тәһрири: д. абдуреһим дөләт
2026-йили 27-йанвра
мәзкур анализ мақалиси, дунйадики нопузлуқ истратегийәлик тәтқиқат органлириниң бири болған америка ранд (RAND) ширкити 2026-йили 1-айда елан қилған «йеңи милләтләр дәври: сүний әқил дәвридики күч вә әвзәллик» намлиқ доклатини асасий мәнбә қилған. шундақла, ташқи сийасәт тәтқиқат институти (FPRI) ниң 2026-йили 26-йанвар елан қилған «америкиниң сүний әқилни тезлитиш пилани билән хитайниң әндизиси» намлиқ анализиму қошумчә мәнбә сүпитидә пайдилинилди. бу икки муһим һөҗҗәт дунйаниң сүний әқил (AI) техникиси арқилиқ зор бир тарихий өзгириш һасил қилиш алдида туруватқанлиқини, бу җәрйанда дөләтләр ара риқабәтниң маһийити пәқәт техникилиқ үстүнлүкла әмәс, бәлки җәмийәт қурулмиси, башқуруш әндизиси вә инсаний амилларға бағлиқ икәнликини йорутуп бәргән. мәзкур мақалиниң әһмийити шуки, у бизгә сүний әқил дәвридә бир милләтниң қәд көтүрүши йаки чекинишиниң түп сәвәблирини тарихий вә реал нуқтидин чүшинишимизгә йардәм бериду.
кириш сөз: дунйа тарихи йәнә бир қетимлиқ ғайәт зор бурулуш нуқтисида
дунйа тарихи йәнә бир қетимлиқ ғайәт зор бурулуш нуқтисида турмақта. инсанийәт җәмийити худди 18-әсирдики санаәт инқилабиға охшаш, бәлким униңдинму чоңқур вә кәң даирилик бир техника инқилабиниң босуғисиға келип қалди. бу болсиму дәл сүний әқил (AI) инқилабидур. лекин, бүгүнки күндә көпинчә кишиләр вә һөкүмәтләрниң диққити пәқәт техникиниң өзигила, йәни өзәк (Chip), санлиқ мәлумат мәркәзлири вә һесаблаш моделлириғила мәркәзләшкән. һалбуки, ранд ширкитиниң йеқинда елан қилған доклати бизгә техиму чоңқур бир һәқиқәтни әскәртиду: сүний әқил дәвридики риқабәтниң маһийити техникилиқ әмәс, бәлки маһийәт җәһәттин иҗтимаийдур (ранд, 8-бәт).
тарихқа нәзәр салидиған болсақ, техника инқилабиниң җуғрапийәлик сийасәткә көрситидиған тәсириниң ғайәт зор болидиғанлиқини көримиз. санаәт инқилаби мәзгилидә әнглийә вә кейинчә йапонийә (мейҗи ислаһати арқилиқ) тез сүрәттә тәрәққий қилип дунйави күчкә айланған болса, бу өзгиришкә маслишалмиған османийлар империйәси вә чар русийәгә охшаш дөләтләр арқида қалған йаки парчилинип кәткән (ранд, 1-3-бәтләр). бу тарихий дәрс бизгә шуни уқтуридуки, бир дөләтниң тәқдири униң йеңи техникини қанчилик тез қобул қилиши вә уни җәмийәтниң һәр қайси қатламлириға қанчилик үнүмлүк сиңдүрәлиши билән бәлгилиниду.
сүний әқил дәвридиму дәл охшаш қанунийәт рол ойнайду. қайси дөләтниң җәмийити бу йеңи техникини қобул қилишқа, уни иқтисад вә һәрбий саһәләргә тәтбиқлашқа һәмдә техника кәлтүрүп чиқиридиған иҗтимаий зилзилиләрни башқурушқа қадир болса, шу дөләт ғәлибә қилиду (ранд, 11-бәт). демәк, риқабәт әвзәллики пәқәт әң күчлүк сүний әқил моделиға игә болуш биләнла әмәс, бәлки шу техникиниң җәмийәттә қанчилик кәң көләмдә «омумлишиши» (Diffusion) билән бәлгилиниду.
