тәһрири: әланур әттар
хитай коммунистлар партийәси (х к п) башқурушидики аталмиш «шинҗаң уйғур аптоном райони» хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин 2025-йили 26-нойабирда қобул қилинған вә 2026-йили 1-марттин башлап иҗра қилинидиғанлиқи елан қилинған «шинҗаң уйғур аптоном райониниң дөләт мәхпийәтликини қоғдаш низами» (төвәндә қисқартилип «низам» дейилиду), адәттики бир мәмурий тәртипнамә текисти болуштин һалқип кәткән, тарихий вә сийасий җәһәттин хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға мәйдан оқуғанлиқтур. бу һөҗҗәт, шәрқий түркистан земинида йиллардин буйан давамлишиватқан системилиқ бесим, ассимилйатсийә вә мәдәнийәт қирғинчилиқи сийасәтлириниң үстини йепеветиш мәқсити үчүн «қануний» бир пәрдә характеригә игә. бу, ишғалчи һакимийәтниң «дөләт бихәтәрлики» вә «дөләт мәхпийәтлики» уқумлирини, райондики һәр түрлүк әқәлли инсаний һәрикәтни, учур еқимини вә нормал һәқ-һоқуқ тәләп қилиш тиришчанлиқини боғуш үчүн қандақ қилип бирәр қоралға айландурғанлиқиниң әң әмәлий вә йеңи испатидур. низамниң қобул қилиниш вақтиниң хәлқара җәмийәтниң райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә болған тонуши ашқан бир мәзгилгә тоғрилиниши, хитай дөлитиниң бу дәпсәндичиликләрни «ички ишлар» вә «дөләт мәхпийәтлики» даирисигә киргүзүвелиш арқилиқ дунйадин айриветиш ирадисини ениқ оттуриға қоймақта.
бу низам, шәрқий түркистанни бир үсти очуқ түрмигә айландурған мәвҗут иҗраатларни «қануний» асасқа игә қилиш җәрйаниниң ахирқи һалқисидур. текистниң пүтүн мәзмуниға сиңдүрүлгән «партийә рәһбәрлики», « бир җуңхуа миллити ортақ еңи» вә «дөләт бихәтәрлики» тәкитлири, мәзкур қанунниң техникилиқ бир бихәтәрлик тәдбири болуштин зийадә, идеологийәлик бир һөкүмранлиқ қорали икәнликини җакарлимақта. болупму 2017-йилдин буйан әвҗигә чиққан җаза лагерлири реаллиқи, мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишлири вә нопус қурулмисини өзгәртиш қурулушлири, бу қанун сайисида «дөләт мәхпийәтлики» даирисигә киргүзүлүп, бу җинайәтләргә алақидар һәр қандақ дәлил-испатниң сиртқа чиқип кетиши «җасуслуқ» вә « дөләт сирини ашкарилаш» дәп бекитилиду. шуңлашқа бу низам, бир дөләтниң өз мәхпийәтликини қоғдишидин зийадә, бир җинайәт гуруһиниң дәлил-испатларни йоқитиш хатириси сүпитидә оқулуши керәк.
уйғур хәлқи нуқтисидин ейтқанда бу низам, йашаш бошлуқиниң пүтүнләй тарайтилиши, һәтта нәпәс елишниңму дөләтниң рухситигә бағлиниши вә һәр бир шәхсниң йошурун җинайәтчи йаки хаин дәп қарилишидин дерәк бериду. «мәхпийәтлик» уқуминиң чеграсиниң муҗмәлләштүрүлүши, халиғанчә тутқун қилалашниң йолини ачмақта вә җәмийәттә чоңқур әндишә уруқини чачмақта. дөләт, пуқрасини қоғдашниң орниға, пуқрасидин дөләтни қоғдаш дәриҗисигә пүтүнләй өткән, хәлқни «тәһдит амили» дәп қарайдиған бир гуманхор (paranoyak) қурулмиға айланған. бу низам болса, мәзкур гуманхорлуқниң қанун маддилириға төкүлгән шәкли болуп, шәрқий түркистанлиқларниң дунйа билән болған ахирқи риштилириниму үзүп ташлашни нишан қилмақта.
шуни очуқ байан қилиш керәкки, 2026-йили 1-мартта иҗра қилиниш башлинидиған бу низам, шәрқий түркистандики қирғинчилиқниң иккинчи басқучини, йәни «әслимә қирғинчилиқи» вә «сүкүт» басқучиниң башланғучи болиду. җисманий мәвҗутлуқи тәһдит астида турған бир милләтниң, әмдиликтә бар болған риаллиқни тилға елиш һәққиму «дөләтниң бихәтәрлики» баһаниси билән қолидин тартивелинмақта. бу анализ, мәзкур низамниң маддилирини бирмубир тәһлил қилип, қурлар арисиға йошурунған зулум механизмини, техникилиқ назарәт пиланлирини вә иҗтимаий айриветиш нишанлирини шәрқий түркистанниң әсли игилириниң көзи билән ашкарилашни мәқсәт қилиду.
