тайланд кишилик һоқуқ комитети: уйғурларни қайтуруветиш қанунсизлиқ

2025-йили 4-декабир

2025-йили 2-айниң 27-күни, тайланд даирилири 40 нәпәр уйғур мусапирниң хитайда қийин-қистаққа, мәҗбурий ғайиб қилинишқа вә башқа инсанийәтсиз муамилиләргә учраш хәвпиниң йуқири икәнликини испатлайдиған нурғун дәлил-асасларға қаримай, уларни хитайға қайтурувәткән иди. әмдиликтә, тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитети тайланд һөкүмити, дөләт хәвпсизлик кеңиши вә көчмәнләр идарисиниң һәм хәлқаралиқ қанунларға, һәм тайланд қанунлириға хилаплиқ қилғанлиқини, хәлқараниң тайландқа болған ишәнчисигә бузғунчилиқ қилғанлиқини, шундақла бу әһвалниң тайландниң йәршари иқтисад вә сода мунасивәтлиригә һәмдә мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған дөләтләр арисидики орниға сәлбий тәсир көрсәткәнликини җәзмләштүрди.

2014-йили, бир түркүм уйғур мусапирлар хитай коммунистик партийәсиниң шәрқий түркистанда 27 миң 164 кишини тутқун қилған «қаттиқ зәрбә бериш» һәрикитидин қечип қутулған иди. хитайниң партийә-дөләт таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, бу рәсмий қолға елиш нисбитиниң 2013-йилдикидин %95 тин көпрәк ашқанлиқидин дерәк берәтти.

әйибләшләрниң мүҗмәллики, сотларниң очуқ-ашкара болмаслиқи вә илһам тохтиға охшаш мәшһур, тинчлиқпәрвәр зийалийларниң қолға елиниши, буниң тәшвиқ қилинғинидәк «террорлуққа зәрбә бериш» әмәс, бәлки уйғурларни бир милләт сүпитидә нишанға алған һәрикәт икәнликини көрситип бәрди.

һалбуки, нурғун қачқунлар үчүн қабаһәтлик чүш техи ахирлашмиған иди. 2014-йили тайланд көчмәнләр даирилири тәрипидин 300 дин артуқ мусапир тутувелинди. уларниң ичидики 173 киши түркийәгә орунлаштурулди, 109 киши хитайға қайтуруветилди, кәм дегәндә бәш киши, җүмлидин бир йеңи туғулған бовақ вә бир бала қамақханида һайатидин айрилди.

аридин он йилдин артуқ вақит өткән болсиму, улардин 48 киши тайланд көчмәнләр қамақханисида тәқдири намәлум һаләттә туруп қалди; улар бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимисиниң мусапирлиқ салаһийитини бекитиши, үчинчи дөләтләрниң қобул қилиш тәклипи вә хитайниң уларни қайтуруп бериш бесими арисида қисилип қалди.

шәрқий түркистанда давамлишиватқан инсанийәткә қарши җинайәтләр вә ирқий қирғинчилиққа аит дәлил-асасларниң, җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң 2022-йили елан қилған вә барлиқ әза дөләтләрни хәлқаралиқ қайтурувәтмәслик (non-refoulement) пиринсипиға асасән һәрқандақ уйғурни хитайға қайтурмаслиққа рәсмий чақириқ қилған доклатиниң оттуриға чиқишиға қаримай, тайланд даирилири бу 48 кишини қойуп беришни вә уларниң үчинчи дөләткә орунлишишиға йол қойушни изчил рәт қилип кәлди.
кейин ишлар техиму йаманлашти.

2024-йилиниң ахирида, тайландниң 40 кишини хитайға қайтуруветидиғанлиқидин бешарәт беришигә қарита, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, демократик һөкүмәтләр, қанун чиқарғучилар вә аммиви тәшкилатлар наразилиқ билдүрди.

2025-йили 1-айда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислири бу һәқтә байанат елан қилип, хәвпни оттуриға қойди:

«хитайдики уйғур аз санлиқларға қилиниватқан муамилә толуқ һөҗҗәтләштүрүлгән,» деди мутәхәссисләр. «биз уларниң қийин-қистаққа учраш еһтималлиқи бар дөләтләргә қайтурувәтмәслик тоғрисидики хәлқаралиқ чәклимигә хилап һалда, оңшиғили болмайдиған зийанға учраш хәвпи барлиқидин әндишә қиливатимиз.»

