истратегийә мутәхәссиси, әнқәрә һаҗәттәпә университети оқутқучиси вә «уйғур тәтқиқат институти» мудири дотсент доктор әркин әкрәмниң илмий әмгәклири вә шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһпилирини тәқдирләш мурасими истанбулда өткүзүлди.
игилинишичә, мәзкур әһмийәтлик паалийәт 10-йанвар күни ройапқа чиққан болуп, шәрқий түркистан тәтқиқат вәқфи рәиси доктор абдукерим буғра вә дунйа уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудунлар ечилиш сөзи қилип, паалийәтниң мәқситини чүшәндүргән. мурасимға түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридин вә дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән тәшкилат мәсуллири, өлималар, зийалийлар вә җамаәт әрбаблири иштирак қилған.
паалийәт җәрйанида, мурасимға бивастә қатнишалмиған меһманларниң тәбрик мәктуплири оқуп өтүлгән. арқидин нәшрийатчи абдуҗелил туран, доктор мәғпирәт камал ханим, доктор алимҗан буғда, доктор абдуреһим дөләт, доктор абдухалиқ уйғур, паалийәтчи мусаҗан әр вә доктор султан мәһмуд қәшқәрий қатарлиқлар сөзгә чиққан. нутуқ сөзлигүчиләр доктор әркин әкрәмниң узун йиллардин буйан шәрқий түркистан дәвасини күчәйтиш, истратегийәлик пиланларни оттуриға чиқириш, академик саһә вә хәлқ үчүн қиммәтлик илмий әсәрләрни тәқдим қилиш җәһәттики алаһидә хизмәтлирини тәкитләп өткән.
мурасимда доктор әркин әкрәмму сөз қилип, бу паалийәттин өзиниңму кейинрәк хәвәр тапқанлиқини, әслидә бундақ тәқдирләшкә өзидинму бәкрәк лайиқ болған, вәтән-милләт үчүн хизмәт қиливатқан пидакарларниң көпликини билдүргән. у йәнә йиғин әһлигә вә хәлққә рәһмитини изһар қилиш билән биргә, өзиниң вәтән ичидин башланған һайат мусаписи вә дәва йолидики кәчүрмишлирини қисқичә әсләп өткән.
мурасимниң ахирида, доктор әркин әкрәмниң көрсәткән нәтиҗилири вә төһпилиригә миннәтдарлиқ билдүрүш йүзисидин, униңға әнәниви уйғур тони кийдүрүлгән.

