тәһрири:әланур әттар
асасий мәзмуни
бу мақалидә, хитай ахбарат агентлиқи (CNS) тәрипидин елан қилинған вә «шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси»ниң муавин башлиқи йү шаңпиң билән өткүзүлгән сөһбәт мәнбә қилинип, хитай хәлқ җумһурийитиниң шәрқий түркистандики диний сийасәтлириниң тарихий вә сөзләм асаслири тәһлил қилиниду. шундақла, «көп дин биллә мәвҗут болуп туруш» вә «динларни хитайчилаштуруш» уқумлири иҗтимаий тилшунаслиқ нуқтисидин анализ қилиниду.
сөһбәттә йү шаңпиң, шәрқий түркистанниң диний тарихини төт асаслиқ басқучқа айрийду: (1) иптидаий динлар вә шаманизм дәври, (2) будда дини һөкүмран болған көп динлиқ дәвр, (3) ислам вә будда дини биллә мәвҗут болған өткүнчи дәвр (4) ислам һөкүмран болған, әмма башқа динлар (хиристийан, давҗийав дини қатарлиқлар) билән биллә мәвҗут болуп турған заманиви дәвр. йү, районниң тарихида «һәргизму йәккә бир динниң (йәни исламниң) мутләқ һөкүмранлиқ орунда турмиғанлиқи», әксичә «бир йаки икки динниң йетәкчиликидики көп хиллиқ қурулмиси»ниң асас икәнликини илгири сүриду. бу байан, исламниң райондики онтологийәлик (мәвҗутлуққа аит) вә тарихий һөкүмранлиқини суйулдуруп, уни тарихий җәрйандики «таллашлардин бири» орниға чүшүрүшни мәқсәт қилған бир «нормаллаштуруш» истратегийисидур.
иҗтимаий тилшунаслиқ анализи, бу сөһбәт текистиниң бир «тарих қурулуши» (тарихни өзгәртип қураштуруш) ниң бир парчиси икәнликини оттуриға қойиду. текист, «өтмүшни қайта йасап чиқиш» арқилиқ, бүгүнки «хитайчилаштуруш» сийасәтлиригә рәсмийлик ,даналиқ түси бериду. йүниң «маслашқан динлар һайат қалиду» шәклидики иҗтимаий дарвинизмлиқ қариши, динларниң мәвҗутлуқини илаһий һәқиқәттин бәкрәк, сийасий һакимийәткә вә хитай мәдәнийитигә маслишиш иқтидариға бағлайду. бу мәнтиқә бойичә, будда дини оттура түзләңликтә «хитайчилишип» шәрқий түркистанға қайтип келиши азу қилинған бир үлгә сүпитидә сунулса; ислам етиқадиниңму мушуниңға охшаш бир «хитайчилишиш» җәрйанини баштин кәчүрүши шәрт икәнлики йошурун бир мәҗбурийәт сүпитидә теңилиду.
буниңдин башқа, йү уйғур кимликини исламдин айриветиш мәқситидә, исламдин бурунқи шаманист адәтләр вә йәрлик хурапатларға (мазардики дәрәхләргә пуруч бағлаш қатарлиқлар) алаһидә урғу бериду. бу истратегийә, шәрқий түркистанлиқларни ислам үммитидин қопуруп ташлап, йәрлик вә фолклорлуқ бир «хитай аз санлиқ милләт мәдәнийити» ичигә қамап қойушни нишан қилиду. хуласилигәндә, йү шаңпиңниң сөһбити, «бәш кимлик» (вәтән, милләт, мәдәнийәт, партийә, сотсийализм) тәлимати рамкисида, динни метафизикилиқ саһәдин чиқирип, миллий бирлишиш вә сийасий садақәт қоралиға айландурушни нишан қилған мустәбит характеридики дөләт байанидур.
ачқучлуқ сөзләр: шәрқий түркистан, көп динлиқ қурулма, динларниң хитайчилаштурулуши , иҗтимаий тилшунаслиқ, сөз-материйал анализи.
кириш сөз
тарихий җәһәттин «шәрқ вә ғәрб мәдәнийәтлириниң кесишиш нуқтиси» вә« йипәк йолиниң истратегийәлик түгүни» дәп тәриплинидиған шәрқий түркистан, әсирләр бойи шаманизм, будда, атәшпәрәслик (зәрдуш), мани дини, несторийан хиристийанлиқи вә ислам қатарлиқ дунйави етиқад системилириниң өз-ара тәсир көрситиш,өтүшүш м мәйдани болған. һалбуки, бир районниң диний нопус қурулмиси вә тарихий хатириси, пәқәтла өтмүшкә тәвә санлиқ мәлумат топлими болмастин, бәлки һазирқи заманниң сийаситиниң қанунлуқлуқини бәрпа қилишта қоллинилидиған җанлиқ бир сөзләм (discourse) мәйданидур. бүгүнки күндә хитай хәлқ җумһурийитидә, тарих ойдуруп чиқиш; дөләт қуруш, чегра бикитиш вә мәдәнийәт ассимилйатсийәси сийасәтлириниң мәркизидә туридиған истратегийәлик бир «һоқуқ тактикиси» ролини ойнимақта. буни нәзәрдә тутқанда, шәрқий түркистанниң «көп динлиқ» өтмүшигә берилгән бу әһмийәт, қандақтур илмий бир байқаштин бәкрәк, нөвәттики сийасий нишанларға тайанч сүпитидә хизмәт қилидуруш үчүн әтәй һазирлиниватқан байандур .
