизликиниң мәркизидин орун алиду. бейҗиң сүрийәдики тоқунуш муһитиниң түркистан ислам партийәси (т и п) қатарлиқ уйғур «бөлгүнчи» вә «җиһадчи» гуруппилар үчүн бир тәлим-тәрбийә,тәҗрибә топлаш вә тәшкиллиниш мәйданиға айлинишидин чоңқур биарам болди. әсәд һакимийити бу гуруппиларни «террорчи» дәп ениқлима бәргәнлики үчүн, бейҗиң билән дәмәшқ арисида «террорлуққа қарши туруш» мәсилисидә тәбиий бир һәмпикирлик шәкилләнди. хитай әсәд һакимийитини қоллаш арқилиқ, васитилик һалда шәрқий түркистанға қарита бир тәһдит дәп қаралған бу гуруппиларниң аҗизлишишини үмид қилди.
үчинчидин, иқтисадий мәнпәәтләрму хитайниң сийаситидә муһим орун тутти. уруштин илгири сүрийә хитай үчүн чоң бир базар болмисиму, дөләтни қайта қуруш җәрйанида хитай ширкәтлири үчүн ғайәт зор пурсәтләрниң барлиқи мөлчәрләнмәктә иди. бейҗиң уруштин кейинки дәврдә ул әслиһә, енергийә вә телеграф қатарлиқ саһәләрни қайта қурушта башламчи рол ойнашни нишан қилди вә бу нишанға йетиш үчүн һазирқи һакимийәт билән йахши мунасивәт орнитишни истратегийәлик бир мәбләғ селиш дәп қариди. шуңлашқа, хитайниң әсәд һакимийитини қоллиши пүтүнләй идеологийәлик бир иттипақ болмастин, бәлки йәнә дунйави геополитикилиқ нишани, дөләт хәвпсизлики әндишиси вә узун муддәтлик иқтисадий һесабатлириға асасланған әмәлийәтчил бир истратегийәниң мәһсули иди [17].
һакимийәт өзгириши вә хитайниң әмәлийәтчил маслишиш җәрйани
әсәд һакимийитиниң күтүлмигән бир тезликтә йимирилиши бейҗиңни тәййарлиқсиз қалдурғандәк қилсиму, хитай дипломатийәсиниң киризисқа маслишиш иқтидари вә әмәлийәтчиллиқи қисқа вақит ичидә өзини көрсәтти. йиллардин буйан әсәдни қоллап кәлгән болсиму, бейҗиң йеңи реаллиқни тезликтә қобул қилип, сүрийәдики мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн йеңи өткүнчи һөкүмәт билән дәрһал дийалог йоллирини ачти. хитайниң бу тез һәрикити униң ташқи сийаситиниң идеологийәлик пиринсиплардин бәкрәк дөләт мәнпәәтигә мәркәзләшкәнликиниң очуқ-ашкара испатидур. бейҗиң үчүн муһим болғини, сүрийәни кимниң башқурушидин бәкрәк, сүрийәдики һөкүмәтниң хитайниң асасий мәнпәәтлиригә (муқимлиқ, иқтисадий һәмкарлиқ вә террорлуққа қарши туруш) һөрмәт қилип-қилмиғанлиқидур [9].
сүрийә вақитлиқ һөкүмити ташқи ишлар министири әсәд һәсән шәйбаниниң бейҗиң зийарити бу әмәлийәтчил маслишиш җәрйаниниң йуқири пәллисини йаратти. хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң шәйбанини йуқири дәриҗилик зийарәтчи сүпитидә күтүвелиши вә елип берилған сөһбәтләрниң мәзмуни бейҗиңниң йеңи дәвргә аит истратегийәсини ениқ ашкарилиди. хитай ташқи ишлар министирлиқиниң рәсмий байанатлириға қариғанда, сөһбәтләрдә төвәндики мәсилиләр алдинқи орунға чиққан:
- игилик һоқуқ вә земин пүтүнлүкигә өзара һөрмәт қилиш: хитай сүрийәниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини вә «сүрийәликләр йетәкчиликидики, сүрийәликләргә мәнсуп» сийасий һәл қилиш чарисини қоллайдиғанлиқини тәкитлиди. бу, бейҗиңниң йеңи һөкүмәткә қануний орун бәргәнликиниң вә ички ишларға қарита ташқи арилишишларға қарши икәнликини қайта тәкитлигәнликиниң бир ишаритидур [1, 2].
