адил, абдухалиқ вә салам турсун 2013-йили хитай билән һиндистан оттурисидики бәлгисиз чеградин ладахқа (Ladakh) өткән болуп, шу вақиттин буйан тутқунда турмақта. улар йурти шәрқий түркистанда дуч келиши муқәррәр болған тутқун қилиниш хәвпидин қечишқа урунған иди. (сүрәттә: уйғур тәтқиқат мәркизи тәминлигән)
«Guardian» гезити мухбирлири
2025-йили 5-декабир, җүмә
сот һөҗҗәтлиригә асасланғанда, 2013-йили 12-ийун ахшими, үч нәпәр «хитайлиқ чеграни бөсүп киргүчи» һиндистан армийәси тәрипидин ладахниң тағлиқ шималий районидики инсан айиғи басмайдиған, чәт-йирақ чөл болған султан чускуда қолға елинған.
турсун аилисиниң оғуллири болған адил (23 йаш), абдухалиқ (22 йаш) вә салам (20 йаш) ладах билән чегралинидиған шәрқий түркистанниң ғәрбий җәнубий районлиридин аптобус вә пийадә һалда һималайа тағлириниң хәтәрлик йар-даванлирини ешип, 13 күнлүк җапалиқ сәпәрдин кейин, чегра бәлгиси ениқ болмиған, талаш-тартиштики бу районға келип қалған иди.
бу қериндашлар һиндистан армийә әмәлдарлириға, хитай даирилириниң уйғур мусулманлириға қаратқан бастурушини күчәйтип, бир нәччә уруқ-туғқанлирини җаза лагерлириға соливалғандин кейин, қәшқәр шәһиригә йеқин йуртидики аилисидин қечип чиққанлиқини ейтқан.
мәлумки, өткән он йил мабәйнидә шәрқий түркистанда бир милйондин артуқ уйғурниң пәқәт мәсчиткә барғини йаки йағлиқ артқини үчүнла «қайта тәрбийәләш» намидики җаза лагерлириға қамалғанлиқи вә түрлүк қийин-қистақларға учриғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

хитай, һиндистан вә пакистан тәрипидин охшимиған шәкилдә контрол қилиниватқан талаш-тартиштики земинлар
хитай тәрәп буни ашқунлуққа қарши туруш үчүн елип берилған «қанунсиз диний паалийәтләрни контрол қилиш» вә «кәспий маарип вә тәрбийәләш мәркәзлири» тәдбири дәп ақлисиму, әмма америка қатарлиқ башқа дөләтләр бу қилмишларниң «ирқий қирғинчилиқ»қа йатидиғанлиқини ениқ билдүрди.
һәрбий тәрәпниң икки айлиқ сорақ қилишидин кейин, бу қериндашлар «чеградин қанунсиз өтүш» җинайити билән әйиблиниши үчүн йәрлик сақчиларға тапшуруп берилди. бирақ, шуниңдин кейинки ишлар бүгүнгичә давамлишиватқан бир бийурократик паҗиәгә айланди.
һечқандақ бир һиндистан тилини билмәйдиған бу үч уйғур йигит үчүн һиндистан қанун системиси ичидә йол тепиш мушәққәтлик болди. сот мәһкимиси тәрипидин тәйинләнгән адвокатму охшашла тил тосалғусиға дуч кәлди. улар түрмидә бир йил йетип, камердашлиридин йәрлик тилни аз-тола өгәнгәндин кейинла, андин сотчиниң соаллириға җаваб берәләйдиған һаләткә кәлди.
ақивәттә уларниң һәр биригә 18 айлиқтин қамақ җазаси берилди. әмма уларниң паҗиәси буниңлиқ билән ахирлашмиди.

һиндистан чегра сақчилириниң 2013-йилдики ака-укиларниң қолға елиниши тоғрисидики доклати; доклатта улар «хитайлиқ чегра бөсүп киргүчиләр» дәп тәсвирләнгән. (сүрәт: тәминләнгән)
уларға һөкүм қилинған чағда, улар затән бир йилни түрмидә өткүзүп болған болуп, алтә ай ичидә әркинликкә чиқиши күтүлгән иди. бирақ һиндистанниң сийасий вәзийитидә өзгириш болди; баш министир нарендра моди рәһбәрликидики һинду милләтчилири асасий гәвдә болған баратийа җаната партийәси (Bharatiya Janata Party) һакимийәт бешиға чиқти.
җаза муддити тошқанда, даириләр уларни қойуп беришниң орниға, «җамаәт бихәтәрлик қануни»ни ишқа салди. бу талаш-тартишлиқ қанун бир кишини сотсиз алтә ай тутуп турушқа, зөрүр тепилса бу муддәтни икки йилғичә узартишқа йол қойатти.
даириләр үзлүксиз йеңилап турған тутуп туруш буйруқлириға асасланғанда, бу үч киши һөкүмәтниң уларни қойуп бериш йаки хитайға қайтуруветиш қарарини күтүп, муддәтсиз қамақта қалидиған болди.
уларниң бирдинбир тайанчиси — сот мәһкимиси тәйинлигән, түрмини қәрәллик зийарәт қилидиған вәкилләр өмики тәркибидә улар билән көрүшүп қалған адвокат муһәммәд шафи лассу иди. шафи уларниң пәқәт һиндистанға қанунсиз киргәнлики үчүнла шунчә узун қамалғанлиқиға ишәнгүси кәлмиди.
«улар маңа [хитайдики] җаза лагерлириниң биригә әвәтилишидин қорқуп, пәқәт җанни сақлап қечишнила ойлиғанлиқини ейтти. улар һәтта һиндистан чеграсидин өтүп кетиватқанлиқиниму билмәйттикән» дәйду у.
өткән он йил мабәйнидә шафи һәқсиз йардәм қилиш асасида уларниң әркинлики үчүн күрәш қилған болсиму, әмма һиндистан һөкүмитиниң мәйданида һечқандақ өзгириш болмиди.
бу үч қериндаш бир қанчә қетим түрмидин-түрмигә йөткәлгән болуп, һазир деһлиға йеқин һарийана иштатидики карнал шәһиридә тутуп турулмақта.
шафиниң ейтишичә, қериндашлар бир-биридин айриветилгән болуп, қолға елинған җәңчиләр вә еғир җинайәтчиләр қамилидиған тар камерларда йатмақта. у йәнә, йуртиниң салқин һава килиматиға көнүп қалған бу йигитләрниң түрминиң начар тамақлиридин башқа, һиндистанниң томуз иссиқи биләнму елишиватқанлиқини билдүрди.
«хитайниң уйғурларға қаратқан зийанкәшлики хәлқарада етирап қилинған бир мәсилә,» дәйду шафи. «бу кишиләр әнә шу йавузлуқниң қурбанлири. улар җинайәтчи әмәс йаки һечкимгә тәһдит салғини йоқ.»
«һөкүмәтниң уларға адил муамилә қилиш әхлақий мәҗбурийити бар. улар он йилдин артуқ вақит бундақ ечинишлиқ шараитта йашиғудәк немә иш қилди?»
шафиниң билдүрүшичә, үч қериндаш қәшқәрдә қалған аилисиниң тәқдиридин бихәвәр икән. у уларға сийасий панаһлиқ берилиши вә қәтий һалда хитайға қайтурулмаслиқи керәк, дәп қарайду. «уларниң шунчә йиллардин буйан тартқанлири рәһимсизлик вә инсанийәтсизликтур,» дәйду у.

