шәрқий түркистанниң авази боғулуватқан бир пәйттә, бир зийалий җим турмиди. пирофессор , доктор илһам тохти тинчлиқ вә баравәрлик тәләп қилғанлиқи үчүн муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди. у хәлқи үчүн сөзлиди, адаләт үчүн күрәш қилди; буниң бәдилини болса өз һөрлүкидин айрилиш билән төлиди.
журналист вә йазғучи халис өздәмир йазиду: «шәрқий түркистанлиқ зийалий — илһам тохтиға әркинлик»
шәрқий түркистанда әркинлик вә тинчлиқ күриши елип бериватқан пирофессор, доктор илһам тохти коммунист хитай һакимийити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди.
биз пат-пат «шәрқий түркистан үчүн немә қилалаймиз?» дегән соалға дуч келимиз. әмдиликтә «бу ишта мениңму бир кишилик һәссәм болсун» дәйдиған академиклиримиз, мәрһәмәт қилиңлар! сизләрму имза қойуш арқилиқ «илһам тохтиға әркинлик» карвиниға қетилиңлар.
мәсилигә тинч йол билән һәл қилиш чариси издигән илһам тохти, «хитай қанунлири» бойичиму муддәтсиз қамақ җазаси билән җазаланди.
чүнки хитай нә тинчлиқни, нә мәсилиниң һәл болушини халимайду; хитайниң мәқсити — шәрқий түркистанни толуқ ишғал қилиш вә мусулман түрк хәлқини йоқитиштур. шуңа, улар уйғур зийалийси илһам тохтини түрмигә ташлаш арқилиқ, бу һәқиқәт авазини җимиқтурмақчи болди.
өзини «түркистан әркинлик җәңчиси» дәп тәриплигән илһам тохти, елип барған күриши һәққидә мундақ дәйду:
«мән миллитим үчүн сөзлидим вә күрәш қилдим. ортақ тинчлиқ вә хитайниң кәлгүси үчүн пикир вә қарашлиримни оттуриға қойдум. түрмә һайатимниң қандақ вә қанчилик
давамлишидиғанлиқини билмәймән, әмма аллаһқа болған ишәнчим камилдур. бешимға келидиғанлардин қилчә қорқмидим, буниңдин кейинму қорқмаймән.»
шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ давамлишиватқан бир пәйттә, хәлқниң мәвҗутлуқни сақлаш күришиму тохтап қалмиди.
коммунист хитай шәрқий түркистандики мусулман түркләргә һәр хил зулумларни қилди вә қилишни давамлаштуруватиду.
әпсуски, инсанийәт буниңға сүкүт қилмақта. бүгүн хитай шәрқий түркистанда ашкара һалда ирқий тазилаш вә ассимилйатсийә йүргүзүватиду. сөз әркинликини қойуп турайли, уйғурларниң дин, тил вә мәдәнийәтлирини сақлап йашишиму мумкин болмайдиған һалға кәлди.
балиларниң ата-анилиридин мәҗбурий айриветилип ассимилйатсийә қилиниши вә хитайлаштурулуши, әр-айал демәстин лагерларға қамилиши, бу җайларда басқунчилиқ вә орган содисини өз ичигә алған әқилгә сиғмайдиған қийин-қистақларниң йүргүзүлүши, аман қалғанларниң болса қул ишчи сүпитидә ишлитилиши — хәлқаралиқ мустәқил тәшкилатлар тәрипидин дунйаға ашкариланмақта.
шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар дунйаниң һәрқайси җайлирида әркинлик күришини давамлаштурмақта.
бу күрәшни түркийәдин йиллардин бери қоллап келиватқан «әйса йүсүп алиптекин вәхписи» (İYAV), «түрк дунйаси тәтқиқат вәхписи» (TDAV) вә «илһам тохти тәшәббус һәрикити» (İTİH), хитай зинданлирида 11 йил бурун муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохти үчүн мәхсус паалийәт уйуштурди. паалийәтниң мәқсити — илһам тохтини «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзат көрситиш, 2014-йили тутқун қилинған илһам тохтиниң қойуп берилишини қолға кәлтүрүш вә шәрқий түркистан дәвасини техиму кәң аммиға аңлитиштур.
тохти, хитайниң «миллий территорийәлик аптономийә қануни» ниң шәрқий түркистанда әмәлий иҗра қилиниши үчүн академик вә пуқрави саһәдә күрәш қилған. униң бирдинбир «җинайити» — тинчлиқ күрәшчиси болғанлиқидур. илһам тохтиниң кәлгүсидә йуқири рәһбәрлик қабилийитини намайан қилиш еһтималлиқиму, униң тутқун қилинишиға сәвәб болған амиллардин бири болуши мумкин.
