лагер шаһити лондонда хитай әлчиханиси қурулушиниң тәстиқлиниши сәвәблик стамерни қаттиқ әйиблиди

йеқинқи бир хәвәрдә көрситилишичә, шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмитиниң муавин рәиси сайрагүл савутбай әнглийә баш вәзири кийер стамерни лондонда хитайниң ғайәт зор әлчихана бинасини қурушиға рухсәт қилғанлиқи үчүн «кишилик һоқуққа һөрмәт қилмиди» дәп әйиблигән.

әнглийәниң «мустәқиллиқ гезити» (The Independent) ниң зийаритини қобул қилған қазақ миллитидин болған савутбай 2017-йили хитайниң шәрқий түркистандики җаза лагерлириниң биридә мәҗбурий ишләшкә орунлаштурулған мәзгилидә, еғир хорлаш вә зийанкәшликләргә шаһит болғанлиқини байан қилған. у баш вәзир стамерниң иқтисадий вә сийасий мәнпәәтни хәлқара қанунлардин үстүн қойғанлиқини тәнқид қилған.

«мустәқиллиқ гезити» савутбайниң муну сөзлирини нәқил кәлтүргән: «нөвәттики әнглийә һөкүмитиниң йеқинқи һәрикәтлири бизни чоңқур қайғу вә қорқунчқа салди». у йәнә әнглийәниң хитай вә рәис ши җинпиң билән болған мунасивитини қойуқлаштуруш йолини таллишиға әгишип, әнглийә һөкүмитиниң әркинлик вә демократийә һәққидә сөзләшкә «һечқандақ һәққи йоқ» луқини қошумчә қилған.

у уйғур вә қазақларни өз ичигә алған түркий милләтләрниң вәтини болған шәрқий түркистан районидики җаза лагерлирида йүз бәргән еғир хорлашларни тәсвирләп бәргән. шундақла тутқунлар қийин-қистаққа елинидиған «қара өй» ниң дәһшәтлик мәнзирилирини әслигән.

савутбайниң хитай даирилириниң лагердики «тутқунларға қилған вәһшийләрчә зийанкәшликлири» ни алаһидә тилға алған сөзлири «мустәқиллиқ гезити» дә мундақ байан қилинған: «улар тутқунларға җисманий вә роһий җәһәттин қийнашни өз ичигә алған барлиқ вәһший усулларни қоллиниду. улар айалларға системилиқ таҗавуз қилиду. мән топлишип таҗавуз қилиш вәқәлириниму өз көзүм билән көрдүм».

савутбай өзиниң бир оқутқучи болушиға қаримай, охшашла «инсан қелипидин чиққан муамилә» гә учриғанлиқини билдүргән.

у әйни вақиттики әһвални әсләп: «сиз гәп қилалмайсиз, йиғлийалмайсиз, һәтта күләлмәйсиз. бир оқутқучи болған тәқдириңиздиму, уларға дәрс өтүштин башқа вақитларда тутқунлар билән сөзлишишиңизгә рухсәт қилинмайду» дегән.

өз әндишисини оттуриға қойған савутбай бурун қазақ вә уйғурларниң әнглийәни бир «үмид вә йардәм» майаки дәп билидиғанлиқини ейтқан. бирақ униң көрситишичә, йеқинқи айларда бейҗиңниң кишилик һоқуқ хатирисиниң интайин начар болушиға қаримай, әнглийә һөкүмити хитай билән болған җиддий мунасивәтни әслигә кәлтүрүшкә урунған.

әнглийә баш вәзири 1-айда бейҗиңға қилған тарихий характерлик зийаритидә, хитай һөкүмити билән «техиму чоңқур» мунасивәт орнитишқа чақириқ қилип, дунйадики иккинчи чоң иқтисадий гәвдә билән болған мунасивәтни йахшилашниң иқтисадий әвзәлликлирини тәкитлигән.

савутбай мәзкур зийарәттин бирнәччә күн илгири, әнглийә һөкүмитиниң лондонда ғайәт зор хитай әлчиханиси қуруштәк «талаш-тартишлиқ пилан» ни тәстиқлиғанлиқини, бу қарарниң мәзкур лайиһәни дөләт хәвпсизликигә кәлгән тәһдит дәп қарайдиған нурғун кишиләрниң күчлүк тәнқидигә учриғанлиқини байан қилди.

әнглийәниң нопузлуқ күндилик гезитлиридин бири болған «мустәқиллиқ гезити» савутбайниң муну сөзлирини нәқил кәлтүргән: «стамер кишилик һоқуққа һөрмәт қилмайватиду. у хәлқара қанун вә мәҗбурийәтләргиму сәл қаримақта, чүнки кишилик һоқуқ һәммә нәрсидин, җүмлидин иқтисадий вә сийасий мәнпәәтләрдинму үстүн туруши керәк».

у йәнә мундақ дәп қошумчә қилған: «һәр бир дөләтниң хәлқара қанунлар асасида имза қойған, кишилик һоқуқни алдинқи орунға қойушқа вә униңға һөрмәт қилишқа капаләтлик қилидиған қануний мәҗбурийити бар. әгәр улар буниңға һөрмәт қилмиса, у һалда уларниң дунйаниң башқа җайлиридики әркинлик вә демократийә һәққидә сөз ечишқа һечқандақ һоқуқи йоқ. шуңа мән әнглийә һөкүмитиниң хәлқимиз мәсилисидики бу мунапиқлиқини алаһидә тәкитлимәкчимән». (IANS)