кишилик һоқуқ тәтқиқат мәркизиниң доклати: ши җинпиңниң биваситә җавабкарлиқи вә җинайәтниң көлими
түркистан таймз, 22-йанвар, истанбул: тәтқиқатчи хән ву (Hanh Vu) тәрипидин қәләмгә елинип, кишилик һоқуқ тәтқиқат мәркизи (Human Rights Research Center) тәрипидин 2026-йили 21-йанвар елан қилинған «шинҗаңдики уйғурларға қаритилған зийанкәшлик: қийин-қистақ, инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ» намлиқ мақалидә, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан бастуруш сийасәтлириниң йуқири қатламдин пиланланған «дөләт җинайити» икәнлики күчлүк пакитлар билән оттуриға қойулди. мақалидә алаһидә қәйт қилинишичә, йеқинқи он йил мабәйнидә уйғур миллий кимликиниң йадролуқ қиммәт қарашлирини түптин йоқитиш мәқситидә, дөләт рәһбәрликиниң биваситә қоманданлиқида маслашқан вә системилиқ бир һәрикәт елип берилған.
апторниң тәһлил қилишичә, хитай һөкүмитиниң райондики бесим сийасити 2014-йилидин башлап мислисиз дәриҗидә кәскинләшкән. хитай компартийәси уйғур вә башқа мусулман милләтләрни «йошурун бихәтәрлик хәвпи» дәп қарап, «террорлуққа қарши уруш» нами астида кәң көләмлик бастуруш һәрикитини қозғиған. доклатта байан қилинишичә, бу қаттиқ қол тәдбирләр пәқәтла бихәтәрликни қоғдаш үчүн әмәс, бәлки һөкүмәтниң районни тамамән контрол қилиш вә иқтисадий җәһәттин мәркәзгә беқинди қилиш нишани үчүн хизмәт қилдурулған.
мақалидики әң гәвдилик нуқтиларниң бири шуки, бу зулумлар йәрлик әмәлдарларниң өз бешимчилиқи болмастин, бәлки биваситә бейҗиңдики мәркизий һөкүмәтниң пиланлиши билән елип берилған. аптор хитай рәиси ши җинпиңниң 2014-йилидики район зийаритидә бәргән «мутләқ рәһим қилмаслиқ» һәққидики йолйоруқини нәқил кәлтүрүш арқилиқ, җинайәтниң мәнбәсини көрситип өткән. болупму 2016-йили тибәттики бастуруш техникилири билән тонулған чен чүәнгониң районға партийә секретари болуп келиши билән, «қайта тәрбийәләш» намидики йиғивелиш лагерлири рәсмий түзүмләштүрүлгән.
уйғур сот коллегийәси (Uyghur Tribunal) ниң баһалишичә, 2018-йилиға кәлгәндә бу сийасәтләр «нәслини үзүш, йилтизини қурутуш, алақисини үзүш» дегән вәһший буйруқлар билән техиму йуқири пәллигә чиққан. йүз миңлиған қораллиқ хадим вә йүзлигән йеңи қамақхана қурулушини тәләп қилидиған бу ғайәт зор системиниң йуқири қатламниң тәстиқисиз әмәлгә ешиши мумкин әмәс. шуңа, сот коллегийәси бу җинайәтләрниң әң еғир җавабкарлиқини ши җинпиң вә чен чүәнго қатарлиқ йуқири дәриҗилик әмәлдарларниң үстигә йүклигән.
доклатта оттуриға қойулушичә, мустәқил «уйғур сот коллегийәси» ниң тәкшүрүш нәтиҗилири райондики қийин-қистақларниң системилиқ икәнликини толуқ испатлиған. гуваһчиларниң байанлириға асасланғанда, тутқунлар 22 кивадрат метирлиқ тар камерларда 50 адәм билән биллә йашашқа мәҗбурланған, адәмгәрчиликтин бәрқәтә шараитларда, һәтта һаҗәтхана үчүн очуқ челәкләр ишлитилгән.
лагерларда тирнақ суғуруш, қаттиқ тайақ, «йолвас орундуқ»қа күнләп бағлап қойуш вә ток билән зәрбә бериш қатарлиқ дәһшәтлик қийин-қистақлар тутқунларниң роһий вә җисманий сағламлиқини вәйран қилған. техиму ечинишлиқи, айаллар вә әр тутқунларға қарита системилиқ җинсий зораванлиқ, коллектип басқунчилиқ вә җинсий әзаларға ток калтәк ишлитиш қатарлиқ инсанийәт номус қилидиған қилмишлар йүз бәргән.
мақалидә көрситилишичә, хитай һөкүмити уйғур нопусиниң тәбиий көпийишини тосуш үчүн мәқсәтлик һалда «ирқий қирғинчилиқ» тәдбирлирини қолланған. 2017-йилдин башлап, шәрқий түркистанниң җәнубий вилайәтлиридики туғут йешидики айалларниң 80 пирсәнтигә йеқиниға мәҗбурий һалда балийатқуға үскүнә (IUD) селинған, туғмас қиливетилгән вә һәтта һамилиси чоңийип қалған айалларму мәҗбурий бала чүшүрүшкә зорланған.
истатистикилиқ санлиқ мәлуматларға қариғанда, хотән вилайитидә туғулуш нисбити 2018-йилиға кәлгәндә шиддәт билән төвәнләп, һәр миң адәмгә 25.41 дин 7.41 гә чүшүп қалған. бу тирагедийәлик пакитларға асасән, сот коллегийәси хитайниң уйғурларниң нәслини қурутушни нишанлиғанлиқини вә буниң хәлқаралиқ қанунлар бойичә «ирқий қирғинчилиқ» җинайитини шәкилләндүридиғанлиқини бекиткән.
апторниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити районниң диний вә мәдәнийәт йилтизини қурутуш үчүн тәхминән 16,000 мәсчитни (омумий мәсчит саниниң 65 пирсәнти) вәйран қилған йаки башқа мәқсәтләргә өзгәрткән. намаз оқуш, сақал қойуш вә роза тутуш қатарлиқ нормал диний адәтләр «ашқунлуқ» дәп қарилип, миңлиған кишиниң узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинишиға сәвәб болған. шуниң билән бир вақитта, 880 миңдин артуқ уйғур пәрзәнти ата-анисидин мәҗбурий айриветилип, хитайчә йатақлиқ мәктәпләрдә миллий кимликидин йатлаштурулған.
буниңдин башқа, «туғқанлишиш» намидики сийасәт арқилиқ милйонлиған хитай кадирлири уйғур аилилиригә орунлаштурулған. бу хадимлар уйғурларниң хусусий турмушини назарәт қилған, һәтта әрлири лагерда йаки түрмидә болған айаллар билән бир өйдә қелиш арқилиқ җинсий паракәндичилик салған.
мақалиниң ахирида хән ву мундақ йәкүн чиқириду: гәрчә уйғур сот коллегийәсиниң биваситә иҗра қилиш вә җазалаш һоқуқи болмисиму, әмма униң топлиған рәт қилғили болмайдиған дәлил-испатлири хитайниң җинайәтлирини тарих бетигә йезишқа муһим әһмийәткә игә. дунйа уйғур қурултийи бу тарихий һөкүм елан қилинған 9-декабирни «уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни» дәп елан қилған.
бу доклат, хитай компартийәсиниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлириниң биваситә қоманданлиқида, бир милләтни пүтүнләй йоқитиш йаки ассимилйатсийә қилиш үчүн пиланлиқ, системилиқ вә вәһшийләрчә «дөләт җинайити» өткүзүватқанлиқини йәнә бир қетим паш қилип бәрди.