идеологийәлик асас: « бир җуңхуа миллити ортақ еңи» вә партийәниң мутләқ һоқуқи
низамниң «омумий пиринсиплар» намлиқ биринчи бөлүми, қанунниң роһи болған сийасий идеологийәни иккилинишкә орун қалдурмайдиған шәкилдә оттуриға қоймақта. болупму 3-мадда, мәхпийәтлик хизмәтлириниң «хитай коммунистлар партийәсиниң рәһбәрликидә» вә « бир җуңхуа миллити ортақ еңини мустәһкәмләш асасий линийәсидә» елип берилиши керәкликини буйрумақта. бу ипадә, шәрқий түркистан муһитида һайатий бир хәтәрдин хәвәр бериду; чүнки « бир җуңхуа миллити ортақ еңи», бейҗиң һакимийитиниң уйғур, қазақ вә башқа түркий милләтләрни түптин ассимилйатсийә қилиш, тиллирини вә динлирини чәкләш сийаситиниң рәсмий намидур. бу маддиниң қанунға киргүзүлүши, «дөләт мәхпийәтлики» баһанисиниң, ассимилйатсийә сийасәтлиригә қарши йөнүлүштики һәр түрлүк мәдәний вә диний билимләрниң бастурулуши үчүн қоллинилидиғанлиқиниң очуқ җакарлинишидур.
«мәхпийәтликни партийә башқуриду» пиринсипиниң 3-мадда арқилиқ қануний мәҗбурийәткә айландурулуши, шәрқий түркистанда қанунниң үстүнлүки әмәс, бәлки партийә комиссарлириниң халиғанчә ирадисиниң асас икәнликини йәнә бир қетим испатлиди. бу пиринсипқа асасән, неминиң сир болуп неминиң әмәсликигә қанунлар йаки сот мәһкимилири әмәс, шу чағдики сийасий вәзийәткә қарап коммунист партийә әмәлдарлири қарар бериду. бу әһвал, қанунниң күчини пүтүнләй йоққа чиқириду вә әмәлдарларниң һәр түрлүк йолсиз һәрикитини назарәттин халий қилиду. бир уйғур мәмурниң, партийәсидин кәлгән ағзаки бир йолйоруқни сүрүштүрүшиму мунасивәтлик әмәлдар тәрипидин «мәхпийәтлик сақлаш интизамиға хилап қилмиш» дәп қарилиши, җазалиниши мумкин.
низамниң кириш қисмида тилға елинған «омумйүзлүк дөләт бихәтәрлик қариши», дөләтниң бихәтәрликини реҗим (түзүм) ниң мәвҗутлуқиғила бағлап тәңләштүридиған бир тәлиматтур. шәрқий түркистанда бу тәлимат, уйғур кимликиниң дәл өзила бир «бихәтәрлик тәһдити» дәп бекитмәктә. шуңлашқа бу низам, дөләтниң һәрбий йаки дипломатик сирлирини қоғдаштин зийадә, реҗимниң шәрқий түркистан хәлқигә қарши елип бериватқан қирғинчилиқиниң истратегийәлирини вә тактикилирини йошурушни мәқсәт қилмақта. «узақ муддәтлик әминлик» нишани, әмәлийәттә райондики қаршилиқниң пүтүнләй сундурулуши вә мутләқ бир сүкүтниң ишқа ашурулуши нишанини ниқаблимақта.
низам, 4-мадда арқилиқ районлуқ мәхпийәтлик хизмәтлири рәһбәрлик гурупписиға пәвқуладдә һоқуқларни бәрмәктә. бу гуруппа, мәркизий һөкүмәтниң истратегийәлирини йәрликтә иҗра қилидиған әң йуқири орган дәп бекитилгән. бу қатламлиқ қурулма, шәрқий түркистандики йәрлик әмәлдарларниң тәшәббускарлиқ даирисини пүтүнләй нөлгә чүшүрүп, бейҗиңдин кәлгән буйруқларниң шәртсиз иҗра қилинишини капаләткә игә қилмақта. йәрлик һөкүмәтләрниң «аптоном» нами, бу мәркәзчи вә мустәбит қурулма ичидә пүтүнләй мәнисизлишип, шәрқий түркистан биваситә бейҗиңға қарашлиқ бир мустәмликә валийлиқи салаһийитидә башқурулмақта.