- қайта қуруш вә иқтисадий һәмкарлиқ: хитай сүрийәни қайта қуруш җәрйанида актип рол ойнашқа тәййар икәнликини билдүрүп, «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббуси рамкисидики һәмкарлиқ йошурун күчигә диққәтни тартти. бу, йеңи сүрийә һөкүмити үчүн әң җәлп қиларлиқ тәклипләрниң бири, чүнки йеңи дөләт ғәрбниң ембарголири астида болуп, қайта қуруш үчүн ғайәт зор мәбләғкә моһтаҗ [8].
- террорлуққа қарши турушта шериклик: сөһбәтниң әң һалқилиқ темилириниң бири «террорлуққа қарши туруш» болди. хитай сүрийәниң террорлуққа қарши күришини қоллайдиғанлиқини ипадиләп, болупму шәрқий түркистан ислам һәрикити (ш т и һ), йәни түркистан ислам партийәсини нишан қилип көрсәтти. сүрийә тәрәпму хитайниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит салидиған террорлуқ тәшкилатлири билән күрәш қилишта һәмкарлишишқа тәййар икәнликини билдүрди [4].
- «бир хитай» сийаситигә садиқ болуш: сүрийә ташқи ишлар министири шәйбани дөлитиниң «бир хитай» пиринсипиға қәтий әмәл қилидиғанлиқини вә тәйвәнни хитайниң айрилмас бир қисми дәп қарайдиғанлиқини байан қилди. <бир хитай сийаситигә садиқ болуш>ни тәләп қилиш бейҗиңниң һәр бир дипломатик сөһбәттә издәйдиған асасий капалити болуп, йеңи һөкүмәтниң хитайға бәргән муһим бир дипломатик ишаритидур [5, 6].
хуласиләп ейтқанда, хитайниң истратегийәси ениқ: әсәддин кейинки дәврдә сүрийәдики мәвҗутлуқини вә тәсирини давамлаштуруш, дөләтни қайта қуруштин иқтисадий пайда елиш вә әң муһими, уйғур мәсилисини өзиниң дөләт хәвпсизликидики алдинқи шәртлиригә асасән башқуралайдиған бир шериккә еришиш. йеңи сүрийә һөкүмити үчүн болса, хитай ғәрбкә қарши тәңпуңлаштурғучи бир күч, б д т х к дә йошурун бир қоғдиғучи вә дөләтниң харабигә айланған иқтисади үчүн бир ниҗаткар һесаблиниду. бу өзара мәнпәәтләр мунасивәтниң асасини тәшкил қилиду.
уйғурларни қайтуруп бериш миш-миш параңлири: пәйда болуши, сәвәблири вә инкар қилинишиниң тәһлили
ташқи ишлар министири шәйбаниниң бейҗиң зийарити давамлишиватқанда,оттуриға чиққан бир иддиа хәлқара җамаәтчиликтә зор ғулғула қозғиди: йеңи сүрийә һөкүмити хитай билән түзидиған келишимләр бәдилигә, дөләттә туруватқан уйғур җәңчиләрни бейҗиңға қайтуруп бериш тәлипини қобул қилған иди[10]. бу иддиа дәсләптә RFI (фирансийә хәлқара радийоси) қатарлиқ мәнбәләрдә орун елип, тезликтә тарқалди. бу миш-миш параңниң бу қәдәр җиддий қобул қилиниши вә кәң ғулғула қозғишиниң арқисида йатқан бир қанчә күчлүк сәвәб бар.
алди билән, хитайниң дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғур дийаспораси вә өктичилиригә қаратқан бесими вә нурғун дөләтни қайтуруп бериш мәсилисидә қайил қилиш тиришчанлиқи көпчиликкә мәлум бир һәқиқәт. бейҗиң «террорлуққа қарши туруш» дәлилини ишлитип, мисир, тайланд, малайсийә вә бир қисим оттура асийа дөләтлиридин уйғурларниң қайтуруп берилишини капаләтләндүргән. шуңлашқа, иқтисадий вә сийасий җәһәттин аҗиз бир орунда туруватқан, хәлқаралиқ қануний орунға вә пулға җиддий еһтийаҗи болған йеңи сүрийә һөкүмитиниңму мушуниңға охшаш бир бесимға баш егиши мумкинлики қариши наһайити әқилгә мувапиқ көрүнгән.
