лондонда «мәһбус роһлар: хитай түрмилиридики уйғурларниң шеирлири» намлиқ китабни тарқитиш вә имза қойуш мурасими өткүзүлгән болуп, паалийәттә уйғур ирқий қирғинчилиқиму нуқтилиқ тилға елинди.
лондон гезити, 2025-йили 24-декабир
2025-йили 12-айниң 16-күни, лондондики йунус әмрә институтида «мәһбус роһлар: хитай түрмилиридики уйғурларниң шеирлири» (Imprisoned Souls: Poems of Uyghurs in Chinese Prisons) намлиқ китабни тарқитиш вә имза қойуш мурасими өткүзүлди. бу китабта, хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин буйан шәрқий түркистанда йүргүзүватқан кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқ сийаситиниң бир қисми сүпитидә тутқун қилинған, узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған йаки мәҗбурий ғайиб қиливетилгән уйғур шаирлириниң шеирлири вә һайат қисмити җәмләнгән.
уйғур зийалийси әзиз әйса әлкүн тәрипидин түзүлгән вә тәрҗимә қилинған бу китабтин, гүлниса имин гүлхан, нурмуһәммәт йасин өркиши, абләт абдурешит бәрқи, пәрһат турсун, абдуреһим абдулла, абдуқадир җалалидин, адил тунийаз вә ваһитҗан осман қатарлиқ 25 нәпәр уйғур шаириниң тәрҗимиһали вә әсәрлири орун алған.
китаб тарқитиш мурасимида сөз қилғучилардин китабниң түзгүчиси әзиз әйса әлкүн, дунйа уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити (PEN International) асийа-тинч окйан райониниң рәиси рус هолдер (Ross Holder), «сүргүндики йазғучилар вә шаирлар җәмийити» ниң қурғучи директори җеннифер лангер (Jennifer Langer) вә лондон университети шәрқ вә африқа тәтқиқат институти (SOAS) ниң пирофессори доктор рачел харрис (Rachel Harris) қатарлиқлар бар.
җеннифер лангер сөзидә, китабқа киргүзүлгән барлиқ шаирларниң хитайниң кәң көләмлик түрмә вә җаза лагерлири системисида ғайиб болғанлиқиға һәмдә уларниң ақивитиниң намәлум икәнликигә диққәт тартти. у бу шеирларниң үмидсизлик, азаб, сеғиниш вә муһәббәт қатарлиқ чоңқур һес-туйғуларни ипадилигәнликини тәкитлиди.
пирофессор доктор рачел харрис уйғур шеирийити вә мәдәнийити һәққидә тохтилип, бу мәдәнийәт мираслирини қоғдаш вә хәлқарада тәшвиқ қилишниң интайин муһимлиқини билдүрди.
буниңдин башқа, австрийә қәләмкәшләр җәмийити (PEN Austria) дин һерет шродер (Heret Schröder) пәрһат турсунни австрийә йазғучилар җәмийитиниң пәхрий рәисликигә намзат көрситиш вә униң бир романини немис тилиға тәрҗимә қилиш җәһәттики тиришчанлиқлири һәққидә тохталди. у: «уйғур шаирлирини қамаш, уларниң авазини бесиқтуруш вә әсәрлирини чәкләш — маһийәттә уйғур тилини вә мәдәнийитини йоқитиш урунушидур» дәп тәкитлиди.