дейвид брофи хитайниң шәрқий түркистандики сийасәтлирини ақлиғучиларни паш қилди

түркистан вақт тори, 24-апрел, истанбул: австралийәлик сотсийалист тәтқиқатчи, уйғур тарихи вә сийасити бойичә мутәхәссис дейвид брофи (David Brophy) йеқинда «қайтурма зәрбә» (CounterPunch) торида мақалә елан қилип, хәлқара солчиллар лагеридики бир қисим шәхсләрниң хитайниң шәрқий түркистандики бастуруш сийасәтлирини ақлаш үчүн «сахта пакит» вә «ойдурма мәнбәләр»гә тайанғанлиқини паш қилған. брофи диққитини виҗай прашад вә тиңс чақниң «айлиқ обзор» (Monthly Review) журнилида елан қилинған хитай һөкүмитиниң зулумлирини ақлаш характерлик мақалисигә мәркәзләштүргән.

дейвид брофи мақалисиниң бешидила прашад вә чақниң байанлиридики илмий асасларниң нәқәдәр аҗизлиқини оттуриға қойуп тәнқид қилған. униң ашкарилишичә, бу апторлар өз қарашлирини дәлилләш үчүн хитай зийалийси ваң хуйға мәнсуп дәп көрсәткән муһим сөзләрни пүтүнләй ойдуруп чиқарған, һәтта хитай сийаситини тәнқид қилғучи тәтқиқатчи ваң кениң йазмиған китабини бар дәп көрсәткән. прашад кейинчә бу «илмий сахтипәзлик»ни етирап қилған болсиму, брофи буни билимлик зийалийлар вә солчил билим мәйданлириға нисбәтән номус қиларлиқ сәтчилик дәп баһалиған.

мақалидики тарихий байанларни тәнқид қилған брофи, хитай һөкүмитиниң «бу земин қәдимдин тартип хитайниң айрилмас бир қисми» дегән сийасий тәшвиқатиниң солчил апторлар тәрипидин әйнән қобул қилинишини қаттиқ әйиблигән. у хән вә таң сулалилириниң районда пәқәт қисқа муддәтлик, үзүл-кесил болмиған контроллуқ орнатқанлиқини, йүән сулалисиниң болса хитай әмәс, бәлки моңғул империйәси икәнликини тарихий пакитлар билән шәрһләп бәргән.

брофиниң қаришичә, чиң сулалисиниң 18-әсирдики қилмиши ениқла бир империйалистик таҗавузчилиқтур. у прашад вә чақниң хитай империйәлириниң кеңәймичиликини «мәдәнийәт характерлик тәвәлик» дәп ақлишини әйибләп, бу хил логикиниң зионизимниң пәләстин земинини талишиш дәваси билән маһийәттә охшаш икәнликини алаһидә әскәрткән. у хәлқара солчилларниң бир тәрәптин ғәрб империйализмиға қарши туруп, йәнә бир тәрәптин хитайниң мустәмликичиликини қоллишидики кишини һәйран қалдуридиған зиддийәтни көрситип бәргән.

апторларниң «шәрқий түркистан» сөзиниң сирттин кәлгәнлики һәққидики дәвасиға қарита, брофи бу намниң район хәлқи үчүн узун әсирлик тарихий вә мәдәний кимликкә игә икәнликини байан қилған. у пәләстинниң исминиңму сирттин кәлгәнликини баһанә қилип, пәләстин хәлқиниң мәвҗутлуқини инкар қилғучиларниң мәйдани билән хитай тәрәпдарлириниң мәйдани оттурисидики мәнтиқә бирликини тәкитлигән. уйғур миллий кимликиниң шәкиллинишини бир мурәккәп вә тәбиий тарихий җәрйан дәп қараш керәкликини оттуриға қойған.

