америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комититиниң 2017- йиллиқ доклати

америка дөләт мәҗлиси қаримиқидики хитай ишлири комитити 5- өктәбир дөләт мәҗлисигә 2017- йиллиқ доклатини тапшурди. доклатта, хитайдики кишилик һоқуқ, қанун иҗра қилиш вә диний әркинлик қатарлиқ саһәләрдә омумийүзлүк чекиниш көрүлгәнлики тәнқид қилинди.

доклатта, уйғурларға хели көп йәрдә орун берилгән, шундақла айрим бир бөликидә мәхсус шәрқий түркистан(доклатта «шинҗаң» дәп елинған) һәққидә тохталған.

доклатта, хитай хәлқара тәртиптин пайдилинип вә өзиниң иқтисадини тез сүрәттә тәрәққий қилдуруп, милйонлиған кишини намратлиқтин қутқузди. лекин, сийасий ислаһәт иқтисадий ислаһаттәк көрүнәрлик болмиди. түрлүк әмәлийәтләр испатлидики, хитай өз мәсулийитини үстигә алалмиған бир дөләт, хитай кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш мәҗбурийити барлиқини унутти. бу хитай асасий қанунида вә хитай имза қойған хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисидә пуқраларға берилгән әқәллий һоқуқ иди.

мәзкур комитетиниң тәң һоқуқлуқ рәиси, авам палата әзаси крис смис(Rep. Chris Smith, R-NJ) ахбарат елан қилиш йиғинида мундақ деди: «бу доклат хитай һөкүмитиниң үзлүксиз вә кәң даирилик кишилик һоқуқ таҗавузчилиқи мәсилисиниң һазирқи әһвалиға қарита бир қетимлиқ омумийүзлүк диагноз болуп, көп хил саһәни өз ичигә алиду. диний җәһәттә, ши җинпиң һакимийити астидики хитайда диний әркинлик әһвали күнсайин йаманлашти, болупму диний паалийәтләргә болған бастуруш, һәтта һөкүмәтни қоллайдиған вә һөкүмәтниң тәстиқлишиға еришкән диний җәмийәтләрму бастуруш нишаниниң сиртида әмәс. йәр асти черкавлири, фалунгуңчилар, уйғурлар, тибәт буддистлар вә хиристианларниң һәммиси мислисиз бастурушқа дуч кәлди.»

доклатта, өткән бир йилда, хитай қанунни пуқраларни бастуруштики вастә қилишни двамлаштурди, җәмийәткә болған контроллуқни күчәйтти, сөз, диний етиқад әркинликини давамлиқ чәклиди, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини түрмигә қамаш, һәтта түрмидә тән җазаси бериш изчил двамлашти.

«хитай ишлири комитети қурулған 17 йилдин буйан, биз пәқәт хитайдики бастуруш салмиқиниң изчил ешиватқанлиқини көрүватимиз, америка башчилиқида, дунйадики әқәллий кишилик һоқуқ қиммәт қаришиға көңүл бөлидиған дөләтләр һоқум буниң үчүн авазини чиқириши лазим.»

комититниң йәнә бир тәң һоқуқлуқ рәиси, кеңәш палата әзаси марко рубио(Sen. Marco Rubio, R-FL) доклат елан қилинған күни америка президенти трампқа мәктуп йазди. мәктупта 2017- йиллиқ доклатниң қисқичә мәзмунини тонуштурғандин башқа йәнә, 11- айниң бешида хитайни зийарәт қилидиған трампни, хитайда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойушқа һәмдә хитайдин хәлқара кишилик һоқуқ низамнамисигә вә хәлқара қанунларға һөрмәт қилишни, универсал кишилик һоқуқ өлчәмлиригә риайә қилишни тәләп қилишқа чақири.

җәмий алтә қисим, 330 бәттин түзүлгән бу бу доклатниң төтинчи қисмиға «шинҗаң» дәп мавзу қойулған болуп, 282- бәттин 298- бәткичә болған арилиқта мәхсус бу һәқтә тохталған. бу қисимда, қолайлиқ сақчи понкити, қәсәм бериш йиғинлири, он аилә түзүми вә д н а әвришкилириниң йиғилиши қатарлиқ бихәтәрлик тәдбирлири; диний әркинлик; қазақларниң бастурулуши; хитайниң қош тил сийасити; әмгәк һоқуқи вә һашар қатарлиқларниң һәр бири үстидә айрим – айрим тохтилип өтүлгән.

сәлкин ториниң башқурғучиси гүлмирә имин вә пирофессор илһам тохти алаһидә көңүл бөлүнидиған сийасий мәһбуслар қатарида тонуштурулди.

 

доклатниң толуқ мәзмуни:

http://turkistantimes.com/uploads/2017-10-07/2017AnnualReport.pdf