сүний әқил һөкүмранлиқи вә йумшақ күч риқабити

хитайниң «очуқ кодлуқ» истратегийәсиниң шәрқий түркистан дәвасиға йәткүзидиған хәвплири вә елип келидиған пурсәтлири һәққидә мулаһизә

уйғур тәтқиқат институти

тәһрири: д. абдуреһим дөләт

2025-йили 2-декабир

2025-йили 25-ийул америкадики нопузлуқ истратегийә вә ташқи сийасәт журнили «ташқи ишлар» (Foreign Affairs)  җорҗтавн университетиниң бихәтәрлик вә йеңидин гүллиниватқан техника мәркизиниң тәтқиқатчилири овен җ. данийелс (Owen J. Daniels)  билән хәнна домен (Hanna Dohmen) ниң «хитайниң сәл қаралған сүний әқил истратегийәси: бейҗиңниң йумшақ күч арқилиқ дунйави һөкүмранлиқни қолға кәлтүрүши» намлиқ мақалиси, бүгүнки күндә дунйави күч тәңпуңлуқиниң қандақ қилип қаттиқ һәрбий күчтин рәқәмлик йумшақ күчкә йөткиливатқанлиқини йорутуп бәрди. мәзкур мақалә хитайниң «DeepSeek» вә «Moonshot AI» қатарлиқ ширкәтлири арқилиқ, американиң йуқири техникилиқ өзәк (Chip) чәклимилиригә қаримай, әрзан вә йуқири үнүмлүк «очуқ кодлуқ» (Open-source) сүний әқил моделлирини дунйаға тарқитиш арқилиқ, йәр шари җәнуби вә тәрәққий қиливатқан әлләрдә қандақ қилип сийасий вә иқтисадий тәсир күчини кеңәйтиватқанлиқини анализ қилиду. бу мақалиниң әһмийити шуки, у пәқәт техникилиқ тәрәққийатнила әмәс, бәлки бу техникиларниң хәлқара мунасивәтләрдики «қорал» (Weaponization of Software) ға айлиниш җәрйанини ашкарилайду. дәл мушундақ бир тарихий шараитта, бу техникилиқ бөсүшләрниң хитайниң мустәмликиси астидики шәрқий түркистан хәлқи үчүн немидин дерәк беридиғанлиқи, бу техникиларниң зулумни техиму еғирлаштуруш еһтималлиқи  йаки буниң дәл әксичә, миллий азадлиқ күришидә бир қорал сүпитидә ишлитилиш мумкинчилики бар-йоқлуқини муһакимә қилиш муһим вә җиддий бир мәсилигә айланди.

хитайниң сүний әқил саһәсидики «әрзан вә очуқ» истратегийәсиниң маһийити

хитайниң сүний әқил саһәсидики тәрәққийати йеқинқи йилларда ғәрб дунйасиниң мөлчәридин һалқип кәтти. америка һөкүмити хитайниң һәрбий күчини күчәйтишини чәкләш үчүн илғар йерим өткүзгүч вә өзәкләрни експорт қилишни қаттиқ контрол қилған болсиму, хитай ширкәтлири бу чәклимиләрни айлинип өтүшниң йоллирини тапти. «DeepSeek»  ширкитиниң R1 намлиқ модели вә «Moonshot AI» ниң Kimi K2 моделиниң елан қилиниши, хитайниң аз байлиқ вә төвән тәннәрх билән американиң OpenAI ға охшаш сүний әқил магнатлириға риқабәт елан қилалайдиғанлиқини испатлиди. бу йәрдики һалқилиқ нуқта шуки, хитай өзиниң моделлирини «йепиқ» (Closed) әмәс, бәлки «очуқ» (Open) һаләттә дунйаға сунди. бу истратегийә хитайға нисбәтән техникилиқ тосалғуни бөсүп өтүшла әмәс, бәлки йәр шари миқйасида дунйа сийаситигә тәсир көрситишниң бир васитисидур.

