түркистан таймиз: 2026-йили 1-март күни, алҗирийәниң дөләтлик гезити болған «әлмуҗаһид» (El Moudjahid) та амәл зәмури (Amel Zemouri, тәхәллуси: A.Z) исимлик аталмиш бир журналистниң қәлимигә мәнсуп бир парчә мақалә елан қилинди. мақалә «һейтгаһ җамәси: уйғурларниң роһий мәркизи вә хитайдики исламниң символи» дегән йаңрақ мавзуда берилгән болуп, униңда шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридики тарихий һейтгаһ җамәси гойа уйғур мусулманлири әркин-азадә ибадәт қилидиған, қуран өгинидиған вә коллектип иптар қилидиған хушаллиқ макани сүпитидә тәсвирләнгән. биз шуни кәскин қилип ейтимизки, бу мақалидә оттуриға қойулған учурларниң қилчилик асаси йоқ болуп, у пүтүнләй қипқизил йалғанчилиқ вә хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини пәрдазлаш үчүн тоқулған рәзил уйдурмидур. бу аталмиш журналист оттуриға қойған йалған сөзләр шу дәриҗидә чәктин ашқанки, һәтта хитай коммунистик һөкүмитиниң тәшвиқат аппаратлириму хәлқараниң көзигә билип туруп киривелиштин тартинип, бундақ очуқ йалғанларни ейтишқа җасарәт қилалмайду.
мақалидә аптор көзини йумувелипла: «һәр йили бу йәр роза һейт, қурбан һейт вә рамизан айлирида диний паалийәтләрниң мәркизигә айлиниду, җамаәт иптар вә таравиһ намизи үчүн җәм болиду» дәп билҗирлиған. һалбуки, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тәкшүрүш доклатлири шуни ениқ испатлидики, хитай һөкүмити шәрқий түркистанда уйғурларниң рамизанда роза тутушини пүтүнләй чәклигән. һейтгаһ җамәсидә таравиһ намизи оқуш, коллектип иптар қилишқа рухсәт қилиш уйақта турсун, адәттики кишиләрниңму кирип бәш вақит намизини ада қилишиға қәтий йол қоймайду. бүгүнки күндә һейтгаһ җамәси ибадәтгаһ әмәс, бәлки кириш еғизи йүз тонуш камералири билән қапланған, сайаһәтчиләргә беләт сетип пул тепиватқан бир мәнзирә райониға айландурулған болуп, әгәр һәрқандақ бир йәрлик уйғур у йәргә намаз оқуш үчүн кирсә, биваситә «диний әсәбий» дегән қалпақ билән җаза лагерлириға қамилиду.
техиму күлкилик вә адәмниң ғәзипини кәлтүридиғини шуки, мақалидә һейтгаһ җамәсиниң «қуран, әрәб тили вә ислам мәдәнийити дәрслирини орунлаштуруп, йаш әвладларниң тәрбийәлинишигә вә өзлириниң кимликини қоғдап қелишиға имканийәт йаритип беридиғанлиқи» илгири сүрүлгән. бу инсанниң әқлини һақарәтләйдиған бир йалғанчилиқ. хитайниң өзи түзигән «шинҗаң уйғур аптоном райониниң диний ишлар низами»диму 18 йашқа тошмиған қурамиға йәтмигәнләрниң мәсчиткә кириши вә һәр қандақ шәкилдики диний паалийәтләргә қатнишиши рәсмий қанун билән чәкләнгән. милйонлиған уйғурлар пәқәтла өйидә қуран сақлиғанлиқи, пәрзәнтлиригә исламий исим қойғанлиқи йаки өз алдиға қуран өгәнгәнлики үчүнла лагерларда тән җазаси тартиватқан бир вәзийәттә, қәшқәрниң оттурисидики бир җамәдә йашларға ашкара қуран өгитиливатиду дейиш — бейҗиңниң өзиму еғизидин чиқиришқа петиналмайдиған дәриҗидики тәлвиләрчә уйдурмидур.
журналист амәл зәмури бу мәсчитни «хитайдики исламниң җанлиқ символи» дәп тәрипләш арқилиқ, ирқий қирғинчилиқниң қанлиқ реаллиқини йошурушқа урунған. мустәқил сүний һәмраһ тәкшүрүшлири вә австралийә истратегийәлик сийасәт институти (ASPI) ниң доклатиға асасланғанда, 2017-йилидин буйан шәрқий түркистан миқйасида 16 миңдин артуқ мәсчит чеқип ташланған йаки һаҗәтхана, қавақхана, чошқа фермилириға өзгәртиветилгән. һейтгаһниң хитай тәрипидин чеқилмй қелиши униң «исламниң символи» болғанлиқи үчүн әмәс, бәлки хәлқара җәмийәтни вә чәтәллик дипломатларни алдаш үчүн йасап чиқилған сахта тәййарланған сәһнә болғанлиқи үчүндур. хуласиләп ейтқанда, бу аталмиш журналист өзиниң қәлимини бир пүтүн милләтни вә уларниң етиқадини йоқитиш үчүн системилиқ ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитай һакимийитини ақлаш үчүн қорал қилған. зулумға учраватқан қериндашлириниң қан-йашлири үстигә қурулған бундақ йалғанчилиқларни тарқитиш — пәқәтла журналистика әхлақидин мәһрум қалғанлиқ әмәс, бәлки инсанийәт виҗданиға қилинған кәчүрүлгүсиз хийанәттур.