зийарәт вақтиниң истратегийәлик әһмийити: американиң C5+1 һәрикитигә бейҗиңниң қайтурма зәрбиси
хәлқара дипломатийәдә вақитни таллаш, йәткүзүлгән учурниң өзигә охшаш муһим, һәтта бәзидә униңдинму муһим. ваң йи зийаритиниң, америка пирезидентиниң оттура асийа рәһбәрлирини вашингтонда күтүвалғинидин узун өтмәй пиланлиниши тасадипийлиқ әмәс. бу, бейҗиңниң вашингтонға вә оттура асийа пайтәхтлиригә қаратқан очуқ вә ениқ сигналидур: йәни «районниң һәқиқий вә мәңгүлүк һәмкари биздурмиз». американиң C5+1 тәшәббуси, оттура асийа дөләтлиригә русийә вә хитай үчүн бир алмаштурулғучи тәминләшни, уларниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллашни вә болупму «оттура каридори» ға охшаш түрләр билән ғәрбкә йүзләнгән йеңи алақә йоллирини ечиш арқилиқ бейҗиң вә москваниң әшйа обороти вә сода һөкүмранлиқини бузуп ташлашни нишан қилиду. вашингтон, бу һәрикити арқилиқ мәзкур район дөләтлириниң гигант қошнилириға болған иқтисадий вә сийасий беқиндилиқини азайтиш, өзиниң нопуз даирисини кеңәйтишни мәқсәт қилиду.
бу әһвал, хитай тәрипидин өзиниң истратегийәлик муһитиға қилинған бир мудахилә, нопузға таҗавуз қилиш вә йирақ кәлгүсидики бир қоршав һәрикити сүпитидә қобул қилинмақта. бейҗиң үчүн оттура асийа, пәқәт иқтисадий һәмраһ йаки енергийә билән тәминлигүчи болупла қалмай, бәлки ғәрбий чегралириниң бихәтәрлик капалити, шәрқий түркистандики муқимлиқниң қоғдиғучиси вә «бир бәлбағ бир йол» тәшәббусиниң қуруқлуқ линийәсиниң йүрики болуши сәвәбидин ваз кечилмәйдиған бир истратегийәлик шериклик райондур. бу райондики һәр қандақ муқимсизлиқ йаки хитайға қарши бир геополитикилиқ сәплиниш, бейҗиңниң әң сәзгүр дөләт бихәтәрлик нервилириға тегиш йошурун күчигә игә. шуңлашқа, ваң йиниң зийарити, американиң күчийиватқан мудахилисигә қарши бир «садақәт вә капаләт зийарити» ролини ойниди. бу зийарәт, бейҗиңниң мәзкур райондики шериклиригә «биз йениңларда» дегән учурни бериш билән бир вақитта, уларға кимниң техиму ишәнчлик вә узун муддәтлик һәмраһ икәнликини әслитишни мәқсәт қилиду.
ваң йиниң мәнсәпдашлири вә дөләт башлиқлири билән өткүзгән сөһбәтлиридә үзлүксиз һалда «истратегийәлик шерикликни чоңқурлаштуруш», «ташқи мудахилиләргә қарши ортақ мәйданда туруш» вә «тәқдирдашлиқ гәвдиси бәрпа қилиш» қатарлиқ ибариләрни тәкитлиши, бу җавабән һуҗумниң дипломатик тилидур. хитай, американиң «қәдри-қиммәт», «кишилик һоқуқ» вә «демократийә» ни асас қилған, көпинчә район һакимийәтлири тәрипидин ички ишларға арилишиш дәп қарилидиған сөзләмлиригә қарши, «ички ишларға арилишивалмаслиқ », «өзара һөрмәт қилиш» вә «әмәлий һәмкарлиқ» пиринсиплирини алдинқи орунға қойиду. бу усул, райондики мустәбит вә муқимлиқни һәммидин әла билидиған һакимийәтләрниң сәзгүр нуқтилириға биваситә хитаб қилиду. ваң йи, бу зийарити арқилиқ хитай оттуриға қойған моделниң, йәни сийасий тәнқидсиз иқтисадий һәмкарлиқ тәрәққийат моделиниң, ғәрбниң шәртлик һәмкарлиқ тәклиплиригә селиштурғанда техиму җәлп қиларлиқ икәнликини има қилмақта.