хитайниң «очуқ модел» истратегийәсиниң арқисида интайин чоңқур гео-сийасий һесаблар йатиду. 2025-йилиниң бешида, DeepSeek R1 ниң айлиқ актип ишләткүчиси 33 милйон болған болса, апрел ейиға кәлгәндә бу сан үч һәссә ешип 97 милйонға йәткән. техиму муһими, бу моделниң һәрхил туғунди нусхилири (Derivative versions) әсли моделдин бәш һәссә көп чүшүрүлгән. бу шуни көрситидуки, хитай техникиси дунйаниң һәрқайси җайлиридики тәтқиқатчилар, ширкәтләр вә һөкүмәтләрниң асасий ул әслиһәсигә сиңип кирмәктә. бу хил «техникилиқ беқиниш» шәкилләнгәндин кейин, хитайниң бу дөләтләр үстидики нопузи тәбиий һалда ашиду.

бу хил тәрәққийатниң академик вә санаәт саһәсидики тәсири шуки, хитай тәрәққий қиливатқан дөләтләрни «аммиви параванлиқ» намида сүний әқил моделлири билән тәминләш арқилиқ, американиң «бихәтәрлик вә контрол»ни асас қилған усулиға қарши бир қутуп шәкилләндүрмәктә. африқа, латин америкаси вә шәрқий җәнубий асийадики нурғун дөләтләр өзлириниң сүний әқил системисини қуруп чиқиш үчүн қиммәт баһалиқ америка техникисиға әмәс, бәлки әрзан вә өзгәртишкә болидиған хитай моделлириға тайинишқа мәҗбур болмақта. бу әһвал хитай компартийәсиниң (CCP) дунйави тәсир күчини кеңәйтиштики «йумшақ күч» (Soft Power) дипломатийәсиниң әң йеңи вә әң күчлүк қоралиға айланди.

хитайниң бу техникилиқ һуҗуми пәқәт базар игиләш биләнла чәкләнмәйду. мақалидә көрситилгәндәк, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси го җйакунниң ейтқинидәк, хитай «сүний әқилниң пайдисини башқа дөләтләр билән ортақлишишни» халайдиғанлиқини тәшвиқ қиливатиду. бу йәрдики «ортақлишиш» әмәлийәттә хитайниң қиммәт қариши, санлиқ мәлумат өлчими вә рәқәмлик идарә қилиш әндизисиниң дунйаға кеңийишидин дерәк бериду. әгәр дунйадики көп қисим рәқәмлик системилар хитайниң R1 йаки Kimi K2 моделлириниң улиға қурулса, кәлгүсидики интернет вә учур алмаштуруш системисиниң хитайниң көзитиши вә контроллуқи астиға чүшүп қелиш еһтималлиқи йуқири.

техникилиқ нуқтидин алғанда, хитай моделлириниң «кичиклитилгән вә техиму үнүмлүк» (Smaller, more efficient)  болуши, уларниң төвән сәплимилик қаттиқ деталлардиму раван ишләйдиғанлиқини билдүриду. бу, хитайниң америка тәрипидин йүргүзүлгән өзәк имбаргосини мәғлуп қилиш үчүн қолланған тактикисидур. йәни, әң күчлүк компйутерларға тайинишниң орниға, бар болған байлиқтин әң йуқири үнүм алидиған йумшақ деталларни тәрәққий қилдуруш арқилиқ, хитай өзиниң «сүний әқил мустәқиллиқи»ни сақлап қелишқа тиришмақта.

бу бөләктә шуни хуласиләш мумкинки, хитайниң сүний әқил истратегийәси пәқәт техникилиқ мусабиқә әмәс, бәлки бир мәдәнийәт вә идеологийә урушидур. хитай өзиниң техникисини «очуқ» дәп атиған билән, униң арқисиға йошурунған мәқсәт хәлқара җәмийәтни, болупму ғәрбтин башқа дөләтләрни өзиниң рәқәмлик екологийәсигә бағливелиш, шу арқилиқ өзиниң мустәбит түзүмини вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йошуруш йаки нормаллаштуруш үчүн хәлқаралиқ муһит һазирлаштин ибарәттур.

