2008-йилидики уйғур намайишлири: хитайниң уйғурларни сүкүткә мәҗбурлап, дунйа нәзиридин ғайиб қилған қара күнлири

аптори: аниш кумар  (Anish Kumar)

йеңи деһли: 2008-йили март ейида, йүзлигән уйғур намайишчи хитай контроллуқидики шинҗаң райониниң бостанлиқ шәһәрлири болған хотән вә қарақаш кочилириға топланған иди. бу қетимлиқ намайишниң тутуқ пилики — һөрмәтлик уйғур содигәр мутәллип һаҗимниң сақчи тәрипидин тутуп турулуватқан мәзгилдә сирлиқ өлүп кетиши вә даириләрниң уни мәхпий дәпнә қилиш буйруқи чүшүрүши болди.

бу намайиш бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси башлиништин сәл илгири, тибәттики қалаймиқанчилиқ хитай даирилирини зилзилигә салған бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди. сақчилар намайишчиларни қоршавға елип, йүзлигән кишини тутқун қилиши билән райондин келидиған учурлар пүтүнләй кесилди. шуниң билән шинҗаңниң йәр астида узун йилдин буйан җуғланған җиддий вәзийәтниң пәқәт парчә-пурат көрүнүшлирила сиртқа ашкариланди.

2008-йили шинҗаңда немиләр йүз бәрди?

бу намайишлар туйуқсиз йүз бәргән адәттики бир вәқә әмәс, бәлки узун йиллиқ зулумниң партлиши иди. 2008-йилиға кәлгәндә, уйғур мәдәнийити изчил вә системилиқ бесимға дучар қилинған болуп, хитай һөкүмити исламий паалийәтләргә қаттиқ чәклимә қойуш, рамизанда роза тутушни чәкләш, диний китабларни мәни қилиш вә мәсчитләрни дөләтниң толуқ назаритигә елиш сийаситини йүргүзүвататти.

уйғур тилидики мәктәпләр пәқәт хитай тилидила маарип беридиған системиға орун бошитип бериш үчүн басқучлуқ тақиливататти. шуниң билән бир вақитта, бейҗиңниң иқтисадий риғбәтләндүрүши астида хитайларниң районға түркүмләп көчүши уйғурларни өз ана вәтинидә иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәттин чәткә қеқилиш гирдабиға иттирип қойған иди.

намайишчилар мустәқиллиқ тәләп қилиштин илгири, өзлириниң кишилик ғурурини сақлап йашашни, ана тилида сөзләшни, өз етиқади бойичә йашашни вә өз тарихини балилириға мирас қалдурушни тәләп қилған иди.

хитай боғмақчи болған уйғур садалири

хитай даирилириниң инкаси интайин тез вә қаттиқ болди. бихәтәрлик қисимлири дәрһал районни қоршавға алди. шинҗаңға йетип беришқа урунған чәтәллик журналистлар тәкшүрүш понкитлирида тосувелинди йаки тутқун қилинди. хәлқара таратқуларниң хәвәрлири интайин чәклик, парчә-пурат вә қаттиқ сүзүлгән һаләттә иди.

«кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати» вә «хәлқара кәчүрүм тәшкилати» кейинки доклатлирида бу бастурушни һөҗҗәтлик паш қилип, онлиған уйғурниң тутқун қилинғанлиқини вә вәқәниң толуқ көрүнүшиниң дунйадин қәстән йошурулғанлиқини ашкарилиди.

бу қетимлиқ бастурушта диққәт қилишқа әрзийдиған нуқта, хитайниң бундақ бир чоң вәқәни бир тәрәп қилишта қолланған «әндизиси»дур. мартта башланған таратқу қамали кейинки һәптиләрдә әмәлдин қалмиди, әксичә даимлиқ системиға айланди.

хитай шуни туйуп йәттики, у мушундақ зор көләмлик бир вәқәни бастуруп турупму, һечқандақ хәлқаралиқ җавабкарлиққа тартилмаслиқи мумкин икән. 2008-йили мартта шинҗаңға чөккән җимитлиқ әмәлийәттә бир «тәййарлиқ җимитлиқи» иди.

2008-йилидин 2017-йилиғичә болған арилиқта, шинҗаңдики бихәтәрлик чиқими зийадә ешип, назарәт қилиш тори мислисиз кеңәйтилди. уйғурларни диний етиқади, сайаһәт тарихи вә иҗтимаий мунасивитигә асасән нишанлайдиған илғар алгоризмлар тәрәққий қилдурулди. 2017-йилидин кейин йолға қойулған түркүмләп тутуп туруш системиси, әслидә он йилға йеқин вақит ичидә җимиғур қуруп чиқилған бир аппаратниң партлиши иди.

2008-йилидики дунйа көз йумған уйғур намайишлири

хәлқара җәмийәтниң сус инкаси бейҗиңға дунйаниң башқа тәрәпкә қарашқа тәййар икәнликини балдурла җәзмләштүрүп бәрди. хитай 2008-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң саһибхани болғачқа, ғәрб ташқи сийаситидә сийасий еһтийатчанлиқ үстүнлүкни игилигән иди. иқтисадий мәнпәәт бағлиниши шу қәдәр чоңқур идики, һөкүмәтләр нурғун кишиләр «ички бихәтәрлик мәсилиси» дәп тәриплигән бир мәсилә үчүн хитай билән болған мунасивәтни хәтәргә иттиришни халимиди.

бүгүнки күндә бу қарашлар пүтүнләй вәйран болди. 2019-йили ашкариланған хитай һөкүмитиниң мәхпий һөҗҗәтлири (мәсилән «хитай кабеллири») зийанкәшликкә учриғучиларниң йиллардин бери ейтип кәлгәнлирини җәзмләштүрди: тутуп туруш системиси тәрбийәләш әмәс, бәлки җазалаш характерлик, системилиқ вә қәстән лайиһәләнгән бир қирғинчилиқ иди.

2008-йили март, уйғур авазлириниң сиртқа аңланған, әмма бейҗиң тәрипидин мәңгүлүк җимиқтурулуши қарар қилинған күни иди. дунйа бу авазларни аңлиди, лекин аридин көп өтмәй үн-тинсиз йошурди. әйни вақиттики бу сүкүтниң аччиқ ақивәтлири бүгүнму давамлиқ оттуриға чиқмақта.

 https://newsable.asianetnews.com/amp/world/uyghur-protests-of-2008-how-voices-in-xinjiang-were-silenced-by-china-articleshow-g1ofvmb