бу мақалә, хитай ахбарат агентлиқи тәрипидин елан қилинған вә «шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси»ниң муавин башлиқи йү шаңпиң (于尚平) билән өткүзүлгән «шинҗаң қандақ қилип көп дин биллә мәвҗут болуп туруш әндизисигә игә болди?» намлиқ сөһбәтни мәркәз қилип туруп, хитайниң районға қаратқан дин сийасәтлириниң сөзләм қурулуши һәққидә анализ елип беришни мәқсәт қилиду.[1] бу сөһбәт, хитай коммунистик партийисиниң йеқинқи йилларда күчәйткән «динларни хитайчилаштуруш» қурулушиниң нәзәрийәви асаси вә тарихий тайанчлирини оттуриға қойуш җәһәттин һалқилиқ әһмийәткә игә.
текист, иҗтимаий тилшунаслиқ нуқтисидин вә «тәнқидий сөзләм анализи» усуллири қоллинилип тәһлил қилинғинида, хитайниң «өтмүшни қайта башқичә рамкилаш» арқилиқ бүгүнни қандақ қураштуруп чиқидиғанлиқи ашкарилиниду. йү шаңпиңниң байанида шәрқий түркистан тарихи; ислам һөкүмранлиқ қилған бир җуғрапийә болуштин чиқирилип, исламниң «вақитлиқ вә тасадипий» бир амил икәнлики, әсли норминиң болса динларниң «көп хиллиқ қурулмиси» вә «хитай мәдәнийитигә маслишиш» икәнлики илгири сүрүлгән бир линийәни бойлап қайта рамкилап чиқилған. бу тарихқа башқа рамка тақаш тактикиси, икки түп истратегийәлик мәқсәткә хизмәт қилиду: биринчиси, уйғур кимликиниң ислам билән болған онтологийәлик (мәвҗутлуқ) риштисини аҗизлаштуруш арқилиқ «йилтизидин үзүш» җәрйанини тезлитиш; иккинчиси болса, ислам етиқадини йәрлик , тарихий бир етиқад системиси болуштин чиқирип, дөләтниң идеологийәлик сүзгүчидин өткүзүлгән , «ислаһ қилинған» бир мәдәнийәт елементиға айландуруштур.
мақалидә алди билән, йү шаңпиң тәрипидин оттуриға қойулған төт басқучлуқ тарихий тәрәққийат сизиқи (иптидаий динлар дәври, будда дәври, өткүнчи дәвр вә исламниң башқа динлар билән бирликтә мәвҗутлуқ дәври) тилға елиниду. арқидин, текисттә қоллинилған «маслишиш» , «йуғурулуш» вә «хитайчилишиш»қа охшаш уқумларниң, иҗтимаий тилшунаслиқ нуқтисидин қандақ қилип
«образ қурулуши» (prestige planning) қорали вә «йошурун тәһдит» қорали сүпитидә рол ойнайдиғанлиқи тәһлил қилиниду. йәнә, «көп дин биллә мәвҗут болуп туруш» реторикисиниң, маһийәттә райондики исламий кимликни чәткә қеқиш вә «бәш кимлик» тәлимати рамкисида сийасий садақәтни мәҗбурлаш тәшәббуси икәнлики илгири сүрүлиду. бу даиридә анализ, тарихий пакитларниң заманиви милләт-дөләтниң бихәтәрлик әндизилири вә мәдәнийәт ассимилатсийәси үчүн қандақ сүйистимал қилинғанлиқини ашкарилашни нишан қилиду.
1.уқум рамкиси вә сөзләм қораллири
төвәндә, тәнқидий сөзләм анализи вә иҗтимаий тилшунаслиқ қаидилиригә асасланған бир йүрүш анализ қораллири арқилиқ хитай дөләт таратқулириниң (җуңго ахбарат агентлиқи) ишләпчиқарған тарихий байани вә йү шаңпиңниң сөһбити чоңқур йешип берилиду. дөләт буйруғини бойичә йезилған тарих , өтмүшни бурмилапла қалмастин, шуниң билән бир вақитта бүгүнниң сийасий реаллиқини бәрпа қилиду. бу асаста, йү шаңпиңниң сөһбитидә байқалған вә шәрқий түркистандики дин сийасәтлирини қанунлаштуридиған истратегийәләрни, төвәндики төт асаслиқ уқум билән чүшәндүрүп бериш мумкин:
а. өтмүшни қайта рамкилаш (Reframing the Past)
бу уқум, тарихий вәқәләр вә җәрйанларниң, мәвҗут сийасий һакимийәтниң идеологийәлик еһтийаҗлири йөнилишидә таллиниши, тәкитлиниши, рәткә тизилиши йаки қайта шәрһлинишини ипадиләйду. бу җәрйанда тарих, обйектип вә чин бир санлиқ мәлумат топлими болуштин чиқип, мәлум бир мәқсәткә йүзләнгән бир қурулмиви қоралға айлиниду.
консекист: йү шаңпиңниң байанида шәрқий түркистан тарихи, мустәқил ханлиқлар йаки исламий дөләтлишиш җәрйанлири үстидин әмәс, «мәркизий хитай һакимийити билән бирлишиш» оқида қайта рамкилиниду. «йипәк йоли» метафориси кичиклитилип, районни сийасий бир субйект (игә) болуштин чиқирип, пәқәтла бир «өтүшмә каридори» сүпитидә кодлаш үчүн ишлитилиду. бу рамкилаш, райондики тоқунушларни вә хитай мустәмликисигә қарши қаршилиқларни суслаштуриду вә «биллә йашаш» темисини мубалиғилик һалда гәвдиләндүриду. нәтиҗидә, бүгүнки һәрбий вә бихәтәрлик сийасәтлири, «тарихий инақлиқни бузған амиллар(радикаллиқ) ға қарши бир әслигә кәлтүрүш» сүпитидә йоллуқ рәвиштә сунулуватқан болиду.
б. нормаллаштуруш (Normalization)
нормаллаштуруш, сийасий йаки иҗтимаий җәһәттин «һөкүмран», «имтийазлиқ» йаки дөләт тәрипидин «тәһдит» дәп қаралған бир амилниң (бу йәрдә ислам),муқәддәсликтин чиқирилип адәттикиләштүрүлүп, униң өзгичилики вә бәрпа қилғучи күчиниң қолидин тартивелиниш истратегийисидур.
