әнқәрәдә өткүзүлгән «көчмәнлик, дийаспора вә дипломатийә башлиқлар йиғини»да уйғурлар һәққидә муһим тәклипләр сунулди

бүгүн, 18-декабир «хәлқаралиқ көчмәнләр күни»ниң роһиға вә тарихий чоңқурлуқиға уйғур һалда, әнқәрәдә түркийәниң кәлгүси он йиллиқ көчмәнлик истратегийәси вә қериндашлиқ һоқуқини бәлгиләйдиған тарихий бир башлиқлар йиғини өткүзүлди. түркийә ички ишлар министирлиқи вә «көчмәнлик вә диаспора вәқфи»ниң һәмкарлиқида уйуштурулған «көчмәнлик, дийаспора вә дипломатийә башлиқлар йиғини»ға, шәрқий түркистан дийаспорасиға вакаләтән тәклип билән қатнишип, һәл қилиш муһакимичилири мунбиридин орун алдим.

йиғинға ички ишлар министирлиқи муавин министири һөрмәтлик бүләнт туран ,аилә вә иҗтимаий мулазимәт министирлиқи муавин министири һөрмәтлик ләман йенигүн, көчмәнлик вә дийаспора вәқфи рәиси һөрмәтлик рәҗәп сәййар һәмдә дөләтниң йуқири дәриҗилик истратегийә мутәхәссислири қатнашти.
 
бу йуқири дәриҗилик мунбәрдә, уйғур қериндашлиримизни «панаһланғучи» дегәндәк пассип салаһийәттин чиқирип, түркийәниң кәлгүсидики асаслиқ «актип обйекти»гә айландуруш тәсәввурини өз ичигә алған 6 маддилиқ истратегийәлик ислаһат доклатимни сундум.
 
дөләтниң һәл қилиш күнтәртипигә киргән мәзкур һайатий әһмийәткә игә тәклиплиримниң тәпсилати төвәндикичә:
 
1 - уйғурларниң вәтәндашлиқтики «һөҗҗәт қейнчилиқи»: қериндишимизни җаллатниң ишикигә зорлимаслиқ
 
мәсилә вә дийагноз:
 
һазирқи бийурократик тәртип, вәтәндашлиқ йаки узун муддәтлик иқамәт илтимаси қилған қериндашлиримиздин хитай даирилиридин елинидиған «җинайи ишлар хатириси», «туғулғанлиқ испати» йаки «никаһ һөҗҗити» қатарлиқ еришиш мумкин болмиған һөҗҗәтләрни тәләп қилмақта.
 
реаллиқ вә хәвп:
 
шәрқий түркистанлиқ бир қериндишимиз үчүн хитай консулханисиға қәдәм бесиш, әмәлийәттә «өзиниң өлүм буйруқиға имза қойуш» вә шәрқий түркистанда тутқун қилинған аилә әзалирини биваситә отқа иттириш демәктур. хитай дөлити бу һөҗҗәтләрни йа җасуслиқ қилиш бәдилигә бир тәһдит қорали сүпитидә ишләтмәктә, йаки қериндашлиримизға асассиз «террор гумандари» дәп қалпақ кийдүрүп, хәлқаралиқ бир қапқанға чүшүрмәктә.
 
һәл қилиш чариси:
 
һоқуқниң әң асаслиқ вә универсал принсиплиридин бири болған «имкансиз нәрсини тәләп қилишқа болмайду» дегән бәлгилимә дәрһал иҗра қилиниши керәк. дөлитимиз өз қериндишини җаллатниң ишикини чекишкә мәҗбурлимастин, уларниң түркийәдики пакиз өтмүшини, җәмийәттики инавәтлик кишиләрниң капалитини вә ишәнчлик диаспора органлириниң қануний гуваһлиқини (бирләшмә гуваһлиқ) ларни һөҗҗәт орнида қобул қилиши, «рәсмий һөҗҗәттин кәчүрүм қилиш»ни қануний салаһийәт сүпитидә җиддий бәлгилиши керәк.
 
