җәнвә [шиветсарийә], 2-март (ANI):
б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи (OHCHR) бир йил илгири тайланд даирилири тәрипидин мәҗбурий һалда хитайға қайтурулған 40 нәпәр уйғур мусулман әрниң тәқдири вә из-дерикидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, уларниң ғайиб болушиниң миллий вә диний аз санлиқларни нишан қилған техиму кәң көләмлик дөләт һалқиған бастуруш әндизисини әкс әттүридиғанлиқини агаһландурди.
бүгүн елан қилинған ахбарат байанатида, б д т мутәхәссислириниң ейтишичә, бу кишиләр 2025-йили 27-феврал хитай һөкүмитиниң күчлүк бесими астида һәмдә хәлқара адәт қанунидики «қайтуруп бәрмәслик» (non-refoulement) пиринсипида тәләп қилинған капаләтләрсизла мәҗбурий қайтуруп берилгән.
мутәхәссисләр бу мәҗбурий қайтуруп беришниң бу кишиләрни мәҗбурий ғайиб қилиш, қийнаш вә өз бешимчилиқ билән һайатидин мәһрум қилиш қатарлиқ еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики хәвпигә дучар қилғанлиқини тәкитлиди.
б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң доклатиға асасланғанда, бу 40 уйғур әр қайтурулуштин бурун баңкоктики суан флу көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидә он йилдин көпрәк вақит сиртқи дунйа билән алақиси үзүп қойулған һаләттә тутуп турулған.
хәвәрләргә қариғанда, улар начар шараитта тутуп турулған болуп, аилә-тавабиатлири, адвокатлири йаки сиртқи дунйа билән алақә қилиши рәт қилинған.
б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи доклатида нәқил қилинишичә, б д т мутәхәссислири мундақ дегән: «бу ғайиб болуш вәқәлири миллий вә диний аз санлиқларни, шундақла хитай һөкүмитини тәнқид қилиду дәп қаралған шәхсләрни нишан қилған техиму кәң көләмлик дөләт һалқиған бастуруш әндизисини әкс әттүриду».
мутәхәссисләр хитайниң рәсмий инкасиға қаримай, бу кишиләрниң тәқдири вә из-дерики һәққидә ишәнчлик, әтраплиқ вә мустәқил дәлилләнгән учурларниң йәнила кәмчил икәнликини тәкитлиди.
байанатта мундақ дейилди: «аилә-тавабиатлириға һечқандақ учур берилмиди, тутуп турулуватқан орни йаки из-дерики муәййәнләштүрүлмиди, һәтта йеқинлириниң һайат йаки әмәслики һәққидиму һечқандақ мәлумат берилмиди».
б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи йәнә шуни көрсәттики, бу мәҗбурий қайтуруш б д т, хәлқара кишилик һоқуқ механизмлири, тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитети вә бир қанчә пуқралар җәмийити тәшкилатлириниң җиддий вә қайта-қайта мураҗиәт қилишиға қаримай елип берилған.
мутәхәссисләр мундақ деди: «биз җиддий вә қайта-қайта қилинған мураҗиәтләргә қаримай, тайландтин мәҗбурий қайтуруп берилгәнликидин қаттиқ үмидсизләндуқ». улар йәнә мәҗбурий қайтуруш вә дөләт һалқиған бастурушни изчил қоллинишниң хәлқара кишилик һоқуқ қануни мәҗбурийәтлири, шундақла инсанийәтниң негизлик қиммәт қариши вә инсан иззәт-һөрмитигә қилинған ашкара хилаплиқ икәнликини қошумчә қилди.
б д т мутәхәссислири йәнә хитайниң тутуп турулуватқанларниң адвокат билән мәхпий вә вақтида көрүшүшини давамлиқ рәт қиливатқанлиқини әйиблиди.
уларниң көзитишичә, мәзкур дөләттә нурғунлиған тутқунлар кәң мәнидики «дөләт бихәтәрлики» баһаниси билән айлар, һәтта йиллап қануний йардәм үчүн көрүшүштин мәһрум қалдурулған.
аилә-тавабиатларға көпинчә һалларда бир-биригә зит йаки қаймуқтурғучи учурлар берилидиған болуп, бу уларниң туғқанлириниң әһвали йаки из-дерикини дәлиллишини мумкин болмайдиған һаләткә кәлтүргән.
б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишәнчлик доклатлар вә қурбанларниң гуваһлиқ сөзлирини нәқил кәлтүрүп, хитай даирилириниң тутқунларниң туғқанлири вә техиму кәң мәһәллиләрни системилиқ һалда қаттиқ назарәт қилип, уларниң һәрикити, алақиси вә иҗтимаий барди-кәлдилирини көзитидиғанлиқини гәвдиләндүрди.
мутәхәссисләр агаһландуруп, бу хил һәр тәрәплимә назарәтниң қорқунч кәйпийатини йаритидиғанлиқини, буниң билән аилиләрниң қорқутулуп, учур издәшкә йаки өз делолири тоғрисида ашкара сөзләшкә җүрәт қилалмайдиғанлиқини көрсәтти.
мутәхәссисләр мундақ дәп агаһландурди: «қануний йардәмгә еришишни рәт қилиш билән биллә, аилиләрни қорқутуп сүкүт қилдуруш, еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң тизгинсиз йамришиға шараит йаритип бериду».
«туғқанлирини сүкүт қилдуруш уларниң азабини техиму чоңқурлаштурупла қалмастин, бәлки һәқиқий җавабкарлиқни сүрүштүрүшкә тосқунлуқ қилиду. адаләтни сүкүт ичидә қоғлашқили болмайду.»
б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи хитайни мустәқил көзәткүчиләрниң тосалғусиз вә мәхпий һалда зийарәт қилишиға рухсәт қилиш арқилиқ хитайға қайтурулған 40 уйғурниң бихәтәрлики вә сағламлиқиға капаләтлик қилишқа, шундақла аилиләр вә йәрлик аһалини қорқунч вә мүҗмәллик ичидә қалдурмаслиққа чақирди.
мутәхәссисләр йәнә тайланд вә башқа дөләтләрни уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтурушни тохтитишқа чақирди һәмдә хәлқара җәмийәткә мураҗиәт қилип, қайтуруп бәрмәслик капалитини күчәйтишкә вә дөләт һалқиған бастуруш қилмишлириниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшкә капаләтлик қилишни тәләп қилди. (ANI)