консекист: сөһбәттә ислам етиқади, тәхминән миң йилдин бери районниң һөкүмран кимлик қурғучиси болушиға қаримай; атәшпәрәслик, мани дини вә несторийанчилиққа охшаш бүгүн мәвҗут болмиған динлар билән охшаш тәкшиликтә тизилип, «истратегийәлик бир кичиклитиш»кә дучар қилиниду. иҗтимаий тилшунаслиқ нуқтисидин бу, бир «хунукләштүрүш» (banalization) тактикисидур. ислам, «шәрқий түркистанлиқларниң дөләт дини» болуштин чиқирилип, «районға тарихий җәрйанда келип кәткән етиқадлардин пәқәт бири» сәвийисигә чүшүрүлиду. бу байан, исламни районниң «өй игиси» салаһийитидин «меһман» салаһийитигә чүшүрүп, дөләтниң ислам үстидики өзгәртиш характерлик мудахилилирини (мәсчит бинакарлиқи, ибадәт тили қатарлиқлар) қанунлуқ бир мәмурий тәртипкә селишқа охшитип көрситиду.
җ. инавәт қурулуши (Prestige Planning)
әслидә тил пиланлаш саһәсигә тәвә болған бу уқум, мәлум бир тил варийантлириниң йаки мәдәнийәт шәклиниң орниниң көтүрүлүп «әндизә/өлчәм» һалитигә кәлтүрүлүши, башқилириниң болса бу әндизигә маслишишқа мәҗбурлиниш җәрйанини ипадиләйду. диний даиридә болса, дөләт тәстиқлиған вә идеологийәсигә мас һалға кәлтүргән динниң һәр хил васитиләр билән инавәтлик қилинишидур.
консекист: текисттә будда дининиң «хитайчилаштурулған» варийанти, тарихий бир мувәппәқийәт вә маслишиш әндизиси сүпитидә сунулса; исламниң һазирқи һалити «хам» вә «өзгәртилиши керәк болған» бир қурулма сүпитидә кодлиниду. «маслишиш» уқуми, бу йәрдә ачқучлуқ рол ойнайду. дөләт, «хитай мәдәнийитигә маслашқан» (йәни дөләт һоқуқини етирап қилған вә мурасимлирини хитай әнәнилири билән бирләштүргән) динларни инавәтлик вә бихәтәр дәп җакарлиса; универсал исламий нормиларни (әрәбчә ишлитиш, һалал-һарам уқуми, үммәт еңи) инавитини йоқатқан вә тәһдит сүпитидә тамғилайду. бу, динниң теологийәлик (илаһийәт) саһәсидин чиқирилип сийасий садақәт саһәсигә сөрәп кирилишидур.
д. йилтизидин үзүш (Disassociation)
йилтизидин үзүш, бир җәмийәтниң мәвҗут кимлик кодлирини (ислам), техиму кона, қәдимий йаки пәрқлиқ йилтизларға (шаманизм, тотемизм) бағлап қайта рамкилаш арқилиқ, у җәмийәтни дунйави вә милләт һалқиған мунасивәтлиридин (ислам үммити/түрк дунйаси) айриветиш истратегийисидур.
консекист: хитай рәсмий байанида, уйғурларниң нормал диний адәтлирини ислам әнәниси дейиш орниға «шаманизм қалдуқи» дәп тәрипләш арқилиқ икки мәқсәткә хизмәт қилиду. биринчиси, уйғурларни «мусулман» үст кимликидин үзүп елип, хитайниң «етник аз санлиқ миллити» сүпитидә фолклорлаштуруштур. иккинчиси, бу дини адәтләрни «хурапат» йаки «мәдәнийәт мираси» категорийисигә киргүзүш арқилиқ, динниң сәпәрвәр қилғучи сийасий күчини сундуруштур. шаманизм урғуси, уйғурларниң йүзини мәккидин йаки оттура асийадин буриветип, йәрлик вә зийансиз бир өрп-адәт саһәсигә қамап қойушни нишан қилиду.
2.«нормаллаштуруш» истратегийиси: исламниң тарихий җәһәттин чәткә қеқилиши вә сөзләм қурулуши
хитайниң шәрқий түркистан үстидики әң гәвдилик өтмушни рамкилаш истратегийиси, районниң исламий характерини тарихий бир «хаталиқ» йаки «өткүнчи һадисә» сүпитидә сунуш тиришчанлиқидур. йү шаңпиңниң сөһбәттики асасий тезиси, шәрқий түркистан дин тарихиниң «бир йаки икки дин һөкүмран болған, көп хил дин биллә мәвҗут болуп турған»[2] қурулма үстигә қурулғанлиқи иддиасидур. бу иддиа, гәрчә аңлимаққа көп хиллиққа йол қойидиған бир ипадидәк турсиму, чоңқур қатламда исламниң райондики онтологийәлик (мәвҗутлуқ җәһәттики) һөкүмранлиқини кичик көрситишни нишан қилған бир« адәттикиләштуруш» (Normalization) истратегийисидур.
а. тарихий «өчүрүветиш» (Erasure) вә ниспийләштүрүш
йү шәрқий түркистан тарихини төт басқучқа айриш арқилиқ (иптидаий динлар дәври, буддадини дәври, өткүнчи дәвр, ислам асаслиқ, көп хил дин бирликтә мәвҗут болған дәвр ), исламни миң йилдин артуқ давамлашқан мәдәнийәт қурғучи күч болуштин бәкрәк, «келип кәткән» өткүнчи етиқадлар зәнҗириниң ахирқи һалқиси сүпитидә орунлаштурулған. иҗтимаий тилшунас (ирвин) вә (гал) (2000) ниң «өчүрүветиш» (Erasure) уқуми дәл бу һадисидә мәнисини тапидиған болуп, мурәккәп тарихий реаллиқлар (мәсилән, шәрқий түркистандики ислам мәдәнийитиниң йилтизиниң чоңқурлуқи вә кәңри йәрләшкәнлики), дөләтниң идеологийәлик сизимиға мас кәлмигәнлики үчүн адәттикиләштүрүлүп «көп динлиқ » байани ичидә көрүнмәс қилиниду. ислам, бу байанда будда, мани дини йаки атәшпәрәслик билән тәңдаш орунға қойулуп, шәрқий түркистанлиқларға нисбәтән «кимлик қурғучилиқ» (constitutive) салаһийити ислам дининиң қолидин тартивелиниду вә адәттики бир истатистикилиқ санлиқ мәлумат сүпитидә сунулиду.