иккинчидин, сүрийәдики уйғур мәвҗутлуқиниң характери бу миш-миш параңни күчәйтти. болупму идлиб вилайитидә мәркәзләшкән вә һәйәт тәһрир шам (һ т ш) билән бирликтә әсәд һакимийитигә қарши уруш қилған түркистан ислам партийәси (т и п) һәм хитай, һәм б д т тәрипидин террорлуқ тәшкилати сүпитидә тонулиду. йеңи сүрийә һөкүмитиниң асасини тәшкил қилған һ т ш вә башқа гуруппилар уруш заманида т и п билән иттипақдаш болған болсиму, дөләтлишиш җәрйанида бу хил унсурларни тазилаш йаки контрол астиға елиш еһтийаҗини һес қилиши мумкин иди. сүрийә үчүн, хитайға бир қанчә т и п рәһбирини қайтуруп бериш һәм хәлқара сәһнидә «террорлуққа қарши күрәш қилидиған мәсулийәтчан бир актийор» образини йаритиш, бейҗиңдин милйардларчә долларлиқ йардәм елиш үчүн төлинидиған бир бәдәл дәп қарилиши мумкин иди.
әмма бу күтүлгн иһтималлиқлар вә миш-миш параңларниң әксичә, сүрийә өткүнчи һөкүмити бу иддиаларни интайин қаттиқ вә ениқ бир тил билән рәт қилди.сүрийә ташқи ишлар министирлиқи хәвәр мәнбәлири «бу хәвәрләрниң асассиз икәнликини» вә «сүрийәниң инқилаб пиринсиплириға вә меһмандостлуқ әхлақиға зит» бир һәрикәттә болмайдиғанлиқини елан қилди[11,15]. бу инкарниңму өзигә хас күчлүк вә логикилиқ сәвәблири бар.
биринчи вә әң муһими, йеңи сүрийә һөкүмитиниң ички қануний орни. бу һөкүмәт әсәд һакимийитигә қарши уруш қилған һәр хил өктичи гуруппиларниң бир бирләшмисидур. бу гуруппиларниң көпинчиси, т и п ни өз ичигә алған һалда, уйғур җәңчиләрни «залим һакимийәтләргә қарши уруш қиливатқан диний қериндашлар» дәп қарайду. бу җәңчиләрни өзлири йиллардин буйан «ирқий қирғинчилиқ» билән әйибләп кәлгән хитай һакимийитигә тапшуруп бериш, йеңи һөкүмәт үчүн зор бир хийанәт дәп қарилип, бирләшмә ичидә чоңқур бир киризисқа йол ачиду. бу, һөкүмәтниң өз асасиға вәөз қораллиқ күчигә қарши бир һәрикәт болидиғанлиқи үчүн, сийасий бир өзини өлтүрүвелишқа баравәр болатти.
иккинчидин, бу йеңи һөкүмәтниң хәлқаралиқ образи билән мунасивәтлик. әсәд һакимийитидин кейин сүрийәдә кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған, адил вә қанунлуқ бир һөкүмәт қурғанлиқини иддиа қиливатқан бир һөкүмәтниң тунҗи хәлқаралиқ һәрикәтлиридин бириниң бир милләтни коллектип һалда қайтуруп бериш болуши бу образни йәр билән йәксан қилатти. ғәрб дөләтлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин дәрһал әйиблинидиған бу әһвал, һөкүмәтниң ғәрб билән мунасивәт орнитиш тиришчанлиқини вәйран қилатти.
үчинчидин, түркийә вә қатар қатарлиқ районлуқ иттипақдашларниң роли. болупму түркийә һәм сүрийә өктичилириниң әң муһим қоллиғучиси, һәм өзини тарихий вә миллий бағлинишлири сәвәбидин уйғурларниң һамийси дәп қарайдиған бир дөләт болуп, әнқәрәниң иттипақдиши болған йеңи сүрийә һөкүмитиниң уйғурларни хитайға қайтуруп беришигә көз йумушини тәсәввур қилғили болмайду. бундақ бир һәрикәт түркийәниң һәм ички җамаәт пикридики, һәм түрк дунйасидики абруйиға еғир бир зәрбә берәтти. шуңлашқа, әнқәрәниң бу мәсилидә дәмәшиққә җиддий бесим ишләткәнлики вә бу хил бир қәдәмгә қәтий қарши чиққанлиқини пәрәз қилғили болиду.
