заманиви дунйа унтуп қалған 5-апрел барин қирғинчилиқи

муһәммәд шамил гәнчосманоғлу

 2026-йили 4-апрел

 «шәрқий түркистанниң бурулуш нуқтиси»

шәрқий түркистанниң йеқинқи бир әсирлик тарихини қирғинчилиқлар тарихи десәк, ашурувәткән болмаймиз. хитай пурсәт тапсила, бирәр баһанә ойлап тепипла мусулман шәрқий түркистан хәлқигә бесим ишлитип кәлди, уларниң баш көтүрүшигә йол қоймиди, әркинлик күрәшлиригә тосқунлуқ қилди. әркин бир шәрқий түркистан хитай үчүн бир тәһдиттур. немишқа десиңиз, мусулман түрк җәмийитини ассимилйатсийә қилалмайду, у җуғрапийәниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини мустәмликә қилалмайду (експлататисийә қилалмайду).

зәйдин йүсүп, исһақ һошур, муһәммәд турди вә муһәммәд турсун қатарлиқ йетәкчиләрдин тәшкилләнгән исламий һәрикәт аста-аста тәшкиллинивататти, милләтниң ойғиниши вә әркинлики үчүн күрәш қиливататти. йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмити райондики нопус қурулмисини өзгәртиш мәқситидә хәнзуларни йәрләштүрүвататти, болупму мәҗбурий туғут чәкләш тәдбирлири башланған болуп, диний бесимлар күндин-күнгә ешивататти. районда узундин буйан давамлишип келиватқан бесимлар, диний чәклимиләр вә нопус сийасәтлири еғир биарамлиқ пәйда қилған иди. болупму мәҗбурий туғут чәкләш вә бала чүшүрүветиш (пәләй қилиш) қилмишлири хәлқниң наразилиқини ашурған асаслиқ сәвәбләрниң бири иди. зәйдин йүсүп вә сәпдашлири бу тәрәққийатларға наразилиқ билдүрүш үчүн хәлқни намайишқа чақирди. хитай хәвпсизлик күчлири вә армийәси районда кәң көләмлик һәрикәт елип барди.

бу һәрикәт бир қирғинчилиққа айланди. бу қирғинчилиқ 1990-йили 5-апрел күни, хитайниң шәрқий түркистанниң қәшқәр вилайитигә қарашлиқ ақту наһийәсиниң барин йезисида йүз бәрди. бу вәқә «барин инқилаби» йаки «барин қирғинчилиқи» дәп атилиду һәмдә мусулман түркләр арисида муһим бир қаршилиқ көрситиш вә қайғу күни сүпитидә әслиниду.

инсан пәқәт бийологийәлик бир мәвҗутлуқла әмәс, бәлки йәнә бир «мәна» мәвҗутлуқидур. бу мәна мәлум бир җуғрапийәдә, мәлум бир тарихий җәрйан ичидә шәкиллиниду. бизниң мәдәнийәт тәсәввуримизда «вәтән» пәқәт үстидә олтурақлашқан бир парчә тупрақла әмәс; бәлки бир аңниң, бир етиқадниң вә бир нийәтниң җисимланған шәклидур. шәрқий түркистан, йәни қәдимий түркистанниң шәрқий тәрипи, бу аңниң «қурғучи» мәркәзлиридин биридур. 1990-йили 5-апрелда баринда йүз бәргән вәқәни пәқәтла бир сийасий исйан йаки һәрбий бастуруш һәрикити дәп чүшиниш, мәсилиниң чоңқур қатлимиға сәл қариғанлиқтур. барин — бир әслиминиң йеңилиниши, бир мәвҗут болуп туруш ирадисиниң «мән мушу йәрдә» дәп товлиған нидасидур.