б. семантик (мәниви) асимметрийә: «органик» буддизмға қарши «зомигәр» ислам
сөһбәтниң сөзләм анализидики әң диққәт тартидиған амил, динларниң тарқилиш шәкиллириниң тәсвиридики «семантик асимметрийә» (тәңпуңсизлиқ) амилидур. йү шаңпиң, будда дининиң йаки хитай мәдәнийитиниң тарқилишини «маслишиш» вә «йуғурулуп кетиш»қа охшаш иҗабий сөзләр билән тәсвирлисә; исламниң районға киришини биваситә зораванлиқ вә зомигәрлик билән бағлайду. сөһбәттә қараханийлар дәври байан қилиниватқанда муну ипадә ишлитилиду:«һөкүмранлар исламни күчлүк тәшвиқ қилди, буддистларни вә башқа диндикиләрни мәҗбурий исламға киргүзди». [3]
бу йәрдә ишлитилгән «мәҗбурий/зорлуқ билән»(强制) сөзи, исламни шәрқий түркистанниң тәбиий еқимиға сирттин қилинған бир мудахилә сүпитидә тәрипләйду. (ван дийк) (1998) ниң «идеологийәлик квадрат» моделиға асасән, бу байан «башқа»ниң (ислам) һәрикәтлирини рәт қилиш (зомигәрлик), «биз»ниң (хитай дөлити/буддист өтмүш) һәрикәтлирини муәййәнләштүрүш (маслишиш/мәдәнийәт) тур. будда дини йаки башқа етиқадларниң тарқилиши техиму органик җәрйанлар сүпитидә тәсвирләнсә, исламниң мәвҗутлуқи «қиличниң күчи»гә чүшүрүп қойулиду.
бу байан истратегийисиниң сийасий мәқсити : ислам районға «мәҗбурий/зорлуқ билән »елип келингән болғачқа, бүгүн хитай дөлитиниң исламни чәкләш йаки өзгәртиш «хитайчилаштуруш» үчүн йолға қойған мәҗбурлаш характерлик сийасәтлири бир бесим һесапланмайду, бәлки тарихий бир адаләтсизликниң «түзитилиши» йаки «әслигә кәлтүрүлүши» болиду дәп қанунлаштуруштур (бовиңдон, 2010).
җ. онтологийәлик ишәнчсизлик вә «йәрликлик» дәваси
иҗтимаий тилшунаслиқ нуқтисидин бу сөһбәт, исламниң шәрқий түркистандики мәвҗутлуқини «сиртқи» вә «зорланған» бир һадисә дәп тамғилап, «көп динлиқ қурулма»ни районниң тәбиий, тинч вә «йәрлик» нормиси сүпитидә көрсәтмәктә. мәқсәт, исламниң шәрқий түркистанлиқлар үстидики онтологийәлик асасини тәвритиш вә «исламдин бурунқи» дәврни (болупму будда вә шаманизм) техиму «йәрлик» вә «уйғун» бир таллам сүпитидә бәрпа қилиштур.
(рийан тум) (2014) ниң көрсәткинидәк, уйғур тарихи вә муқәддәс ана йурт әнәниси ислам билән йәрлик җуғрапийәни бирләштүрсә; хитай дөләт байани арқилиқ бу риштини үзүп, уйғурларни «мусулман» кимликидин айриветип, қәдимки хитай мәдәнийәт һавзисиниң бир парчиси болған «етник аз санлиқ милләт» салаһийитигә қамашқа урунмақта. шуңлашқа, «бир йаки икки дин һөкүмран болған…»[4]… ипадиси, бир тарихий байқаш әмәс сүпитидә сунулған әмәс,бәлки, исламниң шәрқий түркистандики мутләқ бәлгилигүчиликини рәт қилған бир бәлгилигүчилик иддиасидур.
3. бир үлгә сүпитидә «хитайчилашқан буддизм»
хитай дөләт байаниниң, диний гуруппиларни «мәқбул» вә «ғәйрий мәқбул» дәп айришта қолланған әң күчлүк қораллиридин бирини, иҗтимаий тилшунас (роберт купер) (1989) ниң «образ-инавәт қурулуши» (Prestige Planning) уқуми билән чүшәндүрүш мумкин. бу истратегийә, мәлум бир мәдәнийәт шәклиниң йаки етиқад системисиниң дөләт тәрипидин тәшвиқ қилинип образиниң йуқири көтүрүлүши, башқилириниң болса бу ғайиви үлгигә мас кәлмигәнлики сәвәбидин қанунсиз дәп җакарлиниш җәрйанидур. йү шаңпиңниң сөбитидики әң һалқилиқ сөзләм , буддизмни өрнәк дин қилип тәшвиқ қилиштур.
а. телеологийәлик (мәқсәтлик) тарих вә «хитайчилишиш»ниң улуғлиниши
йү шаңпиң, будда дининиң оттура түзләңликкә (хитай ички қисимлири) тарқилишини вә у йәрдин шәрқий түркистанға қайтип келишини махтап, бу җәрйанни «үзлүксиз хитайчилишиш җәрйани»[5] дәп тәрипләйду. бу баридә тарих, телеологийәлик (мәқсәткә йүзләнгән) бир илгириләш сүпитидә йасап чиқилған болуп;йү шаңпиниң бу сөзлимигә көрә, динларниң әң ахирқи вә әң мукәммәл һалити, хитай мәдәнийити қазинида еритилгән һалитидур.
