америка вә исраилийәниң 28-феврал иранға қаратқан һәрбий һәрикити йеңи бир урушниң пилтисини йақти. иран диний рәһбири хаманейни өз ичигә алған нурғун йуқири дәриҗилик әмәлдарлар бомбардиманда өлди. буниңға қарши, иран исраилийәгә башқурулидиған бомбиларни қойуп бериш билән биргә, америкиниң оттура шәрқтики әрәб дөләтлиригә җайлашқан базилириғиму һуҗум қилди. қисқа вақт ичидә, парс қолтуқидики кувәйт, әрәб бирләшмә хәлипилики, қатар, бәһрәйн вә сәуди әрәбистан земинлириға башқурулидиған бомбилар чүшүшкә башлиди. америка президенти трампниң қисқа вақт ичидә иранда һөкүмәтни алмаштуруп, урушни ахирлаштурушни мәқсәт қилғанлиқи илгири сүрүлүватқан болсиму, лекин бу урушниң техиму узирап районлуқ бир тоқунушқа айлиниш хәвпиму йоқ әмәс. бу бир тәрәптин хитайниң енергийә бихәтәрликигә зор тәһдит болсиму, йәнә бир тәрәптин, амеирикиниң йәнә бир қетим уруш патқиқиға петиши хитай үчүн йеңи бир пурсәт вә истратегийәлик бошлуқ йаритиду.
енергийә бихәтәрлики вә хитайниң иқтисадий мәнпәәт таразиси
урушниң йәнә бир тәрипи енергийә мәнпәәтигә тутишиду. хитай дунйадики әң чоң нефит импорт қилғучи дөләт болуш сүпити билән, оттура шәрқниң муқимлиқиға интайин моһтаҗ. хитай күндилик нефит еһтийаҗиниң зор бир қисмини парс қолтуқи дөләтлиридин тәминләйду. хитай иран билән 25 йиллиқ истратегийәлик һәмкарлиқ келишими имзалиған болуп, иран нефитини арзан баһада сетивелиш арқилиқ өз иқтисадини тирәп турмақта.
бәзи тәһлилчиләрниң қаришичә, америкиниң венесуела президенти мадурони тутқун қилиши вә иранға қаратқан һәрбий һәрикәтлири, маһийәттә хитайниң "енергийә томури"ни кесиш истратегийәсидур. хитай йиллардин буйан америкиниң ембаргоси астидики венесуела вә иран билән йошурун сода қилип, өзиниң нефит еһтийаҗини әрзан баһада тәминләп кәлгән.
санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитай венесуеладин күнигә 500 миң туңдин артуқ, иранда болса 1.5 милйон туңға йеқин нефитни ембарголарни айлинип өтүш арқилиқ сетивалатти. мадурониң тәхттин чүшүши вә иранниң бомбардиман қилиниши хитай үчүн қош зәрбә болуп, хитай иқтисадиниң йеқилғу мәнбәсини еғир хирисқа дучар қилиду.
әгәр иран билән америка-исраилийә оттурисида чоң көләмлик уруш партлиса вә парс қолтуқидики тошуш йоллири (мәсилән, һормуз боғузи) тосулуп қалса, хитай иқтисади еғир зәрбигә учрайду. лекин, хитай бу хәтәрни билип туруп, арқа сәптә иранни радар вә һава мудапиә системилири билән тәминлишидики мәқсәт — америкини оттура шәрққә бағлап қойуп, өзиниң тинч окйан вә тәйвән боғузидики бесимини йениклитиштур. хитай үчүн ейтқанда, азрақ енергийә қийинчилиқи «америкиниң йәршариви һакимийәт системисини парчилаш» тәк чоң пилан алдида әрзимәс бир бәдәл болуп һесаблиниши мумкин.
оттура шәрқ уруш патқиқи: америкиниң йәршариви образи вә хитайниң пурсәтчилики
нөвәттә америка билән исраилийәниң иранға қаратқан бомбардиманлири вә йошурун тоқунушлири, америкини он йиллар илгирики ирақ вә афғанистан урушиға охшаш йеңи бир «уруш патқиқи»ға сөрәп кириш хәвпини туғдурмақта. әгәр америка бу районда узун муддәтлик, йуқири тәннәрхлиқ бир тоқунушқа петип қалса, бу пәқәт иқтисадий зийан биләнла чәкләнмәй, униң хәлқарадики "демократийә вә инсан һәқлири қоғдиғучиси" дегән образиға еғир зәрбә болиду. болупму ғәззә вә иран мәсилисидики қош өлчәмлик позитсийәси мусулман дөләтлириниң америкидин сүр бесишиға вә ишәнчисизлик һес қилишиға сәвәб болмақта.
бу хил вәзийәт хитай үчүн алтун пурсәт йаритип бәрмәктә. хитай өзини «тәрәпсиз мурәссәчи» вә «тинчлиқпәрвәр күч» сүпитидә көрситиш арқилиқ, америка бошатқан сийасий бошлуқни толдурушқа урунмақта. мусулман дөләтлириниң америкиниң һәрбий мудахилисидин тойуп, хитайға үмид бағлиши интайин хәтәрлик бир йүзлиништур. чүнки хитай шәрқий түркистанда милйонлиған уйғурларға системилиқ ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан бир зораван күч туруқлуқ, оттура шәрқтә «қутқузғучи» қийапитигә киривалмақта. америкиниң райондики истратегийәлик мәғлубийити хитайниң хәлқаралиқ сөз һоқуқини күчәйтип, уйғур мәсилисигә охшаш кишилик һоқуқ дәвалириниң хәлқара күнтәртиптин чүшүп қелишиға түрткә болиду.
хуласә қилип ейтқанда, америкиниң венесуела вә иранға қаратқан кәскин зәрбиси хитайниң истратегийәлик мәнпәәтлиригә еғир зәрбә бәрди, әмма бу урушниң узунға созулуши хитайға сийасий бошлуқ йаритип бериши мумкин. мусулман дөләтлириниң америкиниң һәрикәтлиридин нарази болуп хитайға йүзлиниши, хитайниң өз земинидики мусулманларға йүргүзүватқан зулмини хәлқараниң нәзиридин йошурушиға йардәм бериду. бу, уйғурлар вә пүтүн район бихәтәрлики үчүн интайин хәтәрлик бир геополитикилиқ ойундур.