йазғучи: SCF 2026-йили 6-йанвар
түркийә даирилири тәрипидин тутулуп, чәт әлликләрни қайтуруш мәркизидә мәмурий назарәт астиға елинған икки уйғур әр-хотун вә бир айлиқ бовақ хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлмәктә. бу вәқә түркийәдин панаһлиқ тилигән уйғурларниң тәқдиригә болған әндишиләрни қайтидин күнтәртипкә елип кәлди.
«қарар» хәвәр ториниң хәвиригә асасланғанда, муйәссәр әли 24-декабир күни әнқәрә сақчилириниң истанбулда елип барған бир қетимлиқ сақчи һәрикити җәрйанида, йолдиши абдуллаһ пәһирдин билән бирликтә назарәткә елинған. охшаш бир қетимлиқ һәрикәттә йәнә абдуллаһниң сиңлиси мәрзийә пәхирдин билән күйоғли билал әркинму тутулған болуп, уларни назарәткә елиш һәққидә һечқандақ рәсмий сәвәб көрситилмигән. икки аилиниң әң чоңи 11 йашлиқ болған җәмий төт балисиму чоңлар билән биллә қайтуруш мәркизигә елип берилған.
мәзкур аилиләр дәсләптә ғәрбий шималий қисимдики киркларәли вилайитидики қайтуруш мәркизигә орунлаштурулған, кейин измирдики башқа бир орунға йөткәлгән. измир вилайәтлик көчмәнләр идариси уларниң мәмурий назарәт муддитини узартқан болуп, аилә адвокати бу қарарға қарши җинайи ишлар тинчлиқ сотчисиға әрз сунған.
тутуп турулуватқан чоңлар түркийәдә узун муддәтлик олтурақлишиш рухсити билән 11 йилдин буйан йашаватқан болуп, балиларниң төтәйлиниму түркийәдә дунйаға кәлгән. балиларниң үчи измирға йөткилиш җәрйанида саламәтликидә мәсилә көрүлгәнлики үчүн уруқ-туғқанлириниң беқишиға берилгән. әмма муйәссәр әлиниң техи бир айлиқ болған бовиқи әнәс абдуллаһ йәнила аниси билән биллә қайтуруш мәркизидә тутуп турулмақта.
аилиниң адвокати муһаҗирларниң сақчиға ипадә бәргәндин кейин көпинчә аптоматик һалда қайтуруш мәркәзлиригә йоллинидиғанлиқини байан қилип, көчмәнләр идарисиниң сот буйруқисизла кишиләрни қойуп бериш һоқуқи болсиму, әмма бундақ әһвалларниң пәқәт %30 әтрапида йүз беридиғанлиқини, көпинчә кишиләрниң пәқәт сот қараридин кейинла қойуп берилидиғанлиқиниң ейтилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.
2016-йилиниң ахиридин башлап, хитайниң ғәрбий шималидики шәрқий түркистан районида уйғурлар вә башқа түркий мусулманлар кәң көләмлик халиғанчә тутуп туруш, қийнаш вә башқа түрлүк зулумларға дуч кәлмәктә. кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислири буни «инсанийәткә қарши җинайәт» дәп тәриплимәктә. түркийә ортақ тил вә мәдәнийәт риштиси сәвәбидин узун йиллардин бери уйғурлар үчүн панаһгаһ болуп кәлгән иди.
түркийә хәлқи билән ортақ диний етиқадқа игә болуштин сирт, бир түркий милләт болған уйғурлар түрк тилиға интайин йеқин бир тилда сөзлишиду. нөвәттә тәхминән 50,000 әтрапида уйғур түркийәдә йашаватқан болуп, бу түркийәни дунйадики әң чоң уйғур дийаспорасиға айландурған. бирақ, 2017-йили имзаланған вә түркийә парламентида техичә тәстиқлинишни күтүватқан «түркийә-хитай җинайәтчиләрни өзара қайтуруп бериш келишими», түркийәдики уйғурларниң нишанға елинишиға йол ачиду дәп әндишә қилинмақта.