буниңдин башқа, 6-маддида көрситилгән «мәхпийәтлик тәшвиқати вә тәрбийәси» вәзиписи, идеологийәлик меңә йуйушниң бир қисмидур. дөләт, пәқәт учурни йошуруш биләнла қалмай, хәлқниң зеһнигә «немини билмәслики керәкликини» вә «немини сөзлимәслики , соримаслиқи керәкликини» ойуп йезишни нишан қилмақта. бу тәрбийәләр, болупму уйғур йашлири вә дөләт хизмәтчилириниң еңида, дөләтниң һәр қандақ нәрсини билидиғанлиқи вә һәр нәрсини көридиғанлиқи қорқунчини йәрләштүрүп, писхикилиқ бир тәслимийәт йаритишни мәқсәт қилмақта. билмәк җинайәт, наданлиқ болса пәзиләт дәп қарилидиған бир иҗтимаий тәртип қурулмақта.
иҗтимаий көзитишниң қилдам томурлири: мәһәллә бесими вә чеқимчилиқ тори
бу низамниң әң хәтәрлик тәрәплиридин бири, мәхпийәтлик вә истихбарат мәсулийитини дөләт органлиридин чиқирип, җәмийәтниң әң төвән қатламлириға, мәһәллиләргә вә һәтта аилә ичигичә йүклишидур. 5-мадда вә 8-мадда, «асасий қатлам аммиви аптоном тәшкилатлири» (мәһәллә комитетлири вә кәнт аһалә комитетлири) ниң мәхпийәтлик хизмәтлиригә қатнишишини вә «қулақ»лар ниң бекитилишини мәҗбурий қилмақта. шәрқий түркистан әмәлийитидә бу комитетлар, нөвәттә һәр бир уйғур өйигә һәр вақит бималал киридиған, кимниң намаз оқуғанлиқини, кимниң өйидә қайси китабниң барлиқини, кимниң чәт әлдики туғқини билән параңлашқанлиқини доклат қилидиған бирәр назарәт понкитидур. бу қанун билән бирликтә, мәһәллә комитетлириниң җасуслуқ паалийити «дөләт мәхпийәтликини қоғдаш» нами астида қанунлаштурулмақта вә қануний бир мәҗбурийәткә айланмақта.
низам, пуқраларни дөләтниң бирәр җасуси болушқа мәҗбурлимақта. 8-маддидики «һәр қандақ пуқра вә тәшкилат, мәхпийәтлик хизмитини қоллиши вә йардәм бериши керәк» дегән һөкүм, пассип бир итаәтни әмәс, актип бир һәмкарлиқни тәләп қилмақта. бу, бир қошниниң йәнә бирини, бир хизмәтчиниң хизмәтдишини «шубһилик һәрикити бар» баһаниси билән паш қилиши бир пуқралиқ бурчи дәп қарилидиған муһит йаратмақта. шәрқий түркистанда аллибурун парчә-парчә қиливетилгән иҗтимаий ишәнч тоқулмиси, бу мадда билән пүтүнләй йоқитилмақчи. инсанлар, әң йеқинлири билән параңлашқандиму«дөләт мәхпийәтликигә дәхли қилиш» йаки «хата чүшинилип қелиш» қорқунчи билән өзигә өзи сензор йүргүзүшкә мәҗбур болиду.
йәрлик һөкүмәтләрниң вә мәһәллә комитетлириниң хәлқ арисидин таллайдиған« қулақ»лири , җәмийәтниң қат-қетиға орунлаштурулған рәсмий көзләрдур. бу кишиләр, пәқәт һөкүмәт органлиридила әмәс, базарларда, мәсчит һойлилирида (очуқ қалғанлирида) вә шәхсий йиғилишлардиму қулақ салиду, «дөләтниң бихәтәрликигә алақидар» (йәни реҗимни тәнқид қилидиған) һәр түрлүк пичирлашларниму доклат қилиду. бу система, хитайниң қәдимки «бавҗйа» (Baojia) системисиниң вә «мәдәнийәт инқилаби» мәзгилидики коллектип чеқимчилиқ механизминиң, заманиви техника вә мустәбит қанунлар билән йеңиланған һалитидур. мәқсәт, дөләт мудахилиси болмиған һечқандақ шәхсий бошлуқ қалдурмаслиқтур.
