сүкүт хитайниң уйғурларға қаратқан урушиға озуқ болмақта

рамананда сенгупта (Ramananda Sengupta)

арслан һидайәткә нисбәтән ейтқанда, шинҗаңниң — униң атишичә шәрқий түркистанниң — һекайиси пәқәтла диний зийанкәшлик мәсилиси әмәс. у буниң бир «мустәмликә» мәсилиси икәнликини тәкитләйду.

виргинийә иштатиниң арлиңтон шәһиридин сөз қилған «қәшқәр вақит гезити» (Kashgar Times) ниң қурғучилиридин бири болған һидайәт, бу киризисниң йилтизини хитай коммунистик партийәси районни контроллуқиға алған 1949-йилиға туташтуриду. бүгүнки күндә дунйа бу йәрни хитайниң ғәрбий шималиға җайлашқан, һиндистан, пакистан, оттура асийа вә русийә билән чегралинидиған кәң земин — «шинҗаң» дәп билиду. әмма һидайәткә нисбәтән, бу хил аташниң өзи сийасийдур. у: «биз шу вақиттин башлап мустәмликә астида қалдуқ», дәйду.

өткән он йилда дунйаниң диққитини тартқан мәсилә түркүмләп тутқун қилиш доклатлири болди. һидайәт уйғурлар вә башқа түркий мусулманларниң өзи «җаза лагерлири» дәп тәсвирлигән орунларға, түрмиләргә вә мәҗбурий әмгәк мәйданлириға әвәтилгәнликини, көпинчә әһвалда пәқәт мусулман болғанлиқи үчүнла мушундақ болғанлиқини илгири сүриду.

у зийанкәшликниң пәқәт тутқун қилиш биләнла чәкләнмәйдиғанлиқини оттуриға қойиду. сақал қойуш, һиҗаблиниш, һәтта адәттики исламий саламлишишларға охшаш күндилик етиқад ипадилири чәкләнгән. униң ейтишичә, мәсчитләр чеқиветилгән, тақалған йаки башқа мәқсәтләргә өзгәртилгән.

бәзи районларда очуқ қалған мәсчитләр қаттиқ контрол астида туруватқан болуп, бәзидә сирттикиләргә диний паалийәтни көрситиш үчүн «һәқлиқ артислар» ишлитилидиғанлиқини дәва қилиду.

униң дәва қилишичә, илгири чәклимигә учриған рамизанда роза тутуш һазир әмәлийәттә пүтүнләй чәкләнгән. назарәт қилиш һәммә йәргә омумлашқан болуп, даириләр диний паалийәтләрни қиливатқанларни ениқлаш үчүн өй, хизмәт орни вә мәктәпләрни көзитиду. һәтта күндүзи тамақ йейиштә иккилиниш дегәндәк кичик һәрикәтләрму тәкшүрүшкә сәвәб болиду.

тутқун қилиш орунлириниң ичидә, һидайәт идийәви мәҗбурлашлар һәққидики гуваһлиқларни байан қилиду. униң ейтишичә, тутқунлар ислам динидин ваз кечишкә, хитай дөлитигә вә униң рәһбәрликигә садиқ болушқа қәсәм қилишқа мәҗбурлиниду. у сөзләп бәргән бир гуваһлиқта, бир айалниң бозәк қилиниватқанда «аллаһ» дәп нида қилғанлиқи үчүн тайақ йегәнлики тәсвирләнгән. у бу вәқә арқилиқ диний кимликни йоқитиш үчүн системилиқ тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини тәкитләйду.

диндин башқа йәнә, у нопус қурулмисини өзгәртиш қурулушиниң барлиқини илгири сүриду. униң дәва қилишичә, уйғур айаллири хитай әрлири билән той қилишқа бесимға учриған, шуниң билән биргә, районға көпләп көчүрүлгән хитай нопуси районниң миллий тәңпуңлуқини өзгәртивәткән.

у тилға алған хитай ситатистикилиқ мәлуматлириға асасланғанда, илгири мутләқ көп санлиқни тәшкил қилидиған уйғурлар һазир нопусниң тәхминән йериминила тәшкил қилиду.

сийасий җәһәттин һидайәт «бөлгүнчилик» дегән қалпақни рәт қилиду. мустәқиллиқ тәләп қиливатқан уйғурлар өзини дөләттин айрилип чиққучилар әмәс, бәлки бесивелишқа қарши турғучилар дәп қарайду, дәйду у. у бу мәсилини башқа талаш-тартиштики земинларға охшитиду вә мәсилиниң «аптономийә» әмәс, бәлки «суверенлиқ» (игилик һоқуқи) мәсилиси икәнликини оттуриға қойиду.

униң байанлири йәнә наһайити шәхсий тәсиргә игә. айалиниң аилә әзалири 2017-йили тутқун қилинған. бәзилири кейин қойуп берилгән болсиму, алақә йәнила қаттиқ контрол қилиниду вә сақчиларниң васитичиликидә орунлаштурулған, көзитилидиған телефон биләнла чәклиниду. башқилири болса йәнила лагерларда, дәйду у.

хәтәргә қаримай, һидайәт давамлиқ сөз қилмақта. у чәтәлдики уйғур паалийәтчилириниң дөләт һалқиған бесимға дуч келиватқанлиқини, тәнқидләрни җимиқтуруш үчүн йуртидики туғқанлириға тәһдит селиниватқанлиқини байан қилиду.

униң үчүн бу бир мәвҗутлуқ мәсилиси: мәдәнийәт, етиқад вә кимлик. сийасий өзгириш тез пурсәттә кәлсун йаки кәлмисун, тиришчанлиқ чоқум давамлишиши керәк, дәйду у.

мусулман дөләтләрни өз ичигә алған дунйаниң көп қисми көз йумушни әвзәл көридиған бу тема һәққидә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн, зийарәтниң толуқ нусхисини көрүң.

мәнбә: StratNews Global