бу җәрйанда, америка йаки башқа һәр қандақ бир дөләтниң бу дәврдә үстүнлүкни сақлап қелиши үчүн, пәқәт илғар чип вә моделларни йасап чиқиши йетәрлик әмәс. бәлки, бир хил «миллий йеңилиниш» (National Renewal) истратегийәсини йолға қойуши керәк (ранд, 16-бәт). бу истратегийә техникинила әмәс, бәлки җәмийәтниң роһини, түзүлмини вә инсаний қиммәт қарашлирини қайтидин қуруп чиқишни тәләп қилиду.
ранд доклатида дөләтләрниң риқабәт күчини бәлгиләйдиған йәттә асаслиқ иҗтимаий алаһидилик оттуриға қойулған: миллий ирадә вә арзу, бирликкә кәлгән миллий кимлик, ортақ пурсәт, актип дөләт, үнүмлүк органлар (түзүлмә), өгиниш вә маслишишчанлиқ, шундақла көп хиллиқ вә көп мәнбәликликтур (ранд, 10-12-бәтләр). кимниң бу саһәләрдә үстүнлүккә игә болуши, сүний әқилни қандақ ишлитишигә бағлиқ. төвәндә биз бу алаһидиликләрни вә икки чоң дөләтниң истратегийәсини тәпсилий муһакимә қилимиз.
1. икки хил истратегийә: америкиниң тезлитиши вә хитайниң омумлаштуруши
бу нуқтини FPRI ниң анализидики америка билән хитайниң сүний әқил истратегийәсидики пәрқләр ениқ йорутуп бериду. хитайниң һәрбий вә пуқрави техникини бирләштүрүш (Military-Civil Fusion) истратегийәси әмәлийәттә бир хил «омумлишиш әндизиси» (Diffusion Model) болуп, техникини тәҗрибиханидин әмәлий қоллинишқа тез сүрәттә айландурушни мәқсәт қилиду. хитай нөвәттә сода характерлик йеңилиқларни тезликтә һәрбий ишларға тәтбиқлап, кәң көләмдә ишлитишкә җиддий әһмийәт бәрмәктә (FPRI доклати).
буниңға селиштурғанда, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң йеңи истратегийәсиму илгирики техника кәшпийатиғила әһмийәт бериштин һалқип, «тезлитиш пилани» (Acceleration Plan) арқилиқ бийурократик тосалғуларни йоқитишқа тиришмақта. америкиниң мәқсити сүний әқилни қошун ичидә синақ қилиш басқучидин һәқиқий җәңгиварлиққа айландуруш сүритини ашуруштур. бу риқабәттә «ким әң тез өгинип, техникини әң тез орунлаштуралиса, шу йәңгүчи болиду» дегән пиринсип һәл қилғуч рол ойнайду (FPRI доклати).
FPRI доклатида көрситилгинидәк, америкиниң «тезлитиш түрлири» (Pace-Setting Projects) дәл мушундақ тиришчанлиқниң типик бир мисалидур. мәсилән, «Swarm Forge» вә «Open Arsenal» қатарлиқ түрләр арқилиқ америка һәрбий саһәси йеңилиқ йаритишни тезлитип, хитайниң көләмлик ишлитиш әвзәлликигә тақабил турмақчи. америка үчүн әң чоң хәтәр техника кәмчиллики әмәс, бәлки бийурократик сүркилиш болуп, йеңи истратегийә дәл мушу тосалғуларни, йәни санлиқ мәлуматларни бөлүшүш вә тәстиқлаш рәсмийәтлирини тезлитишни нишан қилған (FPRI доклати).
хитайниң сүний әқилни қошунда ишлитиш қәдими көпинчә «техника мусабиқиси» дәп қаралсиму, әмәлийәттә бу бир «қобул қилиш мусабиқиси» дур. хитай хәлқ азадлиқ армийәси йеқинқи он йилда машинилишиштин учурлишишқа, әмдиликтә болса «әқиллиқлишиш» (Intelligentization) басқучиға қәдәм қойди. бу йәрдики һәл қилғуч амил қарар чиқириш әвзәллики вә билиш иқтидарини ашуруш арқилиқ җәң мәйданида дүшмәндин тез һәрикәт қилиштур (FPRI доклати).
