2026-йили 3-апрел
уйғурларниң коллектип әслимисидә өчмәс из қалдурған, 36 йил илгири йәни 1990-йили 5-апрелда қәшқәр әтрапидики барин йезисида йүз бәргән наразилиқ намайишлири хитай дөлитиниң кәң көләмлик қораллиқ бастурушиға учриди. зәйдин йүсүп рәһбәрликидики «барин инқилаби» дәп аталған бу вәқәләр вә униңдин кейинки күнләрдә йүз бәргән тоқунушларда, тәхминән 50 тин артуқ уйғур намайишчи һайатидин айрилди, йүзләрчә, һәтта миңларчә киши тутқун қилинди. бастуруш һәрикитиниң толуқ көлими һазирғичә ашкариланмиған болсиму, вәқәдин кейин кәм дегәндә алтә кишиниң қәтл қилинғанлиқи мәлум.
бу наразилиқ намайишлири диний һайатни чәкләйдиған вә уйғур аилилиригә, болупму айалларниң туғут әркинликигә (көпийиш аптономийәсигә) қаритилған қаттиқ контроллуқ сийасәтлиридин келип чиққан ғәзәп-нәфрәтләр түпәйлидин партлиған иди. апрелниң бешидики шу һәптиләрдә, йәрлик аһалиләр мәсчит паалийәтлиригә қойулған чәклимиләргә вә диний етиқад әркинликигә қаритилған кәң көләмлик тосалғуларға наразилиқ билдүрүш үчүн топланған. наразилиқниң асаслиқ сәвәблиридин бири, даириләрниң йәрлик бир мәсчитни ремонт қилишқа рухсәт қилмиғанлиқи болуп, бу әйни вақиттики диний биналарни селиш вә ремонт қилишқа қойулған омумйүзлүк чәклиминиң бир ипадиси иди.
4-апрел күни, бир түркүм уйғурлар йеза мәсчитлиригә йиғилип, өзлириниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш тәлипини оттуриға қойди. әтиси, йәни 5-апрел күни һөкүмәт ишханилириниң алдида 200 дәк киши тәрипидин елип берилған тинч намаз оқуш вә йиғилиш паалийити зораванлиқ билән тарқитиветилди. хитай дөлитиниң көплигән тармақлиридин тәшкилләнгән 1000 дин артуқ хәвпсизлик күчи әҗәллик қораллар билән орунлаштурулди. шаһитларниң байанлири вә кейинки доклатларға қариғанда, намайишчилар қечишқа урунған вақитлиридиму уларға қаритип оқ чиқирилған.
районға мустәқил кириш пурситиниң болмаслиқи түпәйлидин, қаза қилғанларниң ениқ санини бекитиш мумкин болмиди. дәсләпки хәлқара таратқуларниң хәвәрлиридә көпинчә хитай даирилириниң рәсмий тәшвиқати тәкрарлинип, бу җиддийчилик дөләт муқимлиқиға тәһдит дәп тәсвирләнди. әмма, уйғурларниң байанлирида мәҗбурий туғмас қиливетиш вә һамилидарлиқниң ахирқи мәзгиллиридики мәҗбурий пәләй қилиш (туғут чәкләш сийасәтлири) қатарлиқ мәҗбурлаш характерлик сийасәтләрниң кәң көләмлик қорқунч вә ғәзәпкә сәвәб болғанлиқи тәкитлиниду. нурғун кишиләр үчүн бу тәдбирләр уйғур кимликигә қаритилған мәвҗутлуқ тәһдити иди.
вәқәдин кейинки бастуруш һәрикити пәқәт барин биләнла чәклинип қалғини йоқ. рәсмий мәлуматларда йүзләрчә кишиниң тутқун қилинғанлиқи етирап қилинған болсиму, кишилик һоқуқ тәшкилатлири пүтүн район бойичә тутқун қилинғанларниң миңларчә икәнликини оттуриға қойди. хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 1999-йиллиқ доклатида «барин инқилаби» ға четишлиқ дәп әйиблинип түрмигә ташланған 27 уйғурниң әһвали хатириләнгән, буларниң арисида муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинип үрүмчидә түрмигә ташланған ибраһим әһмәдуму бар. 1990 вә 1991-йиллиридики сотларда бир қанчә киши өлүм җазасиға һөкүм қилинған болсиму, әмма қәтл қилинғанларниң омумий сани йәнила намәлум.
барин вәқәси дөләт сийаситидики түп бурулуш нуқтиси болди. 1980-йиллардики нисбәтән әркинрәк болған муһит орнини ашкара сотлаш вә қәтл қилиш қатарлиқ күчәйтилгән бастурушларға бошатти. униңдин кейинки йилларда, башқа уйғур җәмийәтлиридиму мушуниңға охшаш инкаслар көрүлди вә өктичиләрни әҗәллик қораллар билән бастуруш бир хил әндизигә айланди.
уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң иҗрайийә мудири өмәр қанат мундақ деди: «бүгүнки күндә, барин инқилаби шәрқий түркистанда кейинчә йүз бәргән вә һөҗҗәтләр билән испатланған кәң көләмлик дәһшәтлик зулмәтниң дәсләпки агаһландуруши дәп қаралмақта. кәң көләмлик тутқун қилиш, мәҗбурий әмгәк, мәдәнийәт қирғинчилиқи вә шәхсийәткә таҗавуз қилидиған нопус контрол қилиш сийасәтлири нурғун дөләтләр вә хәлқаралиқ органларниң әйиблишигә учриди, уларниң бәзилири бу қилмишларни ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп хуласә чиқарди.»
уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу йиллиқ хатириләш мунасивити билән, барин вәқәсини пәқәт бир тарихий вәқә сүпитидила әмәс, бәлки хитай дөлитиниң уйғурларға қаратқан сийасәтлириниң йүзлинишини чүшиништики муһим бир бурулуш дәп әсләшниң әһмийитини йәнә бир қетим тәкитләйду. 1990-йили апрелниң мираси һазирму давамлашмақта, шундақла җавабкарлиқни сүрүштүрүш вә асасий кишилик һоқуқни қоғдашниң җиддий зөрүрлүкини көрситип бәрмәктә.