америка ички бихәтәрлики министирлиқи (DHS), хитай ишғалийитидики шәрқий түркистанда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә лагерларға аит муһим дәлилләрни топлиған хитай пуқраси гуән хең (Guan Heng) ни чеградин қоғлап чиқириш пиланини бикар қилди. бу қарар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка парламент әзалириниң «әгәр гуән хең қайтурулса, хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ җазалиниши мумкин» дегән агаһландурушлиридин кейин чиқирилди.
әсли хитайниң хенән өлкисидин болған 38 йашлиқ гуән хең, 2025-йили 8-айда америка көчмәнләр вә таможна иҗра идариси (ICE) тәрипидин нйу-йоркта тутулған иди. дәсләптә америка даирилири уни үчинчи дөләт болған угандаға йоллашни пиланлиған болсиму, адвокатлар вә паалийәтчиләр уганданиң хитай билән болған йеқин мунасивитини сәвәб көрситип, гуән хеңниң у йәрдин асанла хитайға өткүзүп берилиш хәвпи барлиқини оттуриға қойған.
«һайати хәвп астидики гуваһчи»
гуән хең 2020-йили йалғуз машина һәйдәп шәрқий түркистанға барған вә хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа мусулман милләтләрни қамап қойған бир қанчә тутуп туруш лагерини йошурун синға алған. у америкадики «BuzzFeed News» тори сүний һәмраһ сүрәтлири арқилиқ орнини бекиткән бир қисим лагерларни шәрқий түркистан туприқида нәқ мәйданда дәлиллигән. у сүрәткә алған синларда егиз тамлиқ, тикәнлик симлар билән қоршалған, көзитиш мунарлири бар һәрбийчә башқуруш орунлири вә сақчи понкитлири ениқ көрситилгән болуп, булар хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики бастуруш сийаситиниң күчлүк испатлиридин бири дәп қаралған.
2021-йили бу синларни елан қилғандин кейин хитайдин қечип чиққан вә җәнубий америка арқилиқ америкаға кәлгән гуән хең, өзиниң бу һәрикити сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин «дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш» вә «бөлгүнчиликкә йардәм бериш» җинайити билән әйиблиниши мумкинликини билдүргән.
сийасий бесим вә өзгәргән қарар
гуән хеңниң чеградин қоғлап чиқирилиш еһтималлиқи ашкариланғандин кейин, америка парламентидики «хитай компартийәси билән риқабәтлишиш алаһидә комитети»ниң әзалири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири америка һөкүмитигә мәктуп йоллап, гуән хеңни қоғлап чиқиришниң американиң кишилик һоқуқ қиммәт қаришиға хилап икәнликини, шундақла буниң хитайниң зийанкәшликигә учраватқан башқа гуваһчиларғиму сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлигән.
гәрчә чеградин қоғлап чиқириш пилани тохтитилған болсиму, гуән хең һазирғичә нйу-йорк иштатидики бир қамақханида тутуп турулмақта. нөвәттә униң сийасий панаһлиқ илтимаси бир тәрәп қилиниватқан болуп, адвокатлири униң америкада қанунлуқ туруш салаһийитигә еришиши үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрсәтмәктә.
бу вәқә американиң көчмәнләр қануни билән кишилик һоқуқни қоғдаш вәдиси оттурисидики мурәккәп зиддийәтни йәнә бир қетим күнтәртипкә елип кәлди. хитай һөкүмити шәрқий түркистандики лагерларниң мәвҗутлуқини изчил рәт қилип, уларни «кәспий маһарәт тәлим-тәрбийә мәркизи» дәп атап кәлгән болсиму, гуән хеңға охшаш гуваһчилар тәминлигән дәлилләр бу даваларни рәт қилишта муһим рол ойнап кәлмәктә.