1969-йили 10-айниң 25-күни атушта бир уйғур аилисидә дунйаға кәлгән илһам тохти, иқтисад кәспидә билим алған вә хитайниң нурғунлиған университетлирида оқутқучи болуп хизмәт қилған.
у қурған «Uighurbiz» (уйғурбиз) намлиқ тор бекити арқилиқ, шәрқий түркистанда тинчлиқ вә асасий қанунлуқ һоқуқлар даирисидә баравәрликни тәшәббус қилатти. бирақ, хитай илһам тохтиниң паалийәтлиридин биарам болуп, 2014-йили 1-айниң 15-күни уни тутқун қилди вә «бөлгүнчилик» билән әйибләп қамаққа алди. 2014-йили 9-айниң 23-күни шәрқий түркистан йуқири хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди вә барлиқ мал-мүлки мусадирә қилинди.
хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири илһам тохтиниң тинч йол билән пикир байан қилиш вә академик һоқуқлирини қолланғанлиқи үчүнла җазаланғанлиқини дунйаға җакарлиди. хәлқара җәмийәт илһам тохтиниң бир «идийә мәһбуси» икәнликини тәкитләш билән биргә, униң шәртсиз қойуп берилишини тәләп қилмақта.
тохтиниң күриши пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки шәрқий түркистандики мусулман түркләрниң һәқ-һоқуқ, мәдәнийәт, кимлик вә кишилик һоқуқлирини қоғдаш күришидур.
тохти бу етиқадини мундақ хуласиләйду:
«мән бир уйғур зийалийсимән вә хәлқимгә болған муһәббитим наһайити чоңқур. хәлқимниң азаблириға сүкүт қилишим мумкин әмәс. хитай асасий қанунида аптономийәгә аит маддилар бар, лекин униң әмәлийлишиши үчүн техи нурғун мусапиләрни бесишқа тоғра келиду. тинчлиқ вә өзара чүшиниш арқилиқ һәл қилиш чариси тепилидиғанлиқиға ишинимән.»
униң хизмәтлирини йеқиндин көзәткәнләр шуни алаһидә тәкитләйдуки, илһам тохтиға қилинған бу зулум — шәрқий түркистанда пәқәт зораванлиқ билән әйибләнгәнләрниңла әмәс, бәлки тинчлиқ тәләпләр билән оттуриға чиққан мөтидил кишиләрниңму нишан қилинидиғанлиқини көрситип бериду.
шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ вә зулум һелиһәм давамлашмақта.
илһам тохти муддәтсиз қамақ җазасидин кейин йазған бир мәктупида мундақ дәйду:
«мән миллитим үчүн сөзлидим вә күрәш қилдим. тинчлиқ вә хитайниң кәлгүси үчүн пикирлиримни ипадә қилдим. аллаһқа болған ишәнчим камилдур. һәқ-һоқуқлиримизниң бир күни чоқум берилидиғанлиқиға ишинимән. тинчлиқ вә әркинлик — аллаһниң лүтфидур. күчлүк болуңлар, өзүңларни хараб қилмаңлар, худа буйруса йеқин кәлгүсидә йәнә дидарлишимиз.»
бу зулумниң ахирлишиши үчүн тиришчанлиқ көрситиш — пәқәт мусулман түркләрниңла әмәс, бәлки пүтүн инсанийәтниң вәзиписидур.
илһам тохтиниң «нобел тинчлиқ мукапати» ға еришиши үчүн өткән йилларда қилинған тәшәббуслар нәтиҗисиз қалди. әмдиликтә «2026-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати» үчүн йеңидин илтимас сунуш нишанланмақта. илһам тохти бүгүнгә қәдәр нурғунлиған хәлқаралиқ мукапатларға еришти, бәш қетим нобелға намзат көрситилди вә алдинқи бәш намзат қатаридин орун алди.
бу қетимқи тәшәббуста пәқәт академикларла беләт ташлийалайдиған болғачқа, академикларниң қоллиши интайин муһим.
қени, сизму «пиропесор, доктор илһам тохтиға әркинлик» карвиниға қетилиң!
(буниң үчүн «әйса йүсүп алиптекин вәхписи» — İYAV билән алақиләшсиңиз болиду.)
зулумға рази болуш — зулумдур.
мәзлумларниң сукути залимларни техиму һәддидин ашуриду.
вәссалам...
түркчә мәнбә: