қамақтики уйғур зийалийси йалқун рози «грасиела фернандез мейҗиде кишилик һоқуқни қоғдаш мукапати» ға еришти
түркистан таймиз, 2026-йили 27-феврал / истанбул: латин америка ечиветиш вә тәрәққийат мәркизи (CADAL) 2026-йиллиқ «грасиела фернандез мейҗиде кишилик һоқуқни қоғдаш мукапати»(Graciela Fernández Meijide Human Rights Award) ниң саһиблирини рәсмий елан қилди. бу йил тунҗи қетим йәршариви миқйаста тарқитилған мәзкур мукапатқа, нөвәттә хитай түрмисидә йетиватқан мәшһур уйғур әдәбий обзорчиси, йазғучи вә маарипчи йалқун рози лайиқ көрүлди.
баһалаш һәйити йалқун розидин башқа йәнә, еквадор гвинейәсидин анаклето мича ндуң вә шималий корейәдә тутуп турулуватқан җәнубий корейәлик миссийонерлар ким җуңвук, чой чунгил вә ким куккий қатарлиқларниму бу мукапат билән тәқдирлиди. мукапатлаш мурасиминиң бу йил авғуст ейида өткүзүлидиған «мустәбитликниң қурбанлирини хатириләш күни» йиғинида өткүзүлүши пиланланди.
мукапат вә баһалаш һәйитиниң баһаси
инис пусадела, едвардо улибарри, весенте палермо вә рубен шабабодин тәркиб тапқан нопузлуқ баһалаш һәйити, илгири пәқәт латин америка райони биләнла чәклинип кәлгән бу мукапатниң, 2026-йилдин башлап дунйа миқйасида мустәбит вә һакиммутләқ түзүмләрниң зийанкәшликигә учриған қәһриманларға берилидиғанлиқини билдүрди. һәйәт әзалири еквадор гвинейәси, хитай вә шималий корейә қатарлиқ дөләтләрдики намзатларни баһалаш җәрйанида, уларниң демократийә вә инсан һәқлири йолида көрсәткән тинчлиқпәрвәр җасаритигә йуқири баһа бәрди.
баһалаш һәйити йалқун розини мукапатлаш сәвәби һәққидә тохтилип мундақ деди:
«йалқун рози һөрмәткә сазавәр әдәбий обзорчи, йазғучи вә нәшрийатчи болуп, хитай даирилири тәрипидин қолға елиништин илгири, пүтүн һайатини рәсмий маарип системиси ичидә уйғур тили, мәдәнийити вә кимликини қоғдашқа вә тәрәққий қилдурушқа беғишлиған. униң тинчлиқ йолидики бу әқлий вә мәдәнийәт җәһәттики тиришчанлиқи хитай һөкүмити тәрипидин җинайәт дәп қарилип, уйғурларға қарши йүргүзүлүватқан кәң көләмлик йоқитиш һәрикитиниң бир қисми сүпитидә җазаланди».
мукапат баһалаш комитети йәнә йалқун розиниң делосини «зораванлиқсиз мәдәнийәт қоғдиғучилириниң бастурулуши вә өз хәлқиниң мәдәнийәт һоқуқини қоғдиған уйғур зийалийлириниң системилиқ тәқиб қилинишиниң типик мисали» дәп көрсәтти. шундақла, 2017-йилдин буйан 3 милйонға йеқин уйғурниң лагерларға қамалғанлиқини, мәҗбурий әмгәк, қийнаш вә мәҗбурий туғут чәкләш қатарлиқ инсанийәткә қарши җинайәтләрниң давамлишиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.
уйғур зийалиси йалқун рози
талантлиқ әдәбий обзорчи, йазғучи вә шаир йалқун рози 1966-йили 3-айниң 4-күни атуш шәһириниң ағу йезисида дунйаға кәлгән. 1987-йили шинҗаң университети әдәбийат факултетини тамамлиғандин кейин, шинҗаң хәлқ радийо истансиси вә «шинҗаң маарип гезити» дә хизмәт қилған. 2005-йилидин башлап шинҗаң маарип нәшрийатида уйғур тил-әдәбийат дәрсликлирини түзүш вә тәһрирләш хизмити билән шуғулланған.