низамниң 9-маддисида оттуриға қойулған «мәхпийәтлик тәрбийәси ейи» (апрел ейи) вә ахбарат органлириға йүклигән тәшвиқат мәсулийити, җәмийәтниң омумйүзлүк бир меңә йуйуш җәрйаниға дучар қилинидиғанлиқини көрсәтмәктә. мәктәпләрдә, хизмәт орунлирида вә таратқуларда үзлүксиз һалда «җасусларға қарши сәгәк болуш» темилиқ сийасий өгиниш паалийити мәҗбури қанат йайдурулуп , чәт әлликләр билән алақә қилиш, чәт әл радийолирини аңлаш йаки чәкләнгән нәшр буйумлирини оқуш «вәтән хаинлиқи» билән тәң орунға қойулиду. бу әһвал, болупму балиларниң зиһнидә зор бузғунчилиқ йаритип, ата-анилириниң өйдики параңлирини «оқутқучилириға» (йәни дөләткә) доклат қилиши тәшәббус қилиниду.
буниңдин башқа, 40-маддида тилға елинған «қулақ аммиви тәшкилатлар» ға охшаш қурулмилар, пуқралар җәмийити ниқаби астида дөләтниң қолчомиқи болуп һәрикәт қилиду. бу хил қурулмилар, кәсип гуруппилири ичидә (дохтурлар, инженерлар, академиклар) тизгинләшни ишқа ашуруп, дөләтниң рәсмий органлириниң қоли йәтмигән күлрәң районларни назарәт қилиду. шәрқий түркистанда мустәқил бир аммиви тәшкилатниң мәвҗутлуқи аллибурун мумкинсиз һалға кәлтүрүлүп болған вәзийәттә, дөләт йетәкчиликидики бу хил тәшкилатлар, зийалийлар қатлимини контрол астида тутушниң бир қорали сүпитидә қоллинилиду.
хуласилигәндә, низамниң бу бөлүми, шәрқий түркистан җәмийитини «териқтәк чечиветиш» (atomize) истратегийәсиниң бир қисмидур. шәхсләрни бир-биригә ишәнмәс һалға кәлтүрүш арқилиқ, тәшкиллик бир қаршилиқниң йаки пуқралар итаәтсизликиниң бихлинишини тосуш мәқсәт қилинмақта. дөләт, һәр бир шәхсниң гәдән томурида һес қилипла туридиған тәңләглик амбур кәби болуп, мәһәллә комитетлири вә паш қилиш линийәлири арқилиқ риҗим мәвҗутлуқини әң мәһрәм (шәхсий) районлардиму һес қилдуриду.
рәқәмлик тоталитаризм (һоқуқ йүксәк дәриҗидә мәркәзгә мәркәзләштүрүлгән диктатор дөләт түзүми) вә техникилиқ қәпәс: сүний әқил йардимидики көзитиш
низамниң әң қорқунучлуқ вә заманиви дунйаға җәң елан қилидиған қисми болса, техникиниң, ғайәт чоң санлиқ мәлумат амбири вә сүний әқилниң «сир сақлаш» нами астида қандақ қилип бирәр бесим қоралиға айландурулғанлиқини көрситидиған маддилардур. шәрқий түркистан, һазирниң өзидә дунйаниң әң тәрәққий қилған рәқәмлик назарәт тәҗрибиханиси орнида болуп, бу низам бу әмәлий әһвални қануний нормаллиққа айландурмақта. 10-мадда, «йеңи шифирлаш техникилири, чоң санлиқ мәлумат вә сүний әқил» ниң мәхпийәтлик саһәсидә қоллинилишини очуқ-ашкара риғбәтләндүрмәктә вә қоллимақта. бу, хитай дөлитиниң, уйғур хәлқиниң һәр бир һәрикитини, һәр бир рәқәмлик изини из қоғлаш үчүн тәтқиқ қилип йасиған IJOP (бирләшмә һәрбий һәрикәт суписи) ға охшаш системиларниң, әмдиликтә «дөләт мәхпийәтликини қоғдаш қорали» сүпитидә қанунлаштурулғанлиқидин дерәк бериду.
21-мадда, дөләт хизмәтчилириниң вә алақидар хадимларниң интернет ишлитишигә қаратқан чәклимиләр билән, рәқәмлик бир айриветишни йолға қоймақта. «әқлий иқтидарлиқ үскүниләр, дәрһал учурлишиш қораллири (үндидардин башқа әпләр), иҗтимаий таратқулар вә булут сақлаш мулазимәтлири»ниң дөләт мәхпийәтликлирини бир тәрәп қилиш үчүн ишлитилмәйдиғанлиқи билдүрүлсиму, әмәлийәттә бу мадда, дөләт мәмурлириниң вә сәзгүр саһә хизмәтчилириниң WhatsApp, Telegram, Signal ға охшаш шифирлиқ хәвәрлишиш әплирини ишлитишини җинайәт сүпитидә тонулушини пүтүнләй қанунлаштурмақта. бир уйғур академикниң йаки дохтурниң телефонида бу әпләрниң болушиму, «дөләт мәхпийәтликигә хәтәр елип келиш» еһтималлиқи барлиқи баһаниси билән җазалиниши үчүн йетәрлик сәвәб һесаблиниду. бу, шәрқий түркистанниң дунйа билән болған алақә қаналлириниң пүтүнләй кесилиши демәктур.