бу сәвәбләр түпәйлидин, коллектип қайтуруп бериш миш-миш параңлири йеңи сүрийә һөкүмитиниң ички вә ташқи сийасий реаллиқиға уйғун кәлмәйду. бу миш-миш параң, бәлким хитай йаки башқа актийорлар тәрипидин йеңи һөкүмәтниң нийитини вә хәлқаралиқ инкасларни дәңсәп беқиш үчүн тарқитилған болуши мумкин. әмма кәлгән инкар, дәмәшқниң һеч болмиғанда һазирчә бу қизил сизиқтин өтүш нийитиниң йоқлуқини көрсәтти.
сүрийәдики уйғур мәвҗутлуқиниң қатламлиқ қурулмиси: бир гуруппидин көп
сүрийәдики уйғурларниң келәчикини музакирә қилғанда, бу җамаәтни бир пүтүн «җәңчиләр» топи дәп қараштин сақлиниш, тоғра бир тәһлил үчүн зөрүрдур. сүрийәдики уйғур мәвҗутлуқи охшимиған һәрикәтләндүргүч күч, бағлиниш вә орунға игә кәм дегәндә үч асасий қатламдин тәркиб тапиду:
а) түркистан ислам партийәси (т и п) җәңчилири вә аилилири: бу гуруппа сүрийәдики уйғурларниң әң көзгә көрүнгән вә әң көп муназирә қилинған қисмидур. афғанистан-пакистан чегра районида мәйданға кәлгән вә әлқаидә билән четишлиқи бар дәп қаралған т и п сүрийә ички урушиниң башлиниши билән йүзлигән, һәтта миңлиған җәңчисини аилилири билән биргә сүрийәгә, болупму идлибқа йөткигән. бу йәрдә һ т ш ниң иттипақдиши сүпитидә әсәд һакимийитигә қарши әң алдинқи сәпләрдә уруш қилған. интизамчан вә җәң иқтидари йуқири бир гуруппа дәп тонулған. хитайниң биваситә нишанида болған вә хәлқара сәһнидә «террорчи» дәп етирап қилинған бу гуруппа келәчики әң ениқсиз вә әндишилик болғинидур. йеңи сүрийә һөкүмити т и п ни бир тәрәптин қораллиқ бир күч сүпитидә контрол астида тутуш, йәнә бир тәрәптин хитай билән болған мунасивәтләрдә бир содилишиш амили сүпитидә ишлитиштәк бир биригә зит икки хил қийинчилиққа дуч кәлмәктә.
б) башқа өктичи гуруппилар ичидики уйғурлар: т и п ға қошулмиған, әмма әһрарушшам, җәйшул ислам қатарлиқ башқа сүнний өктичи гуруппиларниң сәплиридә уруш қилған уйғурларму мәвҗут. бу гуруппиларниң көпинчиси бүгүнки күндә йеңи өткүнчи һөкүмәтниң сийасий йаки һәрбий қурулмисиниң бир қисмидур. шуңлашқа, бу уйғурларниң орни т и п әзалириниңкидин пәрқлиниду. улар «инқилаб» ниң бир қисми дәп қарилиши мумкин вә йеңи сүрийә армийәси йаки хәвпсизлик аппаратлириға сиңип кириш йошурун күчи техиму йуқири болуши мумкин. уларни хитайға қайтуруп бериш т и п әзалирини қайтуруп бериштин көп тәс вә сийасий җәһәттин техиму қиммәткә чүшиду, чүнки бу йеңи һөкүмәтниң өзиниң қурғучи амиллиридин бирини тазилиши дегәнлик болиду.
җ) пуқралар, мусапирлар вә аилиләр: җәңчи кимлики болмиған, пәқәт хитайдики бесим вә зулумдин қечип сүрийәгә келип панаһланған нурғунлиған уйғур аилилириму бар. бу кишиләр өктичиләрниң контроллуқидики районларда техиму бихәтәр вә исламий бир һайат кәчүрәләйдиғанлиқи үмиди билән бу җапалиқ сәпәрни қилған. бу гуруппиниң мәсилиси пүтүнләй инсаний бир мәсилә. уларниң хитайға қайтуруп берилиши хәлқара мусапирлар қануниниң (болупму қайтурмаслиқ пиринсипиниң) очуқ-ашкара дәпсәндә қилиниши болиду вә йеңи сүрийә һөкүмитини хәлқара сәһнидә интайин қийин әһвалда қалдуриду. бу көчмән мусапирларниң қоғдилиши йеңи һөкүмәтниң кишилик һоқуқ мәсилисидики сәмимийитиниң бир синиқи болиду.
