түркистан таймиз, 26-апрел, истанбул: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзгән кәң көләмлик қанунсиз қамаш вә «қайта тәрбийәләш лагери» системиси хәлқара җәмийәтниң қаттиқ әйиблишигә учраватқан бир пәйттә, бу системиниң ички қисмида биваситә вәзипә өтигән бир сақчи германийәдә туруп кишини чөчүтидиған һәқиқәтләрни паш қилди. сабиқ сақчи җаң йабо шәрқий түркистандики уйғурлар вә башқа милләтләрниң турмушиниң лагерлар тәнқидкә учриғандин кейин қандақ өзгәргәнликини, болупму өзиниң 2014-йилидин 2023-йилиғичә болған арилиқта хотән, ақсу қатарлиқ җайлардики 50 кә йеқин түрмә вә лагерларда шаһит болған дәһшәтлик реаллиқини байан қилип бәрди. җаң йабониң байанлири шәрқий түркистандики бастурушниң пәқәтла вақитлиқ «лагер» әмәс, бәлки системилиқ бир «түрмә дәврийлики» икәнликини паш қилмақта.
җаң йабониң ашкарилишичә, шәрқий түркистандики хитай сақчилири үчүн әң муһим болған нәтиҗә көрсәткүчи (KPI) җинайәтни азайтиш әмәс, бәлки тутқунлар санини көпәйтиш йаки қойуп берилгәнләрни қайтидин түрмигә ташлаш болуп қалған. у 2020-йили шайа түрмисидин қойуп берилгән 60 тин артуқ уйғурниң тәқдирини тәсвирләп, уларниң түрмидин чиққан һаман аилисигә әмәс, бәлки дөләт хәвпсизлик сақчилириниң қайта сорақ қилишиға тапшуруп берилгәнликини ейтип бәрди. сақчилар бу кишиләрни «чоңқур қезиш» баһаниси билән, илгирики җаза муддитини өтәп болған болсиму, йәнә бир қетим «қайта һөкүм кесиш» үчүн намаз оқуғанлиқи, йағлиқ чигиш йаки бәдән чиниқтуруш үчүн васкетбол ойниғанлиқидәк аддий сәвәбләрни тепип чиққан.
хәвәрдә алаһидә тилға елинған нуқтиларниң бири, «роһий кесәлликләр дохтурханиси» намида қурулған лагерларниң ички әһвалидур. җаң йабо 2017-йилидин 2018-йилиғичә хотән районлуқ саламәтликни әслигә кәлтүрүш дохтурханисида ишлигән мәзгилдә, у йәрдики тутқунларниң қийин-қистақ җәрйанидики аччиқ пәрйадлирини өз қулиқи билән аңлиған. униң ашкарилишичә, нурғун кишиләр техиму қаттиқ лагер йаки түрмиләрдин қутулуш үчүн, өзини «роһий кесәл» көрситип, дохтурханида йетишни таллиған. әмма бу җәрйанда улар мәҗбурий дора йегүзүш арқилиқ сағламлиқидин айрилған, бәзилири болса қийин-қистақтин кейин өлүп кәткән. җаң йабо бу хил қийин-қистақларниң лагерларда күндилик адәткә айланғанлиқини тәкитлиди.
җаң йабо йәнә хитай даирилириниң хәлқаралиқ тәкшүрүшләрни қандақ алдайдиғанлиқиниму тәпсилий сөзләп бәрди. чәтәллик мухбирлар йаки өмәкләр келиштин бурун, йәрлик кадирлар уйғур кәнтлиридики аһалиләрни йөткиветип, уларниң орниға уйғурчә билидиған хитай кадирларни йаки «тәрбийәләнгән» йәрлик хадимларни кийдүрүп, уларниң еғизидин «бәхтлик турмуш» һекайилирини сөзләткән. бу арқилиқ системилиқ қийин-қистақ вә лагер мәвҗутлуқини пүтүнләй рәт қилған. шуниң билән бир вақитта, шәрқий түркистанда синақ қилинған «тән чиң» (төмүр тор) системиси вә йуқири техникилиқ назарәт тори кейинчә пүтүн хитай миқйасида омумлаштурулған.
хәвәрдики әң тәсирлик қисимларниң бири «учурчилар» системиси болуп, җаң йабо бир уйғур машина ремонтчисиниң һекайисини мисал қилған. бу киши хитай сақчилириға учур йәткүзүп туруш бәдилигә түрмидин қутулған болсиму, әмма һәр күни кәч саәт 8 дин бурун кәнт сақчиханисиға доклат бериш мәҗбурийити түпәйли, шәһәрдики қиз дости билән көрүшүш пурситидинму мәһрум қалған. бу хил контрол қилиш системиси пүткүл җәмийәтни бир чоң очуқ түрмигә айландуруп қойған. җаң йабониң ейтишичә, һәр бир кәнттә мушундақ бир қанчә учурчи болуп, улар сақчиларниң йәрлик контроллуқиниң түврүки һесаблиниду.
әң ахирида, җаң йабо 2025-йили авғустта оғлини елип йавропаға сайаһәткә чиққан пурсәттин пайдилинип, германийәдә қелип қалған. у хитайдики аилисини, хизмитини вә барлиқ имтийазлирини ташлап қечишидики сәвәбни, өзи шаһит болған бу «қорқунчлуқ реаллиқ» ни дунйаға ашкарилаш вә өз виҗданини қутулдуруш дәп чүшәндүрди. униң сөзи билән ейтқанда, «у вәтинидин айрилди, әмма роһини қайтуруп кәлди». хәвәрдә йәнә, хитайниң шәрқий түркистандики йуқири дәриҗилик рәһбәрлик қатлимидики өзгиришләр, җүмлидин ма шиңрүйниң вәзипидин қалдурулуши вә тәкшүрүлүшиму тилға елинған.
әскәртиш: бу хәвәр германийә авази (DW) хәлқара телевизийә истансиси хитайчә бөлүминиң 2026-йили 25-апрел елан қилған «хитайдин қачқан сабиқ шинҗаң сақчиси: у вәтинидин айрилди, әмма роһини қайтуруп кәлди» намлиқ мәхсус зийарәт хәвиригә асасән тәййарланди.