қумулда бир мәсчиттә роза һейт намизи, ийул 2016. © 2016 йалқун улуғйол/инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати
йалқун улуғйол – кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати (HRW) хитай бөлүми тәтқиқатчиси
2026-йили 18-март
бу рамизанда, бир қача иссиқ көктат шорписи вә йеңи етилгән уйғур ләңмини билән еғиз ечиш үчүн дастиханда олтурғинимда, миңлиған километир йирақтики түрмидә йетиватқан дадамни ойлимаслиққа бәк тиришимән. униң немиләрни йейәлмәйдиғанлиқини, һәтта һазир өзи әң йахши көридиған йилниң әң гүзәл пәйти икәнликини билидиған-билмәйдиғанлиқини ойлимаслиққа тиришимән.
бу рамизан мениң дадам билән әң ахирқи қетим биргә еғиз ачқан вақтимдин бери онинчи йил болуши. шундақла мениң вәтинимгә, йәни даириләр вәһшийанә җинайәтләрни садир қилған шинҗаң уйғур аптоном райони(шәрқий түркистан-т)ға барғинимға он йил болди. мән дадам вә башқилар үчүн сөзләшни таллидим, бу таллишим мени вәтинимдики сөйгәнлиримдин бәлким мәңгүлүк айрилиш бәдилигә тохтиди.
муһапизикар бир уйғур аилисидә чоң болғанлиқим үчүн, роза тутушни кичик йешимдин башлиғанидим. мәктәп йиллирим ениқ есимдә — муәллимлирим вә савақдашлиримдин роза тутқанлиқимни, намаз оқуғанлиқимни вә диндар бир аилидин кәлгәнликимни йошуруш үчүн қандақ чарә-тәдбирләрни қолланғанлиқим һелиму йадимда. дәм елиш вақитлирида дукандин бир нәрсиләрни сетивелип, худди йәйдиғандәк қилип, әмәлийәттә уни йошурунчә ташливетәттим.
хитай һөкүмитиниң зийанкәшлики астида йашаш мени балдурла һайат қелиш маһарәтлирини йетилдүрүшкә мәҗбурлиди. мән икки параллел һайатта йашашни өгәндим: бири көрсәтмә характерлик итаәт, йәнә бири җимҗит қаршилиқ.
хитай һөкүмити 2016-йилниң ахиридин башлап бу районда еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини елип барди — булар кәң көләмлик тутқун қилиш, адаләтсиз түрмигә ташлаш, аммиви назарәт қилиш вә мәҗбурий әмгәкни өз ичигә алиду, булар инсанийәткә қарши җинайәт һесаблиниду. 2018-йили ийун ейида, мән әң қорққан иш йүз бәрди: дадам мәмәт йақуп билән болған алақәм үзүлүп қалди. кейин униң 16 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билдим — у пәқәт кимлики сәвәбидин түрмигә ташланған йүзмиңлиған уйғурниң бири иди. буниңдин башқа мениң таға-һаммилирим, җийәнлирим вә башқа туғқанлиримму 15 йилдин өмүрлүк қамаққичә болған җазаларни өтимәктә.
һекайиниң бу қисми типик вә дунйаға тонушлуқ.
әмма дунйаниң көрмәйдиғини, чәтәлләрдә йашайдиған мән, апам, сиңлим вә айалимға охшаш йүзмиңлиған уйғур муһаҗирлириниң һайатиниң бу йилларда қандақ астин-үстүн болуп кәткәнликидур. хитай һөкүмитиниң «қаттиқ зәрбә бериш һәрикити» әң әвҗигә чиққан мәзгилләрдә, йурттики кишиләр чәтәлдики туғқанлири билән алақә қилғанлиқи үчүн тутқун қилинди; даириләр уйғурларниң паспортлирини йиғивелип, уларниң райондин қечип чиқишини мумкин болмайдиған қилип қойди.