зийарәтниң йәнә бир қатлими, хитайниң район дөләтлиригә җуғрапийәниң өзгәрмәс реаллиқ икәнликини әслитишидур. америка окйанларниң нерисидики бир күч болса, хитай мәңгүлүк бир хошнидур. бу җуғрапийәлик йеқинлиқ, иқтисадий, мәдәнийәт вә бихәтәрлик мунасивәтлириниң техиму чоңқур вә йилтизлиқ болушиниң муқәррәр икәнликини билдүриду. бейҗиң, он йиллардин буйан давамлишип келиватқан чоңқур иқтисадий мунасивәтләрниң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати (ш һ т) рамкиси астида аппаратлашқан бихәтәрлик һәмкарлиқиниң вә ғайәт зор ул әслиһә селинмилириниң, вашингтондин кәлгән вә вәзийәткә қарап өзгиридиған вәдиләрдин техиму конкрет вә ишәнчлик икәнликини тәкитлимәктә. бу, «йеқиндики күчлүк хошниму йаки йирақтики бай туғқанму?» дегән соални район рәһбәрлириниң күнтәртипигә қайтидин елип келиштур.
йәкүнләп ейтқанда, ваң йи зийаритиниң вақитчанлиқи, чоң дөләтләр риқабитиниң оттура асийа сәһнисидики йеңи бир пәрдисини ачти. бу, бейҗиңниң американиң мәзкур райондики күчийиватқан паалийәтлирини пассип көзитип олтурмайдиғанлиқини, әксичә һәр бир һәрикәткә бир қарши һәрикәт билән җаваб қайтуридиғанлиқини көрситидиған ениқ бир ирадә байанатидур. хитай, бу риқабәттә пәқәт өзиниң иқтисадий вә бихәтәрлик мәнпәәтлирини қоғдап қелишла әмәс, бәлки районниң кәлгүсидики геополитикилиқ йөнилишиниму өз пайдисиға шәкилләндүрүшкә бәл бағлиғанлиқини оттуриға қоймақта. бу зийарәт, бейҗиңниң оттура асийани өзиниң ваз кечилмәс нопуз даириси дәп қарайдиғанлиқини вә бу саһәдә башқа бир күчниң һәл қилғуч рол ойнишиға йол қоймайдиғанлиқини дост вә дүшмәнгә җакарлиған бир дипломатик хитабнамидур.
бихәтәрликни мәркәз қилған шериклик: «үч хил йаман күч» билән күрәш қилиш вә тәйвән мәсилиси
ваң йи зийарити күнтәртипиниң әң өзгәрмәс вә әң муһим түрлириниң бири, шүбһисизки, бихәтәрлик һәмкарлиқи болди. хитай дипломатийәсиниң оттура асийадики асасий түврүки болған вә ш һ т ниң қурулуш пәлсәпәсини тәшкил қилидиған «үч хил йаман күч» (террорлуқ, бөлгүнчилик вә диний ашқунлуқ) билән ортақ күрәш қилиш сөзләми , бу зийарәтләрдиму әң йуқири пәдидә оттуриға қойулди. бу уқум, бейҗиң үчүн көп йөнилишлик вә интайин иқтидарлиқ бир истратегийәлик қоралдур. бу сөзләм , хитайниң мәзкур район дөләтлири билән ортақ тәһдит туйғуси йаритишиға вә бу туйғу арқилиқ чоңқур бир бихәтәрлик шериклики бәрпа қилишиға шараит һазирлайду. бу шериклик, аддий бир һәрбий һәмкарлиқтин һалқип, истихбарат алмаштуруш, тор бихәтәрлики, чегра контроллуқи вә һакимийәт бихәтәрлики қатарлиқ көп хил саһәләрни өз ичигә алиду.