америкиниң истратегийәси болса «уруш дәвридикидәк» (Wartime approach) бир хил җиддийлик билән тосалғуларни йоқитишни тәләп қилиду. йәни гуваһнамә бериш, синақ қилиш вә тохтам түзүш қатарлиқ җәрйанлардики рәсмийәтчиликни азайтип, техникиниң әмәлий күчкә айлиниш вақтини қисқартишни мәқсәт қилиду. бу йәрдики мәқсәт сүний әқилни пәқәт тәҗрибиханидики модел пети қалдурмай, уни һәқиқий җәңгивар күчкә айландуруштур (FPRI доклати).
бу икки хил истратегийәниң арқисида йатқан логика шуки, техника қанчилик илғар болушидин қәтийнәзәр, әгәр у кәң көләмдә вә үнүмлүк ишлитилмисә, дөләтниң риқабәт күчигә айлиналмайду. хитай мәркәзлик түзүлмиси арқилиқ буни ишқа ашурушқа тиришиватқан болса, америка өзиниң йеңилиқ йаритиш екологийәсини қозғитиш арқилиқ буниңға тақабил турмақта. хуласилигәндә, америка вә хитай оттурисидики бу риқабәт пәқәт кимниң техиму әқиллик машиниси барлиқида әмәс, бәлки кимниң түзүлмисиниң йеңи техникиға техиму тез маслишалайдиғанлиқида ипадилиниду. сүний әқилниң һәрбий вә иқтисадий саһәдә омумлишиши (Diffusion) кәлгүсидики күч тәңпуңлуқини бәлгиләйдиған асаслиқ амил болуп қалиду (ранд, 11-бәт).
2. миллий ирадә вә кимлик: җәмийәтниң роһий түврүклири
ранд доклатида оттуриға қойулған йәттә асаслиқ иҗтимаий алаһидиликниң ичидә «миллий ирадә» вә «бирликкә кәлгән миллий кимлик» әң һалқилиқ орунда туриду. тарихтики күчлүк дөләтләр һәмишә өзигә ишинидиған вә дунйада из қалдурушни ойлайдиған ирадигә игә болған (ранд, 68-бәт). сүний әқил бир дөләткә йеңи ишәнч вә күч беғишлиши мумкин. мәсилән, хитайниң йеңи очуқ кодлуқ моделлири хәлқидә миллий иптихарлиқни қозғиғанға охшаш, техникилиқ утуқлар милләтләрни роһландуриду (ранд, 69-бәт).
әмма буниң йәнә бир тәрәптә хәтириму бар: әгәр сүний әқил инсанларниң орнини елип, кишиләрни техиму һурун вә мәқсәтсиз қилип қойса (йәни «Wall-E» филимидикидәк әһвал), бу милләтниң риқабәт күчини аҗизлаштуриду (ранд, 71-бәт). кишиләр қийинчилиқларға дуч келиштин қечип, сүний әқилниң раһәт қойниға өзини атса, миллий ирадә сунуп кетиду. җәмийәтә «җимҗит чекиниш» йаки «тәкши йетивелиш» ға охшаш пассип һадисиләр көпәйсә, сүний әқил бу хил роһий һаләтни техиму еғирлаштуруветиши мумкин (ранд, 72-бәт).
«бирликкә кәлгән миллий кимлик» мәсилисиму охшашла муһим. күчлүк дөләтләрниң пуқралирида өз дөлитигә болған садақәт вә ортақ тәвәлик туйғуси болиду (ранд, 77-бәт). лекин сүний әқил җәмийәтни бөлүветиш потенсийалиға игә. болупму сүний әқил арқилиқ йасалған йалған учурлар вә қутуплишиш кишиләр арисидики ортақ чинлиқ туйғусини вәйран қилип, җәмийәтни парчилап ташлиши мумкин (ранд, 83-бәт). әгәр кишиләр сүний әқил арқилиқ өзи халиған учурларғила еришип, ортақ һәқиқәттин йирақлашса, миллий бирликкә дәз кетиду.