низам, 22-мадда билән дөләт органлириға«җасуслуқ өз-өзини сензорлаш әслиһәлири» қуруш вә «сүний әқилгә охшаш йеңи техникиларни қолланғанда мәхпийәтлик тәлипигә риайә қилиш» мәҗбурийити йүклимәктә. бу ипадә, һөкүмәт органлиридики компйутерларниң, торларниң вә һәтта күзитиш камералириниң, сүний әқил йардимидики һесаблаш усуллири (алгоризим) билән үзлүксиз сиканирлинип туридиғанлиқидин бешарәт бәрмәктә. сүний әқил, хизмәтчиләрниң һәрикәтлирини анализ қилиду, «ғәйрий» бир санлиқ мәлумат йоллаш йаки шубһилик бир ачқучлуқ сөз ишлитиш әһвалида аптоматик һалда агаһландуруш бериду. инсан назаритидин һалқип кәткән бу техникилиқ назарәт, хаталиққа мутләқ йпл қоймайдиған вә рәһим-шәпқити болмиған бир рәқәмлик қаравулға охшаш ишләйду.
учур системилириниң қурулуши, асраш вә йоқитиш җәрйанлирини бәлгиләйдиған 18-, 19- вә 20-маддилар, рәқәмлик дәлил-испатларниң йоқитилишиниму түзүмләштүрмәктә. болупму 18-мадда, брак компйутер вә санлиқ мәлумат сақлаш үскүнилириниң, пәқәт дөләт бәлгилигән мәркәзләрдә йоқитилишини шәрт қилмақта. бу мадда, «шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири» (Xinjiang Police Files) гә охшаш сир паш боп кетиш вәқәлириниң йәнә бир қетим йүз бәрмәслики үчүн елинған тәдбирдур. җаза лагерлиридики хатириләр, сорақ синлири вә бийологийәлик учурлар, иши түгигәндә из қалдурмайдиған шәкилдә, дөләт назаритидә йоқитилиду. тарихий җинайәтләрниң рәқәмлик излири өчүрүлүп, кәлгүсидики еһтималлиқи болған хәлқара сотлар үчүн дәлил қалдурмаслиқ нишан қилинмақта.
24-мадда, «учурларниң бир йәргә топлиниши вә бағлиниши» (data aggregation) нәтиҗисидә оттуриға чиққан мәлуматларниңму дөләт мәхпийәтлики һесаблинидиғанлиқини билдүрмәктә. бу, ғайәт зор санлиқ мәлумат анализиниң бир нәтиҗисидур. йәккә һаләттә зийансиз көрүнгән мәлуматларниң (мәсилән; бир кәнттики ток сәрпийати, туғут нисбити, сәпәр қетим сани) бир йәргә җәм қилинғанда дөләт йошурушни халиған бир һәқиқәтни (мәсилән; кәнтниң бошитилғанлиқини йаки лагерларға әвәтилгәнликини) ашкарилап қойуши әһвалида, бу мәлуматлар дәрһал «сир» даирисигә киргүзүлиду. дөләт, өзиниң истатистика органлириниң мәлуматлириниму сензор қилиш арқилиқ, нопус қирғинчилиқиниң излирини истатистика илмидин қачурушқа тиришмақта.
буниңдин башқа, 12-маддида көрситилгән «учур һәмбәһрләш вә хәтәрниң алдини елиш» механизми, биңтүән (шәрқий түркистандики ишләпчиқириш-қурулуш армийәси), армийә вә йәрлик һөкүмәт арисида бир гәвдиләшкән рәқәмлик мудапиә сепи қурулушини көздә тутмақта. бу, йәрлик вә һәрбий назарәт торлириниң бирлишиши демәктур.йәни, бир уйғур пуқраниң дохтурхана хатириси, сәпәр белити йаки банка содиси, охшаш вақитта һәм сақчи һәм биңтүән һәм һәрбий истихбарат тәрипидин көрүләләйду вә «хәтәр анализи» амбириға чүшиду.
хуласилигәндә, бу низам арқилиқ шәрқий түркистан, техникиниң инсанийәтниң хизмитигә әмәс, инсанниң қул қилинишиға беғишланған қорқунучлуқ бир моделға, бир «техно- һакиммутләқ» реҗимға айланмақта. интернет, әркин бошлуқ әмәс, бәлки дөләтниң һәр нәрсини көридиған көзигә айланған. бу техникилиқ қәпәс, тамлири болмиған әмма қечиш,йошурунуш мумкинсиз болған бир түрмидур.
