гүлшән аббасниң қизи зиба мурат америка дөләт мәҗлисидә шәрәп меһмини болди

түркистан вақит тори, 2026-йили 5-март

вашингтон — америка авам палатасиниң башлиқи майк җонсон (Mike Johnson) ниң алаһидә тәклипи билән, хитай түрмисидики доктор гүлшән аббасниң қизи зиба мурат 2026-йиллиқ «дөләт әһвалидин мәлумат бериш» (SOTU) йиғиниға шәрәп меһмини сүпитидә қатнашти. бу уйғур мәсилисиниң америка ташқи сийаситидики изчиллиқини йәнә бир қетим күнтәртипкә елип кәлди.

зиба мурат 25-феврал өзиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида мундақ деди: «түнүгүн авам палатасида йүриким еғир, әмма ирадәм мустәһкам һалда турдум. мени тәклип қилған вә анам доктор гүлшән аббас шундақла хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ тутуп турулуватқан барлиқ кишиләрниң тәқдиригә диққәт тартқан авам палата рәиси майк җонсонға рәһмәт ейтимән.»

доктор гүлшән аббас 2018-йилидин буйан хитай тәрипидин наһәқ тутқун қилинип, йәттә йилдин артуқ вақитни зинданда өткүзүватқан болсиму, аилә әзалириниң һәқ-адаләт үчүн қилған күриши тохтап қалмиди. зиба мурат йиғин залидин туруп пүтүн дунйаға анисиниң вә хәлқимизниң бешиға кәлгәнләрни йәнә бир қетим әскәртти. зиба муратниң дөләт мәҗлисидики залда орун елиши, пәқәт бир шәхсий меһмандарчилиқ әмәс, бәлки йеқинқи йиллардин буйан шәкилләнгән хитайға қаритилған истратегийәлик позитсийәниң бир давами сүпитидә көрүлмәктә.

сода мәнпәәти вә кишилик һоқуқ тәңпуңлуқи

зиба муратниң бу йиғинға қатнишиши, президент трампниң келәр айниң ахирида хитайға қилидиған зийарити алдидики муһим бир сигналдур. нөвәттә вашингтонниң хитай билән болған мунасивитидә сода вә таможна беҗи мәсилилири асаслиқ орунда туруватқан болсиму, лекин авам палатаси башлиқи җонсонниң зиба муратни тәклип қилиши муһим әһмийәткә игә. нурғун кеңәш палата әзалири вә сийасийонлар трамптин хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә гүлшән аббас башлиқ сийасий мәһбусларниң қойуп берилишини шәрт қилип қойушни тәләп қилмақта.

америка һөкүмитиниң уйғур мәсилисидики позитсийәси бүгүнла башланған әмәс. ташқи ишлар министирлиқи 2021-йили хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлирини рәсмий һалда «ирқий қирғинчилиқ» дәп бекиткән иди. униңдин кейин, 2022-йили «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» (UFLPA) йолға қойулуп, шәрқий түркистандин келидиған малларниң мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ әмәсликини испатлаш тәләп қилинған. бу қанун вә қарарлар, уйғур мәсилисиниң пәқәт бир инсанпәрвәрлик мәсилисила әмәс, бәлки америка қануни вә хәлқара сода әхлақиниң бир қисмиға айланғанлиқиниң испатидур.

зиба мурат йиғиндин кейин қилған сөзидә, америка һөкүмитиниң пүтүн күчи билән аилиләрни җәм қилишқа күч чиқиришини тәләп қилди. болупму трампниң хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә, доктор гүлшән аббасқа охшаш наһәқ тутқун қилинғанларни қойуп бериш мәсилисини үстәлгә қойуши керәклики тәкитләнмәктә. чүнки, 2021-йиллиқ «ирқий қирғинчилиқ» қарари вә 2022-йиллиқ «мәҗбурий әмгәк қануни» ниң түп роһи, зулум қилғучи билән һеч иш болмиғандәк сода қилмаслиқни тәләп қилиду.

уйғур мәсилиси америка сийаситидә икки партийә ортақ көңүл бөлидиған темиға айланған болсиму, лекин униң әмәлийәттә қанчилик үнүм бериши йәнила дипломатик мәнпәәтләрниң өзгиришигә бағлиқ. зиба муратниң дөләт мәҗлисидики зийарити, хитай билән болидиған йуқири дәриҗилик сөһбәтләрдә кишилик һоқуқ мәсилисиниң пүтүнләй унтулуп қалмаслиқи керәкликини әскәртип туруштики бир сигналдур. шундақла йәнә, хитайниң хәлқаралиқ сода вә дипломатийәдә нормаллишишни қолға кәлтүрүши үчүн, алди билән шәрқий түркистандики инсанийәткә қарши җинайәтлирини тохтитиши вә тутқунларни қойуп бериши шәрт икәнликини йәнә бир қетим әскәртип қойди.