сүний әқилниң йәнә бир хәтири шуки, у җәмийәттики иҗтимаий капитални, йәни кишиләр оттурисидики ишәнч вә һәмкарлиқ торини аҗизлаштуруветиши мумкин (ранд, 126-бәт). кишиләр реал турмуштики мурәккәп мунасивәтләрдин қечип, сүний әқил һәмраһлири (Chatbots) билән сирдишидиған һаләт шәкилләнсә, бу җәмийәтниң уйушушчанлиқиға зийан йәткүзиду. бу хил «рәқәмлик лечинка» (Technological Cocoon) болувелиш кишиләрни өзара йатлаштуруп, миллий кимликниң асасини тәвритип қойиду (ранд, 71-бәт).
әгәр сүний әқил кишиләрниң өзара мунасивитини вә җәмийәттики орнини қайтидин бәлгилисә, биз «инсан билән сүний әқил арилашқан җәмийәт» кә дуч келишимиз мумкин (ранд, 79-бәт). бундақ әһвалда, «милләт» йаки «вәтәндаш» дегән уқумларниң мәнисиму өзгириши мумкин. әгәр сүний әқил агентлири җәмийәттә мустәқил рол ойнашқа башлиса, бу инсанларниң миллий кимлик туйғусиға қандақ тәсир көрситиду? бу техи җаваби тепилмиған соалдур.
буниңдин башқа, сүний әқилниң тәсиридә миллий ирадиниң «һәддидин ешип кетиш» (Overreach) хәвпиму бар. әгәр бир дөләт сүний әқил арқилиқ өзини һәддидин зийадә күчлүк һес қилип, башқа дөләтләргә өз һөкүмранлиқини йүргүзүшкә урунса, бу худди тарихтики империйәләрниң һалакитигә охшаш ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин (ранд, 70-бәт). шуңа, миллий ирадә билән еһтийатчанлиқни бирләштүрүш интайин муһим. сүний әқил йәнә йеңи диний етиқадлар йаки идеологийәләрни пәйда қилиш еһтималлиқиғиму игә. әгәр сүний әқил моделлири кишиләргә йеңичә дунйа қарашлирини сиңдүрүп, әнәниви қиммәт қарашларни вәйран қилса, бу җәмийәтниң парчилинишини тезлитиветиду (ранд, 82-бәт). бундақ әһвалда, ортақ миллий кимликни сақлап қелиш техиму қийинлишиду. хуласилигәндә, сүний әқил миллий ирадә вә кимликкә қош йөнилишлик тәсир көрситиду: у бир тәрәптин дөләтни қудрәт тапқузуп, хәлқни роһландуралиса, йәнә бир тәрәптин кишиләрни һорунлаштуруп, җәмийәтни парчилап ташлиши мумкин. муһими, дөләтләрниң бу техникини қандақ башқуруши вә униң җәмийәткә болған тәсирини қандақ тизгинлишидур.
3. пурсәт вә адаләт: олигархийә хәвпигә қарши
«ортақ пурсәт» йаритиш мувәппәқийәт қазанған җәмийәтләрниң йәнә бир асаслиқ алаһидиликидур. бу, бир дөләттики барлиқ кишиләрниң өз қабилийитини җари қилдуруш, ишләш вә тәрәққий қилиш пурситигә игә болушини көрситиду (ранд, 91-бәт). санаәт инқилаби дәслипидә зор тәңсизлик елип кәлгән болсиму, кейинчә оттура синипниң кеңийишигә пурсәт йаратқан (ранд, 92-бәт). сүний әқил дәвридиму әгәр бу техника пәқәт аз сандики сәрхилларниң қолида мәркәзлишип қалса, җәмийәттики тәңсизлик техиму кеңийип, «пурсәт олигархийәси» (Oligarchy of Opportunity) ни кәлтүрүп чиқириду (ранд, 100-бәт).