бу уқумниң хитай үчүн әң һалқилиқ роли, шәрқий түркистандики сийасәтлирини қанунлаштуруш урунушидур. бейҗиң, райондики уйғурлар вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә қаратқан кәң көләмлик назарәт қилиш, мәҗбурий тәрбийәләш лагерлири вә мәдәнийәт ассимилйатсийәси қатарлиқ бастуруш сийасәтлирини, бу «үч хил йаман күч» кә қарши елип бериливатқан хәлқаралиқ террорлуққа қарши күрәшниң бир қисми сүпитидә көрсәтмәктә. оттура асийа дөләтлиридин бу сөзләмгә қарита дипломатик қоллашни қолға кәлтүрүш вә бу дөләтләрдики уйғур дийаспорасиниң паалийәтлирини контрол астида тутушини капаләтләндүрүш арқилиқ, ғәрбтин келиватқан ирқий қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики әйиблимилиригә қарши район характерлик бир қанунлуқ қалқан шәкилләндүрмәктә. ваң йиниң зийарәтлиридә бу мәсилини тәкитлиши, бу қалқанни күчәйтиш вә шәрқий түркистанниң «муқимлиқи» ни қоғдашниң пүтүн районниң ортақ мәнпәәти икәнлики дегән учурни мустәһкәмләшни мәқсәт қилиду.
оттура асийа һакимийәтлири нуқтисидин ейтқанда, бу һәмкарлиқ, өзлириниң мәвҗутлуқиға қаритилған тәһдитләргә тақабил турушта хитайдәк күчлүк бир шерикниң технологийәлик вә сийасий йардимигә еришишидин дерәк бериду. афғанистандики муқимсизлиқ, радикал исламчи гуруппиларниң сиңип кириш еһтималлиқи, һакимийәткә қарши һәрикәтләр вә миллий җиддийчиликләр, бу дөләтләрниңму асасий бихәтәрлик әндишилиридур. хитай тәминлигән илғар назарәт қилиш технологийәлири (йүз тонуш системилири, санлиқ мәлумат из қоғлаш торлири), һәрбий җабдуқлар вә истихбарат алмаштуруш, бу һакимийәтләрниң өз бихәтәрлик аппаратлирини заманивилаштурушиға вә өктичи авазларни бастурушиға йардәм бериду. бу әһвал, һәр икки тәрәпниң өз һакимийитиниң бихәтәрликини вә сийасий муқимлиқини алдинқи орунға қойған әмәлийәтчил бир мәнпәәт иттипақини йаритиду. ваң йиниң сөһбәтлиридә «муқимлиқни қоғдаш» қа вә «рәңлик инқилаблар» ға қарши ортақ мәйданға ишарәт қилиниши, бу ортақ бихәтәрлик чүшәнчисиниң бир ипадисидур.
бихәтәрлик күнтәртипиниң йәнә бир һалқилиқ вә ваз кечилмәс амили болса тәйвән мәсилисидур. ваң йи, зийарәт қилған һәр бир дөләттә рәһбәрләрниң «бир хитай» пиринсипиға болған тәврәнмәс садақитини җәзмләштүрүшкә мувәппәқ болди. бу, бейҗиң үчүн адәттики бир дипломатик рәсмийәттин һалқиған, һайатий муһим бир дөләт мәнпәәти мәсилисидур. американиң тәйвәнгә қорал-йарағ сетишни көпәйткән, йуқири дәриҗилик зийарәтләрни елип барған вә аралниң хәлқарадики көрүнүшчанлиқи ашқан бир мәзгилдә, хитай, өзиниң түп мәнпәәти дәп қарайдиған бу мәсилидә хәлқаралиқ қоллаш базисини имканқәдәр кәң вә пухта тутушқа тиришмақта. һәр бир дөләтниң бу пиринсипқа ашкара һалда шәртсиз қоллаш бериши, хитайниң дипломатик күчини вә бу дөләтләр үстидики тәсирини көрситипла қалмай, америкаға қарши елип бериливатқан йәршаривий күч талишиш урушида бейҗиңниң козирини күчәйтиду.
