бейҗиң уйғурларға қаратқан бастуруш сийасити сәвәбидин террорлуқ тәһдитиниң мәркизий нуқтисиға айланди

мәнбә: IndiaTribune | вақти: 2025-йили 25-декабир | йеңи деһли (IANS)

бейҗиң узундин буйан террорлуқ тәшкилатлириниң биваситә нишанидин бир қәдәр халий туруп кәлгән иди. бирақ, «әл қаидә» тәшкилатиниң йеқинқи тәһдити хитайниң бихәтәрлик вәзийитини йеңи вә хәтәрлик басқучқа киргүзди.

шәрқий түркистандики уйғур җамаити дуч келиватқан еғир зулум вә бастурушлар, нөвәттә дунйадики әң җиддий кишилик һоқуқ мәсилилириниң бири һесаблиниду. хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң доклатлириму райондики системилиқ бастуруш сийасәтлирини дәлиллимәктә.

йеқинда «телеграм» (Telegram) суписида тарқалған вә «әл қаидә»ниң әрәб йерим арилидики каттибеши атеф әл әвлакиниң сөзлири нәқил кәлтүрүлгән бир байанатта, хитайға нисбәтән уйғур мусулманлириниң вәзийитигә мунасивәтлик очуқ тәһдит оттуриға қойулди.

мәзкур байанатта йәһудийлар вә америкилиқларға қилинған һуҗумлар алқишлиниш билән биргә, хитайниң уйғур сийаситиниң йеқиндин көзитиливатқанлиқи агаһландурулди. байанатта йәнә, әгәр хитай шәрқий түркистандики түркий мусулманларға қаратқан зулумни давамлаштурса, хитайниң «қуруқлуқ вә деңиз»дики мәнпәәтлиригә қайтурма зәрбә берилидиғанлиқи вәдә қилинди.

бу мәсилә бейҗиңниң афғанистанға қарита сийаситигиму биваситә четилиду. талибанниң контроллуқидики афғанистанниң җуғрапийәлик җәһәттин хитайға қошна болуши муһим истратегийәлик амил. 2021-йили талибан һакимийәткә қайтқандин буйан, бейҗиң бихәтәрлик әндишиси вә иқтисадий мәнпәәт түпәйлидин улар билән йеқин мунасивәт орнитишқа тиришип кәлди. һалбуки, афғанистанниң ички вәзийитидики муқимсизлиқ вә идеологийәлик зиддийәтләр, талибанниң хитайға йардәм бериш иқтидарини чәкләп қоймақта.

бейҗиң қисқа муддәтлик һәмкарлиқни қолға кәлтүрәлигән тәқдирдиму, уйғурларниң чоңқур дәрд-әләмлири һәл болмай турмақта. буниңдин башқа, «әл қаидә» вә «даиш» (IŞİD) қатарлиқ радикал исламий гуруппилар нөвәттики талибан һакимийитини «җиһад» мәсилисидә бәк йумшақ дәп қарайдиған болуп, уларни җәң мәйданидин көрә һакимийәт раһитини талливалди, дәп әйиблимәктә.

әмәлийәттә, районда бир қисим шиддәтлик тоқунушларму йүз бәрди. афғанистанниң бәдәхшан өлкисигә җайлашқан вахан каридори хитай билән афғанистанни туташтуруп туриду. уйғурлар өзлири үчүн мустәқил бир дөләт тәләп қиливатқан бу аптоном район (шәрқий түркистан) оттура асийадики бир қанчә дөләт билән чегралиниду.

бейҗиң өзи үчүн «бихәтәрлик тосуқи» һасил қилиш мәқситидә кабулниң һәмкарлиқини қолға кәлтүрүшкә урунмақта; чүнки хитай тәрәп уйғур мустәқиллиқчилириниң афғанистанда базилири бар дәп қарайду. хәвәрләргә қариғанда, хитай талибанға бесим ишлитип, бейҗиң тәрипидин террорлуқ тәшкилати дәп тамғиланған «шәрқий түркистан ислам һәрикити» (ETIM) ни бастурушни тәләп қилмақта.

