шәрқий түркистан дәвасиниң йарқин йултузи, йазғучи әхмәт игәмбәрди 89 йешида вапат болди

түркистан вақит тори – 2026-йили 20-апрел, аделайд: шәрқий түркистан хәлқиниң кимлики, кишилик һоқуқ вә мустәқиллиқ күрәшлири үчүн өмрини беғишлиған пидакар җәмийәт әрбаби, даңлиқ йазғучи вә зийалий әхмәт игәмбәрди әпәнди, 2026-йили 20-апрел сәһәрдә австралийәниң аделайд шәһиридә 89 йешида аләмдин өтти. мәрһумниң вапати пүтүн уйғур дийаспораси, иҗтимаий тәшкилатлар вә түрк дунйасида чоңқур қайғу қозғиди.

өчмәс көрәш вә сүргүн һайати

уйғур ахбарат васитилири вә аммиви таратқулардин мәлум болушичә, әхмәт игәмбәрди 1937-йили җимисар наһийәсидә дунйаға кәлгән. у йашлиқ дәвридин башлапла хәлқиниң әркинлики вә миллий ғурури үчүн пидакарлиқ көрсәткән. үрүмчидә вә ташкәнт оттура асийа университетида маарип тәрбийәсини тамамлиғандин кейин, «тарим» вә «мирас» журналлирида муһәррир болуп ишләп, уйғур әдәбийатиниң тәрәққийатиға зор төһпә қошқан. бирақ, хитайниң мустәмликичилик сийасәтлиригә қарши чиң турғанлиқи үчүн, 1969-йилидин 1979-йилиғичә 10 йиллиқ түрмә вә сүргүн һайатини баштин кәчүргән.

хәлқаралиқ сийасий паалийәт вә рәһбәрлик

дунйа уйғур қурултийи елан қилған тәзийәнамисидә мәрһумни «уйғур хәлқиниң пәхри, пешқәдәм зийалий вә вәтәнпәрвәр» дәп сүпәтлиди. әхмәт игәмбәрди 1985-йили австралийәгә орунлашқандин кейин, шәрқий түркистан мәсилисини хәлқара сәһнигә чиқиришта муһим рол ойниған. хәвәр мәнбәлиригә асасланғанда, униң муһим хизмәтлири төвәндикичә:

  • 1992-йили истанбулда чақирилған шәрқий түркистан миллий қурултийиниң рәисликигә сайланған.

  • австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң қурғучи рәиси болған.

  • 2004-йили қурулған шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң қурғучи рәиси болуп вәзипә өтигән.

мәрһумниң вапатидин кейин, нурғунлиған сийасий вә мәдәнийәт тәшкилатлири тәзийә елан қилди. вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилати байанатида мундақ деди:

«мәрһум әһмәт игәмбәрди 30-йилларда дунйаға кәлгән, шәрқий түркистанниң бир әсиргә йеқин тарихиға шаһид болған вә униң һөрийити йолида тинимсиз бәдәлләр төләп из қалдурған мөтибәрлиримизниң ахирқи тәвәрүклиридин бирси иди. җанаби һәқ у дунйалиқ мәртибисини йүксәк қилғай! бу җудалиқтин қәлби езилгән барлиқ вәтәндашларға сәбирләр тиләймиз.»

уйғур академийәси өз тәзийәнамисидә мундақ дәп көрсәтти:

«бүгүн биз уйғур әдәбийати вә уйғур җәмийити үчүн өчмәс төһпиләрни қошқан, қәлими билән хәлқниң қәлбидин чоңқур орун алған йазғучи, шаир вә пидакар җамаәт әрбаби әхмәт игәмбәрди әпәндиниң вапатидин чоңқур қайғу ичидә хәвәр таптуқ. у йалғуз өзиниң көп қирлиқ иҗадийити билән уйғур һазирқи заман әдәбийатиниң хәзинисини бейитпла қалмай, бәлки милләтниң бирлики, маарипи вә кимликини сақлап қелиш йолида һәқиқий бир йетәкчи сүпитидә хизмәт қилған иди.»

мутәхәссисләр вә униң сәпдашлири, әхмәт игәмбәрдиниң вапатини шәрқий түркистан дәваси үчүн орнини толдурғили болмайдиған бир йоқитиш дәп баһалимақта. униң «һиҗран азаби» қатарлиқ әсәрлири вә у беғишлиған әркинлик роһи кәлгүси әвладларға давамлиқ илһам бериду.

мәрһумниң йатқан җайи җәннәт, роһи шад болсун. пүтүн хәлқимизгә сәвир тиләймиз.