сөһбәттә, «будда дининиң шәрқий түркистанда йилтиз тартишини әмәлгә ашурған» амилниң униң теологийәлик чоңқурлуқи әмәс, хитай мәдәнийити билән бирлишиш иқтидари икәнлики тәкитлиниду. (йаң) (2011) ниң көрсәткинидәк, хитай дөләт әнәнисидә динлар, дөләтниң һоқуқиға вә куңзи (бүгүнки сотсийалист) әхлақ қурулмисиға хизмәт қилғандила андин қанунлуқ салаһийәткә еришиду. йүниң байани, буддизмни «йәрлик» вә «маслашқан» бир үлгә сүпитидә сунса, исламни (техи толуқ хитайчилашмиған) «йат» вә «мәсилилик» «уйғунсиз» сүпитидә кодлайду. бу әһвал, исламниң пәқәт бир етиқад болуш сүпити биләнла әмәс, бәлки естетик вә мәдәнийәт шәкли сүпитидиму инавитиниң чүшүрүлүшидур.
б. «йәрлик шараитқа маслишиш»: бир ассимилйатсийә метафориси
сөһбәттә зәрдушларниң дәпнә әнәнилирини өзгәртип «йәрлик шараитқа мас » тавутларни ишлитиши, иҗабий бир маслишиш үлгиси сүпитидә сунулиду. хитайчә « йәрлик шараитқа маслаштуруш »[6] турақлиқ ибариси, әмәлий бир чаридин бәкрәк, сийасий маслишиш мәҗбурийитини има қилиду. бу йәрдә «йәрлик шараитлар» җуғрапийәлик шәртләр әмәс, һөкүмран болған хитай мәдәнийити вә сийасий муһитидур.
иҗтимаий тилшунаслиқ нуқтисидин йү сунған бу тавутни маслаштуруш мисали , исламға қаритилған «йошурун йолйоруқ» (Implicit Directive) ролини ойнайду. берилгән сигнал шуки: «зәрдушлуқ қандақ қилип ибадәт шәкиллирини өзгәртип һайат қалған болса, исламму ‹әрәб услубидики› мәсчитләрдин, һалал -һарам чүшәнчисидин йаки роза тутуштин ваз кечип ‹йәрлик› (йәни хитайчә) болуши керәк». бу байан, теологийәлик(илаһи) өзгичиликни «җаһиллиқ» йаки «ашқунлуқ» дәп тамғилиса, ассимилйатсийәни «әқилгә мувапиқ бир маслишиш» дәп рамкилайду (лейболд, 2019).
җ. нөвәттики сийасәтләрниң тарихий асаси: «хитайчилаштуруш»
йү шаңпиңниң сөһбити, бүгүнки күндики «исламниң хитайчилаштурулуши» сийаситиниң тарихий қанунлуқлуқ асасини бәрпа қилишни мәқсәт қилған. сөһбәттә, буддизмниң хитай мәдәнийити билән йуғурулушини бир мувәппәқийәт һекайиси сүпитидә сунуш арқилиқ, исламғиму муну учурни бәрмәктә: қанунлуқ вә инавәтлик бир дин болуш, үммәт риштилиридин үзүлүш вә дөләтниң идеологийәлик рамкисиға толуқ маслишиш арқилиқ ишқа ашиду.гуссаерт вә палмер (2011 ) ниң «диний базар» нәзәрийәсигә асасән, хитай дөлити бу байан арқилиқ диний базарни тәңшәп; «хитайчилашқан» динларға (буддизм/давизм) риғбәтләндүрүш мукапатлирини бәрсә, сиртқи бағлиниши бар дәп қариған динларға (ислам/хиристийан) йуқири кириш тәннәрхи вә бесим ишләтмәктә. шуңлашқа, мәсчит гүмбәзлириниң чеқилип орниға хитай услубидики өгзиләрниң қилиниши йаки диний маарипниң партийә контроллуқиға елиниши, йү тилға алған «үзлүксиз хитайчилишиш җәрйани» ниң қурулмиви әмәлийлишишиниң бир парчисидур.
4. иҗтимаий дарвинизм вә йошурун тәһдит: «маслаш йаки йоқал»
йү шаңпиңниң шәрқий түркистандики динларниң тарихий тәқдирини чүшәндүрүштә қолланған реторикиси (қайил қилиш сәнити), җәмийәтшунаслиқ йаки теологийәлик анализдин бәкрәк, күчлүк бир «иҗтимаий дарвинизм» тәшвиқатини әкс әттүрмәктә. сөһбәттә тилға елинған төвәндики муну ибарә, дөләтниң динларға қаратқан мудахилә характерлик позитсийәси «тәбиий бир таллиниш җәрйани» кәби сунулған истратегийәлик бир байанидур: «шинҗаңда тарқилиш җәрйанида, җәмийәткә актип маслишиш җәһәттики ички механизми вә иқтидари пәрқлиқ болғанлиқи үчүн, бәзи динлар тарих сәһнисидин чекинип чиқти, бәзилири болса мәвҗутлуқини сақлап давамлаштурди».[7]
бу бөлүмдә, иҗтимаий тилшунаслиқ вә сийасий анализ нуқтисидин төвәндики үч қатлам бойичә тәһлил йүргүзүлиду: «иҗра қилиш сөзи » сүпитидики тәһдит, «актип маслишиш» уқуминиң идеологийәлик йүки вә дөләт зораванлиқиниң тәбиийләштүрүлүши.