бу үч қатламлиқ қурулма «уйғурларни қайтуруп бериш» мәсилисиниң немә үчүн аддий бир «һәә» йаки «йақ» дегән җаваб билән һәл қилғили болидиған мәсилә әмәсликини көрситип бериду. йеңи сүрийә һөкүмити бу охшимиған гуруппиларға қарита охшимиған сийасәтләрни йүргүзүши мумкин. мәсилән, т и п ниң радикал рәһбәрлик қатлимини нишан қилғач немигә нишан қилғач, адәттики җәңчиләрни вә пуқраларни қоғдашқа йүзләнгән бир истратегийәни қоллиниши мумкин.
келәчәккә йүзләнгән сенарийәләр: ениқсизлиқ қисқучиға қисилған уйғурлар
сүрийәдики уйғурларниң келәчики дәмәшқ, бейҗиң, әнқәрә вә башқа хәлқаралиқ актийорлар оттурисидики мурәккәп күч тәңпуңлуқиниң бир нәтиҗиси сүпитидә шәкиллиниду. һазирқи әһвал вә динамикиларни нәзәрдә тутқанда, бир қанчә сенарийәниң мумкинчиликини алдинала мөлчәрлигили болиду:
1-хил сенарийә: коллектип қайтуруп бериш (еһтималлиқи әң төвән сенарийә): бу сенарийә миш-миш параңларниң реаллиққа айлинип, йеңи сүрийә һөкүмитиниң әтраплиқ бир иқтисадий вә сийасий йардәм бәдилигә дөләттики барлиқ уйғурларни йаки һеч болмиғанда барлиқ җәңчиләрни хитайға қайтуруп бериши синарийәсидур. йуқирида тәһлил қилинғандәк, ички қанунийәт киризиси, районлуқ иттипақдашларниң (болупму түркийәниң) бесими вә хәлқаралиқ образини қоғдаш қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин бу сенарийәниң әмәлгә ешиш еһтималлиқи наһайити төвән. бу йеңи һөкүмәт үчүн сийасий бир өзини өлтүрүвелиш болиду.
2-хил сенарийә: таллап қайтуруп бериш вә ахбарат һәмбәһрләш (мәхпий содилишиш сенарийәси): бу техиму мурәккәп вә техиму мумкин болған бир сенарийә. сүрийә һөкүмити ашкара һалда қайтуруп бериш келишими түзүштин сақланғач, хитай билән «террорлуққа қарши туруш» мәсилисидә йәң ичидә һәмкарлишиши мумкин. бу һәмкарлиқ т и п ниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлиридин бир қанчисиниң мәхпий һалда хитайға тапшуруп берилиши, малийә вә әшйа-амбар ахбарати тәминләш йаки хитайниң сүрийә земинида т и п ға қарита һәрикәт елип беришиға васитилик һалда йол қойуш шәклидә болуши мумкин. бу, дәмәшқниң һәм бейҗиңни мәлум дәриҗидә рази қилишини, һәм ички җамаәт пикридә чоң бир наразилиқ пәйда қилиштин сақлинишини капаләтләндүрәләйдиған әмәлийәтчил, әмма әхлақий җәһәттин мәсилилик бир оттура йол болуши мумкин.
3-хил сенарийә: җәмийәткә сиңдүрүш вә контрол астида тутуш (дөләт ичидики һәл қилиш чариси сенарийәси): бу сенарийәдә, йеңи сүрийә һөкүмити уйғурларни (болупму т и п сиртидикиләрни) сүрийә җәмийитигә сиңдүрүшкә тиришиду. җәңчиләр қоралсизландурулуп йеңи армийәгә йаки пуқрави һайатқа қошулуши, аилиләргә болса вақитлиқ кимлик йаки гражданлиқ берилип қануний бир орунға игә қилиниши мумкин. т и п қатарлиқ гуруппилар болса қаттиқ бир назарәт астида тутулуп, хитайға тәһдит елип келишиниң алди елиниду. бу, һөкүмәтниң «инқилаб қериндашлиқи» сөзигә уйғун бир сийасәт болиду, әмма бу сийасәт хитайни қанаәтләндүрмәслики вә бейҗиң билән болған мунасивәтләрдә даимлиқ бир җиддийчилик мәнбәси йаритиши мумкин.
