хитайниң йавропадики илмий тәтқиқатларға созулған қара қоли: җасуслуқ, тәһдит вә тор һуҗумлири

түркистан таймиз / 20-декабир/ истанбул: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йошуруш үчүн қолланған васитилири чегра һалқип, йавропадики алий мәктәпләр вә тәтқиқат орунлириғичә йетип барди. 19-декабир германийә мәтбуатлирида елан қилинған бир доклат, хитайниң йавропадики уйғуршунас алимларниң авазини өчүрүш үчүн қандақ рәзил васитиләрни қоллиниватқанлиқини ашкарилиди.

германийәниң вйурзбург университетидин пирофессор берн алперман (Björn Alpermann), белгийә әркин университетидин пирофессор ванесса фирангвил (Vanessa Frangville) вә чех җумһурийити оломутс университетидин тәтқиқатчи руне стенберг (Rune Steenberg) қатарлиқ үч нәпәр йавропалиқ нопузлуқ алим 2025-йили 19-декабир германийәниң «Tagesspiegel» (тагәсспийел) тор бетидә германчә «Wie China versucht, Wissenschaftler zum Schweigen zu bringen» (хитай алимларни қандақ қилип сүкүт қилишқа мәҗбурлаватиду?) дегән темида доклат елан қилип, хитай бихәтәрлик органлириниң шәрқий түркистан вә уйғурлар һәққидики тәтқиқатларға тосқунлуқ қилиш үчүн қолланған җасуслуқ, тор һуҗуми вә чегра чәклимиси қатарлиқ тактикилирини тәпсилий паш қилди.

йавропа дәрсханилиридики җасуслуқ күләңгиси

мақалә апторлириниң билдүрүшичә, улар йавропа иттипақи тәрипидин мәбләғ селинған вә йеқинда ахирлашқан «шәрқий түркистанни йирақтин тәкшүрүш» (Remote Ethnography of XUAR) намлиқ үч йиллиқ тәтқиқат түри җәрйанида, хитайниң биваситә вә васитилик паракәндичиликигә дуч кәлгән. доклатта қәйт қилинишичә, хитай даирилири йавропадики алий мәктәпләрниң дәрсханилириғичә қолини созған.

бир хитай оқуғучиниң ейтип беришичә, у вәтинигә тәтилгә қайтқан мәзгилдә хитай дөләт хәвпсизлики хадимлири тәрипидин «сөһбәт»кә чақирилған вә йавропадики университетта өтүлүватқан шәрқий түркистан вә уйғурларға аит дәрсләрни йошурун авазға елип тәминләш тәләп қилинған. гәрчә бу оқуғучи җасуслуқ қилишни рәт қилип, әһвални оқутқучилириға мәлум қилған болсиму, алимлар буниң йәккә мисал әмәсликидин, бәлки бәзи илмий муһакимә йиғинлириниң хитай җасуслири тәрипидин сиңип кирилгәнликидин гуманланмақта.

кимлик оғрилаш вә тор һуҗумлири

тәтқиқат гурупписиниң паалийәтлири көпийип, тор бәт вә радийо пирограммилири арқилиқ тәтқиқат нәтиҗилирини елан қилишиға әгишип, хитайниң паракәндичилики техиму күчәйгән. 2025-йили 4-айдин башлап, чех, белгийә вә германийәдики тәтқиқатчилар уда нәччә ай давамлашқан тор һуҗумиға (Phishing mails) учриған. бу һуҗумлар алимларниң рәқәмлик үскүнилирини контрол қиливелишни мәқсәт қилған.

буниңдин башқа, өзини «сингапурдики мәслиһәт бериш ширкити» дәп ативалған аталмиш журналистлар вә сахта хәлқаралиқ тәшкилатлар тәтқиқатчилар билән алақилишип, уларниң оттура асийаға қилған зийарәтлириниң тәпсилати вә мәҗбурий әмгәккә аит қолға кәлтүргән дәлил-испатлирини алдап еливелишқа урунған. бихәтәрлик мутәхәссислириниң тәкшүрүши нәтиҗисидә, бу урунушларниң арқисида хитай истихбаратиниң барлиқиға даир күчлүк гуманлар оттуриға чиққан.

оттура асийа вә чегра тосалғулири

доклаттики әң диққәт қилишқа әрзийдиған нуқтилардин бири, хитайниң оттура асийа дөләтлиригә болған бесимидур. хитай тәрәп «шинҗаң нормал һаләткә қайтти, һәммә адәм келип көрсә болиду» дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмәлийәттә йәрлик тилни билидиған, вәзийәттин хәвәрдар мутәхәссисләрниң киришини қаттиқ чәклимәктә.

бир йавропалиқ тәтқиқатчи қирғизистанға кирмәкчи болғанда чеграда тосувелинип, саәтләп сорақ қилинғандин кейин сәвәбсиз қайтуруветилгән. йәнә бир мисалда, көп йиллардин буйан лагер шаһитлири билән сөһбәтлишип кәлгән бир тәтқиқатчиниң 2025-йилиниң баһар айлирида қазақистанға кириши рәт қилинған. алимларниң қаришичә, хитай пәқәт өзиниң «сахта көрүнүши» гә ишинидиған садда сайаһәтчиләрнила қарши алиду, әмма һәқиқәтни қезип чиқалайдиған тәтқиқатчилардин қорқиду.

шуниң билән биргә, қазақистандики кишилик һоқуқ тәшкилати «атайурт» (Atajurt) йеқиндин буйан қазақистан даирилириниң қаттиқ бесимиға вә тутқун қилиш һәрикәтлиригә дуч кәлгән болуп, хитайниң қолиниң йавропағичә, һәтта америкағичә созулғанлиқи тәкитләнгән. мақалидә йәнә әнглийәдики шеффилд һаллам университетиниң пирофессори лавра мерфи (Laura Murphy) ниң тәтқиқатиға хитайниң қандақ бесим қилғанлиқиму тилға елинған.

«йеңи нормаллиқ»ни қобул қилмаслиқ керәк

алимлар доклатниң ахирида мундақ дәп агаһландурди: «шәрқий түркистандики уйғур вә қазақлар дуч келиватқан еғир тәһдиткә селиштурғанда, биз дуч кәлгән ишлар кичик иш болуши мумкин. әмма академик әркинликкә қилинған бу һуҗумлар демократийә үчүн хәтәрлик. хитайниң тәтқиқатчиларниң авазини бесиқтуруш урунушлири ‹йеңи нормаллиқ›қа айлинип қалмаслиқи керәк.»

бу доклат хәлқара җәмийәтниң хитайниң чегра һалқиған бастурушлириға қарши техиму һошйар болуши вә илмий әркинликни қоғдаш үчүн һәмкарлишиши керәкликини йәнә бир қетим әскәртти.