түркистан вақт тори, 16- март 2026 – истанбул: «The Wire China» тор бетидә елла апостоай (Ella Apostoaie) тәрипидин 2026-йили 15-март елан қилинған мақалидә оттуриға қойулушичә, пирезидент доналд трамп һөкүмитиниң хитайға қаратқан сода сийаситидики өзгиришләр арисида, америка қошма иштатлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ малларниң киришини тосуш тиришчанлиқи ашкара суслашқан. мақалидә илгири сүрүлүшичә, сабиқ пирезидент җо байдин вәзиписидин айрилғанда, өзидин кейинки һөкүмәтниң уйғур мәҗбурий әмгикигә, болупму кишилик һоқуқ дәпсәндичилики еғир болуватқан шәрқий түркистан райониға четишлиқ хитай ширкәтлирини қара тизимликкә қошуши үчүн зор бир тизимликни мирас қалдурған иди.
ички бихәтәрлик министирлиқиниң сабиқ йуқири дәриҗилик сийасәт мәслиһәтчиси лавра мурфи текисттә, өзлириниң трамп һөкүмитигә интайин пишқан вә күчлүк бир тизимлик қалдурғанлиқини тәкитлигән. мурфиниң сөзи бойичә ейтқанда, өткән бир йилда йүзлигән ширкәтниң бу тизимликкә қошулмаслиқиниң һечқандақ әмәлий сәвәби йоқ. мақалидә қәйт қилинишичә, 2021-йили икки партийәниң толуқ қоллиши билән мақулланған «уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни» астида, трамп һөкүмити һазирғичә бирәр йеңи ширкәтниму қара тизимликкә киргүзмигән. бу әһвал мәзкур қанун 2022-йили ийунда иҗра қилинишқа башлиғандин буйанқи әң узун сүкүт қилиш мәзгили һесаблинидикән.
елан қилинған рәсмий истатистикилиқ мәлуматларға асасланғанда, 2025-йили америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ дәп гуман қилинған аран 178 милйон долларлиқ мални тутуп қалған. мақалидә көрситилишичә, бу рәқәм 2024-йилидики 1.4 милйард долларлиқ қиммәт билән селиштурулғанда, 87 пирсәнт төвәнлигәнликини билдүриду. анализчиларниң илгири сүрүшичә, мал тәкшүрүш нисбитиму көрүнәрлик дәриҗидә төвәнлигән. CBP өткән йили апрелдин авғустқичә һәр айда оттура һесаб билән 224 йүк тохтатқан болса, буниңдин илгирики бәш айда тохтитилған йүк сани төт һәссә йуқири болған. авам палатасидики 13 нәпәр демократчи әза өткән йили декабирда бу суслишиштин әндишә қилип, алақидар органларға наразилиқ хети йазған.
мақалидә тилға елинишичә, CBPниң йанвар ейида доклат бериш усулини өзгәртиши кона санлиқ мәлуматларниң орнини еливәткән болуп, бу әһвал трамп һөкүмитиниң мәзкур саһәдики тәкшүрүшни қанчилик дәриҗидә суслаштурғанлиқи һәққидә түрлүк гуманларни туғдурған. байдин дәвридә хәлқара әмгәк мәсилилиригә мәсул болған теа ли текисттә, америка һөкүмитиниң қолидики муһим бир қорални ишләтмәй, түрлүк дөләтләргә нишансиз таможна беҗи қойуш арқилиқ вақит исрап қиливатқанлиқини илгири сүргән. у бу әһвални «номус қиларлиқ иш» дәп тәсвирлигән.
мақалидә байан қилинишичә, пирезидент трампниң биринчи нөвәтлик һөкүмити хитайниң шәрқий түркистандики қилмишлирини нишанлашқа түрткә болған иди. сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо вәзиписидин айрилиштин сәл илгири хитайниң уйғурларға қаратқан бесимини «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиған иди. текисттә йәнә хитайниң йеқинқи йилларда шәрқий түркистанни сайаһәт мәркизи сүпитидә тәшвиқ қилиш арқилиқ, районда йүз бериватқан мәҗбурий әмгәк вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йошурушқа урунуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң сабиқ тәтқиқатчиси петир ирвин мақалидә, хитайниң сайаһәтни қорал қилип, «һәммә иш җайида, қандақму йаманлиқ болсун?» дегән сигнални бериватқанлиқини, бу арқилиқ хитайниң район үстидики контроллуқиниң күнсайин күчийиватқанлиқини әскәрткән.
