шәрқий түркистандики системилиқ ассимилйатсийә вә дөләт террори

тәһрири: д. абдуреһим дөләт | уйғур тәтқиқат институти | 2026-йили 5-ийун
 
йеқинқи йиллардин буйан, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан сийасәтлири пәқәтла бир йәрлик муқимлиқни қоғдаш йаки адәттики бир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики болмастин, бәлки бир пүтүн милләтниң җисманий, мәдәнийәт вә биологийәлик мәвҗутлуқини системилиқ түрдә йоқитишқа қаритилған кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқтур. бу мисли көрүлмигән дөләт террори 1948-йилидики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң «қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамиси»гә биваситә хилап болуп, «йеңи линийә институти» (New Lines Institute) ниң доклатида хитай дөлитиниң уйғурларға қарши қәстән вә системилиқ қирғинчилиқ җинайити өткүзүватқанлиқи ениқ бекитилгән [1]. «хитай коммунистик партийәси»ниң нөвәттики истратегийәси йумшақ ассимилйатсийәдин мутләқ йоқитиш басқучиға өткән болуп, «уйғурлар үчүн сәпәрвәрлик» (Campaign for Uyghurs) тәшкилатиниң йеңи тәтқиқатлирида хитайниң бу қирғинчилиқ тактикилириниң күндин-күнгә дәриҗиси өсүп, техиму вәһший вә йошурун түскә кириватқанлиқи ашкариланған [2]. хитай дөлити бу зораванлиқ һәрикитини «террорлуққа қарши туруш» йаки «әсәбийликни йоқитиш» дегән намлар астида пәрдазлап, хәлқара җәмийәтниң көзини бойашқа урунуватқан болсиму, «америка қошма штатлири холокост хатирә музейи» (United States Holocaust Memorial Museum) ниң мәхсус доклатида бу сийасәтләрниң әмәлийәттә уйғурларни «аста-аста йоқ қилиш» (To make us slowly disappear) ни көзләйдиған рәһимсиз йоқитиш пилани икәнлики вә бу җәрйанниң дунйаниң көз алдидила йүз бериватқанлиқи оттуриға қойулған [3]. шуңа, бу киризисни көп қатламлиқ анализ қилиш арқилиқ, миллий кимликни йоқитиш җинайитиниң ички маһийитини йорутуп бериш академик вә инсаний нуқтидин тәхирсиз бир вәзипидур.

хитайниң дөләт аппаратлири уйғурларниң җисманий вә роһий мәвҗутлуқини әң қопал усулда өчүрүш үчүн қанун системисини пүтүнләй қоралға айландурған болуп, бу хил әһвал академийәдә «мустәбит қанунийлиқ» (Authoritarian Legality) дәп аталмақта. «йале университети макмиллан мәркизи» (Yale MacMillan Center) елан қилған санлиқ мәлумат анализ доклатиға көрә, хитай даирилири уйғурларни сахта йаки пәқәтла мәвҗут болмиған «бөлгүнчилик», «әсәбийлик» җинайәтлири билән әйибләп, милйонлиған уйғурға нәччә йиллиқтин қамақ җазалирини бәргән вә сот җәрйанлирини толуқ йоққа чиқарған, буниң билән лагер системиси техиму қорқунчлуқ болған рәсмий түрмә ториға кеңәйтилгән [4]. бу хил мутләқ қамал пәқәтла һәпискә елиш билән чәкләнмәй, уйғурларниң биологийәлик көпийиш һоқуқиниму вәһшийләрчә тартип алған. «уйғур сот коллегийәси»ниң (Uyghur Tribunal) баһалашлириға асасланғанда, хитай һөкүмити мәҗбурий туғмас қилиш, бала чүшүрүш вә туғут чәкләш арқилиқ б д т ниң «қирғинчилиқ әһдинамиси»дики мәхсус маддиларни көзгә илмай бузуп, уйғур нопусиниң өсүшини қәстән тохтитиш арқилиқ қирғинчилиқ җинайитини тамамлиған [5]. бу демографийәлик инженирлиқ билән мас қәдәмдә, дөләт милйонлиған уйғурни мәҗбурий әмгәккә селип, иқтисадий сүмүрүшни кимлик йоқитиш механизминиң ‍айрилмас бир қисмиға айландурди. «әркинлик бирләшмиси» (Freedom United) тәшкилатиниң көп қетимлиқ доклатлирида ашкарилинишичә, уйғур мәҗбурий әмгәк күчлири пәқәт йеза игилики вә пахта саһәсидила әмәс, бәлки дунйави деңиз мәһсулатлири, шохла қийами қатарлиқ кәң көләмлик истемал зәнҗирлиригиму сиңип кирип, пүткүл дунйани бу зораванлиққа васитилик һалда шерик қилип қойған [6]. шуниң билән биргә, «илғар мудапиә вә хәвпсизлик тәтқиқат мәркизи»ниң (C4ADS) тәкшүрүшлири, шәрқий түркистандики дора вә биологийәлик мәһсулатлар санаитидиму мәҗбурий әмгәкниң кәң қоллиниливатқанлиқини, һәтта тутқунлардин рухсәтсиз қан вә DNA әвришкилири елинип, хитайниң дора тәтқиқат ширкәтлиригә мәнпәәт йәткүзүлүватқанлиқини көрситип берип, киризисниң қорқунчлуқ дәриҗисини техиму ениқ намайан қилди [7].