мәһбусларниң адвокати муһәммәд шафи лассу; у уларға һәқсиз адвокатлиқ қилипла қалмай, һәтта түрмә вә давалиниш чиқимлирини төләш үчүн уларға өз йенидин пул әвәтип бәргән. (сүрәт: тәминләнгән)
«икки инисидә саламәтлик мәсилилири көрүлди. түрмә тамақлири сүпәтсиз — асасән йасмуқ — болуп, уларға йақмиғанлиқи үчүн бовасир болуп қалди вә давалиниш имканийитиму бәк чәклик.»
шафиниң ейтишичә, бир дохтур қериндашларниң биригә оператсийә қилдуруш тәклипини бәргән болсиму, әмма түрмә даирилири буниңға рухсәт қилмиған. шафи уларни қәрәллик йоқлап туридиған болуп, түрмидики күндилик хәҗләр вә давалиниш чиқимлирини қамдаш үчүн һәр ай өз йанчуқидин уларға пул әвәтип бериду.
түрмидә йетиш җәрйанида, бу үч қериндаш камердашлири билән параңлишиш, китаб вә гезит оқуш арқилиқ төт хил йәрлик тилни вә инглиз тилини өгинивалған.

бумбайдики хитай консулханиси йенида, бейҗиңниң шәрқий түркистандики уйғур мусулманлириға қаратқан сийаситигә қарши намайиш қилған бир һиндистанлиқ намайишчи қолға елинғандин кейин сақчи машинисидин варқиримақта. (сүрәт: EPA)
«чоңи инглиз тилини бәк йахши көриду вә мән билән пат-пат инглизчә сөзлишишкә тиришиду, әмма сақчилар чүшәнмигәнлики үчүн уни тосуп, һинди тилида сөзләшкә мәҗбурлайду. мән уларға ‹силәр қойуп берилгәндин кейин тил оқутқучиси болисиләр› дәп чақчақ қилип қойимән,» дәйду шафи.
кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ейтишичә, моди һөкүмити мәзгилидә, диний азсанлиқлар, болупму мусулманлар һиндистанда системилиқ кәмситиш вә чәткә қеқишқа дуч кәлмәктә.
ладах 2019-йилғичә тәвә болған, һиндистан башқурушидики кәшмирниң сабиқ йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдари латиф у заман дева, бу үч кишини кәмситиш сийаситиниң қурбанлири дәп қарайду.
«бу үчәйләнни давамлиқ қамап қойуш қанунға хилап. бу, нөвәттики һөкүмәтниң мәлум бир җамаәткә, йәни мусулманларға қандақ муамилә қиливатқанлиқини көрситип беридиған нурғун мисалларниң бири,» дәйду дева.
«уларға қарши ишлитиливатқан қанун дөләткә қарши паалийәтләр билән шуғулланған йаки еғир җинайәт садир қилғанлар үчүн чиқирилған болуп, панаһлиқ тиләватқан мәзлумларға қаритилған әмәс.»
шафи уларни қутулдуруш үчүн күрәшни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди: «һиндистан тарихниң охшимиған басқучлирида түрлүк зулумға учриған җамаәтләрдин болған он миңлиған кишигә панаһлиқ бәргән. һәтта зулумға учриған миңлиған тибәтләр бүгүнки күндә бу йәрдә йашайду вә сүргүндики һөкүмитини башқуруватиду.»
«әгәр һөкүмәт уларниң бу йәрдә йашишини халимиса, уларни қойуп берип, сийасий панаһлиқ берәләйдиған бирәр дөләткә кетишигә рухсәт қилса болиду. мән уларниң бир күни әркинликкә еришишини үмид қилимән — бу мениң һайатлиқ нишанимдур.»