шәрқий түркистандики «рәқәмлик мустәмликә» вә техникиниң зулум қоралиға айлиниши

йуқирида байан қилинған хитайниң сүний әқил тәрәққийати, шәрқий түркистандики вәзийәткә биваситә вә вәһимилик тәсирләрни көрсәтмәктә. хитайниң «очуқ» вә «үнүмлүк» моделлириниң тәрәққийати, шәрқий түркистандики назарәт системисиниң тәннәрхини төвәнлитип, қаплаш даирисини вә ениқлиқ дәриҗисини кеңәйтишигә йардәм бериду. илгири йуқири тәннәрхлиқ һесаблаш иқтидарини тәләп қилидиған йүз тонуш, аваз пәрқләндүрүш вә һәрикәт анализи қатарлиқ системилар, әмдиликтә DeepSeek R1 ға охшаш әрзан вә кичиклитилгән моделлар арқилиқ техиму кәң көләмдә вә төвән тәннәрхтә иҗра қилиниши мумкин. бу дегәнлик, хитай һөкүмити һәр бир уйғурниң һәрикитини, сөзини вә һәтта тор алақисини назарәт қилиш үчүн кетидиған иқтисадий йүкни йениклитип, зулумниң «сиҗиллиқи» вә «қолайлиқ» лиқини ни ашуралайду.

сүний әқилниң «йумшақ күч» сүпитидә ишлитилиши, шәрқий түркистан мәсилисидики хәлқаралиқ байанларни (Narratives) бурмилашта интайин чоң рол ойнайду. хитайниң һасиллиғуч сүний әқил (Generative AI) моделлири, хитайчә санлиқ мәлумат амбарлири билән тәрбийәләнгән болғачқа, уйғур тарихи, мәдәнийити вә һазирқи вәзийити һәққидә хитай компартийәсиниң тәшвиқатиға уйғун җавабларни һасил қилиду. бу моделлар дунйа миқйасида тарқалғанда, чәтәллик тәтқиқатчилар йаки аддий ишләткүчиләр шәрқий түркистан һәққидә мәлумат издигәндә, сүний әқил уларға хитайниң «бәхтийар шинҗаң» һекайисини сөзләп бериши мумкин. бу, тарихни қайта йезиш, бурмилаш вә һәқиқәтни рәқәмлик дунйадин өчүрүветишниң заманиви шәкилидур.

буниңдин башқа, хитайниң бу техникиларни «тәрәққий қиливатқан дөләтләргә йардәм» намида експорт қилиши, хәлқара сәһнидә уйғур дәвасиға нисбәтән дипломатик чәтләштүрүшни пәйда қилиду. мәсилән, хитай оттура шәрқ йаки африқа дөләтлиригә әрзан баһалиқ сүний әқил ул әслиһәлирини қуруп бәрсә, бу дөләтләр хитайниң сийасий мәйданини қоллашқа техиму майил болиду. мәсилән, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғур мәсилиси оттуриға қойулғанда, хитайниң «рәқәмлик йипәк йоли»дин мәнпәәтлиниватқан дөләтләр хитайни қоллап беләт ташлиши мумкин. бу дәл мушу техникилиқ беқинишниң бир нәтиҗиси болуп қалиду.

шундақла, бу техникиларниң «қош мәқсәтлик» (Dual-use) хусусийити, уйғур муһаҗирити үчүнму хәтәр елип келиду. хитайниң илғар тил моделлири чәтәлдики уйғур паалийәтчилириниң иҗтимаий таратқудики һәрикәтлирини аптоматик анализ қилиш, уларға қарши сахта учур тарқитиш (Disinformation campaign)  вә тор һуҗумлирини тәшкилләштә ишлитилиши мумкин. сүний әқил арқилиқ йасалған сахта синлар (Deepfake) вә авазлар арқилиқ паалийәтчиләрниң образини хунүкләштүрүш, уларниң аилисигә тәһдит селиш қатарлиқ писхик җәңләр техиму илғар вә қарши туруш тәс болған шәкилдә елип берилиши мумкин.