а. бир «нутуқ-һәрикәт нәзәрийәси» (Speech Act) сүпитидә тарих йасаш
тилшунас (җ. л. остин,1962) ниң «нутуқ- һәрикәт (Speech Act) нәзәрийәси»гә асасланғанда, бәзи ибариләр пәқәт вәзийәтни тәсвирләпла қалмастин, бәлки бир һәрикәтни (агаһландуруш, тәһдит селиш, буйруқ қилиш) әмәлийләштүриду. йүниң « йәрлик шараитқа вә сийаси тузулмигә маслашмиған бәзи динларниң тарих сәһнисидин чекинип чиққанлиқи»[8] һәққидики байани, тәсвирий бир тарих байанидәк көрүнсиму, мусулман җәмийитигә қаритилған бир «йошурун тәһдит» (Veiled Threat) ролини ойнайду.
гәпниң орани, атәшпәрәслик йаки мани диниға охшаш динларниң йоқилишини ташқи бесимларға әмәс, бәлки бу динларниң «ички механизмлириниң йетәрсизлики»гә бағлайду. бу байан, бүгүнки ислам етиқадиға муну учурни бәрмәктә: «әгәр һайат қалимиз десәңлар, тарихий җәрйанда шаллинип кәткәнләрдәк болмаңлар.» бу, өтмүш арқилиқ қилинған бир кәлгүси тәһдиттур; «маслашмиғанларниң йоқилиши», дөләтниң бир җазаси сүпитидә әмәс, тарихниң қечип қутулғили болмайдиған бирнормал қанунийити сүпитидә сунулиду.
б. «актип маслишиш» вә сийасий итаәт
сөһбәттики әң һалқилиқ уқумлардин бири «актип маслишиш»[9]уқумидур. хитай коммунистик партийисиниң (х к п) дин чүшәнчисидә «маслишиш », динларни сотсийализмлаштурушни ипадиләйдиған техникилиқ бир уқумдур. бирақ бешиға қошулған «актип / тәшәббускарлиқ билән» сүпити, динлардин күтүлгән итаәтниң вә сотсийалистик өзгиришниң пассип бир қобул қилиш тәрзидә әмәс, ихтийарий,тәшәббускар вә қизғин бир тәрздә болуши шәртликини има қилиду (поттер, 2003).
йүниң байанида динларниң мәвҗутлуқ күчи, илаһий бир һәқиқәт йаки хәлқниң тәлпүнүши,һимайә қилиши билән әмәс, бәлки йәрлик шараитқа «актип маслишиш» иқтидариға бағлиқ қилип чүшәндүрүлиду. бундақ болғанда « маслишиш», теологийәлик бир ислаһатни әмәс, сийасий бир итаәтни билдүриду. (феңгаң йаң) (2011) ниң «қизил, қара вә күлрәң базарлар» моделиға көрә, дөләт динларни «қизил базар»ға (дөләт тәстиқлиған саһә) киришкә мәҗбурлимақта. йүниң байани, «актип маслишиш»ни әмәлийләштүрмигән динларниң пәқәт қанунсиз (қара базар) дәп җакарлинипла қалмастин, тарихий бир бинормаллиқ сүпитидә өчүрүлидиғанлиқини има қилиду. шуңлашқа «маслишиш», мәвҗутлуқни капаләтләндүридиған бир һайат қелиш истратегийиси сүпитидә кодлиниду.
җ. дөләт мудахилисиниң тәбиийләштүрүлүши:
иҗтимаий дарвинизмлиқ байан, сийасий характерлик тазилаш җәрйанини биологийәлик / тәдриҗий тәрәққийат характерлик бир термин билән ипадиләйду йаки күчкә игә қилиду. әгәр исламниң хитайчилаштурулуши нәтиҗсидә йаки бәзи ибадәтлириниң чәклиниши нәтиҗисидә динниң шәкли өзгәрсә, бу «дөләт бесими» түпәйли әмәс, динниң « шараитқа маслишип һайатини сақлап қелиш » күришиниң тәбиий бир нәтиҗиси сүпитидә рамкилиниду.
бу реторик, дөләтниң динға болған һөкүмран күчини (agency) йошуриду. динлар худди бир орманда һайат қелишқа тиришиватқан җанлиқларға охшитилип, дөләт пәқәт бу «тәбиий» муһитни тәртипкә селиватқандәк көрситилиду. һалбуки , динларниң «тарих сәһнисидин чекинип чиқиши», көпинчә дөләтниң бесим аппаратлири, сүргүнләр вә ассимилйатсийә сийасәтлири билән әмәлийлишидиған сүний бир җәрйандур. йү шаңпиң, бу сийасий җәрйанни тәдриҗий тәрәққийат характерлик бир тәбиий шаллиништәк көрситип сунуш арқилиқ, хитайниң шәрқий түркистандики нөвәттики сийасәтлириниң (қайта тәрбийәләш, динни чәклә өзгәртиш, ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқи) мәсулийитини дөләттин елип, динларниң «маслишиш иқтидари»ға йүклимәктә.
5. йилтизидин үзүш (DISASSOCIATION) : исламий әмәлийәтләрниң «шаманизмлаштурулуши» вә фолклорлаштурулуши
хитай рәсмий байани вә илмий тәтқиқатлири, уйғуларниң етиқад дунйасини ислам дунйасиниң омумий гәвдисидин айриветиш мәқситидә «тарихий келип чиқиш урғуси»ни истратегийәлик тактика сүпитидә қолланмақта. бу истратегийәниң йадроси, уйғур исламини универсал ислам теологийәсидин (тәвһид вә сүннәт) қачуруп, уни йәрлик, әбҗ
әш вә исламдин бурунқи бир өрп -адәт сүпитидә қайта изаһлаштин ибарәттур.
