моленар: «һечким уйғур ирқий қирғинчилиқидин хәвирим йоқти, дейәлмәйду»

рәис моленар уйғур ирқий қирғинчилиқи оттуриға қойулған уйғур кимлики тоғрисидики паалийәттә сөз қилди.

 ахбарат елан қилиш йиғини | америка дөләт мәҗлиси хитай компартийәси (CCP) ишлири алаһидә комитети  | 2025-йили 11-декабир

 бу һәптә, алаһидә комитетниң рәиси җон моленар (John Moolenaar) уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һәрикити, уйғур академийәси вә һәмкарлашқучи тәшкилатлар тәрипидин уйуштурулған «уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши туруш» паалийитидә сөз қилди. рәис моленар аббас аилиси вә барлиқ уйғур паалийәтчилириниң җасаритигә һөрмәт билдүрди, хитай компартийәсиниң давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқини әйиблиди һәмдә «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» (UFLPA) ни иҗра қилиш вә хитай компартийәсини җавабкарлиққа тартиш еһтийаҗини қайта тәкитлиди.

рәис моленарниң тәййарланған сөзи:

хәйрлик чүш һәммиңларға,

бүгүн бу йәргә тәклип қилғиниңлар үчүн вә сиңлиси үчүн күрәш қилишни давамлаштуруватқанлиқи үчүн аббас аилисигә рәһмәт ейтимән. мән шуни билимәнки, уйғур дәвагәрлири болуш сүпитиңлар билән, силәр гәрчә хитайниң сиртида йашаватқан болсаңларму, бәзидә зийанкәшлик нишаниға айлинисиләр. йеқинлириңларниң бешиға кәлгән ишлар сәвәбидин силәр тартқан қийинчилиқ вә азабни тәсәввур қилғили болмайду, хитай компартийәсигә қарши күрәш қилиштики җасаритиңлар үчүн һәмишә мениң һөрмитимгә вә қайиллиқимға сазавәр болисиләр.

коммунизм – бузулған вә вәйран болған бир идеологийә. у иқтисадий җәһәттин карға кәлмәйду, дөләтни техиму бихәтәр қилалмайду һәмдә мәниви җәһәттиму ишлимәйду. у қәйәрдә синақ қилинған болса, шу йәрдики етиқадлиқ кишиләрни нишанға алиду. у инсанларниң бу дунйадики нәрсиләрдин үстүн туридиған бир күчкә ишиништәк асасий арзуси билән сиғишалмайду. коммунизмда һәммә нәрсә дөләткә тәвә болиду, дөләттин улуғ һеч нәрсә йоқ дәп қарилиду; әмма дөләтни хаталиқ өткүзидиған вә гунаһ садир қилидиған инсанлар башқуриду, шуңа биз дөләттинму йуқири бир күчниң барлиқини билимиз. дәл шу сәвәбтин хитай компартийәси етиқадлиқ кишиләрдин нәпрәтлиниду. у һәммә адәмниң өзини мукәммәл дәп, хаталиқ өткүзмәйду дәп ишинишини халайду. у өзини тәнқид қилғучиларни сензура қилиду, өктичиләрни қамаққа алиду вә етиқадиңлар сәвәбидин хәлқиңларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзиду.

партийә «динни хитайчилаштуруш»қа ишиниду, бу болса хитайдики коммунизмдин үстүн бир күчкә ишинишни таллиған җасарәтлик кишиләргә қаритилған кәң көләмлик һуҗумдур. давамлишиватқан уйғур ирқий қирғинчилиқидики җаза лагерлири, мәсчитләрниң вәйран қилиниши вә айалларниң мәҗбурий туғут чәклимисигә (мәҗбурий пичиветишкә) учриши – буларниң һәммиси биз һәргизму көз йумувалмаслиқимиз керәк болған дәһшәтләрдур.

уларниң һекайилирини давамлиқ һәмбәһриләш вә уларниң асасий кишилик һоқуқ үчүн елип бериватқан күришини гәвдиләндүрүш бизниң вәзипимиз. мән әң һөрмәт қилидиған тарихий шәхсләрниң бири вилйам вилберфорс (William Wilberforce) тур. у 18- вә 19-әсирләрдә әнглийә парламентида болған вә қуллуқ түзүмни бикар қилиш үчүн нәччә он йил күрәш қилған. у зор тосалғуларға дуч кәлгән, әмма у өзиниң һәққанийәт тәрәптә икәнликини билгән вә һәргиз ваз кәчмигән. у бир қетим өзини тәнқид қилғучиларға: «силәр башқа йаққа қаривелишни таллишиңлар мумкин, әмма һәргизму билмәйттим дәп ейталмайсиләр,» дегән иди.

алаһидә комитетта, хизмәтдашлирим билән бирликтә хитай компартийәсиниң вәһшийликлирини ашкарилаватимиз. биз һәр күни қанун чиқарғучиларға, башқа һөкүмәт әмәлдарлириға, ширкәтләргә, дипломатларға вә аммиға хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә нурғун мәһсулатларниң тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәкни қандақ ишлитиватқанлиқи тоғрисида сөзләватимиз. «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» (UFLPA) ни иҗра қилиш шинҗаң (шәрқий түркистан) вә хитайниң башқа җайлиридики йиргинчлик мәҗбурий әмгәкни тосушта интайин муһим. ширкәтләр тәминләш зәнҗирини пакиз дәп көрситишни халиши мумкин, әмма улар һәр қетим давамлишиватқан ирқий қирғинчилиққа четишлиқ бир ширкәт билән һәмкарлашқанда, өз херидарлириға, әхлақиға вә бу әркинлик земинини 250 йилдин буйан йетәкләп кәлгән йаратқучимиз бәргән дәпсәндә қилғусиз һоқуқларға хийанәт қилған болиду. уларниң һәммиси башқа йаққа қаривелиши мумкин, әмма улар һәргизму хәвирим йоқти, дейәлмәйду.

бу йәргә кәлгиниңлар үчүн, қиливатқан барлиқ ишлириңлар үчүн вә хитай компартийәсигә қарши бу күрәштә һәргизму көзүңларни үзмигәнликиңлар үчүн рәһмәт.