сүний әқилниң иш орунлирини игиливелиш еһтималлиқи зор болуп, бәзи мөлчәрләрдә 2050-йилғичә хизмәт саитиниң %70-80 пирсәнтини аптоматлаштуруш мумкинлики оттуриға қойулған (ранд, 98-99-бәтләр). әгәр бу җәрйан мувапиқ башқурулмиса, әмгәкчиләр билән мәбләғ салғучилар оттурисидики пәрқ техиму чоңийип, җәмийәт муқимсизлиқи келип чиқиду. шуңа, мувәппәқийәт қазанған җәмийәт сүний әқилни инсанларниң орнини алидиған әмәс, бәлки инсанларниң иқтидарини ашуридиған қорал сүпитидә ишлитәләйдиған җәмийәттур.
бу йәрдә әң һалқилиқ уқум «инсаний субйектиплиқ» (Human Agency) йаки өз тәқдиригә өзи хоҗа болуш һоқуқидур (ранд, 94-бәт). сүний әқилниң кишиләрниң орниға қарар чиқириши, учурларни сүзүши вә һәтта иҗадийәт билән шуғуллиниши инсанларниң өзлүкидин йеңилиқ йаритиш вә тәшәббускарлиқ иқтидарини аҗизлаштуруветиши мумкин. мәсилән, лондон такси шопурлириниң «билим» (The Knowledge) имтиһани үчүн йиллап тиришиши билән GPS ишлитидиған шопурлар оттурисидики пәрқ, һәқиқий маһарәт билән техникилиқ қолайлиқниң пәрқини көрситип бериду (ранд, 95-бәт).
сүний әқил бәзидә төвән маһарәтлик ишчиларниң сәвийәсини өстүрүп, «баравәрлик» йаритиши мумкин. мәсилән, сүний әқил йардимидә йеңи хизмәтчиләр тәҗрибилик хизмәтчиләр билән охшаш үнүмдә ишлийәлиши мумкин. әмма, йәнә бир тәрәптин, бу әһвал җапа тартип маһарәт игилигәнләрниң әмгикини қиммәтсиз қилип қойуши, нәтиҗидә һәқиқий маһарәт вә һүнәрвәнчилик роһиниң йоқилишиға сәвәб болуши мумкин (ранд, 96-бәт).
алгоризимлиқ мустәбитлик (Algorithmic Tyranny) йәнә бир чоң хәтәрдур (ранд, 98-бәт). алгоризимларниң ишқа елиш, қәрз бериш йаки сот һөкүми чиқиришта ишлитилиши, нурғун кишиләрниң адил муамилигә еришиш һоқуқини дәпсәндә қилиши мумкин. болупму бу системиларда мәвҗут болған йошурун бир тәрәплимилик (Bias) җәмийәттики аҗиз топиларға техиму еғир зәрбә бериши мумкин (ранд, 137-бәт). шуңа, дөләтләр сүний әқилниң пайдисини барлиқ пуқраларға адил тәқсимләш үчүн конкрет сийасәтләрни түзүши керәк. аҗәмоғлу вә җонсонниң тәкитлишичә, техника тәрәққийатиниң мевиси өзлүкидин һәммәйләнгә тәгмәйду, бәлки бу тоғра иҗтимаий вә сийасий таллашларниң нәтиҗисидә әмәлгә ашиду (ранд, 100-бәт). әгәр бу таллашлар тоғра елип берилмиса, сүний әқил җәмийәтни техиму чоңқур тәңсизлик вә адаләтсизликкә мәһкум қилиши мумкин.
ахирида, пурсәт вә адаләт мәсилиси пәқәт иқтисадий мәнпәәтла әмәс, бәлки инсаний қәдир-қиммәт мәсилисидур. инсанларниң өз әмгики вә иҗадийити арқилиқ җәмийәткә төһпә қошуш пурсити болмиса, җәмийәтниң һайатий күчи аҗизлайду. шуңа, сүний әқилни инсанларниң орнини алидиған әмәс, бәлки уларни қудрәт тапқузидиған шәкилдә тәрәққий қилдуруш зөрүр (ранд, 101-бәт).