үсти очуқ түрмә: чегра бихәтәрлики вә сайаһәт әркинликиниң тартивелиниши
2025-йилдики бу низам шәрқий түркистанниң җуғрапийәлик җәһәттин техиму йетим қалдурулушини кәлтүрүп чиқирип, районни ташқи дунйадин пүтүнләй алақиси үзүлгән бир «қара қута»ға айландуруп қоймақта. низамниң 29-маддисида, чегра районлирида «инсан күчи вә техникилиқ мудапиә»ни бирләштүргән бир гәвдиләшкән чегра қоғдаш системиси қуруш тәләп қилинған. бу шәрқий түркистанниң оттура асийа, җәнубий асийа вә башқа әркин дунйа билән болған барлиқ физикилиқ алақисиниң «төмүр пәрдиләр» арқилиқ техиму еғир шәкилдә үзүп ташлинидиғанлиқидин дерәк бериду. буниң билән, чегра бойидики йеза-кәнтләрдә йашайдиған хәлққә «чегра бихәтәрлики» дегән намда йүргүзүлүватқан бесим техиму күчийип, чегра линийәсигә орунлаштурулған електиронлуқ сензорлар, учқучисиз айропиланлар вә чарлиғучи қисимлар арқилиқ пүтүн район қаттиқ қамал қилинип, қушму учурулмайдиған һаләткә келиду. буниңдики мәқсәт, пәқәт ташқиридин киришни тосуп қелишла әмәс, техиму муһими, ичкиридин сиртқа қечиш йоллирини пүтүнләй етип, гуваһчилар вә қачқунларниң ташқи дунйа билән учришишиға қәтий имканийәт қалдурмаслиқтин ибарәт.
низам, мәмурийәткә кишиләрниң сайаһәт әркинликини, «сир сақлаш» баһаниси билән муддәтсиз тоңлитип қойуш һоқуқини бәрмәктә. 30-мадда вә 32-мадда, «мәхпийәтликкә мунасивәтлик кишиләр» дәп бекитилгән кишиләрниң паспортлириниң контрол астида тутулушини вә чәт әлгә чиқишиниң рухсәткә бағлинишини бәлгилимәктә. бирақ әсли тузақ, «мәхпийәтликтин айрилиш мәзгили» иҗраатидидур. буниңға асасән, сәзгүр вәзипиләрдә болған кишиләр (бу ениқлима уйғур зийалийлири вә мәмурлири үчүн халиғанчә кеңәйтилиши мумкин), хизмәттин айрилған йаки пенсийәгә чиққан тәқдирдиму, дөләт бәлгилигән муддәттә (айларчә йаки йилларчә) чәт әлгә чиқалмайду. бу, әмәлийәттә бир гөрүгә елиш сийаситидур. дөләт, дөләт җинайәтлиригә гуваһлиқ берәләйдиған һәр кимни, өмүр бойи дөләт ичидә солап туруш һоқуқиниң барлиқини мәзкур низам арқилиқ .қанунлаштурмақта.
мәзкур чәклимиләр пәқәт дөләт мәмурлири биләнла чәклинип қалмайду. 29-маддида армийә, таможна вә көчмәнләр идарисигә охшаш органларниң маслишишидин сөз ечилиши, чеградин өткән һәр кимниң йошурун «учур оғриси» муамилиси көридиғанлиқидин дерәк бериду. уйғурларниң һәҗгә бериши, оқуш үчүн чәт әлгә чиқиши йаки сода сайаһәтлири, «дөләт мәхпийәтликини сиртқа чиқириш хәвпи» баһаниси билән пүтүнләй тосулуши мумкин. паспорт елиш, бир һәқ болуштин чиқип, садақәт имтиһанидин өткәнләргә берилидиған бир имтийазға айланмақта.
буниңдин башқа, чегра районлиридики аһалиләр районлириниң, биңтүән (хитайниң шәрқий түркистандики ишләпчиқириш-қурулуш армийәси) билән бир гәвдиләштүрүлүши, районниң нопус қурулмисини өзгәртиш қурулушиниң бир қисмидур. чегра бихәтәрлики нами астида, уйғур кәнтлири бошитилиши йаки һәрбий районларға айландурулуши мумкин. бу низам, чегра линийәсини пуқралардин халий қилинған, пүтүнләй һәрбийләштүрүлгән тосаққа айландурушни мәқсәт қилмақта.