бу қоллаш, өзара капаләт келишими характеригә игә. оттура асийа дөләтлири, бейҗиңниң әң сәзгүр мәсилисидә униң йенида туруш арқилиқ, униң бәдилигә хитайниңму өзлириниң игилик һоқуқи, земин пүтүнлүки вә «өзлири таллиған тәрәққийат йоллири» ға (йәни һазирқи сийасий түзүмлиригә) һөрмәт қилидиғанлиқиниң капалитини алиду. хитай, бу қоллашқа җавабән бу дөләтләрниң ички ишлириға арилашмайдиғанлиқини вә ташқи мудахилиләргә қарши уларниң йенида туридиғанлиқини вәдә қилиду. бу, «сән мениң түп мәнпәәтимгә чеқилма, мәнму сениңкигә чеқилмаймән» дәп хуласилигили болидиған, интайин әмәлийәтчил бир дипломатик алмаштуруштур.
ахирқи һесабта, хитайниң бихәтәрлик истратегийәси, шәрқий түркистанниң муқимлиқини капаләтләндүрүштин башлап, тәйвәнниң хәлқара сәһнидә йетим қелишиғичә болған кәң даирини өз ичигә алиду. оттура асийа, бу истратегийәниң һәр икки пути үчүн муһим бир җуғрапийәлик райондур. «үч хил йаман күч» билән күрәш қилиш, шәрқий түркистанни қоршап туридиған бихәтәрлик бәлбеғини шәкилләндүрсә, «бир хитай» пиринсипиға еришилгән қоллаш, бейҗиңниң йәршаривий қанунлуқ күришигә күч қошиду. ваң йиниң зийаритини, бу икки асасий бихәтәрлик түврүкини мустәһкәмләшкә қаритилған мувәппәқийәтлик бир һәрикәт дәп қарашқа болиду.
иқтисадий бир гәвдилишиш вә «бир бәлбағ бир йол» тәшәббусиниң кәлгүси
хитайниң оттура асийадики нопузиниң асасий түврүки вә әң үнүмлүк йумшақ күчи иқтисад тур. 2013-йили қазақистанда елан қилинған «бир бәлбағ бир йол» тәшәббуси (BRI), йеқинқи он йилда бу районни ғайәт зор ул әслиһә түрлири, милйардлиған долларлиқ қәрзләр вә күнсери күчийиватқан сода торлири билән қайтқили болмайдиған бир зичлиқта хитай иқтисадиға бағлап қойди. йоллар, төмүрйоллар, туруба йоллири вә санаәт , районниң иқтисадий җуғрапийәсини қайтидин шәкилләндүрди. ваң йиниң зийарити, «бир бәлбағ бир йол» ниң бу дәсләпки басқучидики нәтиҗилирини қоғдаш вә бу тәшәббусни йеңи бир басқучқа көтүрүш җәһәттә һалқилиқ әһмийәткә игә иди. әмди пәқәтла чоң көләмлик ул әслиһә түрлиридин һалқип, «йешил», «рәқәмлик» вә «сәһийә» қатарлиқ техиму сүпәтлик, технологийәни мәркәз қилған вә сиҗил тәрәққийатқа уйғун саһәләргә мәркәзләшкән бир «бир бәлбағ бир йол» тәсәввури алдинқи орунға чиқмақта[1] .