хитай дөлитиниң җисманий йоқитиш билән биллә йүргүзүватқан әң радикал қәдими, уйғурларниң тарихий, мәдәний вә иҗтимаий мирасини йәр йүзидин сүпүрүп ташлашни мәқсәт қилған системилиқ мәдәнийәт қирғинчилиқидур. «австралийә истратегийәлик сийасәт институти» (ASPI) тәрипидин сүний һәмраһ сүрәтлиригә тайинип тәййарланған тәтқиқатта көрситилишичә, шәрқий түркистандики мәсчитләрниң тәхминән %65 и, йәни 16 миңға йеқин мәсчит вә диний орун вәйран қилинған йаки гүмбәз-мунарлири чеқиветилгән. бу, хитай коммунистик партийәсиниң уйғурларниң исламий кимликини өчүрүш үчүн қилған тарихтики әң вәһший зәрбисидур [8]. «уйғур кишилик һоқуқ қурулуши»ниң (UHRP) мәхсус доклатиму буни дәлилләйдуки, нәччә йүз йиллиқ тарихқа игә «қағилиқ чоң мәсчити»гә охшаш дөләт дәриҗилик қоғдилидиған орунларму, «ордам мазар» дәк нәччә миң йиллиқ уйғур мәнивийитиниң символлириму вәйран қилинип, йәр билән йәксан қилинди, мазарларниң орни түзләп ташлинип, машина тохтитиш мәйданлириға айландурулди [9]. мәдәнийәт йоқитиш буниң биләнла чәкләнмиди. «уйғур тәтқиқат мәркизи»ниң (Center for Uyghur Studies) мәлуматиға көрә, хитай йәрлик башқуруш органлири шәрқий түркистандики диний, тарихий вә миллий әһмийәткә игә йүзләрчә кәнт вә йәр намларни мәҗбурий һалда хитайчә «қизил» вә «заманиви» намларға өзгәртиш арқилиқ, милләтниң коллектип әслимисини вә җуғрапийәлик изналирини тарих бәтлиридин өчүрүш долқунини қозғиди [10]. бу зораванлиқ сирттинла әмәс, бәлки кишиләрниң әң йошурун, әң шәхсий бошлуқи болған аилә ичигиму сиңип кирди. америкилиқ тәтқиқатчи тимотий а. грос (Timothy A. Grose) өзиниң илмий мақалисидә шәрһлигинидәк, хитай һөкүмитиниң «үч йеңи» (Three News) намлиқ туралғуни өзгәртиш пилани, уйғурларниң өйидики турмуш мәркизи болған «супа» вә етиқад мәркизи болған «меһраб»ларни мәҗбурий чеқип ташлашни асасий мәқсәт қилған болуп, хитайчә аилә җабдуқлирини зорлап киргүзүш арқилиқ, уйғурларниң муқәддәс вә күндилик турмуш чәк-чегралирини вәйран қилишни көзлигән [11].