4. актип дөләт вә үнүмлүк органлар
«актип дөләт» амили сүний әқил дәвридә интайин муһим. тарихта мувәппәқийәт қазанған дөләтләрниң һәммисидә дегүдәк һөкүмәт риқабәт әвзәллики йаритишта актип рол ойниған (ранд, 107-108-бәтләр). бүгүнки күндә америка һөкүмитиниң сүний әқил тәрәққийатини қоллиши, ул-әслиһә селиши вә тәтқиқатқа мәбләғ селиши дәл мушундақ актип дөләтниң ипадисидур. FPRI ниң доклатидики «тезлитиш түрлири» дәл мушундақ актип дөләт һәрикити болуп, у пәқәт техника әмәс, бәлки башқуруш әндизисини ислаһ қилишни мәқсәт қилиду (FPRI доклати).
«үнүмлүк органлар» (түзүлмә) мәсилисиму охшашла муһим (ранд, 119-бәт). һазир нурғун тәрәққий қилған дөләтләрдә һөкүмәт органлириниң иқтидари аҗизлап, хәлқниң ишәнчиси төвәнләп кәтти (ранд, 60-бәт). сүний әқил һөкүмәт хизмитини аддийлаштуруш, үнүмни ашуруш вә бийурократлиқни азайтиш арқилиқ органларни қайтидин җанландуруш пурсити билән тәминләйду (ранд, 122-бәт). мәсилән, баҗ ишлири, қатнаш башқуруш вә сағламлиқ мулазимәтлиридә сүний әқилни ишлитиш арқилиқ үнүмни ашурғили болиду.
лекин, органлар сүний әқилни ишлитиштә еһтийат қилиши керәк, болмиса бу йеңи техника «йиртқуч бийурократийә» (Predatory Bureaucracy) ни кәлтүрүп чиқирип, пуқраларниң һоқуқини дәпсәндә қилидиған қоралға айлинип қелиши мумкин (ранд, 124-бәт). алгоризимлиқ қарар чиқириш инсаний һесдашлиқтин халий болғачқа, адаләтсизлик елип келиши мумкин. мәсилән, амистердамдики параванлиқ тарқитиш системисидики мәғлубийәт, сүний әқилниң мурәккәп иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилишта чәклимигә учрайдиғанлиқини көрситип бәрди (ранд, 46-бәт).
шуңа, америка йаки башқа һәр қандақ бир дөләтниң бу дәврдә үстүнлүкни сақлап қелиши үчүн, бир хил «миллий йеңилиниш» (National Renewal) истратегийәсини йолға қойуши керәк (ранд, 154-бәт). бу истратегийә техникинила әмәс, бәлки җәмийәтниң роһини, түзүлмини вә инсаний қиммәт қарашлирини қайтидин қуруп чиқишни тәләп қилиду. бу җәрйанда һөкүмәт органлирини ислаһ қилиш вә аммиви мулазимәттә сүний әқилни адил вә үнүмлүк ишлитиш интайин муһим. актип дөләт йәнә сүний әқилни қоллиништа хусусий саһә билән һәмкарлишиши, әмма униңға беқинип қалмаслиқи керәк. әгәр дөләт сүний әқилни чүшиниш вә башқурушта хусусий ширкәтләрниң арқисида қалса, бу дөләтниң игилик һоқуқи вә аммиви мәнпәәтни қоғдаш иқтидариға зийан йәткүзиду. шуңа, һөкүмәт өзиниң сүний әқил иқтидарини (Public-Sector AI Competence) өстүрүши интайин зөрүрдур (ранд, 14-бәт).
ахирида, актип дөләт вә үнүмлүк органлар сүний әқилни пәқәт бир техника дәп қаримастин, бәлки җәмийәтни қайтидин тәшкилләш вә йахшилашниң бир пурсити дәп қариши керәк (ранд, 116-бәт). бу маарип, сағламлиқ, вә башқа аммиви мулазимәтләрдә сүний әқилни ишлитип, пуқраларниң турмуш сүпитини өстүрүш вә дөләткә болған ишәнчни қайтуруп келишни өз ичигә алиду.
