уйғур ана хитайниң җаза лагерлиридики қара пәрдиләрни паш қилди

«NTD» бейҗиң, 2026-йили 17-май хәвири: америкада йашаватқан бир уйғур ана йеқинда вашингтонда «фокс хәвәрлири» (Fox News) ниң зийаритини қобул қилип, өзиниң хитайдики җаза лагерлирида баштин кәчүргән ечинишлиқ кәчүрмишлирини сөзләп бәрди. у өзиниң тутуп турулуш, сорақ қилиниш вә қийин-қистақларға учрапла қалмай, бәлки йеңила туғулған оғлиниң өз қучиқида җан үзгәнликини көргәнликини ейтти.

35 йашлиқ меһригүл турсун зийарәт җәрйанида, әслидә мисирда санаәт-сода мәмурийити кәспидә оқуғанлиқини, шу йәрдә той қилип пәрзәнтлик болғанлиқини әслиди. 2015-йили 5-айда, у йеңила туғулған, икки айлиқ болған үчкезәклирини елип хитайға уруқ-туғқанлирини йоқлап барған, әмма айропилан бейҗиң айродурумиға қонуши биләнла сақчилар тәрипидин елип кетилгән.

униң ейтишичә, әйни вақитта сақчилар уни балилиридин мәҗбурий айривәткән һәмдә мисирда турған мәзгилидә сийасий паалийәтләргә қатнашқан-қатнашмиғанлиқини тохтимай сорақ қилған. шуниңдин кейин, униң бешиға қара халта кийдүрүп, қолиға койза селип, шинҗаң(шәрқий түркистан-т)дики бир тутуп туруш орниға әвәткән.

меһригүл турсунниң ейтишичә, у тутуп турулуватқан мәзгилдә узун муддәтлик сорақларға вә харлашларға учриған. бир нәччә һәптидин кейин, даириләр тосаттин омақ балилиридин бириниң әһвали еғир икәнликини уқтурған. у сақчиларниң назарити астида дохтурханиға барғанда, тирик қалған икки балисиниң бурунлириға оксиген турубиси четилғанлиқини көргән. әтиси дохтур униңға оғлиниң исми йезилған «өлүм испати»ни тутқузған.

у балисиға зади немә болғанлиқини һечкимниң ейтип бәрмигәнликини, өзи «сийасий гумандар» дәп тизимликкә киргүзүлгәнлики үчүн, дохтурлар вә сақчиларниң җаваб беришни рәт қилғанлиқини ейтти.

у балисиниң җәситини өйигә елип келип, үч күн биллә турғанлиқини әслиди. мусулман болуш сүпити билән, аилисидикиләр уни әнәниви усулда дәпнә қилишни үмид қилған, әмма даириләр сирттикиләрниң җәсәтни көрүшигә йол қоймиған.

у йиға арилаш һалда: «мән уни қучақлап исситип ойғитишқа тириштим, әмма у көзини қайта ачмиди», деди.

у йәнә 2015-йилидин 2018-йилиғичә болған арилиқта, өзиниң көплигән түрмә вә тутуп туруш орунлириға йөткәлгәнликини, бу җәрйанда роһий җәһәттин харланғанлиқини, ток билән қийналғанлиқини вә узун муддәтлик назарәт астида қалғанлиқини ейтти. у бир қетим «худа силәрни җазалайду» дегәнлики үчүн, сақчиларниң униң етиқадини мәсхирә қилғанлиқини байан қилди.

у йәнә тутуп туруш орнидики тар бир камерға 60 тин артуқ айалниң соланғанлиқини, нурғун кишиләрниң узун муддәт қуйаш нурини көрмигәнликини, уларниң ичидә техи йаш қизларниңму барлиқини тилға алди. униң әслишичә, 17 йашлиқ бир қиз җинсий таҗавузға учриғандин кейин, роһий җәһәттин қалаймиқанлишип кәткән вә икки айдин кейин һайатидин айрилған.

ахирида, ери вә мисир һөкүмитиниң арилишиши билән меһригүл турсунниң хитайдин чиқип кетишигә рухсәт қилинған. һазир у тирик қалған балилири билән америкада йашаватиду, у 2018-йили сийасий панаһлиққа еришкән иди.

2017-йилидин башлап, шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләр хитай компартийәсиниң зийанкәшликигә учрап, лагер типидики орунларға қамалди. бу лагерларда қийин-қистақ вә башқа харлаш қилмишлириниң мәвҗутлиқи дәп қаралмақта.

«хәвәрләр мәркизи» тәййарлиған (мәсул муһәррир: лйу миң)