бу бөләктә алаһидә тәкитләш керәк болған йәнә бир нуқта, «алдин пәрәз қилидиған сақчи системиси» (Predictive Policing) дур. хитайниң йеңи бир әвлад сүний әқил моделлири, санлиқ мәлуматларни бир тәрәп қилишта техиму әқиллиқ болғачқа, уйғурларниң нормал диний, мәдәнийәт паалийәтлирини «терроризм аламити», һәр бир уйғурни «йошурун терорист» дәп бекитиш вә кишиләрни техи садир қилмиған тәхминий «җинайәт» ләр билән тутқун қилиш системисини техиму мукәммәлләштүриду. бу, инсан һәқлириниң дәпсәндә қилинишини йеңи бир пәллигә көтүриду.

қарши һуҗум: уйғурларниң сүний әқилдин пайдилинип һәқ-һоқуқ қоғдаш имканийәтлири

йуқирида тилға елинған хәтәрләр болсиму, техникиниң характери шуки, у бир қоралдур вә уни кимниң қандақ ишлитишигә қарап нәтиҗиси өзгириду. «ташқи ишлар» журнилидики мақалидә тәкитләнгән «очуқ кодлуқ» (Open Source) алаһидилики, әгәр тоғра ишлитилсә, шәрқий түркистанлиқлар үчүнму бәзи имканийәтләрни йаритип бериши мумкин. болупму чәтәлдики уйғур сәрхиллири вә тәтқиқатчилири үчүн бу техникилар, хитайниң учур қамилини бөсүп өтүш вә миллий мәвҗутлуқни қоғдашта муһим васитә болалайду.

биринчидин, санлиқ мәлумат анализи вә дәлил топлаш: хитайниң йаки ғәрбниң очуқ кодлуқ моделлиридин (мәсилән, Meta ниң Llama модели) пайдилинип, сүний һәмраһ сүрәтлирини аптоматик анализ қилиш, хитай тор дунйасидики ашкара һөҗҗәтләрни (тендер еланлири, һөкүмәт доклатлири) кәң көләмдә сүзүп чиқиш вә лагерларниң орни, түрмиләрниң кеңийиши һәққидики дәлилләрни техиму тез вә системилиқ топлаш мумкин. сүний әқил инсан күчи йетәлмәйдиған милйонлиған бәтлик материйалларни қисқа вақит ичидә оқуп, ичидики йошурун учурларни тапалайду. бу арқилиқ, ирқий қирғинчилиқниң йеңи дәлиллирини хәлқара сотларға сунуш җәрйани тезлишиду.

иккинчидин, тил вә мәдәнийәтни қоғдаш: сүний әқил тил моделлирини (LLMs) уйғур тилидики материйаллар билән мәхсус тәрбийәләш (Fine-tuning) арқилиқ, уйғур тилиниң рәқәмлик дунйадики мәвҗутлуқини сақлап қелишқа болиду. һазирқи нурғун моделларда уйғурчә мәзмун кәмчил йаки хитайчә мәнбәдин тәрҗимә қилинған болғачқа, бурмилаш еғир. әгәр уйғур тәтқиқатчилири өзлириниң «очуқ кодлуқ» моделлирини (мәсилән, хитайниң DeepSeek ниң асасий рамкисини ишләткән тәқдирдиму) уни өзгәртип уйғур әдәбийати, тарихи вә диний материйаллири билән қайта тәрбийәлисә, кәлгүси әвладлар үчүн сап уйғурчә билим мәнбәси һасил қилғили болиду.

үчинчидин, тәшвиқат вә дипломатийә: сүний әқил қораллири тәрҗимә вә мәзмун ишләпчиқиришта интайин күчлүк. уйғур паалийәтчилири бу техникилардин пайдилинип, уйғурларниң дәрдини, гуваһлиқ сөзлирини вә доклатларни дунйадики онлиған тилларға бирла вақитта, йуқири сүпәттә тәрҗимә қилип тарқиталайду. бу арқилиқ уйғур дәвасини пәқәт ғәрб дунйасиғила әмәс, бәлки хитай тәшвиқати күчлүк болған әрәб, африқа вә латин америкаси дунйасиғиму өз тилида аңлатқили болиду.