мақалидә оттуриға қойулушичә, мустәқил тәкшүрүшниң болмаслиқи сәвәбидин, малларниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ йаки әмәсликини испатлаш изчил қийин болуп кәлгән. лекин трамп өткән йили апрелда хитайға қаратқан таможна беҗини ашурғандин кейин, CBP әмәлдарлириниң мәҗбурий әмгәкни тәкшүрүшкә сәрп қилидиған вақти азийип кәткән. авам палата әзаси җим макговерн текисттә, CBP вә ички бихәтәрлик министирлиқиниң өткән бир йилда өзи билән һечқандақ алақә қилмиғанлиқини билдүргән. униң қаришичә, ички бихәтәрлик министирлиқи чегра хадимлирини уйғур мәҗбурий әмгикини тәкшүрүштин тохтитип, пирезидентниң таможна беҗи сийаситигә хизмәт қилдурмақта.
мақалидә йәнә башқичә бир қарашму тилға елинған болуп, бәзи мутәхәссисләр тәкшүрүлгән йүк саниниң азийишини ширкәтләрниң мәзкур қанунға маслишип, мәҗбурий әмгәк четишлиқ мәһсулатларни америкаға киргүзүштин ваз кәчкәнлики билән чүшәндүрүшкә урунған. вашингтондики уйғур адвокат нури түркәл текисттә, қуллар әмгикини ишлитиватқан бир дөләт билән «өзара баравәрлик» орнатқили болмайдиғанлиқини, бу қанунни иҗра қилмаслиқниң трамп һөкүмитиниң өзиниң сода сийасәтлиригә зит икәнликини тәкитлигән. мақалидә көрситилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси хитайниң мәҗбурий әмгәк арқилиқ сүний әрзан мал ишләпчиқиришиниң базар баһасини чүшүрүветидиғанлиқини, буниң америка карханилириға зийан салидиғанлиқини вә америка ишчилириниң хизмәт пурситини тартивалидиғанлиқини әскәрткән.
трамп һөкүмитиниң хитай билән болған сода мунасивитидики зиддийәтлик нуқтиларниң бири шуки, пирезидент бир тәрәптин йуқири техникилиқ өзәкләрни хитай ширкәтлиригә сетиш чәклимисини бошатқан болса, йәнә бир тәрәптин мәҗбурий әмгәккә қарши тәкшүрүшләрниму суслаштурған. текисттә оттуриға қойулушичә, трамп һөкүмити омумий җәһәттин кишилик һоқуқ мәсилисини ташқи сийасәтлиридики муһим нуқта қилиштин ваз кәчкән. мәсилән, трамп б д т кишилик һоқуқ кеңишигә мәбләғ аҗритишни тохтатқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
лавра мурфи мақалидә йәнә, трампниң хитай рәһбири ши җинпиң билән өткүзидиған алий дәриҗилик учришишидин илгири, уйғур мәсилисини бир сода козири сүпитидә ишлитишидин әндишә қилидиғанлиқини тилға алған. у хәлқаралиқ кишилик һоқуқниң сода сөһбәтлиригә тема қилинишидин әнсирәйдиғанлиқини әскәрткән. нури түркәл текисттә, трампниң бейҗиң зийарити җәрйанида уйғурларниң әһвалини оттуриға қойуш пурсити барлиқини билдүргән. шәрқий түркистанда туғулған түркәл, америка пуқраси болған уйғурларниң хитайдики уруқ-туғқанлири билән көрүшүши үчүн трамп һөкүмитиниң тиришчанлиқ көрситишини үмид қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилған.
мақалидә илгири сүрүлүшичә, бундақ тәләпләр хитай һөкүмитигә американиң йәнила бу мәсилигә йуқири дәриҗидә көңүл бөлидиғанлиқи һәққидә сигнал бериду. лекин мутәхәссисләр хитайниң уйғурларға қаратқан бесиминиң азайғанлиқиға аит һечқандақ пакит йоқлуқини тәкитлимәктә. мақалиниң ахирида әскәртилишичә, б д т тәрипидин тәйинләнгән мустәқил мутәхәссисләр гурупписи йанвар ейида агаһландуруш берип, хитайниң охшимиған өлкилиридики миллий аз санлиқ милләтләрни мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишиниң «инсанийәткә қарши җинайәт» шәкилләндүрүши мумкинликини билдүргән. хитай болса йеқинда «милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш» һәққидә йеңи бир қанун мақуллиған.