сөһбәттә йү шаңпиңниң мәқбәрә зийарәтлири вә мазарларға туғ бағлаш мурасимлирини тилға елиши, бу истратегийәлик тактикиниң тәркиви қисимдур. буни чөридәп анализни төвәндики қатламлар билән чоңқурлаштуруш мумкин:
а. исламниң хитайчилишиши
хитайниң бу байани, тасадипий бир илмий байқаштин бәкрәк, дөләтниң рәсмий сийасити болған «исламниң хитайчилишиши» қурулушиниң бир парчисидур. бу сийасәт, диний паалийәтләрниң «сотсийалистик җәмийәт» билән мас һалға кәлтүрүлүшини вә ташқи мәнбәлик (әрәб/оттура шәрқ) тәсирләрдин тазилинишини шәрт қилиду.
истратегийә: уйғур исламини «әрәб ислами»дин айриш.
усул: диний паалийәтләрни теологийәлик мәнбә вә чоңқурлуқтин үзүп изаһлап, уларни «шаманизм» йаки «иптидаий дин» ниң қалдуқлири дәп тамғилаш.
б. мазар ибадити: тәсәввупниң орниға шаманизм бәлгиси
сөһбәттә тилға елинған «мәқбәрә» зийарәтлири, оттура асийа түрк-ислам әнәнисидә «тәсәввуп» еқиминиң, болупму нәқшибәнди әнәнисиниң вә «пир устаз мәдәнийити»ниң бир парчисидур. мазардики дәрәхләргә туғ бағлаш, исламдин бурунқи түрк етиқадлиридин сүзүлүп кәлгән болсиму, әсирләр ичидә «нәзирқилиш» вә «шапаәт тиләш» уқумлири билән исламийлишип кәткән бир паалийәттур. һалбуки хитай етнологлири вә дөләт идеологлири, буни изаһлашта қәстән һалда ислами терминологийәни рәт қилиду.
- хитай илмий байани: йү шаңпиң вә униңға охшаш академиклар, бу мурасимларни «хурапат» йаки биваситә шаманизм қалдуқи дәп атайду.
- мәқсәт: әгәр бир паалийәт «шаманизм» болса, у һалда «исламий» әмәстур. исламий болмиған паалийәт уйғурларни «үммәт» кә бағлийалмайду дәп«хитайниң етник аз санлиқ милләт фолклори»дәп тамғилаш мәқситигә йәткили болиду .
җ. музейлаштуруш: «маддий болмиған мәдәнийәт мираси»
«йилтизидин үзүш» истратегийисиниң кейинки қәдими, етиқадни җанлиқ бир диндин, сайаһәт обйектиға айландуруштур. текисттә тилға елинған мурасимлар, етиқад системисидин чиқирилип «маддий болмиған мәдәнийәт мираси» тизимликигә киргүзүлмәктә.
- зитлиқ: бир мазарға берип дуа қилиш «диний ашқунлуқ» аламити дәп саналса; охшаш мазарни бир «мәдәнийәт сайаһити» нишани сүпитидә зийарәт қилиш вә бу мурасимни бир тийатир ойунидәк көрүш тәшвиқ қилиниду.
- нәтиҗә: етиқадниң ичи бошитилиду. «шаманизмлаштуруш» тамғиси қойулған бу диний паалийәтләр, дин саһәсидин чиқирилип, зийансиз «етник әнәнә/фолклор» саһәсигә иттирилиду.
д. сийасий нишан: пан-исламизмға қарши «йәрлик мәдәнийәт»
хитайниң 2019-йили елан қилған «шинҗаңдики тарихий мәсилиләргә аит ақ ташлиқ китаб»та ениқ көрситилгинидәк, исламниң уйғурларға «мәҗбурий теңилғанлиқи» вә уларниң «өз» мәдәнийитиниң ислам әмәслики иддиаси тәкитлиниду. бу даиридә шаманизм урғуси арқилиқ төвәндикиләргә има қилиниду:
- уйғурларниң «һәқиқий» йилтизи исламдин бурунқи әнәниләрдур (шаманизм, буддизм қатарлиқлар).
- ислам кейин кәлгән «йат» бир амилдур.
- шуңлашқа, бүгүнки күндики исламий ойғиниш «тарихий йилтизларға хийанәт», шаманистик елементларни қоғдаш болса «өз мәдәнийитигә садиқлиқ»тур.
йү шаңпиңниң анализи, битәрәп бир антропологийәлик көзитиш әмәс. мәқбәрә зийарәтлирини вә нәзир-чирақларни тәсәввупий (исламий) мәзмундин үзүп «шаманизм» дәп тәрипләш, уйғур кимликини «ислам дунйаси» билән ортақлиқидин қачуруп, хитай милләт-дөләт қурулмиси ичидә сирлиқ вә сийасәттин халий қилинған бир «етник рәң» һалитигә кәлтүрүш (Disassociation) тиришчанлиқидур.
хуласә
бу мақалидә, хитай ахбарат агентлиқи (CNS) тәрипидин елан қилинған вә йү шаңпиң билән өткүзүлгән сөһбәт арқилиқ, хитай хәлқ җумһурийитиниң шәрқий түркистандики тарих йасишини вә дин сийасәтлирини мәшру һалға кәлтүридиған сөзләм истратегийәлири иҗтимаий тилшунаслиқ вә тәнқидий сөзләм анализ митодлири билән тәһлил қилинди. анализ нәтиҗилири, рәсмий байанниң тарихий реаллиқни обйектип бир шәкилдә әкис әттүрмәстин, әксичә дөләтниң нөвәттики сийасий нишанлири йөнилишидә қайта қуруп чиққанлиқини оттуриға қоймақта.
биринчидин, тәтқиқатта байқалған «тарихни қайта рамкилаш» вә «адәттикиләштүрүш» истратегийәлири, исламниң шәрқий түркистандики миң йиллиқ һөкүмран мәдәнийәт қурғучилиқ ролини суслаштурушни мәқсәт қилиду. «көп дин биллә мәвҗут болуп туруш» байани, көп хиллиқни қоллайдиған демократик бир позитсийә әмәс, исламни тарихий бир «таллам» дәриҗисигә чүшүрүп кичиклитидиған тактикидур. йү шаңпиңниң төт басқучлуқ тарих қурулмиси, исламни «сиртқи» вә «мәҗбурий теңилған» бир амил дәп кодлиса, буддизм вә шаманизмни «йәрлик» вә «маслашқан» өрнәкләр сүпитидә сунмақта.
