пәләстинликләр вә роһиңйалар (һәмдә уйғурлар): куалалампурниң кишилик һоқуқ мәсилисидики қош өлчими

йазғучи: җосеф масиламани | түркистан таймиз тәрҗимиси

малайсийалиқ паалийәтчиләр дөләтниң инсанпәрвәрлик мәсилилиридики «талланма» позитсийәсини тәнқид қилмақта. оттура шәрқ мусулманлирини күчлүк қоллаш, мийанмар вә хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә сүкүт қилиш билән тамамән зитлиқ шәкилләндүрди. һәққанийәт вә әркинлик күришидә «әхлақий изчиллиқ»ни сақлаш чақириқ қилинмақта.

куалалампур (AsiaNews) – малайсийаниң пәләстинни қәтий қоллиши узундин буйан униң хәлқаралиқ кимликиниң түврүки болуп кәлгән. әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири куалалумпурниң инсанпәрвәрлик мәсилилиридики «талланма» позитсийәсиниң дөләтниң әхлақий инавитигә зийан йәткүзүш хәвпи барлиқини оттуриға қоймақта. «бүгүнки әркин малайсийа» (Free Malaysia Today) гезитидә елан қилинған бир мақалидә, паалийәтчи һөкүмәтсиз тәшкилатлар болған Suaram вә Pusat Komas ниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, хәлқарадики риторика (нутуқ) билән дөләт ичидики мусапирлар вә панаһлиқ тилигүчиләргә тутулған позитсийә оттурисидики чоңқур пәрқ тәкитләнди.

бу тәнқидләр хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң (Amnesty International) малайсийаниң пәләстин мәсилисидики күчлүк позитсийәсини (қисмән «мусулманлар иттипақлиқи» намида) тилға елип, мийанмардики роһиңйалар вә хитайдики уйғурларниң дуч келиватқан зулумлириға пүтүнләй сүкүт қилғанлиқини көрситип өткәндин кейин оттуриға чиқти. муназириниң мәркизидә мундақ бир қийин соал бар: немә үчүн бәзи азаб-оқубәтләр дөләт миқйасида күчлүк һесдашлиқ қозғайду-йу, башқа инсанпәрвәрлик киризислири сус инкасқа еришиду йаки сийасий җәһәттин сәл қарилиду?

кимлик сийасити вә җуғрапийәлик сийасий амиллар

Suaram тәшкилатиниң иҗрачи мудири азура насрон малайшийадики аммиви һесдашлиқниң көпинчә кимлик сийасити, исламлишиш вә җуғрапийәлик сийасий ойлинишлар тәрипидин шәкиллинидиғанлиқини оттуриға қойди. у пәләстин билән болған иттипақлиқниң интайин күчлүк икәнликини, чүнки униң «үммәт» чүшәнчисигә вә мусулманларға қаритилған зулум тарихиға мас келидиғанлиқини, буниң дөләт вә диний аппаратлар тәрипидин күчәйтилгәнликини чүшәндүрди. паалийәтчи йәнә пәләстинни қоллашниң башқа инсанпәрвәрлик мәсилилиригә қариғанда сийасий хәвпиниң азлиқиниму қошуп қойди.

насрон сөзидә: «пәләстин билән болған иттипақлиқ төвән тәннәрх билән йуқири сийасий пайда елип келиду; әмма роһиңйа, уйғур вә көчмән ишчилар мәсилиси көчмәнлик, чегра контроллуқи вә әмгәк күчи мәсилисидики дөләт ичи зиддийәтлирини ашкарилап қойиду» деди. у бу мәсилиләрниң дөләтни ички тәнқидләргә йол ачидиған позитсийәләрдин өзини қачурушқа мәҗбурлайдиғанлиқини ейтип агаһландурди. пәләстинни қоллаш әрзан тәннәрх билән көрүнәрлик ички сийасий әвзәллик елип келиду. буниңға селиштурғанда, роһиңйа киризиси малайшийани көчмәнлик, тутуп туруш, әмгәк күчини експлататсийә қилиш вә чегра контроллуқиға мунасивәтлик техиму биарам қилғучи реаллиқлар билән йүзләштүриду.