2 - уйғурларниң тоңлитилған вәтәндашлиқ илтимаслири: ениқсизлиқ вә мәйүсликкә хатимә бериш
 
мәсилә вә дийагноз:
 
түркийәдә 5 йилдин 8 йилғичә «тәкшүрүлүватиду» йаки «толуқланмиған һҗққәт бар» дегән сәвәбләр билән ишкапта топа бесип турған миңлиған вәтәндашлиқ илтимаслири мәвҗут.
реаллиқ вә хәвп:
 
бу қануний ениқсизлиқ қериндашлиримизни иқтисадий вә иҗтимаий һайатта еғир аваричилиққа дучар қилмақта, улар нә қануний игилик тиклийәлмәй, нә балилириниң кәлгүси үчүн узун муддәтлик пилан түзәлмәйватмақта. бу әһвал дийаспорада дөлтимизгә қарита сүкүт ичидики бир азаб, кәлгүсигә нисбәтән үмидсизлик вә тәвәлик киризиси йаратмақта.
һәл қилиш чариси:
 
һечқандақ җинайәткә четилмиған, җәмийәткә маслишиш җәрйанини мувәппәқийәтлик тамамлиған барлиқ қериндашлиримизниң тоңлитилған һөҗҗәтлири үчүн бир қетимлиқ «ақ сәһипә ечиш» ни йолға қойуш керәк. ички ишлар министирлиқиниң «истиснаий вәтәндашлиқ» бериш һоқуқи даирисидә, бу һөҗҗәтләр үчүн тез сүрәтлик «коллектип тәстиқлаш күнтәртипи» елан қилиниши; қериндашлиқ һоқуқи еғир бийурократик тосалғулар үстидин мутләқ ғәлибә қилиши керәк.
 
3 – г87 чәклимә кодлири вә сақчиханиға имзаға бериш аваричилиқи
 
мәсилә вә дийагноз:
 
хитай мәнбәлик асассиз, ойдурма учурлар йаки сәвәби намәлум, дәлилсиз чиқиштурушлар нәтиҗисидә, бәзи уйғур қериндашлиримизға қойулған г87 (омумий бихәтәрлик) кодлири; кишиләрни һәр һәптә, һәтта бәзидә һәр күни сақчиханиға берип имза қойушқа мәҗбурлимақта.
 
реаллиқ вә хәвп:
 
бу наһәқ «имза қойуш мәҗбурийити», бир уйғурни өзиниң иккинчи ана вәтинидә усти очуқ түрмигә қамаш вә униңға «йошурун җинайәтчи» сүпитидә муамилә қилиш дегәнлик болиду. ишқа баралмайдиған, мәктәпкә баралмайдиған, сайаһәт қилалмайдиған вә һәр вақит чеградин қоғлиниш қорқунчи билән йашайдиған бу инсанларниң әң әқәллий инсаний ғурури зийанға учримақта.
 
һәл қилиш чариси:
 
ениқ бир сот қарари вә рәт қилғили болмайдиған бир дәлил болмиған барлиқ G-87 кодлири 30 күн ичидә очуқ - ашкара, тез вә адил бир шәкилдә тәкшүрүлүп, дәрһал бикар қилиниши керәк. йеңидин қурулидиған «тәрәпсиз, мустәқил код тәкшүрүш һәйити» ташқи мәнбәлик йалған учурлар пәйда қилған бу «бихәтәрлик лабринти»ни парчилап ташлиши; қериндашлиримиз сақчихана ишки алдидики бу еғир наһәқчилиқтин мәңгүлүк қутулдурулуши керәк.
 
4 - истратегийәлик учур порти вә «дигитал алақә қалқини»
 
мәсилә вә дийагноз:
 
хитай түркийәдики уйғурларға қарита күчлүк «дөләт һалқиған бесим» (тор паракәндичилики вә тәһдит) ишләтмәктә; шуниң билән бир вақитта, хәлқара таратқуларда «түркийә уйғурларни қоғдимайватиду йаки йошурун қайтуруп бериватиду» дегәндәк йалған тәшвиқатларни елип берип, дөлитимизни төһмәт астида қалдурмақта.
 
һәл қилиш чариси:
 
түркийә җумһур рәислик учур - алақә ишлири идарисиниң маслаштурушида; түркчә, әрәбчә, инглизчә вә уйғурчә тиллирида кәспий тарқитишш билән шуғуллинидиған бир «истратегийәлик тор учур мунбири» қурулуши керәк. хитай мәнбәлик йалған хәвәрләргә шу һаман пакит асаслиқ җаваб қайтурулуп, дунйа җамаәтчилики билән ортақлишилиши керәк. түркийәниң өз қериндашлирини қоғдаш ирадиси тор дунйасида зор бир «алақә қалқини» билән мустәһкәмлинип дунйаға җакарлиниши керәк.
 