чәтәлдә йашайдиған биз йоқап кәткән аилә әзалиримиз һәққидә учур тәләп қилғинимизда, хитай сақчилири бизни қорқутти вә тәһдит салди — бу һәрикәтләр һазир «чегра һалқиған зийанкәшлик» дәп аталмақта. бәзиләр аилисиниң бихәтәрлики билән тәһдит селинип йаки көп йиллиқ айрилиштин кейин җәм болуш үмиди билән, һөкүмәт үчүн тәшвиқат материйаллири ишләшкә йаки муһаҗирлар җәмийити һәққидә учур топлашқа мәҗбурланған.
башқа уйғур муһаҗирлириға охшаш, мән дадамниң сүкүти күнләрдин айларға, айлардин йилларға созулғанда, тәшвишлик қараңғулуқ ичидә күттүм. у тутқун қилинип икки йилдин кейин андин униң техи һайат икәнликини билдим, йәнә икки йилдин кейин болса униң түрмидә икәнликини билдим. униң җаза һөкүмини маңа йәткүзгән киши, униң тирик қалғанлиқиға шүкри қилишим керәкликини ейтти. «биз нурғун адәмдин айрилип қалдуқ,» деди у киши. бүгүнки күнгичә, 58 йашлиқ дадамниң немә үчүн түрмигә ташланғанлиқини йаки саламәтлик әһвалиниң қандақ икәнликини билмәймән.
2020-йили мән һайатимдики әң сөйгән кишим билән — уму бир уйғур — той қилдим, әмма дадамниң вә униң ата-анисиниң бәхт тиликини алалмидуқ. қизимиз нурбану 2021-йили туғулди. мән униң рәсимини хитайниң иҗтимаий таратқу әпи «дойин» (Douyin) да пайлаштим; йурттики бирәрсиниң, бәлким айалимниң ата-анисиниң көрүп қелишини вә бу хушаллиқимизға җора болушини үмид қилғанидим. гәрчә улар қаттиқ назарәт сәвәбидин биз билән алақә қилишқа петлиналмисиму, һайатимиздики бу муһим пәйтни билишини халиғанидим. әмма, сақчилар мениң бовақни көтүрүп турған шу бир парчә рәсимим сәвәбидин бир нәччә кишини сорақ қилған. улардин мән билән алақиси бар-йоқлуқини сориған.
шундақла мениң дойин һесабимни чәкләп қойди.
һазир, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини паш қилидиған бир тәтқиқатчи болуш сүпитим билән, мән техиму йуқири дәриҗилик назарәт вә тәһдит астида туруватимән. бейҗиңниң чегра һалқиған зийанкәшлики мени бир күни дадам әркинликкә чиққан тәқдирдиму, мән билән биллә чоң болған кишиләр билән бихәтәр сөзлишишимдин тосуп қелиши мумкин.
қизим 2023-йили нойабирда, икки йашлиқ вақтида давалашқа амалсиз бир кесәллик билән вапат болди. истанбулниң йамғурлуқ бир күнидә, дәпнә мурасимиға кетиватқанда, машининиң арқа орундуқида, апам билән айалимниң оттурисида олтуруп қизимниң җансиз тенини қучақлиғинимда, бир әмәс, икки кишиниң йоқлуқини һес қилдим. дадам өзиниң бир нәвриси барлиқини бәлким һечқачан биләлмиди вә уни һәргиз көрәлмәйду. һөкүмәт уни уйғур болғанлиқи үчүн җазалиди; мени болса көрсәтмә характерлик итаәтни рәт қилғанлиқим вә бейҗиңни тәнқид қилишқа җүрәт қилғанлиқим үчүн җазалиди.
шундақ болсиму, мән йәнила үмидварлиқ билән чиң туримән. бир күни йуртумда, дадамниң йенида туруп, 2016-йили әң ахирқи қетим һейт намизи оқуған — әмма даириләр 2019-йили чеқивәткән — мәсчитниң орнида намаз оқуймән. униңға нурбану һәққидә һәммә нәрсини, униң худди дадамниң өзигә охшайдиғанлиқини сөзләп беримән.
чүнки мән бизниң һайат қалидиғанлиқимизға ишинимән. биз һайатимизни, һәтта мәсчитлиримизни қайта қуруп чиқимиз вә қайтидин гүллинимиз, чүнки һечқандақ мустәбитлик әбәдий давамлашмайду.