вәқә мундақ йүз бәргән: рамизан ейиға тоғра кәлгән 1990-йили 5-апрелда, барин йезисида йашайдиған мусулман уйғур түрк хәлқи, хитай һөкүмитиниң йолға қойған бесим сийасәтлиригә (нопус қурулмисини өзгәртиш, дин вә мәдәнийәт үстидики чәклимиләр, тәңсизликләр) наразилиқ билдүрүш үчүн йезилиқ һөкүмәт бинасиниң алдиға тинчлиқ билән топланған.

намайишчилар хитай қораллиқ сақчилири вә әскәрлириниң қораллиқ бастурушиға учриған. бу бастурушқа қарита хәлқ қаршилиқ көрситишкә башлиған (татийақ, кәтмән қатарлиқ аддий сайманлар билән). шәрқий түркистанлиқ бир қериндишимниң ейтип беришичә, хитай тәрәп бу вәқәгә интайин йуқири дәриҗидики күч билән тақабил турған: миңларчә әскәр, танка, тик учар айропилан вә күрәшчи айропиланлар ишлитилгән. тоқунушлар бир қанчә күн давамлашқан. уйғур түрк қериндишимизниң байанлириға қариғанда:

  • миңларчә уйғур (бәзи дәваларда 10 миңдин артуқ) «шеһит» болған. йетәкчи шәхсләрдин зәйдин йүсүп, исһақ һошур, муһәммәд турди вә муһәммәд турсун қатарлиқларму уларниң арисида иди.
  • җәсәтләрниң йүк аптомобиллири билән коллектип қәбриләргә көмүлгәнликигә даир шаһитлиқ байанлири бар.
  • бу вәқә хитайниң райондики тунҗи чоң көләмлик аммиви қаршилиқ һәрикәтлиридин бирини қанлиқ шәкилдә бастуруши сүпитидә тарихқа кирди.

бу вәқә хитайниң шәрқий түркистандики узун муддәтлик бесим вә ассимилйатсийә сийасәтлириниң (кейинчә җаза лагерлири, мәҗбурий әмгәк вә мәдәнийәт йоқитиш сийасәтлири билән давамлашқан) дәсләпки мисаллиридин бири дәп қарилиду. барин пәқәтла бир җуғрапийәлик нуқта әмәс; бәлки түрк-ислам роһиниң, әсирләрдин буйан йипәк йолиниң томурини тутуп кәлгән шу қәдимий мәдәнийәтниң, 20-әсирниң әң рәһимсиз идийәви мәхлуқиға қарши «мән бар!» дәп һәйвә билән товлиған макани иди.

барин — қәшқәрниң ақту наһийәсигә қарашлиқ кичик бир йеза. нопуси 20 миң әтрапида болған бир җай. бу йәрдики намайишларни бастурушқа кәлгән хитай ишғалийәт күчлириниң сани 22 миң 750 киши. тик учарлар, еғир типтики қораллар билән қоралланған толуқ җабдуқлиқ бир армийә, уларниң алдида болса кәкә, кәтмән, татийақ, сота қатарлиқ аддий сайманлар билән тақабил туруватқан бир хәлқ. бу зади қанчилик адил(!) бир тәқсимат-һә?

баринда йүз бәргән вәқә — җиддийчиликниң бир бурулуш нуқтисиға йетишиниң нәтиҗисидур. мәҗбурий теңилған нопус сийасәтлири, диний паалийәтләргә қойулған чәклимиләр вә мәдәнийәт һайатиниң қисилиши пәқәтла җисманий бесим пәйда қилипла қалмай; шуниң билән бир вақитта, кишиләрниң өз мәвҗутлуқини әһмийәтлик қилиш пурситиниму тарайтқан иди. әнә шу нуқтида, биз «қаршилиқ көрситиш» дәп атиған нәрсә, килассик мәнидики бир қозғилаң болуштин тохтап, мәвҗутлуқниң өзини қоғдаш рефлексиға айлиниду. бу инсанниң «мән мушу йәрдә, өз мәнам билән мәвҗутмән» дейиш шәклидур. йәни әркин болуш, һүр болуш арзусидур...