5 - таратқуларда «сийасәттин үстүн» бир тил вә түркийә радио-телевизийә назарәтчилик идариси (RTÜK) тәрипидин «таратқу әхлақ хитабнамиси» елан қилиниши
 
мәсилә вә дийагноз:
 
шәрқий түркистан дәваси түрк таратқулирида көпинчә вақитларда ички сийасәтниң қутуплаштурғучи қорали йаки партийәләр ара талаш-тартиш матасиға айландурулуп, әслидики ички сийасәттин үстүн муһим мәзмунидин йирақлаштурулмақта.
 
һәл қилиш чариси:
 
түркийә радио-телевизийә назарәтчилик идариси (RTÜK) вә җумһур рәислик учур - алақә ишлири идариси шәрқий түркистан дәвасини «миллий ортақ тонуш саһәси» дәп бекитидиған рәсмий «таратқу әхлақ хитабнамиси» елан қилиши керәк. уйғур түрклири таратқуларда «чарисиз панаһланғучи» бичарә мәзлум сүпитидила әмәс, бәлки түркийәниң тарихий шерики, истратегийәлик қиммити вә «әзиз қериндиши» сүпитидә тәсвирлинип, уларниң түркийәдики утуқлири күнтәртипкә елип келинип җәмийәттики чүшәнчә қайтидин тиклиниши керәк.
 
6 - «алаһидә қериндашлиқ қануни» вә йумшақ күч тәсәввури
 
мәсилә вә дийагноз:
 
һазирқи 6458-номурлуқ қанун, миң йиллиқ қериндишимиз болған уйғурларни һәрқандақ башқа дөләтләрдин кәлгән «чәтәллик» йаки «вақитлиқ панаһланғучи» билән охшаш қануний салаһийәткә (йаки қанунсиз көчмән салаһийитгә) қойуш арқилиқ тарихий бир хаталиқ садир қилмақта.
 
һәл қилиш чариси:
 
аһиска түрклири вә қирим түрклиригә берилгән қануний салаһийәт вә қулайлиқларға охшаш бир имтийаз, шәрқий түркистанлиқлар үчүнму «алаһидә қериндашлиқ қануни» тәклипи сунулуп, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) да рәсмий қанунлаштурулуши лазим. уйғур диаспораси өзиниң сода - санаәтчилири, дунйави алимлири, мутәхәссилири вә сәнәткарлири билән түркийәниң дунйадики интайин үнүмлүк «йумшақ күчи (Soft Power)» вә ғайәт зор «инсаний байлиқи»дур. бу зор байлиқ бийурократийәниң соғуқ чақлири арисида әмәс, дөләтниң меһрибан вә қоғдиғучи қанунлири билән муһапизәт қилиниши керәк.
 
ахирқи чақириқ:
 
йиғинда һөрмәтлик муавин министирлиримизға вә қиммәтлик дөләт әрбаблиримизға әң ениқ шәкилдә йәткүзгинимиздәк; түркийә җумһурийити өзиниң тарихий мирасиға вә җаһаншумул тәсәввуриға йаришимлиқ шәкилдә, өз қериндашлирини сақчихана ишки алдида йаки имкансиз һөҗҗәт аваричилиқи ичидә йалғуз қойалмайду. бүгүн биз сунған бу хитабнамә, қериндашлиқ һоқуқиниң бийурократик тосалғуларға вә йәршари характерлик йалған тәшвиқатларға қарши қолға кәлтүридиған мутләқ ғәлибисиниң йол хәритисидур.
 
авазимизға қулақ салған, мәсилини һәл қилиш ирадисини билдүргән барлиқ дөләт мәсуллиримизға вә қиммәтлик қатнашқучиларға чин йүрикимиздин рәһмәт ейтимиз.
 
«қериндашлиқ һоқуқи; бийурократийәдинму, йалған тәшвиқаттинму, зулумниң қара қоллиридинму күчлүктур!»
 
һөрмәт вә еһтирам билән: миркамил кашғәрий