брофи мақалисидә хитайниң йеқинқи йиллардики рәһимсиз бастуруш сийасәтлиригә кәң орун бәргән. хитай һөкүмитиниң «террорлуққа қарши туруш» пәрдиси астида йүргүзгән сийасәтлириниң әмәлийәттә пүтүн бир милләтниң мәдәнийәт, тил вә диний кимликини йоқитишни нишан қилғанлиқини ейтқан. болупму сүний әқил, илғар назарәт системиси вә чоң көләмлик идийәвий өзгәртиш лагерлириниң инсаний қәдир-қиммәткә еғир зәрбә икәнликини билдүргән.

райондики қануний паҗиәләргә тохталған брофи, хитай сот мәһкимилири тәрипидин берилгән җаза һөкүмлириниң адәттин ташқири сүрәттә ашқанлиқини дәлиллигән. б д т доклатлириға тайинип, 2017-йили районда сотланғанлар саниниң бәш һәссә өрләп кәткәнликини, нурғун мусулманларниң адәттики диний паалийәтлири, һәтта өйидә тинч туруши сәвәблик «ашқунлуқ» билән әйиблинип, еғир җазаға тартилғанлиқини қәйт қилған.

брофи прашад вә чақниң мақалисидә йуқириқи реаллиқларниң пүтүнләй кичиклитип көрситилгәнликини тәнқид қилған. апторларниң хитайдики лагерларда пәқәт «бир нәччә адәм» қамалған дәп йезишини «нәқ мәйдандики қанлиқ вә ечинишлиқ пакитларға қәстән көз йумуш» дәп сүпәтлигән. хитайниң бәзи мусулман дөләтләрни қорал қилип өзини ақлишини, әмәлийәттики инсанийәткә қарши җинайәтләрни йошуралмайдиғанлиқини әскәрткән.

мақалидә йәнә хитай тәрәпдари болған солчилларниң «башқини көрситип туруп өзини ақлаш» (Whataboutism) тактикиси қаттиқ тәнқид қилинған. хитайниң қилмишлирини русийәниң чечинийәдики йаки американиң ирақтики қилмишлири билән селиштуруп ақлашқа урунуш, хитай һакимийитиниң өз пуқралириға қиливатқан зулуминиң еғирлиқ дәриҗисини тәрәптарлиқ билән төвәнлитиштин башқа нәрсә әмәсликини оттуриға қойған.

«ирқий қирғинчилиқ» дегән сөзниң қоллинилиши һәққидә тохталған брофи, гәрчә өзи бу аталғуни ишлитиштә илмий нуқтидин еһтийатчан болсиму, әмма хитайниң қилмишлириниң кәң көләмлик бастуруш вә мәдәнийәт қирғинчилиқи икәнликидә гуман йоқлуқини ейтқан. у прашадқа охшаш кишиләрниң ирқий қирғинчилиқ дәвасидики бәзи сийасий талаш-тартишларни баһанә қилип, уйғур хәлқиниң тартиватқан һәқиқий азабини инкар қилишини наинсаплиқ дәп баһалиған.

хәвәрниң ахирқи қисмида, брофи хитай зийалийси ваң хуйниң «сийасәтсизлик» тәнқидини тилға алған. у хитайниң районда һәқиқий бир дийалогни әмәс, бәлки бир тәрәплимә идийәвий булаңчилиқни күчәйткәнликини әскәрткән. профессор илһам тохтидәк тинчлиқ вә дийалог тәрәпдари болған бир зийалийниң муддәтсиз қамаққа һөкүм қилиниши, хитай һөкүмитиниң миллий зиддийәтләрни һәл қилишқа қилчә сәмимийити йоқлиқиниң әң очуқ дәлили икәнликини тәкитлигән.

дейвид брофи хәвирини хуласиләп, марксизмниң әсли җәвһириниң зулумға қарши туруш, миллий һоқуқларни вә адаләтни қоғдаш икәнликини, прашад вә чақниң мақалисиниң болса марксизмдин бәкрәк хитай милләтчиликигә хизмәт қилидиғанлиқини билдүргән. у хәлқара солчиллар лагерини хитайниң йалған тәшвиқатлириға алданмай, шәрқий түркистандики инсанийәткә қарши җинайәтләр һәққидә һәқиқәтни сөзләшкә чақирған.