америка-ислам мунасивәтлири кеңиши (CAIR) америка ташқи ишлар министирлиқини рамизан розисини тутқанлиқи үчүн тутуп турулуватқанлиқи илгири сүрүлгән уйғур мусулманлирини қойуп беришни хитайдин тәләп қилишқа вә уйғур җәмийитиниң бу муқәддәс айни тинч-аман өткүзүшигә рухсәт қилишқа чақирди.
дунйа уйғур қурултийи әркин асийа радийосиниң хәвирини нәқил кәлтүрүп, хотән вилайитидики бир қанчә кәнттин җәмий алтә уйғур аһалиниң 27-феврал күни «мәхпий роза тутқан» дегән баһанә билән сақчилар тәрипидин тутқун қилинғанлиқини мәлум қилди. хәвәргә қариғанда, бу әһвал йүз бәргән кәнтләр булақ чорги, баш чапал, дул түгмән вә қорған кәнтлирини өз ичигә алиду.
америка-ислам мунасивәтлири кеңиши елан қилған байанатида, бу тутқун қилиш қилмишлирини уйғур мәдәнийитини бастурушниң бир қисми дәп әйиблиди. шундақла, америка һөкүмитини вә мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған дөләтләрни хитайға бесим ишлитип, мәлум қилиниватқан бу бастурушларни ахирлаштурушқа үндиди.