сабиқ хитай сақчиси шәрқий түркистандики лагерлар вә мәхпий назарәт системисиниң ички пәрдисини паш қилди

түркистан вақт тори, 21-апрел, истанбул: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда қурған йиғивелиш лагерлири вә уйғурларни нишан қилған системилиқ бастуруш сийасәтлиригә аит йеңи вә күчлүк дәлил-испатлар оттуриға чиқти. германийәниң «дерсипигел» (Der Spiegel) журнилиниң 2026-йили 16-апрелдики мәхсус хәвиригә асасланғанда, узун йил районда түрмә башқурғучиси вә сақчи болуп ишлигән җаң йабо исимлик бир хитай хадим германийәгә мувәппәқийәтлик қечип берип, өзи биваситә шаһит болған вәһший қилмишларни пүтүн дунйаға ашкарилиди. бу вәқә хитай даирилириниң райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини изчил инкар қилип келиватқан байанатлириға берилгән күчлүк зәрбә болуп баһаланмақта.

җаң йабониң арқа көрүнүши вә сақчилиқ һайати униң бәргән гуваһлиқлириниң ишәнчликликини техиму ашуриду. 1986-йили хенән өлкисидә туғулған җаң йабо, 2009-йилидин башлап шәрқий түркистанда башланғуч мәктәп оқутқучиси сүпитидә хизмәт башлиған. 2014-йилидин башлап түрмә сақчилиқиға йөткәлгән вә 2016-йилидин башлап бир йәрлик кәнттә сақчи болуп вәзипә өтигән. у өзиниң салаһийитини испатлаш үчүн, хәлқаралиқ таратқуларға сақчилиқ кимликини вә түрмә алдида қара рәңлик түрмә сақчиси формисини кийип чүшкән сүрәтлирини, шундақла компйутериға сақливалған нурғунлиған ички һөҗҗәтләрни тәқдим қилған.

хәтәрлик қечиш мусаписи җаң йабониң виҗдан азаби вә писхикилиқ җараһәтләрниң нәтиҗисидур. у ашкарилиған мәлуматларға қариғанда, хизмәт җәрйанидики бесим вә көргән вәһшийликлири сәвәбидин, у 2023-йили сентәбирдә «аилә вә сағламлиқ»ни баһанә қилип вәзиписидин истепа бәргән. қечиштин бурун у айали билән аҗришип, мал-мүлкини сетип, хитай әмәлдарлириға пара бериш арқилиқ 2025-йили авғустта йавропаға баридиған бир сайаһәт өмикигә тизимлатқан. германийәниң нойшванштейн қәләсини екскурсийә қилиш җәрйанида пурсәт тепип өмәктин қәстән айрилған җаң, мйунхендики дунйа уйғур қурултийиниң баш иштабиға йетип барған вә панаһлиқ тилигән. униң йенидики күлрәң сомкиға қачиланған компйутерда уйғурларниң бастурулушиға аит милйонлиған кишини чөчүтидиған дәлил-испатлар бар иди.

түрмә вә лагер ичидики көрүнүшләр инсан қелипидин чиққан қийин-қистақлар билән толған. җаң йабониң ейтишичә, униң асаслиқ вәзиписи тутқунларни сорақханиларға елип бериш болған. у бу җәрйанда сақчиларниң тутқунларни йағач тоқмақлар билән шундақ қаттиқ урғанлиқини, һәтта тоқмақларниң сунуп кетидиғанлиқини өз көзи билән көргән. бир вәқәдә бир сақчиниң йаш бир тутқунниң җинсий әзасиға дәссәп, уни қәстән өлтүрүвәткәнликини тәсвирлигән. түрмиләрдә давалаш шараитиниң йоқлуқидин һәр һәптидә дегүдәк адәм өлүш вәқәлири йүз берип туридиғанлиқи, тутқунларниң қол-путлири саәтләп койзилап қойулғанлиқи сәвәблик өз җайида сийип қойуш әһваллириниң көпликини ашкарилиған.

җаң йабо йәнә уйғурларға қаритилған йуқири техникилиқ вә чәктин ашқан назарәт системисиниң тәпсилатлирини оттуриға қойди. униң байан қилишичә, сақчилар аталмиш «гумандарлар»ниң архипини турғузуп, уларниң алақә хатирилири, диний паалийәтлири, һәтта қан тәкшүрүш нәтиҗилиригичә системиға киргүзгән. сақчиларға «адәм тутуш нормиси» берилгән болуп, нормини толдуруш үчүн йалған делолар тоқуп чиқилған. мәсилән, васкетбол ойнаватқанлар «террорлуқ үчүн бәдән чениқтуруватиду» дәп тутуп кетилгән. бир нахша, бир шеир йаки бир еғиз дуа кишиләрниң лагерға қамилиши үчүн йетәрлик сәвәб қилинған. шундақла, хитай һөкүмити уйғурларниң нәсәбини өзгәртиш үчүн хәнзулар билән той қилғанларға пул мукапати бәргән, бойсунмиғанларни «роһий кесәл» дәп айрип тәкшүргән.

җаң йабониң бу сирларни ашкарилаштики һәрикәтләндүргүч күчи униң йеңидин қобул қилған етиқади вә виҗдан азаби билән мунасивәтлик. у өзиниң бир хиристийан сүпитидә өлгәндин кейин худа алдида һесаб бериш мәсулийитини һес қилғанлиқини, һечболмиғанда һәқиқәтни сөзләш арқилиқ өз гунаһини йуймақчи болғанлиқини билдүрди. бу җәсур қәдәмдин кейин, хитай даирилири униң дадисини тутуп кетиш вә анисиға тәһдит селиш арқилиқ уни қайтип келишкә мәҗбурлиған. «коммунизм қурбанлири хатирә фонди»ниң тәтқиқатчиси доктор адирийан зенз җаң йабониң гуваһлиқини «бихәтәрлик системиси ичидин һазирғичә елинған әң тәпсилий мәшғулат гуваһлиқи» дәп баһалиди.