ахирқи һесабта, бу маддилар шәрқий түркистанни, кириш тәс, чиқиш болса мумкинсиз болған ғайәт зор бир йиғивелиш лагериға айландурмақта. чегралар, дөләтләрни бир-биридин айрип туридиған сизиқлар болуштин чиқип, хәлқни өз вәтинидә әсир тутидиған тамға айланған.
қануний тузақлар вә җазалаш: «хизмәт мәхпийәтлики» вә чеқимчилиқ мукапатлири
низамниң әң тузаққа дәсситәләйдиған вә қануний ениқлиқ пиринсипини дәпсәндә қилидиған бәлгилимилиридин бири, қошумчә һөкүмләр бөлүмидики 43-мадда билән кәлтүрүлгән «хизмәт мәхпийәтлики» (Gongzuo Mimi) уқумидур. бу мадда, «дөләт мәхпийәтлики» дәриҗисидә болмиған, әмма ашкариланғанда «органниң хизмәт йүрүшүшигә, бихәтәрликигә йаки мәнпәәтлиригә зийан беридиған» һәр түрлүк учурниң қоғдилишини көздә тутмақта. бу ениқлима шу қәдәр мүҗмәл вә кәңки, әмәлдарларға чәксиз бир җазалаш һоқуқи бәрмәктә. мәсилән; бир завуттики ишләш вақтиниң узунлуқи, бир дохтурханидики бимар зичлиқи, бир мәктәптики дәрслик өзгириши йаки бир кәнттики нопус азийишиға охшаш мәлуматлар, дөләт мәхпийәтлики болмисиму «хизмәт мәхпийәтлики» һесаблинип, буларни һәмбәһрлигәнләр җазалиниши мумкин. бу мадда, болупму мәҗбурий әмгәк лагерлиридики ишләпчиқириш шараитиниң вә тәминләш зәнҗирлириниң ашкарилинишини тосуш үчүн лайиһәләнгән алаһидә бир қануний тузақтур.
низамниң җинайи җавабкарлиқ бөлүми, рәһимсиз бир «җинайәт вә җаза» тәңпуңлуқи қурмақта. 41-мадда, пәқәт сирни ашкарилиғучинила әмәс, «мәхпийәтлик сақлаш башқурушиға сәл қариған» рәһбәрләрниму җавабкарлиққа тартип, органлар ичидә бир қорқунч қатлими йаратмақта. техиму вәһимилик болғини, 36-маддида бәлгиләнгән «паш қилиш вә мукапатлаш» механизмидур. низам, пуқраларни «мәхпийәтликкә дәхли қилиш» иһтимали болған әһвалларни паш қилишқа риғбәтләндүрмәктә вә буниң үчүн мукапат вәдә қилмақта. бу, 1966-1976 мәдәнийәт инқилаби мәзгилидики иҗтимаий чалма-кесәк қилиш (җазалаш) мәдәнийитиниң, заманиви қанун тили билән қайта тирилдүрүлүшидур. бу әһвалда пул мукапатиға иһтийаҗи болған йаки сийасий номур қазинишни халиған кишиләр, қошнилирини, хизмәтдашлирини йаки туғқанлирини асассиз әйибләшләр биләнму паш қилиши мумкин. бу мадда, җәмийәттә гуманхорлуқни түзүмләштүрүп, ишәнчни йоқатмақта вә һәммәйләнни йошурун чеқимчиға айландурмақта.
39-мадда, пуқраларға вә органларға, «мәхпийәтликкә мунасивети болған хадиминиң йоқилиши, панаһлиқ тилиши йаки қачурулуши» әһвалида дәрһал доклат қилиш мәҗбурийити йүклимәктә. бу мадда, хитай дөлитиниң өз мәмурлириғиму ишәнмәйдиғанлиқиниң иқраридур. болупму чәт әлгә қечиш еһтималлиқи болған кишиләр, «йоқап кәткән» салаһийитигә чүшүп қалған һаман, аилиси вә әтрапи үстидә зор бир бесим қурулуп, «қачқун» киши тепилғучә йеқинлири гөрүгә елиниши мумкин. бу, четип җазалаш усулиниң бир түридүр.
тәкшүрүш һоқуқлириниң кеңәйтилишиму диққәт қилишқа әрзийду. 35-мадда, мәхпийәтлик идарисиниң; интизам тәкшүрүш комитети (партийә мупәттиши), җамаәт хәвпсизлики (сақчи), дөләт бихәтәрлики (истихбарат) вә тәптиш мәһкимиси билән маслишип ишлишини буйруйду. бу, нормал бир мәхпийәтликкә даир мәмурий тәкшүрүшниң дәқиқидә террор йаки җасуслуқ делосиға айлинип кетидиғанлиқидин дерәк бериду. шәрқий түркистанда «мәхпийәтликкә дәхли қилиш» әйиблиши билән башланған бир җәрйан, көпинчә йиғивелиш лагери йаки узун муддәтлик қамақ җазаси билән ахирлашмақта. сот мустәқиллиқи болмиған бир дөләт түзүлмисидә, бу маслишиш механизми, җавабкарниң өзини қоғдаш һоқуқини пүтүнләй тартивалидиған бир «җазалаш машиниси» ға охшаш һәрикәт қилиду.