бу өзгиришниң әң конкрет мисали, сөһбәтләрдә «рәқәмлик йипәк йоли», «йешил тәрәққийат» вә «йуқири сүпәтлик һәмкарлиқ» қатарлиқ уқумларниң даим күнтәртипкә келишидур. «рәқәмлик йипәк йоли», хитай ширкәтлириниң (хуавейға охшаш) районда 5G тори, санлиқ мәлумат мәркәзлири вә әқлий иқтидарлиқ шәһәр қуруш түрлирини өз ичигә алса, «йешил тәрәққийат», хитайниң қуйаш вә шамал енергийәсигә охшаш қайта һасил болидиған енергийә технологийәлирини районға експорт қилишини өз ичигә алиду. бу йеңи әвлад түрләр, хитайниң пәқәт бир қурулуш вә қәрз бериш күчи әмәс, бәлки бир технологийә вә өлчәм бәлгилигүчи күч икәнликиниму көрситишни мәқсәт қилиду. бу, хитайниң райондики иқтисадий мәвҗутлуқини техиму чоңқур вә узун муддәтлик қилиш истратегийәсиниң бир қисмидур.
зийарәтниң иқтисадий күнтәртипиниң мәркизидә турған әң истратегийәлик түрләрниң бири, шүбһисизки, хитай-қирғизистан-өзбекистан (х қ ө) төмүр йолидур . йиллардин буйан пиланлаш басқучида турған бу түр, әмәлгә ашқанда бир геополитикилиқ рол алмаштурғучи болуш йошурун күчигә игә. һазир хитайдин йавропаға баридиған төмүрйолларниң көп қисми русийә арқилиқ өтиду. х қ ө төмүрйоли, русийәни айлинип өтүп, хитайни биваситә оттура асийа арқилиқ оттура шәрқ вә йавропа базарлириға туташтуридиған бир башқа каридор йаритиду. бу, һәм хитайниң украина урушиға охшаш кризислар сәвәбидин русийәгә болған әшйа обороти беқиндилиқини азайтиду, һәм америка вә йавропа иттипақи қоллаватқан «оттура каридор» (тиранс-каспий тиранспорт линийәси) ға қарши күчлүк бир риқабәтчи каридор шәкилләндүриду. ваң йиниң қирғизистан вә өзбекистандики зич алақилири, бейҗиңниң бу чоң типтики түрниң алдидики ахирқи сийасий вә малийә тосалғулирини йеңиштики қәтий ирадисини көрситиду.
шуниң билән биргә, хитайниң күчийиватқан иқтисадий мудахилиси районда бәзи әндишә вә қаршилиқларниму пәйда қилмақта. «қәрз йәмчүки» дипломатийәси дегән сөзләр, болупму таҗикистан вә қирғизистанға охшаш кичикрәк иқтисадий гәвдиләрниң хитайға болған ғайәт зор қәрзи нәзәрдә тутулғанда, ғәрб таратқулирида вә бәзи йәрлик мунбәрләрдә даим тилға елинмақта. униңдин башқа, «бир бәлбағ бир йол» түрлиридики ашкарилиқниң кәмчил болуши, чириклик әйиблимилири, муһит тәсирини баһалашниң йетәрсизлики вә түрләрдә йәрлик хәлқниң орниға хитай ишчилириниң ишлитилиши қатарлиқ мәсилиләр, җамаәт пикридә пат-пат хитайға қарши һессийатни қозғап туриду. ваң йиниң зийарити, шуниң билән бир вақитта бу әндишиләрни бесиқтуруш вә хитайниң нийитиниң «мустәмликичилик» чүшәнчиси әмәс, бәлки «өзара мәнпәәткә асасланған шериклик» вә «ортақ ғәлибә» пиринсипи икәнликини тәкитләшкә қаритилған бир аммиви мунасивәт тиришчанлиқи дәпму қарашқа болиду.