4-хил сенарийә: үчинчи бир дөләткә орунлаштуруш (түркийә амили): бу, болупму пуқра уйғурлар вә т и п ға арилиқ сақлиған җәңчиләр үчүн әң инсаний вә сийасий җәһәттин әқилгә мувапиқ чариләрниң бири болуши мумкин. түркийә тарихий вә диний бағлинишлири сәвәбидин бу кишиләргә ишикини ечиши мумкин. бундақ бир чарә сүрийә һөкүмитини хитай билән йүзмүйүз келиш мәсулийитидин қутулдуриду, түркийәниң уйғурларниң һамийси ролини мустәһкәмләйду вә инсаний бир киризисниң алдини алиду. әмма бу, бейҗиңниң қаттиқ наразилиқиға йол ечиши вә түркийә-хитай мунасивәтлирини техиму җиддийләштүрүши мумкин. шундақла, миңлиған қораллиқ вә радикаллашқан кишиниң түркийәгә йөткилиши түркийә үчүнму өзигә хас хәвп-хәтәрләрни өз ичигә алған болиду.
5-хил сенарийә: ениқсизлиқ вә арида қелиш (қисқа муддәтлик еһтималлиқи әң йуқири сенарийә): әң мумкин болған сенарийә, йеңи сүрийә һөкүмитиниң алди билән дөләт аппаратлирини қуруш, ички муқимлиқни капаләтләндүрүш вә иқтисадни җанландуруш қатарлиқ техиму җиддий мәсилиләргә мәркәзлишип, уйғур мәсилисини аңлиқ һалда кечиктүрүшидур. бу әһвалда, уйғурлар қануний бир орунға игә болмай, ениқсизлиқ ичидә йашашни давамлаштуриду. нә қайтуруп берилиду, нә гражданлиққа еришип толуқ җәмийәткә сиңип кетәләйду. уларниң келәчики сүрийәниң ички сийасий мустәһкәмлиниш җәрйаниниң қандақ болидиғанлиқиға вә хитайниң бесиминиң қанчилик ешишиға бағлиқ һалда вақитниң өтүши билән шәкиллиниду. бу «музлитип қойулған» әһвал қисқа вә оттура муддәттә әң мумкин болған нәтиҗидәк қилиду.
хуласә: истратегийәлик түгүндики йеңи сүрийә вә уйғурларниң тәқдири
сүрийәдики һакимийәт өзгириши билән бейҗиңниң оттура шәрқ сийаситидә йеңи бир дәврни башланди. хитай йиллардин буйан қоллап кәлгән әсәд һакимийитидин кейин, мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн йеңи һөкүмәт билән әмәлийәтчил бир мунасивәт орнитишта иккиләнмиди. сүрийә ташқи ишлар министириниң бейҗиң зийарити бу йеңи мунасивәтниң улини салди; өзара игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш, қайта қуруш вә террорлуққа қарши туруш мәсилилиридә чүшәнчә бирлики шәкилләнди.
әмма бу дипломатик йеқинлишишниң сайисидә қалған уйғурларниң келәчики йеңи сүрийә һөкүмитиниң әң мүшкүл синақлиридин бири болиду. қайтуруп бериш миш-миш параңлириниң тезликтә тарқилиши вә охшаш тезликтә инкар қилиниши мәсилиниң нәқәдәр назук икәнликини вә нурғунлиған ички вә ташқи динамикиларни өз ичигә алидиғанлиқини көрсәтти. коллектип қайтуруп беришниң әмәлгә ешиш еһтималлиқи йеңи һөкүмәтниң өз пиринсипиға хилап болғанлиқи вә иттипақдашлиқ мунасивәтлирини хәтәргә иттиридиғанлиқи сәвәбидин аҗиздур. әмма бу уйғурларниң бихәтәр икәнликини билдүрмәйду. таллап қайтуруп бериш, мәхпий истихбарат алмаштуруш йаки даимлиқ вәһимә астида ениқсизлиқ ичидә йашаш еһтималлиқи наһайити реалдур.