төтинчидин, тор бихәтәрлики вә қарши туруш: хитайниң йумшақ деталлириниң арқа ишики (Backdoor)  вә бихәтәрлик йочуқлирини байқашта, йәнила сүний әқилдин пайдилинишқа болиду. очуқ кодлуқ моделлар кодларни анализ қилишқа маһир болғачқа, мутәхәссисләр хитайниң назарәт әплириниң (мәсилән, телефонларға мәҗбурий қачилинидиған әпләр) қандақ ишләйдиғанлиқини йешип, униңдин сақлиниш йаки уни қаймуқтуруш усуллирини тепип чиқалайду.

бу бөләктә шуни ениқ оттуриға қойуш керәкки, шәрқий түркистанниң ичидики хәлқ үчүн бу техникилардин биваситә пайдилиниш имканийити нөлгә йеқин. чүнки интернет вә қаттиқ деталлар толуқ хитайниң контроллуқида. әмма, «мустәмликидин қутулуш» күриши пәқәт вәтән ичидикила әмәс, бәлки йәр шари миқйасидики бир күрәш болғачқа, чәтәлдики уйғурларниң бу техникилиқ қоралларни қанчилик пишшиқ игилиши, кәлгүсидики миллий тәқдирни бәлгиләштә һәл қилғуч рол ойнайду.

хуласә

хуласилигәндә, «ташқи ишлар» вә «заманиви дипломатийә» (Modern Diplomacy) журналлирида байан қилинған хитайниң сүний әқил истратегийәси, шәрқий түркистан хәлқи үчүн еғир бир сигналдур. хитайниң DeepSeek вә Moonshot AI қатарлиқ ширкәтлири арқилиқ қолға кәлтүргән техникилиқ бөсүши вә йумшақ күч дипломатийәси, хитайниң зулум системисини техиму әқлий, техиму әрзан вә техиму йошурун һаләткә кәлтүрмәктә. хәлқара җәмийәтниң, болупму йәр шари җәнубиниң хитай техникисиға беқиниши, уйғур мәсилисиниң хәлқаралиқ қоллашқа еришишини қийинлаштуруши мумкин.

бирақ, мәсилиниң йәнә бир тәрипидә үмид нуриму йоқ әмәс. «очуқ код» (Open Source) дегән уқумниң өзи бир қош бислиқ хәнҗәр болуп, у һакимийәтниң қолида зулум қоралиға айланса, әркинлик издигүчиләрниң қолида һәқиқәтни ашкарилаш вә миллий кимликни сақлаш қоралиға айлиналайду. шәрқий түркистанлиқларниң өзлирини қоғдиши вә земинини ишғалдин қутулдуруши үчүн, әнәниви сийасий күрәштин һалқип, «рәқәмлик күрәш» (Digital Resistance) саһәсигә қәдәм қойуши шәрт. бу техникилиқ усуллардин пайдилиниш имканийити бар, әмма у йуқири сәвийәлик илмий тәтқиқат, истратегийәлик пиланлаш вә хәлқаралиқ техника органлири билән һәмкарлишишни тәләп қилиду.

шуңа, нөвәттики вәзийәттә уйғур зийалийлири вә тәшкилатлириниң алдида турған вәзипә пәқәт хитайниң зулумини әйибләш биләнла чәкләнмәстин, бәлки хитай ишлитиватқан шу «йумшақ детал» вә «сүний әқил» қораллирини өзләштүрүп, уни хитайниң өзигә қарши ишлитидиған йеңи бир «техникилиқ ақиллиқ»ни йетилдүрүштур. заманиви дунйада һөрийәткә еришишниң йоли, техникилиқ үстүнлүк йаки һеч болмиғанда техникилиқ тәңпуңлуқни қолға кәлтүрүштин өтиду.

пайдиланған мәнбәләр:

1.  Daniels, O. J., & Dohmen, H. (2025, July 25). China’s Overlooked AI Strategy: Beijing Is Using Soft Power to Gain Global Dominance. Foreign Affairs.

2.  Modern Diplomacy. (2025, December 02). When software becomes a weapon: SolarWinds is our final warning. Modern Diplomacy.