хуласилигәндә, иқтисад, хитайниң оттура асийа истратегийәсиниң әң һәрикәтчан вә әң күчлүк қоралидур. бейҗиң, иқтисадий күчини вә ғайәт зор базирини, район дөләтлирини өзигә техиму чиң бағлаш, уларниң сийасий садақитини риғбәтләндүрүш вә американиң абстракт демократийә вәдилири билән чәклик иқтисадий тәклиплириниң җәлпкарлиқини аҗизлаштуруш үчүн биринчи васитә сүпитидә қолланмақта. ваң йиниң зийарити, бу иқтисадий бир гәвдилишишни техиму чоңқурлаштуруш, мәсилә бар саһәләрни башқуруш вә «бир бәлбағ бир йол» ни кәлгүсидики технологийәлик вә йешил иқтисадларға маслаштуруш арқилиқ хитайниң мәзкур райондики ваз кечилмәс иқтисадий һәмраһлиқ орнини пухтилашни мәқсәт қилған.
қазақистан немә үчүн зийарәт қилинмиди?
ваң йиниң инчикә пиланланған оттура асийа зийаритидә әң көп диққәтни тартқан вә әң көп гуман пәйда қилған нуқта, шүбһисизки, районниң әң чоң иқтисадий гәвдиси, әң кәң земинға игә дөлити, хитайниң (ишғал астидики шәрқий түркистан билән) әң узун чеграсиға игә қошниси вә «бир бәлбағ бир йол» тәшәббусиниң 2013-йили дунйаға елан қилинған орни болған дөләт қазақистанниң зийарәт күнтәртипидә орун алмаслиқидур. бу әһвални, аддий бир күнтәртип мас кәлмәсликидин һалқиған, чоңқур геополитикилиқ мәниләрни өз ичигә алған аңлиқ бир таллаш дәп чүшинишкә вә һәр хил сенарийәләр арқилиқ тәһлил қилишқа болиду.
әң күчлүк вә әң кәң тарқалған еһтималлиқ, қазақистанниң җумһур рәис қасим-җомарт тоқайев һакимийити астида күнсери рошән вә дадиллишиватқан «көп векторлуқ» ташқи сийаситидур. астанә, әнәниви иттипақдашлири болған русийә вә хитай билән болған истратегийәлик мунасивәтлирини сақлап қелиш билән бир вақитта, ғәрб (америка, йавропа иттипақи), түркийә вә парс қолтуқи дөләтлири қатарлиқ башқа күч мәркәзлири биләнму мунасивитини актип вә тәңла күчәйтмәктә. бу тәңпуңлаштуруш сийасити, қазақистанниң һәр қандақ бир чоң күчкә һәддидин зийадә беқинип қелишиниң алдини елиш вә дөләт мәнпәәтини әң йуқири чәккә йәткүзүшни мәқсәт қилған истратегийәлик мустәқиллиқ издинишидур. болупму ғәрб билән енергийә саһәсидә түзүлгән келишимләр, «оттура каридор» ни тәрәққий қилдуруштики муһим роли вә русийәниң украинани ишғал қилишиға қарши тутқан арилиқ сақлаш позитсийәси, бейҗиң толуқ арзу қилған шәртсиз садақәт дәриҗисидә болмаслиқи мумкин. бу нуқтидин ейтқанда, ваң йиниң қазақистанни атлап өтүши, астанәниң бу мустәқил мәйданиға қарита бейҗиңдин кәлгән йошурун бир дипломатик сигнал, бир наразилиқ, һәтта бир агаһландуруш дәп шәрһлиниши мумкин. хитай, техиму «садиқ» йаки өзигә техиму «еһтийаҗлиқ» болған шериклиригә (таҗикистан вә қирғизистанға охшаш) алдинқи орунни бериш арқилиқ, тәңпуңлуқ сийасити йүргүзгәнләргә васитилик һалда әсли оқида қелиш керәкликини әслитиватқан болуши мумкин.