5. өгиниш, маслишиш вә көп хиллиқ: кәлгүсиниң ачқучи
ранд доклатида көрситилгән йәнә икки муһим алаһидилик — «өгиниш вә маслишишчанлиқ» (ранд, 131-бәт) һәмдә «көп хиллиқ вә көп мәнбәликликтур» (ранд, 141-бәт). риқабәттә утуп чиққан милләтләр һәмишә йеңи идийәләргә очуқ, өгинишкә һерисмән келиду (ранд, 132-бәт). сүний әқил инсанларниң өгиниш иқтидарини зор дәриҗидә ашуралайду, болупму пән-техника тәтқиқатида йеңи байқашларни тезлитәләйду (ранд, 133-бәт).
лекин, бу йәрдиму зор хәвп бар. әгәр кишиләр барлиқ тәпәккур вә қарар чиқириш ишлирини машиниларға тапшуруп бәрсә (Cognitive Off-loading), инсанларниң әқлий иқтидари чекинип, «билиш һорунлуқи» келип чиқиши мумкин (ранд, 136-137-бәтләр). оқуғучилар мақалә йезишни, тәтқиқатчилар тәһлил қилишни сүний әқилгә тапшуруп бәрсә, инсанийәтниң һәқиқий иҗадчанлиқи қуриши мумкин. шуңа, һәқиқий өгинишчан җәмийәт болуш үчүн, сүний әқилни инсан меңисиниң орниға дәссәткүчи әмәс, бәлки уни күчәйткүчи сүпитидә ишлитиш керәк.
«көп хиллиқ вә көп мәнбәликлик» му охшашла муһим. тарих шуни испатлайдуки, көп хил пикир вә мәдәнийәтләргә очуқ болған җәмийәтләр техиму көп йеңилиқ йариталайду (ранд, 142-бәт). сүний әқил охшимиған кишиләрниң идийәсини бир йәргә җуғлашқа йардәм бериши мумкин. әмма у йәнә «алгоризимлиқ бир хиллишиш» (Homogeneity) ни кәлтүрүп чиқирип, идийәви көп хиллиқни боғуп қойушиму мумкин (ранд, 143-бәт). әгәр һәммә адәм охшаш сүний әқил моделидин җаваб алса, инсанийәтниң тәпәккури бир қелипқа чүшүп қелип, йеңилиқ йаритиш иқтидари аҗизлайду.
бу йәрдә әң һалқилиқ уқум «инсаний субйектиплиқ» (Human Agency) йаки өз тәқдиригә өзи хоҗа болуш һоқуқидур. сүний әқилниң кишиләрниң орниға қарар чиқириши, учурларни сүзүши вә һәтта иҗадийәт билән шуғуллиниши инсанларниң өзлүкидин йеңилиқ йаритиш вә тәшәббускарлиқ иқтидарини аҗизлаштуруветиши мумкин (ранд, 67-бәт). әгәр бир милләт барлиқ тәпәккур вә қарар чиқириш ишлирини машиниларға тапшуруп бәрсә, у милләтниң «өгиниш вә маслишиш» иқтидари йоқилиду. шуңа, риқабәттә утуп чиқиш үчүн, сүний әқилни инсанларниң әркин ирадисини йоқитидиған әмәс, бәлки уни күчәйтидиған шәкилдә лайиһәләш вә башқуруш керәк. мана бу, америка вә башқа дөләтләр үчүн әң чоң синақ вә пурсәттур (ранд, 154-бәт).
хуласилигәндә, сүний әқил дәвридики дөләтләр ара риқабәт бир мәйдан техника мусабиқисила болуп қалмастин, бәлки бир мәйдан чоңқур иҗтимаий вә сийасий синақтур. ранд доклатида оттуриға қойулған йәттә иҗтимаий алаһидилик — миллий ирадә, кимлик, пурсәт, актип дөләт, үнүмлүк орган, өгиниш вә көп хиллиқ — бир дөләтниң сүний әқил дәвридики тәқдирини бәлгиләйду (ранд, 13-бәт). кимки бу йеңи техникини җәмийәткә әң үнүмлүк сиңдүрәләйдикән, органлирини ислаһ қилип үнүмни ашуралайдикән вә инсаний ирадә вә иҗадкарлиқни қоғдап қалалайдикән, шу дөләт кәлгүсиниң хоҗайини болиду.
