сафир риза
оттава, канада (MNTV) — алдинқи қатардики бир кишилик һоқуқ тәшкилати бейҗиңниң уйғурларға тутқан позитсийәси вә оттаваниң чәт әлдики пуқралирини қоғдаш мәсулийитигә болған әндишиләрниң күчийишигә әгишип, канадани 20 йилдин бери тутуп турулуватқан канадалиқ уйғур паалийәтчини қойуп бериш үчүн хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
равул валлинберг кишилик һоқуқ мәркизи пәйшәнбә күни канада пуқраси вә уйғур һоқуқлирини йақлиғучи һүсәйин җелилниң тутқун қилинғанлиқиниң 20 йиллиқини хатирилиди. у 2006-йили мартта өзбекистанда қолға елинғандин кейин хитай даирилиригә өткүзүп берилгән иди.
канадаға җайлашқан мәзкур кишилик һоқуқ тәшкилатиниң байан қилишичә, һүсәйин җелил өзбекистандики уруқ-туғқанлирини йоқлап барғанда тутқун қилинған вә арқидин хитайға тапшуруп берилгән. у йәрдә канада әмәлдарлири тәрипидин қаттиқ тәнқид қилинған сот арқилиқ, һоқуқ йақлиғучилири «сийасий ғәрәздики террорлуқ әйиблиши» дәп тәсвирлигән җинайәт билән әйибләнгән.
мәзкур тәшкилат хитайниң һүсәйин җелилниң канада пуқралиқини етирап қилишни рәт қилғанлиқини вә 20 йилдин бери униң консулхани билән көрүшүш һоқуқини рәт қилип кәлгәнликини билдүрди. хәвәрләргә қариғанда, униң шәрқий түркистандики аилә әзалири 2014-йилидин бери униңдин һечқандақ хәвәр алалмиған, канададики туғқанлири болса у қолға елинғандин бери униң билән алақилишишиға рухсәт қилинмиған.
бу дело оттава билән бейҗиң арисидики узунға созулған дипломатик мәсилигә айлинип, канаданиң чәт әлдә, болупму хитайға четишлиқ сийасий җәһәттин сәзгүр делоларда қолға елинған пуқралирини қоғдаш иқтидари һәққидә кәң көләмлик соалларни туғдурмақта.
һоқуқ йақлиғучилири әсли шәрқий түркистанлиқ болған һүсәйин җелилниң уйғурларниң диний, мәдәнийәт вә тил һоқуқлирини тинч йол билән йақлаш билән тонулғанлиқини ейтмиқта. уларниң қаришичә, униң давамлиқ тутуп турулуши хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқтур.
мәзкур мәркәз йәнә бу делони хитайниң шәрқий түркистандики сийасәтлиригә болған кәң даирилик әндишиләр билән бағлиди. кишилик һоқуқ гуруппилири вә ғәрб һөкүмәтлири у йәрдә уйғур мусулманлирини нишан қилған кәң көләмлик тутқун қилиш, назарәт қилиш вә чәклимиләрни һөҗҗәтләштүргән иди. тәшкилат өзиниң 2022-йилдики доклатини дәлил қилип көрсәтти, мәзкур доклатта уйғурларға қаритилған зийанкәшликләрниң 1948-йилдики «ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамиси»гә хилаплиқ қилиш қилмиши шәкилләндүрүши мумкинлики хуласә қилинған.
бу чақириқ канаданиң хитай билән болған дипломатик вә сода мунасивәтлирини муқимлаштуруш тиришчанлиқлири үстидә издиниватқан бир пәйткә тоғра кәлди. мәзкур тәшкилат канада рәһбәрлирини һәр қандақ йеңидин башланған алақиләрни һүсәйин җелилни қойуп беришкә бесим ишлитиш үчүн қоллинишқа үндиди.
һоқуқ йақлиғучилири бу делониң, болупму геополитикилиқ җиддийчилик вә иқтисадий мәнпәәтләр дипломатик тиришчанлиқларни қийинлаштурувәткән чағларда, һөкүмәтләрниң чәт әлдә тутуп турулуватқан пуқралирини азад қилишта дуч келидиған техиму кәң хирисларни әкс әттүридиғанлиқини оттуриға қойди.
аридин 20 йил өткәндин кейин, кишилик һоқуқ гуруппилири һүсәйин җелилниң давамлиқ тутуп турулушиниң униң аилиси үчүн бир шәхсий тирагедийә болупла қалмастин, бәлки канаданиң өз пуқралирини қоғдаш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә тақабил туруш ирадиси үчүн бир синақ икәнликини ейтишмақта.
хәвәр мәнбәси: www.muslimnetwork.tv