иккинчи бир еһтималлиқ, гәрчә унчә дираматик болмисиму, хитай-қазақистан мунасивитиниң аллибурун йетәрлик дәриҗидә пухта, чоңқур вә аппаратлашқан болушидур. икки дөләт рәһбәрлири арисида даим йуқири дәриҗилик учришишлар елип берилмақта, министирлиқлар дәриҗисидә қәрәллик мәслиһәтлишиш механизмлири ишләватиду вә иқтисадий мунасивәтләр мәлум бир тойунуш һалитигә йәткән. шуңлашқа, җиддий бир «капаләт зийарити» йаки мәсилә һәл қилиш зийарити үчүн қазақистанға беришқа еһтийаҗ қалмиған болуши мумкин. зийарәтниң асаслиқ нуқтиси, бәлким американиң тәсиригә техиму очуқ, иқтисадий җәһәттин техиму аҗиз йаки х қ ө төмүр йолиға охшаш җиддий илгириләшкә еһтийаҗлиқ түрләргә саһибханлиқ қиливатқан таҗикистан, қирғизистан вә өзбекистан билән болған мунасивәтни мустәһкәмләш болуши мумкин. бу нуқтидин қариғанда, қазақистанниң атлап өтүлүшини бир наразилиқ сигнали әмәс, бәлки һазирқи мунасивәтниң муқимлиқи вә оңушлуқ ишләватқанлиқиниң бир испати дәпму чүшинишкиму болиду.
бирақ, геополитикилиқ риқабәт бу дәриҗидә кәскинләшкән вә символлуқ зор әһмийәткә игә болған бир дәврдә, дипломатик бир зийарәттә бундақ муһим бир истратегийәлик һәмраһниң чәттә қалдурулуши адәттә сәл қарилидиған бир әһвал әмәс. қазақистанниң йоқлуқи, оттура асийадики һәрикәтләндүргүч күчләрниң нәқәдәр мурәккәпләшкәнликини вә райондики дөләтлириниң «чоң ойун» да өзлириниң маневир бошлуқини йаритиш тиришчанлиқлириниң, чоң күчләр тәрипидин нәқәдәр йеқиндин вә сәзгүрлүк билән көзитиливатқанлиқини көрситиду. бу әһвал, шуниң билән бир вақитта хитайниң һәмкарлиқларни дәриҗигә айрийалайдиғанлиқини вә дипломатик алдинқи шәртлирини өзгириватқан шараитқа асасән тәңшийәләйдиғанлиқиниму чүшәндүрүп бериду. қазақистанниң йоқлуқи, бейҗиңниң район сийаситидә һәммигә мас келидиған бир моделиниң йоқлуқини, һәр бир дөләт билән болған мунасивитини өзиниң алаһидә һәрикәтләндүргүч күчи ичидә башқуридиғанлиқини көрситип бериду.
хуласә
йәкүнлигәндә, ваң йиниң оттура асийа зийарити, бейҗиңниң район характерлик һөкүмранлиқини мустәһкәмләш вә американиң күчийиватқан тәсирини тәңпуңлаштуруш үчүн басқан, көп йөнилишлик вә истратегийәлик бир қәдәмдур. бу зийарәт, нормал бир дипломатик рәсмийәттин көп һалқип, хитайниң районға қаратқан узун муддәтлик пиланиниң асасий түврүклирини қайтидин испатлиди вә мустәһкәмлиди: бу түврүкләр болса бихәтәрлик асасида тәврәнмәс бир муқимлиқ һәмкарлиқи, иқтисад асасида қайтқили болмайдиған бир бир гәвдилишиш вә дипломатик асаста бейҗиңниң түп мәнпәәтигә шәртсиз садақәт. ваң йи, бу зийарити арқилиқ хитайниң пәқәт бир иқтисадий гигантла әмәс,йәнә бәлки районниң биринчи дәриҗилик бихәтәрлик капаләтләндүргүчиси вә сийасий йөнилиш көрсәткүчиси икәнликини ениқ көрсәтти.