6. хуласә: техникидин һалқиған кәлгүси
йуқиридики муһакимиләр бизни наһайити ениқ бир хуласигә йетәкләйду: сүний әқил һәрқанчә күчлүк болушидин қәтийнәзәр, у пәқәт бир қорал болуп, бу қоралниң қайси тәрәпкә қарап атидиғанлиқини уни ишләткән җәмийәтниң «роһи» бәлгиләйду. ранд доклатида тәкитләнгинидәк, милләтләрниң тәқдири техника дөвиси (Technology Stack) ниң егизликидә әмәс, бәлки шу техникиниң җәмийәт томурида қанчилик сағлам еқишида ипадилиниду. әгәр сүний әқил җәмийәтни парчилиса, инсанларниң иҗадчанлиқини боғса вә адаләтсизликни күчәйтсә, у техникиға игә дөләтниң риқабәт күчи ашмайла қалмастин, бәлки ички зиддийәтләр түпәйлидин аҗизлишип кетиши мумкин (ранд, 11-бәт).
бу җәрйанда әң һалқилиқ нуқта «инсаний субйектиплиқ» (Human Agency) ни қоғдап қелиштур. биз сүний әқилни инсанларниң орнини алидиған «хоҗайин» әмәс, бәлки инсанларниң қабилийитини ашуридиған «һәмраһ» (Co-pilot) орнида көрүшимиз керәк. ранд доклати агаһландурғандәк, әгәр биз тәпәккур вә қарар чиқириш һоқуқини машиниларға өтүнүп бәрсәк, бизниң миллий ирадимизму, йеңилиқ йаритиш иқтидаримизму тәдриҗий йоқилиду (ранд, 152-бәт). шуңа, дөләт истратегийәси пәқәт техникини тәрәққий қилдурушқила әмәс, бәлки инсанларниң бу йеңи дәврдә өз ролини қандақ җари қилдурушиға йетәкчилик қилишқа мәркәзлишиши лазим.
америка вә хитайдәк чоң дөләтләрниң риқабитидә, америкиниң «тезлитиш пилани» билән хитайниң «омумлишиш әндизиси» оттурисидики пәрқ, әмәлийәттә икки хил иҗтимаий түзүлминиң маслишишчанлиқини синайду. қайси тәрәп сүний әқилни техиму кәң, техиму бихәтәр вә техиму үнүмлүк һалда җәмийәтниң һүҗәйрилиригичә сиңдүрәләйдикән, шу тәрәп кәлгүсидә үстүнлүкни игиләйду. бу йәрдә «миллий йеңилиниш» (National Renewal) истратегийәси ачқучлуқ рол ойнайду, у кона түзүлмиләрни ислаһ қилип, йеңи техникиға мас келидиған җанлиқ, адил вә үнүмлүк җәмийәт бәрпа қилишни мәқсәт қилиду (ранд, 154-бәт).
ахирида шуни ейтиш керәкки, сүний әқил дәври бир мәйдан техникилиқ имтиһан болуш билән биргә, йәнә бир мәйдан иҗтимаий вә әхлақий синақтур. биз бу күчлүк қорални инсанийәтниң бәхт-саадити, җәмийәтниң муқимлиқи вә милләтниң гүллиниши үчүн ишлитәләмдуқ йаки униң бизни башқурушиға йол қойамдуқ? бу соалниң җаваби милләтләрниң кәлгүси тәқдирини бәлгиләйду. тарих шуни испатлайдуки, техникиға қул болғанлар әмәс, бәлки уни әқил билән тизгинлийәлигәнләрла һәқиқий ғәлибә қазанғучилардур.
пайдиланған мәнбәләр:
- Mazarr, M. J. (2026). A New Age of Nations: Power and Advantage in the AI Era. RAND Corporation.
- Vaughn, S. (2026). The US AI Acceleration Plan vs China’s Diffusion Model. Foreign Policy Research Institute (FPRI).