бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мутәхәссислири хитайда уйғур, қазақ, қирғиз вә тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи һәмдә мәдәнийәт кимликиниң зәрбә обйекти қилиниватқанлиқиға даир әйибләшләрдин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2026-йили 23-йанвар, уйғур хәвәр
бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислири 2026-йили 22-йанвар күни байанат елан қилип, шәрқий түркистанда вә хитайниң ички районлирида уйғур, қазақ, қирғиз вә тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләт гуруппилириниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқиға даир доклатлардин җиддий әнсирәйдиғанлиқини билдүрди. мутәхәссисләр бу әһвалниң дөләтниң «әмгәк күчи йөткәш» пирограммилири арқилиқ әмәлгә ешиватқанлиқини вә аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийәт кимликини зәрбә обйекти қилғанлиқини тәкитлиди.
б д т мутәхәссислириниң қаришичә, хитайдики мәҗбурий әмгәк дөләтниң «намратлиқтин қутулдуруш үчүн әмгәк күчи йөткәш» пирограммилири арқилиқ асанлаштурулмақта. бу пирограммилар уйғур вә башқа аз санлиқ милләт гуруппилирини шәрқий түркистандики вә башқа районлардики хизмәтләргә мәҗбурлимақта. бу кишиләр үзлүксиз көзитиш, назарәт қилиш вә експлататсийә қилинишқа дучар болмақта; җазалиниш вә халиғанчә тутуп турулуш қорқунчиси сәвәбидин хизмәтни рәт қилиш йаки алмаштуруш таллиши йоқ. шәрқий түркистандин 2021-2025-йиллиқ пиландила 13.75 милйон әмгәк күчи йөткәш нишанланған болсиму, әмәлий санларниң бу миқдардин ешип кәткәнлики оттуриға қойулмақта.
тибәтләрму «тәрбийәләш вә әмгәк күчи йөткәш һәрикәт пилани»ға охшаш пирограммилар билән мәҗбурий әмгәккә селинмақта. бу пиланлар «йезилардики ешинча әмгәк күчлири»ни тәрбийәләш вә йөткәш үчүн һәрбийчә кәспий тәрбийәләш усуллирини қанунлуқ қилип көрсәтмәктә. 2024-йили тәхминән 650 миң тибәтликниң бу йөткәшләрдин тәсиргә учриғанлиқи тәхмин қилинмақта. униңдин башқа, тибәтләр «деһқанларни көчүрүш» пирограммиси арқилиқ йурт-маканлиридин айрилмақта; бу пирограмма тәкрарланған өй зийарәтлири, җазалаш тәһдитлири вә асаслиқ мулазимәтләрни үзүп қойушқа охшаш бесим характерлик усуллар билән «разилиқ» һасил қилишқа урунмақта.
мутәхәссисләр бу әмгәк күчи вә йәр-земин йөткәшлириниң, уйғур, башқа аз санлиқ милләтләр вә тибәтләрниң мәдәнийәт кимликини намратлиқ баһаниси билән мәҗбурий қайта шәкилләндүрүш сийаситиниң бир қисми икәнликини байан қилди. бу пирограммилар деһқанчилиққа тайинидиған йаки көчмән чарвичилиқни асас қилған әнәниви турмуш шәклини, шәхсләрни маашлиқ ишләмчиликкә мәҗбур қилидиған йәрләргә көчүрүш арқилиқ өзгәртмәктә. нәтиҗидә уларниң тили, җәмийәт қурулмиси, турмуш усуллири, мәдәнийәт вә диний паалийәтлири зийанға учрап, әслигә кәлтүргили болмайдиған йоқитишларни кәлтүрүп чиқармақта.
б д т мутәхәссислири йәнә мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған малларниң үчинчи әлләрдики ширкәтләр арқилиқ йәр шари тәминләш зәнҗиригә кирип кетишидинму чоңқур әнсирәйдиғанлиқини билдүрди. бу әһвал нишанлиқ сода чәклимилири вә инсан һәқлири җәһәттики тәкшүрүш механизмлириниң үнүми мәсилисини күнтәртипкә елип кәлмәктә. мутәхәссисләр хитайда паалийәт елип бериватқан мәбләғ салғучилар вә карханиларни, б д т ниң сода вә инсан һәқлири йетәкчи пиринсиплири бойичә инсан һәқлири тәкшүрүши елип беришқа вә тәминләш зәнҗиридики хәтәрләрни нәзәрдә тутушқа чақирди. ширкәтләрниң өз мәшғулатлириниң мәҗбурий әмгәк билән булғанмаслиқиға капаләтлик қилиши керәкликини әскәрткән мутәхәссисләр, мустәқил б д т инсан һәқлири механизмлириниң хитайға әркин киришигә рухсәт қилиниши һәққидики чақириқини йәнә бир қетим тәкрарлиди.