зийарәтниң нәтиҗилири, хитайниң 21-әсирдики «йеңи чоң ойун» да пәқәт пассип бир ойниғучи болушни әмәс, бәлки ойунниң қаидилирини бәлгиләйдиған актип бир қурғучи болуш нийити вә иқтидариға игә икәнликини оттуриға қоймақта. «үч хил йаман күч» билән күрәш қилиш сөзләми вә тәйвән мәсилисидә еришкән ениқ қоллаш, хитайниң өзиниң бихәтәрлик вә игилик һоқуқи әндишилиригә көрә, бир тампон район вә иттипақдашлар һалқиси қуруш истратегийәсиниң мувәппәқийитини көрситиду. иқтисадий җәһәттин, «бир бәлбағ бир йол» тәшәббусиниң йеңи, технологийәни мәркәз қилған басқучи, районни хитайниң ишләпчиқириш вә әшйа обороти торлириға техиму чоңқур бағлаш арқилиқ, ғәрбкә йүзләнгән һәр қандақ бир истратегийәлик бурулушни интайин қиммәткә чүшидиған бир һалға кәлтүрмәктә.
қазақистанниң зийарәт сиртида қелиши болса, бу чоң истратегийәниң ичидә йәнә инчикә тәңшәшләрниң вә дипломатик сигналларниң мәвҗутлуқини, райондики тәңлиминиң турақлиқ әмәсликини, оттура асийа дөләтлириниң чоң күчләр арисида тәңпуңлуқ сақлаш издинишлириниң бейҗиң тәрипидин диққәт билән хатирилиниватқанлиқини вә садақәтниң үзлүксиз синиливатқанлиқини оттуриға қоймақта. ахирида, ваң йиниң зийарити, вашингтонға җавабән берилгән удул бир инкастин көп мурәккәп болған мәниләргә игә; бу зийарәт, хитайниң өзиниң «арқа һойлиси» дәп қарайдиған оттура асийада, өз рәһбәрликидә болған, муқим, өзи билән иқтисадий җәһәттин бир гәвдиләшкән вә сийасий җәһәттин маслашқан бир тәртип бәрпа қилишқа бағлиған узун муддәтлик вә тәврәнмәс ирадисиниң күчлүк тәрздә җакарлинишидур.
тәһрири: әланур әттар
пайдиланған мәнбәләр:
中华人民共和国外交部 ,»Wang Yi Holds Talks with Tajik Foreign Minister Sirojiddin Muhriddin.» fmprc.gov.cn.
中华人民共和国外交部. «Wang Yi Meets with President of Tajikistan Emomali Rahmon.» fmprc.gov.cn.
中华人民共和国外交部. «Wang Yi Meets with Secretary of the Security Council of Tajikistan Mahmudzoda Nasrullo Rahmatjon.» fmprc.gov.cn.
中华人民共和国外交部. «Wang Yi Holds Talks with Kyrgyz Foreign Minister Jeenbek Kulubaev.» fmprc.gov.cn.
中华人民共和国外交部. «Wang Yi Meets with President of Kyrgyzstan Sadyr Japarov.» fmprc.gov.cn.
中华人民共和国外交部. «Wang Yi Meets with Uzbek Acting Foreign Minister Vladimir Norov.» fmprc.gov.cn.
中华人民共和国外交部. «Wang Yi Meets with President of Uzbekistan Shavkat Mirziyoyev.» fmprc.gov.cn.
Uygur Araştırmaları Enstitüsü. «İstikrarın Korunması ve ›Üç Kötü Güç‹: Çin’in Orta Asya’daki Rolünün Çerçevelendirilmesi.» uysi.org.
Uygur Araştırmaları Enstitüsü. «Orta Asya’nın Stratejik Hamlesi: Trump’ın İlgisi Gerçekten Satın Alınabilir mi?» uysi.org.
Uygur Araştırmaları Enstitüsü. «Çin’in Orta Asya Siyaseti ve Bölgedeki Müslüman Güçler ile İşbirliği.» uysi.org.