зәйдин йүсүп, исһақ һошур, муһәммәд турди вә муһәммәд турсун қатарлиқ йетәкчи шәхсләр бу исйанниң, бу қаршилиқниң символлириға айланди. улар нә марксист инқилабчи, нә ғәрбчә милләтчи әмәс иди; улар қәдимий түркистанниң «алп»лиқ әнәнисиниң, исламниң җиһад билән мәна тапқан вә бирләшкән шәхсийәтлири иди. намайишчиларниң қорали йоқ иди; етиқади бар иди. совет иттипақиниң йимирилиши упуқта көрүнүшкә башлиғанда (1991), хитай өзиниң «сотсийалистик заманивилишиш» мусаписини уйғур җуғрапийәсидә синақ қиливататти. бүгүн арқимизға бурулуп қариғинимизда, 1990-йиллардики барин вәқәси 2010-йиллардики «қайта тәрбийәләш лагерлири»ниң, мәҗбурий әмгәк завутлириниң, мәҗбурий туғмас қиливетишләрниң бешарәтчиси иди.

бу бир «мәдәнийәт қирғинчилиқи»ниң дәсләпки басқучидур. әмма техиму чоңқуррақ қарайдиған болсақ, бу бир мәдәнийәтниң «әслимиси»ни өчүрүветиш урунушидур. чүнки мәдәнийәт — әслимидур; әслимә болса тилдур, етиқаддур, макандур. ибни халдунниң сөзи билән ейтқанда, баринда йоқ қилинған нәрсә пәқәт бәдәнләрла әмәс, бәлки түркистанниң миң йиллиқ «умран»идур (мәдәнийитидур).

түрк дунйасиниң вә ислам үммитиниң җимҗитлиқи болса айрим бир йарадур. 1990-йиллардики түркийә, өзалниң либерал ечиветиш дәвридә «түрк-ислам бирикмиси» муназирилири билән мәшғул иди; әмма шәрқий түркистанға қаритилған нәзәрләр йа «ички иш» дәп, йаки «истратегийәлик тәңпуңлуқ» намида сүкүттә қалған иди. әрәб дунйаси болса нефит вә ғәрб иттипақлири арисида өзлириниң киризислири билән елишивататти. бу сүкүт, үммәтниң «ваһдәт» (бирлик) ғайисиниң нәқәдәр аҗиз икәнликини көрситип бериду. бу үммәт шәрқий түркистанни өз тәқдиригә ташлап қойған иди.

бүгүн шәрқий түркистанда давамлишиватқан ассимилйатсийә сийасәтлири, учқулар билән көзитиливатқан мәсчитләр, DNA  санданлири вә сүний идрак қоллиған назарәтчилик... булар бизгә үмидсизлик берип қоймаслиқи керәк. үмид тарихий тәқдирчиликтә әмәс, бәлки питрәтниң йеңилмәсликидә йошурунған. баринлиқларға охшаш нурғун хәлқләр әсирләр бойи моңғул истиласидин рус чар падишаһлиқиғичә, хитай империйәлиридин коммунизимғичә болған нурғун зулмәтләргә қарши турди. бу қаршилиқ пәқәт сийасий әмәс, бәлки метафизикилиқ бир роһтур. қуран кәримдики «биз инсанни һәқиқәтән җапа-мушәққәт ичидә йараттуқ» дегән айәтни әслисәк[1], қийинчилиқ мәвҗутлуқниң өзидур. баринда шу қийинчилиқ «шеһитлик» мәртивисигә көтүрүлди. бүгүн уйғур түркиниң сүкүт ичидики нидаси дунйа таратқулириниң сәл қаришида боғулуп қалған болсиму, виҗданниң чоңқур қатламлирида әкс сада бериду. мусулман түрк миллити болуш сүпитимиз билән биз бу әкс садани аңлишимиз керәк; чүнки шәрқий түркистан — анадолуниң әйникидур. у йәрдә әзилгәнләр, бу йәрдиму әзилискә мәһкум қилиниши мумкин. мәдәнийәт чегра билән әмәс, роһ билән қоғдилиду.