макан вә җәмийәттики пәрқләндүрүш

йәнә бир муһим пәрқ шуки: пәләстинликләр җуғрапийәлик җәһәттин йирақта, бу болса иттипақлиқниң асаслиқи символлуқ вә дипломатик сәвийәдә елип берилишиға шараит йаритиду. әксичә, роһиңйа мусапирлири физикилиқ җәһәттин дөләт чеграси ичидә. уларниң малайшийа территорийәсидики мәвҗутлуқи аммиви пикирдә барғансери бихәтәрлик тәһдити, иқтисадий йүк вә иҗтимаий җиддийлик тили билән тәсвирләнмәктә.

нәтиҗидә, бир хил «һесдашлиқ қатламлиқ пәрқи» шәкилләнгән. мәлуматларға қариғанда, мийанмарниң ғәрбидики рахин иштатидин кәлгән 2000 дин артуқ мусулман аз санлиқ милләт мусапири йәнила көчмәнләр мәркизидә тутуп турулмақта, уларниң бәзилири бир нәччә йилдин бери шу йәрдә. Pusat Komas ниң мудири җералд җосеф бу узун муддәтлик тутуп турушни интайин әндишилик әһвал вә куалалумпурниң дунйада өзини «зулумға учриғанларниң һамийси» қилип көрситиватқан образиға пүтүнләй зит дәп атиди.

тарихий селиштурма вә иқтисадий мәнпәәт

малайшийа 1990-йиллардики балқан уруши мәзгилидә боснийәлик мусулман мусапирларни қобул қилған болуп, бу һәрикәт дөләт миқйасида исламий иттипақлиқниң үлгиси сүпитидә тәбрикләнгән иди. әмма ефийопийәдики ачарчилиққа охшаш охшаш диний йаки сийасий тәсиргә игә болмиған башқа инсанпәрвәрлик киризислири һәргизму охшаш дәриҗидики аммиви сәпәрвәрликкә түрткә болмиди. охшашла, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисигә қаритилған тәнқидләрму интайин еһтийатчан болуп, бу бейҗиң билән болған иқтисадий вә дипломатик мунасивәтниң сәзгүрлүкини әкс әттүриду.

бу хил талланма позитсийә дөләтниң кишилик һоқуқ мәсилисидики пиринсипал рәһбәрлик дәвасини аҗизлаштуруветиду. чүнки кишилик һоқуқ пиринсиплири пәқәт сийасий җәһәттин қолайлиқ болғанда тилға елинип, дипломатик җәһәттин қиммәткә чүшидиған йаки дөләт ичидә қоллашқа еришәлмәйдиған әһвалда сәл қаралса болмайду. паалийәтчиләрниң әндишиси малайшийаниң пәләстинни қоллашни азайтишида әмәс, бәлки инсанпәрвәрлик күришидә «әхлақий изчиллиқ»ни сақлишидур. чәтәлдики йурт-маканидин қоғлиниш, тутуп туруш вә адаләтсизликни әйиблигән бир дөләт, өз чеграси ичидики мусапирлар вә панаһлиқ тилигүчиләргә тутулған позитсийәгиму охшаш тәләпни қойуши керәк.

әгәр куалалампур хәлқара сәһнидә адаләтниң авази болуш сүпити билән инавитини сақлап қалмақчи болса, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, у чоқум «талланма иттипақлиқ»тин һалқип, техиму изчил болған дөләт ичи кишилик һоқуқ сийаситини қоллиниши керәк. болмиса, униң әхлақий нопузи пиринсип мәсилиси әмәс, бәлки сийасий мәнпәәт мәсилиси сүпитидә көрүлүп қелиш хәвпигә дуч келиду.

мәнбә:  PIME– AsiaNews