қануний нуқтидин қариғанда, бу низам «қанун сиртида җинайәт вә җаза болмайду» пиринсипиға хилаплиқ қилмақта. чүнки неминиң җинайәт (дөләт сири) икәнлики алдин мәлум әмәс; мәмурийәт, ишиға путлашқан һәр қандақ учурни , путлишиш йүз бәргән пәйттә «сир иди» дәп елан қилип, кишиниң өтмүшини сүрүштүрүп әйиблийәләйду. бу, қанунни бир бесим қорали сүпитидә қоллинидиған «қанун арқилиқ зәрбә бериш» (Lawfare) истратегийәсиниң әң қопал мисалидур.
хуласә: қирғинчилиқниң муәссәсәлишиши
2025-йили 26-нойабирда қобул қилинған вә 2026-йили иҗра қилинидиған бу низам, шәрқий түркистан тарихиниң әң қараңғу сәһипилиридин бири сүпитидә хатирилиниши керәк. текистниң пүтүн мәзмуни тәкшүрүлгәндә, хитай һакимийитиниң мәқситиниң «дөләт сири бихәтәрлики» әмәс, «һәқиқәтни йошуруш» икәнлики шүбһисиз. җаза лагерлири, мәҗбурий әмгәк, туғут чәкләш вә мәдәнийәт қирғинчилиқи сийасәтлири билән хәлқара җәмийәтниң наразилиқини қозғиған бейҗиң реҗими, бу қанун арқилиқ җинайәт нәқ мәйданиға «көрүш мәни қилиниду» темини соқмақта вә дәлил-испатларни, изни йоқитишни қануний мәҗбурийити сүрүштүрүлидиған дөләт сийаситигә айландурмақта.
шәрқий түркистан хәлқи үчүн бу түзүм, мәвҗутлуққа қаритилған бир тәһдиттур. бир милләтниң тили, дини вә мәдәнийити чәклиниватқанда, әмдиликтә бу чәклиминиң дунйаға аңлитилишиму чәкләнмәктә. уйғур хәлқи, һәм физикилиқ һәм рәқәмлик тамниң арқисиға қамалмақта, авази боғулмақта вә әслимиси өчүрүлмәктә. «дөләт мәхпийәтлики» дейилгини, шәрқий түркистанда дөләт садир қилған җинайәтләрниң тизимликиниң дәл өзидур.
бу низам, дунйа җамаәтчиликигә вә хәлқара қанун органлириға қарита мәйдан оқуштур. хитай, аталмиш«игилик һоқуқи» вә «ички қанун» законлирини қоллинип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамилирини вә универсал кишилик һоқуқ нормилирини шәрқий түркистан земинида инавәтсиз қилғанлиқини бималал җакарлимақта. йәни, техника ширкәтлириниң, бу қанунға маслишиш нами астида хитайниң назарәт үскүнилиригә беридиған йардими, хитайниң җинайитигә шерик болғанлиқ һесаблиниду.
хуласилигәндә; бу һөҗҗәт бир қанун әмәс, бир» гачилаштуруш,гаслаштуруш пәрмани» дур. шәрқий түркистанлиқларниң көзидә бу текист, ишғалчиниң худуксиришиниң, қорқунчиниң вә җинайәтчилик писхикисиниң һөҗҗитидур. бирақ тарих шуни испатлидики, һечқандақ қанун һәқиқәтни мәңгүлүк қамап туралмайду вә һечқандақ там бир милләтниң әркинлик ирадисини пүтүнләй тосуп қалалмайду. мана бу анализ, зулумниң қанунлаштурулушиға қарши, һәқиқәтниң вә адаләтниң авази болуш тиришчанлиқимизниң бир қисмидур.
пайдиланма:
шинҗаң уйғур аптоном районлуқ 14-нөвәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети: «шинҗаң уйғур аптоном райониниң дөләт мәхпийәтликини қоғдаш низами» (2025-йили 26-нойабир шинҗаң уйғур аптоном районлуқ 14-нөвәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 25-йиғинида қобул қилинди), «шинҗаң гезити» дә бесилди, 2025-йили 1-декабир, A06-бәт.