иккинчидин, текисттә тилға елинған «иҗтимаий дарвинизмлиқ» қараш, динларниң һайат қелишини теологийәлик тоғрилиққа әмәс, сийасий һакимийәткә вә хитай мәдәнийитигә «актип маслишиш» иқтидариға бағлайду. бу байан, «маслашмиғанларниң йоқилиши»ни әзәлий бир қанунийәттәк сунуш арқилиқ, бүгүнки күндики «исламниң хитайчилаштурулуши» сийасәтлиригә вә дөләт мудахилисигә қанунлуқлуқ асас тәййарлаш билән бир вақитта бир тәһдитни (veiled threat) има қилиду.
үчинчи вә әң диққәт тартидиған байқаш, «йилтизидин үзүш»» (Disassociation) вә «шаманизмлаштуруш» истратегийисидур. уйғурларниң күндилик диний ибадәтлириниң (мәқбәрә зийарәтлири, туғ бағлаш) исламий / тәсәввупий мәзмундин үзүлүп «шаманизм қалдуқи» йаки «фолклорлуқ елемент» дәп тамғилиниши, етиқадниң ичини бошитиш урунушидур. бу истратегийә билән дин; бирләштүргүчи, күчләндүргүчи вә сәпәрвәр қилғучи «үммәт» еңидин айриветилип; зийансиз, сайаһәт характерлик вә дөләт контроллуқидики «маддий болмиған мәдәнийәт мираси» категорийисигә қамалмақта.
йиғип ейтқанда бу мақалә шуни көрситип беридуки; йү шаңпиңниң байани, шәрқий түркистанлиқларни пәқәтлаҗуғрапийә җәһәттинла әмәс, зеһний вә етиқадий дунйасидиму «ислам дунйаси»дин үзүп,бир җуңхуа миллити бир хиллашқан қурулмиси ичигә сиңдүрүшни нишан қилған бир «тарих қурулуши» (тарих қуруп чиқиш) түридур. өтмүшниң «көп динлиқ» қилип ойдуруп чиқилиши, кәлгүсиниң «хитайчилашқан» җәмийитини бәрпа қилиш үчүн тайанч йаритиш тактикисидур.
мәнбәләр:
- Blommaert, J. (2005). Discourse: A Critical Introduction. Cambridge University Press.
- Bovingdon, G. (2010). The Uyghurs: Strangers in Their Own Land. Columbia University Press.
- Chinese Islamic Association. (2018). Outline of the Five-Year Plan on Persisting in the Sinicization of Islam (2018–2022). Beijing.
- Cooper, R. L. (1989). Language Planning and Social Change. Cambridge University Press.
- Fairclough, N. (2013). Critical Discourse Analysis: The Critical Study of Language. Routledge.
- Gladney, D. C. (2004). Dislocating China: Muslims, Minorities, and Other Subaltern Subjects. University of Chicago Press.
- Goossaert, V., & Palmer, D. A. (2011). The Religious Question in Modern China. University of Chicago Press.
- Grose, T. A. (2021). Negotiating Inseparability in China: The Xinjiang Class and the Dynamics of Uyghur Identity. Hong Kong University Press.
- Harris, R. (2020). Soundscapes of Uyghur Islam. Indiana University Press.
- Hobsbawm, E., & Ranger, T. (Eds.). (1983). The Invention of Tradition. Cambridge University Press.
- Irvine, J. T., & Gal, S. (2000). Language Ideology and Linguistic Differentiation. In P. V. Kroskrity (Ed.), Regimes of Language (pp. 35–84). School of American Research Press.
- Leibold, J. (2019). Planting the Seed: Ethnic Policy in Xi Jinping’s New Era. China Brief, 19(22). Jamestown Foundation.
- Millward, J. A. (2007). Eurasian Crossroads: A History of Xinjiang. Columbia University Press.
- Shi, Y. (2025, 4 Aralık). Dōngxī wèn | Yú Shàngpíng: Xīnjiāng héyǐ xíngchéng duō zōngjiào bìngcún géjú? [Doğu-Batı Sorusu | Yu Shangping: Xinjiang’da çok dinli bir arada yaşama modeli nasıl oluştu?]. China News Service. 新疆何以形成多宗教并存格局?, https://m.chinanews.com/wap/detail/zw/dxw/2025/12-04/10526998.shtml, 7 Aralık 2025.
- The State Council Information Office of the People’s Republic of China. (2019). Historical Matters Concerning Xinjiang. Beijing: Foreign Languages Press.
- Thum, R. (2014). The Sacred Routes of Uyghur History. Harvard University Press.
- Van Dijk, T. A. (1998). Ideology: A Multidisciplinary Approach. Sage.
- Wodak, R. (2001). The Discourse-Historical Approach. In R. Wodak & M. Meyer (Eds.), Methods of Critical Discourse Analysis. Sage.
- Yang, F. (2011). Religion in China: Survival and Revival under Communist Rule. Oxford University Press.
[1] 新疆何以形成多宗教并存格局?, https://m.chinanews.com/wap/detail/zw/dxw/2025/12-04/10526998.shtml, 7 Aralık 2025.
[2] 一教或两教为主、多教并存
[3] (统治者大力推行伊斯兰教,强制佛教徒… 改信伊斯兰教)
[4] 一教或两教为主
[5] 不断走向中国化的过程
[6] 因地制宜
[7] 各宗教在新疆传播过程中,由于主动适应社会的内在机制和能力不同,有的退出了历史舞台,有的生存延续了下来。
[8] 有的退出了历史舞台
[9] 主动适应