окуһара шинпей
«санкәй шимбун» гезити, 2026-йили 2-ийун
баш иштаби германийәгә җайлашқан дунйа уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун йапонийәдә зийарәттә болуп, 2-ийун күни партийә һалқиған «йапонийә парламенти уйғур достлуқ гурупписи»ниң омумий йиғиниға қатнашти. у, уйғур кишилик һоқуқи мәсилисидә йапонийәниң дипломатик тәдбирләрни қоллинишини тәләп қилидиған бир парчә тәләпнамини мәзкур достлуқ гурупписиниң рәиси кәйҗи фуруйаға (әркин демократлар партийәси әзаси) тапшуруп бәрди.
бу тәләпнамидә йапонийәдин төвәндики үч түрлүк тәләп оттуриға қойулған: 1. хитай һөкүмитидин шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә хәлқаралиқ тәкшүрүшни қобул қилишни тәләп қилиш; 2. шәрқий түркистандин мал импорт қилишни пиринсип җәһәттин чәкләйдиған йапонийәниң «мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни»ни балдуррақ мақуллаш; 3. йапонийәдики уйғурларға қарита хитай даирилириниң тәһдит селиш қатарлиқ «чегра һалқиған зийанкәшлик» қилиш қилмишлириниң алдини елиш вә уларниң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш.
фуруйа әпәнди: «қәтий позитсийә билән тақабил туруш керәк»
тәләпнамидә йәнә, баш вәзир санае такаичиниң өткән йили 10-айда корейәдә өткүзүлгән APEC башлиқлар йиғини мәзгилидә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән айрим көрүшкәндә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқиға болған рәһмитиму ипадиләнгән.
йапонийә сийасәтчилири уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә мунасивәтлик муһакимә йиғинлирини ачқанда, хитай даирилириниң буниңға қарита тәһдитлик бешарәтләрни бериши йаки агаһландуруш учурлирини йоллишиға охшаш әһваллар көп көрүлүп туриду.
йапонийә парламент әзалири уйғур достлуқ гурупписи рәиси кәйҗи фуруйа тәләпнамини тапшурувелиштин илгири қилған сөзидә, бу хилдики тосалғуларға қарита: «қәтий позитсийә билән тақабил туруш интайин муһимдур» деди вә «америкаму (уйғур кишилик һоқуқ мәсилисидә) йеңи қанун мақуллиди. биз йәнә бу җәһәттә немиләрни қилалайдиғанлиқимизни музакирә қилишимиз керәк» дегәнләрни тилға алди.
«уйғур ирқий қирғинчилиқи техи ахирлашмиди»
йапонийә уйғур җәмийитиниң рәиси рәҗәп әхмәт таратқуларниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә тутуватқан позитсийәси һәққидә тохтилип: «бу һәқтики хәвәрләр азийип кәтти. әмма бу уйғур ирқий қирғинчилиқиниң ахирлашқанлиқидин дерәк бәрмәйду. учур контроллуқи техиму күчәйтилип, әмәлий әһвалларниң сиртқа чиқмаслиқи капаләтләндүрүлди, йәни учурлар қәстән йошуруп қелинди» деди һәмдә б д т органлириниң шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәкниң кеңийишини тема қилған йеқинқи доклатлирини тилға алди.
у хитай даирилириниң бу һәқтики қилмишлириға қарита: «улар сахта исимлар ечилған нурғунлиған һесабатларни өз ичигә алған иҗтимаий таратқу (SNS) йазмилири арқилиқ (уйғур кишилик һоқуқи җәһәттә) һечқандақ мәсилә йоқ дәп җар салмақта. әмма йапонийәдики нурғун уйғурлар йәнила аилисидикиләр билән көрүшәлмәйватиду, йапонийә университетлирида билим алған зийалийларни өз ичигә алған нурғун даңлиқ мәдәнийәт әрбаблири йәнила ғайиб» деди.
мәлум болушичә, йапонийәдә йашайдиған бир уйғур айал дадиси вә бир қисим туғқанлириниң шәрқий түркистанда лагерға соланғанлиқидин хәвәр тепип, 2019-йили 6-айда әтрапидикиләрниң нәсиһитигә қулақ салмай хитайға қайтип кәткән, кейин даириләр тәрипидин тутқун қилинип, 2020-йилиниң ахирида 30 йешида қаза қилғанлиқи ениқланған.
рәҗәп әхмәт мәзкур айалниң өлүми һәққидә тохтилип: «хитай даирилири һечқандақ изаһат бәрмиди, улар бундақ бир иш йүз бәрмигәндәк позитсийә тутуватиду. бундақ ғәйрий инсаний қилмишларға көз йумуш, террорлуқ сийасити йүргүзүватқан мустәбит рәһбәрләргә җасарәт беғишлайду, шундақла йапонийәни өз ичигә алған районниң демократийәсигиму тәһдит елип келиду» деди һәмдә «кишилик һоқуқ дипломатийәсини тәшәббус қилидиған йапонийәниң аваз чиқирип, хәлқаралиқ тиришчанлиқларни илгири сүрүши уйғурлар үчүн чоң бир үмидтур» дегәнләрни сөзигә илавә қилди.
йапончидин тәрҗимә қилғучи: түркистан таймз, хәвәрниң йапончисини бу йәрдин оқуң.