сүрийәдики уйғурларниң тәқдири йеңи дәмәшқ һөкүмитиниң характерини, игилик һоқуқини вә хитайниң ғайәт зор иқтисадий күчи билән түркийә қатарлиқ районлуқ иттипақдашларниң сийасий бесими арисида қанчилик устилиқ билән бир тәңпуңлуқ сақлийалайдиғанлиқини ениқ көрситип беридиған шикала сизиқидур. сүрийә пәқәт өз келәчикиниңла әмәс, бәлки хитайниң дунйави «террорлуққа қарши туруш» истратегийәсиниң вә уйғур сийаситиниң чегралири синилидиған йеңи вә һалқилиқ бир геополитикилиқ сәһнигә айланди. бу назук тәңлиминиң қандақ йешилидиғанлиқини вә арисида қалған он миңлиған инсанниң тәқдириниң қайси йөнилишкә қарап тәрәққий қилидиғанлиқини вақит бир нимә дәйду .
тәһрири: әланур әттар
мәнбәләр:
Kaynakça:
[1] Çin Halk Cumhuriyeti Dışişleri Bakanlığı. (17 Nov, 2025). Wang Yi Holds Talks with Syrian Caretaker Foreign Minister Asaad Hassan al-Shaybani.
[2] Çin Halk Cumhuriyeti Dışişleri Bakanlığı. (17 Nov, 2025). Wang Yi Meets with Syrian Caretaker Foreign Minister Asaad Hassan al-Shaybani.
[3] Çin Halk Cumhuriyeti Dışişleri Bakanlığı Foreign Ministry Spokesperson Lin Jian’s Regular Press Conference on November 17, 2025.
[4] Anadolu Ajansı. (17 Nov, 2025). Syria, China pledge closer collaboration on security, counter-terrorism.
[5] SANA (Syrian Arab News Agency). (17 Nov, 2025). Al-Shaybani from Beijing: We look forward to a strategic partnership with China.
[6] SANA (Syrian Arab News Agency). (17 Nov, 2025). Syria and China agree to combat terrorism and enhance economic cooperation.
[7] SANA (Syrian Arab News Agency). (17 Nov, 2025). Chinese Foreign Minister: We support Syria in preserving its sovereignty and territorial integrity.
[8] Asharq Al-Awsat. (17 Nov, 2025). China FM Pledges Support for Syria in Achieving Peace.
[9] South China Morning Post (SCMP). (17 Nov, 2025). China looks to get relations with Syria back on track after Assad’s downfall.
[10] Radio France Internationale (RFI). (17 Nov, 2025). La Syrie va remettre à la Chine des jihadistes ouïghours.
[11] The New Arab. (17 Nov, 2025). Syria denies reports of handover of Uyghurs as FM visits China.
[12] әлҗәзирә (әрәбчә), 2025-йили 17-нойабир, мحадثат صйнйة сорйة ттнаол тعзйз алعлақат омкафحة алإрهаб (хитай-сүрийә сөһбитидә мунасивәтләрни күчәйтиш вә террорлуққа қарши туруш мәсилиси музакирә қилинди).
[13] алсйасة алصйнйة тҗаه алصраع алطафй фй сорйа омстқблهа (сүрийәдики мәзһәп тоқунушиға қаратқан хитай сийасити вә униң келәчики) ResearchGate.
[14] җусур лиддирасат, 2024-йили 15-декабир, маذа йعнй сқоط алأсд ллصйн? (әсәдниң йиқилиши хитай үчүн немидин дерәк бериду?).
[15] әшшәрқ әләвсәт (әрәбчә), 2025-йили 17-нойабир, дмшқ тнфй нйтهа тслйм мқатлйн мн алإйғор إли бкйн (дәмәшқ уйғур җәңчиләрни бейҗиңға тапшуруп бериш нийитини инкар қилди).
[16] уйғур тәтқиқат институти. 2025-йил 7-нойабир. бейҗиңниң сүрийә сийасити: ембаргоға аваз бериштики битәрәп позитсийәсиниң арқа көрүнүши.
[17] уйғур тәтқиқат институти. 2025-йил 8-сентәбир. сүрийәдики йеңи вәзийәт вә хитайниң истратегийәлик иккилиниши.