сүрәттә: уйғур дийаспорасиниң әзалири 2025-йили 5-ийул күни канаданиң алберта өлкиси едмонтон шәһридә җәм болуп, «2009-йиллиқ үрүмчи қирғинчилиқини әслимәк» паалийитини өткүзмәктә. (сүрәтни артур видак тартиқан/NurPhoto/Getty Images арқилиқ)
йалқун улуйол
ABC, 2026-йили 20-апрел
өткән он йил ичидә, дадам мәмәт йақупни өз ичигә алған онлиған аилә әзалирим пәқәт уйғур болғанлиқи үчүнла хитайниң кәң көләмлик қамақханилар системисида ғайиб болди. бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики бирләшмә байанатлар, таратқуларниң кәң көләмлик хәвәрлири вә дөләт парламентлириниң елип берилған җинайәтләрни қирғинчилиқ дәп тонуши билән бизниң ечинишлиқ әһвалимизға хәлқараниң диққити күчәйгәндә, мән бу бесимларниң йеқинлиримниң қойуп берилишигә йетәрлик болидиғанлиқиға ишәнгән идим.
бирақ, дадамниң мәҗбурий ғайиб қилинғанлиқиға сәккиз йил болған болсиму, мән йәнила униң нәдә икәнлики, саламәтлик әһвали йаки уни түрмигә солашқа сәвәб болған әйибләшләр һәққидә һечқандақ учурға игә әмәсмән. шуниң билән бир вақитта, дунйаниң диққити башқа йаққа бурулди.
дадам 2016-йилидин башлап шинҗаң уйғур аптоном районида хитай һөкүмитиниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учриған йүз миңлиған кишиләрниң биридур. хитай даирилири уйғурларни вә башқа түркий мусулманларни кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилиш, наһәқ түрмигә солаш, паракәндичилик характерлик назарәт қилиш вә мәҗбурий әмгәккә селишқа дучар қилди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи 2022-йили елан қилған абидә характерлик доклатида, хитай һөкүмитиниң шинҗаңда инсанийәткә қарши җинайәт садир қилған болуши мумкинликини хуласилиди. бу етирап қилиш уйғур хәлқи дунйаниң диққитини қозғиғандәк көрүнгән аз учрайдиған бир пәйт болди. әмма шу чағдиму хитайниң йәр шари характерлик тәсири толуқ намайан болди. бир түркүм дөләтләрниң шинҗаң мәсилисини б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң рәсмий күн тәртипигә киргүзүш тиришчанлиқи бейҗиңниң күчлүк бесими билән азғинә аваз пәрқидә мәғлуп қилинди. йүз бәргән ишлар бейҗиңниң пилани бойичә болди: тәнқидчиләрни қорқутуш, иттипақдашларни топлаш вә уларни һәрикәткә кәлтүрүш, һәмдә тәнқидләрниң тәсир күчини үзлүксиз аҗизлитиш.
шинҗаңда хитай һөкүмити кишиләрниң күндилик турмуши, қанунлуқ вә тинч һәрикәтлири һәққидики учурларни қорал сүпитидә ишлитип, уларға қарши қолланмақта. даириләр һәммә адәмни, уларниң һәрикитини, алақисини, телефон ишлитиш әһвали вә мәзмунини, аптомобил орнини вә чәтәлдики кишиләр билән болған алақисини из қоғлаш үчүн «бирләшмә җәң мәшғулат суписи» дәп атилидиған кәң көләмлик назарәт қилиш қораллирини орнатти. даириләр халиғанчә вә мәхпий һалда «сәзгүр» дәп айриған дөләтләрдә туғқанлири бар болған йаки у дөләтләрни зийарәт қилған уйғурларни тутқун қилиш вә түрмигә солаш арқилиқ, чәтәл билән алақиси барларни җазалиди. бу қорал йәнә кишиләрниң WhatsApp йаки VPN (вирутуал шәхсий тор) ға охшаш, дөләтниң бәзи назарәтлирини айлинип өтүшкә йол қойидиған әпләрни ишләткүчиләрни ениқлап чиқишиға йардәм бәрди.
бейҗиң өзигә қарши тәшвиқатларниң бәдилини ашуруш вә шинҗаңда нормаллиқ туйғуси пәйда қилиш арқилиқ, хәлқаралиқ һимайә қилиш паалийәтлиригә зәрбә бериш үчүн таҗавузчиларчә хизмәт қилди. хитай даирилири чәтәлдики уйғурларни назарәт қилишни кеңәйтти, дийаспорадики паалийәтчиләр вә тәтқиқатчиларни қорқутти, б д т ниң кишилик һоқуқ механизмлириға дәхли қилди һәмдә чәтәллик дипломатлар вә мухбирлар үчүн қаттиқ контрол қилинған тәшвиқат сайаһәтлирини уйуштурди; шуниң билән бир вақитта, кишилик һоқуқ тәкшүргүчилири вә б д т мутәхәссислириниң мустәқил киришини тосуп қойди.
