канада хитайдики уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисидә ашкара позитсийә билдүрүши керәк

җим вормиңтон (алий тәтқиқатчи), йалқун улуйол (хитай ишлири тәтқиқатчиси) | 2026-йили 1-апрел, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати (HRW)

канада баш министири марк карнийниң хитайдики мәҗбурий әмгәк җинайәтлирини әйибләштики суслуқи, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумини тохтитиш үчүн қилиниватқан хәлқаралиқ бесимни аҗизлитиветиш хәвпини туғдурмақта.

парламент әзаси майкил маниң хитайдики мәҗбурий әмгәк доклатлириға гуман билән қариған сөзлиригә инкас қайтурған карний, 30-март таратқуларға бәргән байанатида канаданиң «мәҗбурий әмгәк вә балилар әмгики мәсилисигә интайин әстайидил муамилә қилидиғанлиқини» ейтти. әмма хитайда мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқи биваситә соралғанда, карний: «хитайниң бәзи районлирида хәвп техиму йуқири,» дәпла җаваб бәрди.

карнийниң бу мүҗмәл сөзлири, хитайниң тәминат зәнҗиридики пахта, аптомобил, қуйаш енергийәси вә муһим қезилма байлиқлар саһәсидә уйғур вә башқа түркий мусулманларниң дөләт тәрипидин системилиқ түрдә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқиға даир кәң көләмлик пакитларға сәл қариғанлиқтур. б д т, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати вә башқа мустәқил органлар бир нәччә йилдин буйан хитай даирилириниң шәрқий түркистанда өткүзгән «инсанийәткә қарши җинайәтлири» һәққидә изчил доклат берип кәлмәктә.

карнийниң бу позитсийәси йәнә канада һөкүмитиниң илгири шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәктин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән рәсмий байанатлиридинму чәтнәп кәткән. 2021-йили 1-айда, канада ташқи ишлар министирлиқи (Global Affairs Canada) карханиларни у йәрдики мәҗбурий әмгәк хәвпидин агаһландуруп мәслиһәтнамә елан қилған иди.

карний байанатида йәнә «канаданиң балилар вә мәҗбурий әмгәк мәсилисидә әң қаттиқ тәдбирләргә игә» икәнликини дәва қилди. шундақтиму, карний һөкүмити һазирғичә мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған мәһсулатларниң базарға киришини тосидиған қанунларни үнүмлүк иҗра қилалмиди. шундақла, йавропа иттипақиниң қанунлирини өрнәк қилған, тәминат зәнҗиридики мәсулийәтни сүрүштә қилидиған қанун лайиһәси бойичиму әмәлий һәрикәт қолланмиди.

канаданиң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш бәлгилимилиридә шәрқий түркистанда ишләпчиқирилған барлиқ мәһсулатларни «мәҗбурий әмгәккә четишлиқ» дәп пәрәз қилиш механизми йоқ. һалбуки, бу нуқта америка қошма иштатлириниң «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» (UFLPA) ниң йадролуқ алаһидиликидур. америка даирилири алдинқи айда канаданиму өз ичигә алған 60 дөләттики мәҗбурий әмгәк чәклимилириниң үнүмини тәкшүридиғанлиқини ашкарилиди.

америка пирезиденти доналд трампниң канадаға қаратқан ашкара дүшмәнлики алдида, карний сода шериклирини көп хиллаштуруш мәқситидә канада-хитай мунасивитини күчәйтишкә урунмақта. әмма хитай билән болған мунасивәттә кишилик һоқуқ чоқум алдинқи орунға қойулуши керәк; ундақ болмайдикән, канада ишләпчиқарғучилар вә истемалчилар үчүн иқтисадий, хәвпсизлик вә идарә қилиш җәһәттики тәвәккүлчиликләрни ашуруветидиған «төвән һоқуқлуқ» иқтисадни пәйда қилип қойуш хәвпигә дуч келиду.

баш министир карний көп қутуплуқ дунйада канадани алға йетәкләватқанда, уйғур мәҗбурий әмгикини ениқ вә кәскин әйибләш қатарлиқ әмәлий һәрикәтләр арқилиқ, канаданиң ташқи вә сода сийасәтлириниң кишилик һоқуқ түврүкигә тайинидиғанлиқини ашкарилап бериши лазим.