шундақ туруқлуқ, 2025-йили 2-айниң 27-күни, тайланд хитайниң тәлипигә бойун егип, қолға елинған уйғурлардин 40 кишини, өз хәлқигә қилинған ирқий қирғинчилиқ етирап қилинған бир дөләткә қайтурувәтти.
калифорнийә университети ирвин шөбисиниң пирофессори җәфрий вассерстром бу қайтуруветиш һәққидики бир обзорида, тайландтики вәзийәтни он йил илгирики әһвалға селиштуруп, бу вәқәниң тайландниң кишилик һоқуқ тәрәққийатидики тосалғуни — йәни сәрхиллар билән хитай оттурисидики мунасивәтни әслитидиғанлиқини тәкитлиди:

«өтмүштики кишини биарам қилидиған әндизиләр тәрәптин алғанда, уйғурларниң қайтуруветилиши бар. бу шуниңдин дерәк беридуки, банкокта йеңидин қурулған пуқралар һөкүмитиму худди өзидин бурунқи һәрбий һөкүмәткә охшашла, пәқәт йәрлик тәнқидчиләргила әмәс, бәлки шималдики қудрәтлик вә мустәбит қошнисиниң зулмидин қечип панаһлиқ тилигәнләргиму илгирикидәк тонуш болған һәрикәтләрни қоллинишни халайду; чүнки тайландниң һакимийәт бешидики сәрхиллири йеқинқи һәр бир нөвәтлик тәркибидә, ашу қошнисиға йахшичақ болушқа тәшна икәнликини көрситип кәлди.»

әмма 2025-йили 11-айда, тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитети 40 нәпәр уйғурниң хитайға қайтуруветилишигә мунасивәтлик төт парчә айрим әрз тапшурувалғанлиқини елан қилди.

бу әрзләр тайланд һөкүмити, дөләт хәвпсизлик кеңиши вә көчмәнләр идарисиниң үстидин сунулған иди. әрздә бу қайтуруветишниң «уларниң қийин-қистаққа, мәҗбурий ғайиб қилинишқа вә башқа инсанийәтсиз муамилиләргә учраш хәвпиниң йуқири икәнликини көрситидиған ишәнчлик дәлил-асасларға қаримай» елип берилғанлиқи илгири сүрүлгән.

комитет әмәлий әһвални тәкшүрүш елип берип, «җавабкарларниң уйғурлар қайтурулғандин кейин, уларниң бихәтәрликигә йаки қийин-қистаққа учримаслиқиға капаләтлик қилғанлиқиға аит һечқандақ дәлил йоқлуқини» байқиди.

униңдин башқа, комитет тайланд һөкүмити, дөләт хәвпсизлик кеңиши вә көчмәнләр идарисиниң «пәқәт хитайниң дипломатик вәдилиригила тайанғанлиқини, қайтуруветиш җәрйаниға аит һечқандақ дәлиллигили болидиған испат йаки уйғурларниң өз ихтийарлиқи билән мақуллуқ билдүргәнлики һәққидә испат тәминлийәлмигәнликини» қәйт қилди.

комитет йәнә қайтуруветилгәнләргә капаләтлик қилиш үчүн елип берилған мустәқил көзитишниң йетәрсиз икәнликини билдүрди вә төвәндикидәк һөкүм чиқарди:

«шуниң билән, тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитети мәзкур үч җавабкарниң һәрикити йаки һәрикәтсизлики кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилишқа йатиду, дәп хуласә чиқарди. бу қайтуруветиш хәлқаралиқ қайтурувәтмәслик пиринсипиға, хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамилиригә вә 2022-йиллиқ ‹қийин-қистақ вә мәҗбурий ғайиб қилишниң алдини елиш қануни› ға хилап. бу йәнә болупму тайланд бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә (2025–2027) сайланғандин кейин, хәлқараниң тайландқа болған ишәнчисигә бузғунчилиқ қилди. бу вәқә йәнә тайландниң йәршари иқтисад вә сода мунасивәтлиригә һәмдә мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған дөләтләр арисидики орниға тәсир көрсәтти.»

https://safeguarddefenders.com/en/blog/thai-human-rights-commission-uyghur-deportation-unlawful