бирақ, хитайниң мәсилини башқа йаққа бураштики мувәппәқийити пәқәт зулумниңла нәтиҗиси әмәс. у йәнә өзгириватқан йәр шари муһитиниму әкс әттүриду. һөкүмәтләр трамп һөкүмитигә қарши өзини қоғдаш тәдбири сүпитидә рәис ши җинпиң билән көрүшүшкә өчрәттә туруватқан бир пәйттә, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилири икки тәрәплик алақиләрдә даим чәткә қеқиливатиду, бу бейҗиңниң өз җинайәтлирини пәрдазлишиға вә хитайни ишәнчлик йәр шари күчи һәмдә америкиға нисбәтән бир таллаш сүпитидә қайтидин көрситишигә пурсәт йаритип бәрмәктә.
кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилиш башланғандин буйан сәккиз йилға йеқин, б д т доклатидин буйан төт йилға йеқин вақит өткән болсиму, уйғурларға қаритилған җинайәтләр үчүн техичә һечқандақ җавабкарлиққа тартиш болмиди. әмма, әгәр башқа һөкүмәтләр бейҗиңниң қилмишлирини ашкара әйиблисә, нишанлиқ җаза тәдбирлирини қолланса вә кишилик һоқуқни өзлириниң мәбләғ селиш, сода вә бихәтәрлик сийасәтлиригә сиңдүрсә, җавабкарлиққа тартиш мумкин болиду. австралийә үчүн ташлинидиған муһим бир қәдәм, мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған һәр қандақ нәрсини импорт қилишни чәкләш қанунини мақуллаштур. бундақ қилиш пәқәт хитайдики зулум астида йашаватқанлар үчүнла әмәс, бәлки икки чоң күч — америка вә хитайниң үзлүксиз һуҗуми сәвәбидин бесим астида қалған хәлқара кишилик һоқуқ системисиниң кәлгүси үчүнму интайин муһимдур.
хитай өз тәшвиқатини күчәйтип, дунйаниң диққити суслашқансери, бәзиләр шинҗаңдики әһвалларниң «нормаллиқ» қа қайтиватқанлиқиға ишинишкә башлиши мумкин. бу пүтүнләй хатадур. мәндин даим һәқиқий нормаллиқниң қандақ болидиғанлиқини сорайду. җаваби ениқ: әркинлик, җавабкарлиқ вә тосалғусиз кириш.
булар:
- дадамға охшаш наһәқ түрмигә соланған уйғурлар үчүн әркинлик;
- инсанийәткә қарши җинайәтләр вә башқа дәпсәндичиликләр үчүн җавабкарлиқ;
- һәмдә мутәхәссисләрниң — мәндәк сүргүндики уйғур тәтқиқатчиларни өз ичигә алған — шинҗаңға кирип, зийанкәшликкә учриғучилар билән әркин сөзлишәлиши, зулумларни һөҗҗәтләштүрүши вә өч елиништин қорқмай кишилик һоқуқни һимайә қилалиши үчүн тосалғусиз кириш пурситидур.
хитай һөкүмити кәң көләмлик назарәт қилиш системиси қурушқа, йүз миңлиған кишиләрни асассиз түрмигә солашқа, җавабкарлиқтин қечишқа вә тәшвиқат арқилиқ шинҗаң һәққидики йәр шари характерлик чүшәнчини шәкилләндүрүшкә йетәрлик күчкә игә болуши мумкин. әмма дунйа рәһбәрлири амалсиз әмәс: улар уйғурлар үчүн аваз чиқириш, хитайниң чәтәлдики зийанкәшлик һәрикәтлирини тосуш үчүн башқилар билән һәмкарлишиш вә шинҗаңдики кишилик һоқуққа һөрмәт қилиниши үчүн конкрет тәдбирләрни қоллиниш арқилиқ, бу көңүл қойуп йасалған сахта көрүнүшни парчилап ташлийалайду.
уйғурларниң һайати хәтәр астида, уларға сәл қарашниң бәдили интайин йуқиридур.
йалқун улуйол «кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати» (Human Rights Watch) ниң хитай ишлири тәтқиқатчиси.