«шәрқий түркистан ислам һәрикити» хитайни ишғалийәтчи дәп қарайдиған болуп, қораллиқ қозғилаң арқилиқ өзини азад қилишни нишан қилиду. 2017-йилдин буйан, хитай «кәспий техника тәрбийәләш мәркизи» дәп пәрдазлаватқан лагерларда кәң көләмлик тутқун қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш вә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүш қатарлиқ әһваллар ашкариланмақта.

хитай тәрәп «шәрқий түркистан ислам һәрикити»гә охшаш бөлгүнчи гуруппиларға қарши террорлуққа зәрбә бериш маневирлири арқилиқ қайтурма тәдбир қоллиниватқанлиқини дәва қилсиму, бирақ бу һәрикәтләр хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин қаттиқ тәнқидләнмәктә.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи (OHCHR) ниң 2022-йилидики доклатида, районда «еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики» йүз бәргәнлики вә буниң «инсанийәткә қарши җинайәт» шәкилләндүрүш еһтималлиқи барлиқи байан қилинған. доклатларда бир милйондин артуқ уйғурниң халиғанчә тутуп турулуватқанлиқи, диний паалийәтләрниң чәкләнгәнлики, шундақла хитайниң уйғурларниң миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилған назарәт вә меңә йуйуш һәрикәтлири ашкариланған.

«әл қаидә»ниң йеқинда елан қилғанлиқи илгири сүрүлгән бу байанати истратегийәлик бир бурулуш нуқтисини көрситиду; илгири асаслиқи америка вә исраилийәни нишан қилған бу тәшкилат, әмдиликтә диққитини уйғур мәсилисигиму қаратмақта. әскәртиш керәкки, 2017-йили 3-айда, «даиш»му өз тәшкилати ичидики уйғур қораллиқ күчлири көрситилгән бир син елан қилған иди. у синда хитайға қарита шиддәтлик қайтурма зәрбә берилидиғанлиқи тәһдит қилинған болуп, синда бир нәпәр «җасус» дәп қаралған кишиниң уйғур җәңчилири тәрипидин өлтүрүлгәнлики көрситилгән.

«2025-йиллиқ йәршари бихәтәрлик мунбири»ниң таратқу һәмраһи болған «Defense One» торида, бу йилниң бешида елан қилинған бир обзорда мундақ дейилгән: «мана әмди, 2025-йилиға кәлгәндә, хитайниң хәлқаралиқ террорлуқ гуруппилириниң нишаниға айланғанлиқида шәк йоқ. қабилийәтлик вә ирадилик болған дөләтсиз қораллиқ күчләр сүрийә, афғанистан, пакистан вә башқа җайлардики түрлүк қизиқ нуқтиларда хитайға аваричилик тепип бериши мумкин.»

мақалиниң хуласә қисмида мундақ дәп көрситилгән: «бейҗиң бир мәзгилләр өзи дуч кәлгән террорлуқ тәһдитини мубалиғә қиливатиду дәп гуман қилинатти, әмма һазир вәзийәт өзгәрди. хитай ‹бир бәлбағ бир йол› тәшәббусини давамлиқ кеңәйтип, хитай хадимлири вә ул әслиһә қурулушлири дунйаниң һәрқайси җайлириға йейилғансери, чәт әлдә күчийиватқан хитай мәвҗутлуқини нишан қилған адәм тутуп гөрүгә елиш, террорлуқ һуҗумлири вә башқа һәрикәтләрниң көпийиши мумкин.»

өтмүштиму афғанистан вә пакистандики хитай түрлири вә бу түрләргә қатнашқан хитай пуқралири бу хил һуҗумларға учриған иди.

мәнбә:

   https://indiatribune.com/public/beijing-in-terror-spotlight-over-oppression-of-uyghur-movement