бүгүнки заманиви дунйада учур бир мәшғулат қоралиға айлинип қалди. таратқулар вә иҗтимаий таратқулар арқилиқ елип берилған йалған учурлар һәқиқәтни бир «тәсәввур» җисимиға чүшүрүп қоймақта. биз «тәһқиқ» дәп атиған җәрйан дәл мушу йәрдә ишқа киришиши керәк. баринда немә иш йүз бәргәнликини чүшиниш үчүн, пәқәтла хәвәр агентлиқлириниң хәвәрлиригә әмәс, бәлки у җуғрапийәниң миң йиллиқ мусаписигә қараш керәк. санлиқ мәлуматлар бизгә санларнила ейтип бериду; «мунчә адәм өлди, мунчә әскәр әвәтилди» дәйду. лекин бу мәлуматлар «немә үчүн?» дегән соалға толуқ җаваб болалмайду.

барин қирғинчилиқини «виҗдан таможниси»дин өткүзмәй туруп чүшәнгили болмайду. әгәр учурниң әхлақи болмиса, у учур пәқәт күчлүкләрниң қолидики бир қиличтур. шәрқий түркистанда йолға қойулған системилиқ бесимлар, әслидә бир «әслимини йоқитиш» һәрикитидур. әгәр бир милләтни йоқатмақчи болсиңиз, аввал униң тарих билән болған алақисини үзүп ташлаң, уқумлирини қалаймиқанлаштуруң вә уни өз җәвһиригә йатлаштуруң. хитайниң шу күни баринда көрсәткән зораванлиқи пәқәтла җисманий бир һуҗум болуп қалмастин, бәлки йәнә шу хәлқниң «кәлгүси тәсәввури»ға берилгән бир зәрбә иди. бизниң мәдәнийитимиздә «адаләт» — һәр бир нәрсини өз җайиға қойуштур. шәрқий түркистан мәсилисидики адаләт, у җуғрапийәниң әсли игилириниң өз роһий йилтизи үстидә әркин нәпәс алалишидур. 1990-йили 5-апрел — бу нәпәсни боғуп ташлаш урунушиға қарши берилгән бир инкастур.

1990-йили 5-апрелда баринда һайатидин айрилғанлар бирәр «истатистика» әмәс, бәлки бир дәваниң шаһитлиридур. уларниң мираси бизгә бир мәсулийәт йүклимәктә: һәқиқәтни тәһқиқ қилиш, учурни әхлақ билән суғириш вә адаләтни немә бәдәл төләштин қәтийнәзәр қоғдаш. тарих пәқәт өтмүштә болуп өткән ишларла әмәс; тарих бүгүнниң ичидә йашайдиған вә әтәни шәкилләндүридиған бир енергийәдур. баринниң енергийәси мәзлумниң аһ-зари болуш билән биргә, адаләтниң бир күни чоқум әмәлгә ашидиғанлиқиға болған бир имандур. бизниң вәзипимиз бу иманни билим билән мустәһкәмләш вә «инсан» болуп қелиш ғурурини һәр қандақ техникилиқ вә сийасий бесимдин үстүн тутуштур. чүнки көк гүмбәз астида ейтилған әң һәқиқий сөз шуки: һәқиқәтни бесим вә зулум билән йоқатқили болмайду; у мувапиқ вақит вә мувапиқ йүрәкни тапқанда қайтидин бих сүриду. барин әнә шу бихларниң биридур. у бих бир күни чоқум һәйвәтлик бир чинарға айлиниду.

изаһат:

[1] қуран кәрим, бәләд сүриси, 4-айәт: «биз инсанни һәқиқәтән җапа-мушәққәт ичидә (йәни дунйаниң мушәққәтлиригә бәрдашлиқ беридиған қилип) йараттуқ»

мәнбә: Yeni Haber