парламент әзаси әртуғрул кайа хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулум сийаситини күнтәртипкә елип кәлди

түркийә «дәва» (DEVA) партийәси парламент әзаси әртуғрул кайа хитай һөкүмитиниң уйғур түрклиригә қаратқан сийаситини «мәдәнийәт қирғинчилиқи» дәп атиди. у нутқида: «сода-сетиқ мунасивити уйғур түрклиригә қилиниватқан зулумға сүкүт қилишниң баһаниси болалмайду» дәп тәкитлиди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (TBMM) омумий кеңишидә сөз қилған мәҗлис диван катипи, ғазиантәп парламент әзаси әртуғрул кайа, хитай хәлқ җумһурийитиниң шәрқий түркистандики уйғур түрклиригә қаратқан зийанкәшликлирини кәскин тил билән әйиблиди. кайа хитайниң ғайәт зор тәшвиқат аппаратлири арқилиқ һәқиқәтниң үстини йепишқа урунуватқанлиқини оттуриға қойуп, райондики ечинишлиқ реаллиқни бир-бирләп шәрһләп өтти.

«сүкүт қилиш — инсанийәт үчүн бир номустур»

хитай билән болған сода мунасивитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көз йумушқа сәвәб болмаслиқи керәкликини әскәрткән кайа мундақ деди:

«хитай билән тиҗарәт қилиш йаки әрзан баһада мал билән тәминлиниш, һәргизму 25 милйон уйғур түркигә йүргүзүлүватқан қирғинчилиқ, мәҗбурий әмгәк вә мәҗбурий көчүрүлүш қисмәтлиригә сүкүт қилишниң вәҗи болалмайду. маддийәтчиликниң әсиригә айланған инсанийәтниң бу паҗиәләр алдидики сүкүти һәқиқәтән бир номус мәнбәсидур.»

кайа нутқида йәнә, боснийә-гертсеговинаниң мәрһум рәһбири әлийа иззәтбеговичниң қәбләр төридин орун алған: «һәммә иш ахирлашқанда, қулиқимизда қалидиғини дүшмәнлиримизниң сөзлири әмәс, бәлки достлиримизниң сүкүти болиду» дегән сөзини әслитип өтти. у түркийә вә пүтүн дунйаниң бу зулумға қарши техиму күчлүк аваз чиқириши керәкликини тәшәббус қилди.

«әсли һәқиқәт мундақ»

әртуғрул кайа нутқиниң әң тәсирлик қисмида хитай һөкүмитиниң хәлқара җәмийәтни қаймуқтуруш үчүн ойдуруп чиққан «тәрбийәләш лагери» вә «кәспий тәрбийәләш» дегән сәпсәтилирини пакитлиқ рәддийәләр билән чүшүрүп ташлиди. у шәрқий түркистандики аччиқ реаллиқни «әсли һәқиқәт мундақ» дәп көрситип, төвәндики үч нуқтини мәҗлис хатирисигә киргүзди:

  1. системилиқ ассимилйатсийә вә нопус қурулмисини өзгәртиш:

кайа райондики нопус түзүлүшиниң қәстән өзгәртиливатқанлиқини тәкитләп: «уйғур хәлқи мәккирлик билән пиланланған ассимилйатсийә вә демографик маневирниң нишаниға айланмақта. буниңдики түп мәқсәт — бир хәлқниң йилтизини қуртуштин ибарәт. әсли һәқиқәт әнә шу!» деди. у йәнә хитай даирилириниң мусулман уйғурларниң етиқад әркинликини боғуватқанлиқини, һәтта муқәддәс китабимизниму өз мәнпәәтигә маслаштуруп тәшвиқат қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблиди.

  1. заманиви қуллуқ түзүми:

3 милйонға йеқин уйғур түркиниң «әмгәк күчи йөткәш» намида заманиви қуллуққа мәҗбурлиниватқанлиқини паш қилған кайа: «хитай дунйани алдаватиду. лагерлардин чиқирилған милйонлиған киши санаәт районлириға тарқитиветилди. бу кишиләр қаттиқ назарәт астида, әң еғир қуллуқ шараитида ишлитилмәктә. әсли һәқиқәт әнә шу!» дегәнләрни тилға алди.

  1. ембаргони айлинип өтүш һийлиси:

хитай ширкәтлириниң ғәрбниң ембарголиридин қечиш үчүн «мал мәнбәсини өзгәртиш» һийлисини қоллиниватқанлиқини оттуриға қойған кайа, һөкүмәткә соал қойуп, түркийәгә кириватқан хитай маллириниң шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи бар-йоқлуқиниң әстайидил тәкшүрүлүшини тәләп қилди.

«зулум мәңгү давамлашмайду»

кайа нутуқини: «зулум қилғучи һәрқанчә қудрәтлик болушидин қәтийнәзәр, тарих алдида һәмишә ғәлибә қилғучилар мәзлумлар болиду», дегән сөзләр билән ахирлаштуруп, алийҗанаб бир милләтниң вәкиллири сүпитидә һәр вақит мәзлум уйғур хәлқиниң йенида туридиғанлиқини ипадилиди.

мәнбә: memohaber | тәрҗимә: түркистан таймиз