у «тәклимакандики алтун колдурма», «мәмтели әпәнди» (мирза сейит билән биллә), «ойғиниватқан әҗдад роһи» вә «лай қәләниң сири» қатарлиқ надир әсәрләрни нәшр қилдуруп, уйғур хәлқиниң тарихий вә мәдәнийәт еңини ойғитишта интайин муһим рол ойниған. замандашлири уни «милләтниң мәнивийитидики бошлуқларни толдуруп, өрнәк йаритип байрақ тиклигән» зийалий дәп тәрипләйду.
мәрһум алмас һаҗи өзиниң хатирилиридә йалқун розини: «милләтниң миллий роһини ойғитиш вә тәрбийәләш йолида мустәмликә маарипиға, хитайлаштуруш сийаситигә тиғ көтүргән қорқмас җәңчи» дәп сүпәтлигән иди. йалқун рози түзигән әдәбийат дәрсликлири миллий роһқа тойунғанлиқи вә миллий кимликни намайан қилғанлиқи билән алаһидә қиммәткә игә болған.
тутқун вә наһәқ һөкүм
хитай даирилири 2016-йилидин башлап шәрқий түркистанда «террорлуққа қарши туруш» нами астида кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитини башлиғанда, йалқун рози бу һәрикәтниң тунҗи нишанлиридин бири болди. у 2016-йили өктәбирдә үрүмчидики өйидин тутуп кетилди. униң көп йиллардин буйан мәктәпләрдә ишлитилип келиватқан вә һөкүмәтниң тәстиқидин өткән дәрсликлири туйуқсиз «идеологийәлик мәсилиси бар» вә «бөлгүнчиликкә тәшвиқ қилидиған» материйаллар дәп қарилинип, йалқун рози «дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш» җинайити билән әйибләнди. 2018-йили 3-йанварда униңға 15 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики ашкариланди.
хитай һөкүмити 2021-йили тарқатқан бир тәшвиқат филимидә йалқун розини «зәһәрлик дәрслик» түзгүчи дәп көрситип, униң образини хунүкләштүрүшкә урунған болсиму, хәлқара җәмийәт вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу әйибләшләрниң пүтүнләй асассиз икәнликини, һәқиқий мәқсәтниң уйғур сәрхиллирини йоқитиш арқилиқ милләтниң «омуртқисини сундуруш» икәнликини илгири сүрүп кәлмәктә.
хәлқара җамаәтчиликниң инкаси
уйғур һәрикити тәшкилати вә башқа кишилик һоқуқ органлири йалқун розиниң бу мукапатқа еришишини қизғин қарши алди. уйғур һәрикитиниң байанатида, бу мукапатниң гәрчә хитай коммунистлар партийәси уйғур тарихини қайтидин йезишқа вә зийалийларни йоқитишқа урунуватқан болсиму, уйғур роһиниң сунмайдиғанлиқиниң испати икәнлики тәкитләнди.
бу мукапатқа еришкән башқа шәхсләр ичидә, еквадор гвинейәсидики диктатор теодоро обийаң һакимийитигә қарши пикир қилғанлиқи үчүн қолға елинған адвокат вә паалийәтчи анаклето мича ндуң, шундақла хитайдики шималий корейәлик мусапирларға йардәм бәргәнлики үчүн шималий корейә тәрипидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған җәнубий корейәлик миссийонерлар бар. хитай һөкүмитиниң хәлқара қанунларға хилап һалда шималий корейәлик мусапирларни мәҗбурий қайтуруветишиму мукапат баһалаш доклатида қаттиқ тәнқидләнди.
йалқун розиниң бүгүнки күндә бундақ хәлқаралиқ шәрәпкә еришиши, уйғур хәлқиниң һәққанийәт вә әркинлик йолидики күришиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилиниватқанлиқиниң йәнә бир намайәндиси һесаблиниду.