тайланд 40 нәпәр уйғур әрни хитайға қайтуруп бәргәнликигә бир йил болған бир пәйттә, б д т мутәхәссислири чегра һалқиған бастуруш әндишиси күчийиватқан бир шараитта, уларниң тәқдириниң йәнила намәлум икәнликидин агаһландурди.
мәнбә: Sri Lanka Guardian вақти: 2026-йили 27-феврал
тайланд даирилири тәрипидин 40 нәпәр уйғур мусулман әр мәҗбурий хитайға қайтурулғили бир йил болған болсиму, уларниң тәқдири сирлиқ пәрдә астида қелип, асийадин һалқиған еғир кишилик һоқуқ әндишисини қозғиди. б д т мутәхәссислири пәйшәнбә күни бу кишиләрниң из-дерики, саламәтлики, һәтта һайат йаки әмәслики һәққидә ишәнчлик учурларниң йоқлуқидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди. уларниң қаришичә, бу йоқилишлар хитай һөкүмитиниң миллий вә диний аз санлиқларни һәмдә өктичи шәхсләрни нишан қилған «чегра һалқиған бастуруш» әндизисиниң бир қисмидур.
2025-йили 27-февралда, тайланд бейҗиңниң қаттиқ бесими астида бу кишиләрни хитайға дәпорт қилған. б д т мутәхәссислири бу қайтуруветишниң хәлқарадики түп пиринсип болған «қайтурувәтмәслик» (non-refoulement) қаидисигә хилап икәнликини тәкитлиди; бу қаидә шәхсләрни қийин-қистақ йаки башқа еғир зийанкәшликкә учраш хәвпи болған дөләтләргә қайтурушни чәкләйду. мәҗбурий қайтурулуштин бурун, бу кишиләр банкокдики суән пулу (Suan Phlu) көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидә он йилдин артуқ начар вә өлчәмсиз шараитта тутуп турулған болуп, ташқи дунйа билән болған алақиси үзүп ташланғаниди. уларниң аилиси, адвокатлири йаки сиртқи көзәтчиләр билән һечқандақ алақиси болмиғанлиқтин, улар хорлинишқа интайин асан учрайдиған һаләттә иди.
мутәхәссисләр мундақ деди: «бу кишиләрниң тәқдири вә из-дерики һәққидә ишәнчлик, әтраплиқ вә мустәқил дәлилләнгән учурларниң кәмчил болуши кишини қаттиқ әндишигә салиду». аилилири даириләрдин һечқандақ хәвәр алмиған, қамалған орни һәққидә җәзмләштүрүш йоқ, һәтта йеқинлириниң һайат йаки әмәслики һәққидиму һечқандақ бешарәт йоқ. бу җимҗитлиқ уруқ-туғқанлирини азаблиқ ениқсизлиқ ичидә қалдурған болуп, улар бир йил бурун ғайиб болған бу кишиләрниң әң аддий әһвалини җәзмләштүрәлмәйватиду.
мутәхәссисләрниң тәкитлишичә, тайландтин мәҗбурий қайтуруш һәрикити б д т органлири, хәлқара кишилик һоқуқ механизми, тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитети вә пуқралар җәмийити тәшкилатлириниң қайта-қайта чақириқ қилишиға қаримай йүз бәргән. улар: «мәҗбурий қайтуруш вә чегра һалқиған бастурушниң хәлқара кишилик һоқуқ қануний мәҗбурийәтлиригә, шундақла инсанпәрвәрлик вә инсаний қәдир-қиммәтниң түп қиммәт қаришиға очуқ-ашкара хилаплиқ қилинған һалда давамлиқ вә тохтимай ишлитилиши бизни һәйран қалдурмақта» дәп байан қилди.
хитайниң адвокатлар билән алақилишишқа вақтида вә мәхпий рухсәт қилишни рәт қилиши киризисни техиму еғирлаштурувәтти. хәвәрләргә қариғанда, дөләт ичидики нурғун мәһбусларниң қануний зийарәтлири айларчә, һәтта йилларчә рәт қилинған болуп, бу һәмишә кәң даирилик «дөләт бихәтәрлики» баһаниси билән ақлиниду. учур елишқа урунған аилиләр бирдәк болмиған йаки адәмни қаймуқтуридиған җавабларға дуч келип, йеқинлириниң әһвали йаки орнини дәлилләшкә амалсиз қалмақта.
көплигән ишәнчлик доклатлар вә һайат қалған гуваһчиларниң сөзигә қариғанда, хитай даирилири мәһбусларнила әмәс, бәлки уларниң туғқанлири вә йәрлик мәһәллиләрниму системилиқ назарәт қилиду. һәрикәт, алақә вә иҗтимаий мунасивәтләр йеқиндин из қоғлинип, һәммә йәрни қаплиған қорқунч кәйпийати йаритилған. йошурун ақивәтләрдин хәвәрдар аилиләр көпинчә учур издәш йаки ашкара сөзләштин сақлинидиған болуп, бу уларниң йетим қелиши вә азабини техиму чоңқурлаштуруветиду.
мутәхәссисләр агаһландуруп мундақ деди: «бу хил һәммә йәрни қаплиған назарәт еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң тәкшүрүшсиз йүз беришигә шараит һазирлап бериду. қануний йолни тосуш билән биргә аилиләрни тәһдит селип җимиқтуруш һәқиқий җавабкарлиқни сүрүштүрүшкә тосқунлуқ қилиду вә азабни давамлаштуриду. җимҗитлиқ ичидә адаләтни издәп болмайду».
б д т мутәхәссислири хитайни мустәқил көзәтчиләрниң толуқ вә хусусий зийарәт қилишиға рухсәт қилиш арқилиқ, қайтурулған 40 уйғурниң бихәтәрлики вә сағламлиқиға капаләтлик қилишқа чақирди. улар йәнә һөкүмәтни аилиләр вә йәрлик мәһәллиләрни қорқутуш вә тәһдиттин қоғдашқа үндәп, бундақ делоларни бир тәрәп қилишта очуқ-ашкарилиқ вә җавабкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди.
тайланд вә башқа дөләтләрму тәнқид нишаниға елинди. мутәхәссисләр дунйадики һәрқайси һөкүмәтләрни уйғурларни мәҗбурий хитайға қайтуруш қилмишини тохтитишқа вә хәлқаралиқ қайтурувәтмәслик (refoulement) капалитини күчәйтишкә чақирди. улар техиму көп зийанкәшликниң алдини елиш вә чегра һалқиған бастурушни садир қилғучиларни җавабкарлиққа тартиш үчүн коллектип һәрикәтниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
https://slguardian.org/chinas-silence-sparks-global-alarm-over-missing-uyghurs/