таһа қилинч
2025-йили 20-декабир, шәнбә
һәр бир мәдәнийәт өзигә хас инсан типини йетиштүрүп чиқиду. бу нуқтидин ейтқанда, исламниңму өзигә хас бир инсан үлгиси вә модели бар. болупму тарихта из қалдурған вә кейинкиләргә йол ечип бәргән мусулманларға нәзәр салсиңиз, уларда бәзи ортақ алаһидиликләрниң мәвҗутлуқини көрисиз. тиришчанлиқ, сәвр-тақәт, башқиларға нәп йәткүзүш вә ғайивилик қатарлиқ асаслиқ пәзиләтләрдин башқа, улар зөрүр тепилғанда илим билән җиһадни, қәләм билән қилични тәң тутуп маңалайдиған шәхсләрдур. «ислам инсани» — камил вә йетилгән, вәқә-һадисиләрниң йүзлинишигә қарап өз мусаписини бәлгилийәләйдиған, һәр қандақ әһвал вә шараитта йолидин қайтмай күришини давамлаштуридиған, ирадиси мәһкәм инсан типидур.
йеқинқи заман тарихимизда, ислам дунйасиниң һәр бир булуң-пучқақлирида бундақ шәхсләрни учритиш мумкин. әмма мән болупму киризис вә тоқунуш районлиридин көтүрүлгән садаларға бәкрәк диққәт қилимән. чүнки улар оттуриға қойған үлгә, заман һалқиған бир сәвр вә тиркишиш дастанидур. «мәсилән ким?» дейилсә, хийалимға келидиған тунҗи мисаллардин бири —— муһәммәд әмин буғра (1901-1965).
муһәммәд әмин буғра шәрқий түркистанниң хотән шәһиридә, теги-тәкти сәмәрқәнткә дәпнә қилинған мәшһур тәсәввуп пешваси ғоҗа убәйдуллаһ әһрар (1490-йили вапат болған) ға тутишидиған даңлиқ бир аилиниң оғли болуп дунйаға кәлгән. дадисидин кичик вақтидила айрилип қалған буғра, тағисиниң һамийлиқида мукәммәл исламий тәрбийә алған. у йашлиқ йиллиридин тартипла хитай мустәбитлики астидики шәрқий түркистанниң вәзийитини барлиқ реаллиқи билән һес қилип йәткәниди. 1931-йили башлиған алтә айлиқ йурт кезиш җәрйанида шәрқий түркистанниң барлиқ шәһәрлирини зийарәт қилди, хәлқниң әһвалини көзәтти; ғулҗида алим вә сийасәтчи сабит дамоллам (1883-1941) билән узун мәслиһәтләшти. буғра вә дамоллам хитайға қарши әмәлий күрәш елип бериш керәклики тоғрисида бирдәкликкә кәлди. буғра 1932-йили қурған «миллий инқилабий тәшкилат»ниң йетәкчиликидә қарақаш наһийәсидә башланған тунҗи қозғилаңлар қисқа вақит ичидә пүтүн хотәнгә кеңәйди. бир ай ичидә (1933-йили апрел) «хотән ислам һөкүмити» қурулди.
1949-йили шәрқий түркистандин мәңгүлүк айрилишқа мәҗбур болғанға қәдәр наһайити җиддий вә һәрикәтчан һайат кәчүргән муһәммәд әмин буғра, 1934-йилдин 1943-йилғичә болған арилиқни һиндистан вә афғанистанда сүргүндә өткүзди. униң кабулдики мусапирлиқ йиллирида тамамлиған «шәрқий түркистан тарихи» намлиқ әсири, бүгүнму техичә орнини һечким басалмиған шаһанә әсәр вә муһим пайдилиниш мәнбәсидур.
һиҗрәттин кейин, 1951-йили әнқәрәгә орунлашқан вә әднан мендерес һөкүмити билән елип барған сөһбәтләр нәтиҗисидә 1850 нәпәр шәрқий түркистанлиқ мусапирниму түркийәгә йәрләштүргән муһәммәд әмин буғраниң, әмдиликтә дунйа миқйасида йеңи бир бурчи бар иди: деһлидин қаһирәгичә, лаһурдин қуддусқичә, мәккидин равалпиндиғичә болған ислам дунйасиниң һәр қайси мунбәрлиридә шәрқий түркистан дәвасиға дипломатик саһәдә вәкиллик қилиш. бу җәрйан шунчилик нәтиҗилик болдики, бүгүнки күндә әрәб дунйасиниң һәр қандақ йеридә муһәммәд әмин буғрани тонуйдиған, униң күришигә шаһит болған кишиләрни тепиш тәс әмәс.
64 йиллиқ күрәшчан вә бәрикәтлик бир өмүр сүргән муһәммәд әмин буғра, 1965-йили 14-ийун күни, өзи сөйидиған вә һәр дәм сеғинидиған вәтинидин йирақларда — әнқәрәдә вапат болди. униң җәбәҗи әсри қәбристанлиқидики қәбриси, бир ислам инсаниниң күрәш ирадисиниң символи сүпитидә бүгүн зийарәтчилирини күтмәктә.
муһәммәд әмин буғрани әсләп өтүшүмниң сәвәби, өткән чаршәнбә күни (17-декабир) истанбул сабаһаттин заим университети йипәк йоли тәтқиқат институтиниң саһибханилиқида; фараби маарип вә мәдәнийәт җәмийити, буғра академийәси, шәрқий түркистан өлималар бирлики, рәқәмлик хатирә (Dijital Hafıza) җәмийити вә тәклимакан нәшрийатиниң һәмкарлиқида өткүзүлгән «вапатиниң 60 йиллиқи мунасивити билән хәлқаралиқ муһәммәд әмин буғра илмий муһакимә йиғини» дур. университетниң һалқали (Halkalı) мәктәп районидики абдуллаһ тивникли залида өткүзүлгән йиғинниң болупму диққәтни тартидиған икки тәрипи бар иди: йаш академиклар вә тәтқиқатчиларниң сани наһайити көп болуп, мақалиләр түркчә, әрәбчә, инглизчә вә уйғурчә болуп төт хил тилда сунулди. муһәммәд әмин буғра, түркийәниң илим саһәсидә тунҗи қетим бундақ көләмдики бир пирограмма билән хатириләнди вә әсләнди.
бу муһакимә йиғиниға мәнму тәклип қилинғанидим, әмма шу күни истанбулниң охшимиған җайлирида йәнә шәрқий түркистан темисида үч айрим лексийәм бар иди. шуңа уйғур достлиримиз билән өзара бир хил иш тәқсимати қиливалдуқ: улар университетта, мән мәктәпләрдә охшаш бир вақитта, охшаш бир дәвани сөзләштуқ.
мушу мунасивәт билән, «ислам инсани» муһәммәд әмин буғраниң әзиз роһи шад, мақами җәннәттә болсун.
мақалә мәнбәси: https://www.yenisafak.com/yazarlar/taha-kilinc/bir-islam-insani-4780131