хитайниң бу дәриҗидики тәсәввур қилғусиз ассимилйатсийә һәрикити, милләтниң ген вә қан қурулмисиниму биваситә өзгәртишкә йүзләнгән болуп, уйғурларниң нәслини үзүшни әң муһим истратегийә қилған. «әркин асийа радийоси»ниң (Radio Free Asia) хәвәр қилишичә, дөләт мәмурий күчи вә иқтисадий қизиқтурушларни бирләштүрүп ишлитиш арқилиқ, уйғур айаллирини хитай әрлири билән никаһлинишқа мәҗбурлайдиған «милләтләр иттипақлиқи» сийасити қаттиқ иҗра қилинмақта вә бу арқилиқ уйғур қизлири дөләт күчи билән ассимилйатсийә қилиш қорали сүпитидә қурбан қилинмақта [12]. шуниң билән бир вақитта, уйғурларниң бинакарлиқ җәвһири болған қәдимий шәһәрләр пүтүнләй вәйран қилинип, дөләтниң контрол вә назарәт базисиға айландурулди. «уйғур кишилик һоқуқ қурулуши» (UHRP) тәййарлиған «бесим астидики қәшқәр» намлиқ доклатта мулаһизә қилинғинидәк, қәшқәр қәдимий шәһири ғайәт зр көләмдә чеқилип вә қайта қурулуп, тарихий кимликидин айрилған вә һәммә йери сүний әқиллиқ камераларға толған бир «шум шәһәр» (Malicious city) гә айландурулған болуп, һәр бир уйғур өз мәһәллисидила рәқәмлик диктатуриниң мутләқ қоршавида, чәклимигә учриған тутқундәк йашашқа мәҗбур болмақта [13]. шундақтиму, уйғур хәлқи тарихтин буйан томурида еқиватқан қаршилиқ роһини тамамән йоқитип қоймиди, тәтқиқатчи җулийә роз арчиола (Julia Rose Arciola) ниң селиштурма анализи көрситип бәргәндәк, қаттиқ бесим астида қалған уйғур йашлири вә сәнәткарлири инглиз тили өгиниш вә «йеңи хәлқ музикиси» (New Folk) йаритиш қатарлиқ васитиләр арқилиқ, хитайниң чаңгилидин йирақ болған мәвһум бир «үчинчи бошлуқ» (Third Space) бәрпа қилип, өзлириниң миллий әслимиси вә ғурурини йошурун, әмма күчлүк символлар билән қоғдап қелишқа тиришмақта [14]. бу һәққанийәт күриши «йәршари авази» (Global Voices) ниң мақалисидә тилға елинғандәк, аблимит халис һаҗим, нуртай һаҗим искәндәрләргә охшаш йеңи җәдидчилик (Neo-Jadidism) һәрикитиниң нәмуничилириниң қурбан беришлири бәдилигә бина қилинған мәрипәт асасиға қурулған болуп, хитай қанчә қаттиқ террор йүргүзсиму, хәлқниң қәлбидики миллий аң вә кәлгүсигә болған ишәнчни һәргизму йоқитип ташлийалмиди [15]. дунйа җәмийитиниң бу йоқитиш характерлик зулумни етирап қилиши вә әмәлий тәдбир қоллиниши, пәқәтла уйғурларниң мәвҗутлуқи үчүнла әмәс, бәлки пүткүл инсанийәтниң әхлақ-виҗдан чеграсини қоғдап қелиштики таллишидур.

пайдилинилған мәнбәләр:

1         New Lines Institute. «THE UYGHUR GENOCIDE: An Examination of China’s Breaches of the 1948 Genocide Convention». https://newlinesinstitute.org/wp-content/uploads/Chinas-Breaches-of-the-GC3.pdf

2        Campaign For Uyghurs. «New Research Exposes China’s Evolving Uyghur Genocide Strategy». https://campaignforuyghurs.org/new-research-exposes-chinas-evolving-uyghur-genocide-strategy/

3         United States Holocaust Memorial Museum. «“To Make Us Slowly Disappear”: The Chinese Government’s Assault on the Uyghurs». https://www.ushmm.org/m/pdfs/November_2021_Uyghur_Report.pdf

4         Yale MacMillan Center. «UYGHUR RACE AS THE ENEMY». https://macmillan.yale.edu/sites/default/files/2024-10/Uyghur%20Report%20Final%20Copy%5B73%5D.pdf

5         Uyghur Tribunal. «Four Years After the Genocide Judgment: Reflections on the Uyghur Tribunal». https://uhrp.org/insights/four-years-after-the-genocide-judgment-reflections-on-the-uyghur-tribunal/

6        Freedom United. «Uyghur forced labor taints global seafood supply chain». https://www.freedomunited.org/news/uyghur-forced-labor-seafood/

7        C4ADS. «Side Effects: Risk and Forced Labor in the Xinjiang Pharmaceutical Industry». https://c4ads.org/wp-content/uploads/2024/10/SideEffects-C4ADS-Updated4-9-2025.pdf

8        Australian Strategic Policy Institute (ASPI). «Cultural erasure: tracing the destruction of Uyghur and Islamic spaces in Xinjiang». https://ad-aspi.s3.ap-southeast-2.amazonaws.com/2020-09/Cultural%20erasure_0.pdf

9        Uyghur Human Rights Project (UHRP). «Demolishing Faith: The Destruction and Desecration of Uyghur Mosques and Shrines». https://uhrp.org/report/demolishing-faith-the-destruction-and-desecration-of-uyghur-mosques-and-shrines/

10      Center for Uyghur Studies. «Names, Mosques, and Memory: China’s Campaign to Erase Uyghur Culture». https://uyghurstudy.org/names-mosques-and-memory-chinas-campaign-to-erase-uyghur-culture/

11       Timothy A. Grose. «If you don’t know how, just learn: Chinese housing and the transformation of Uyghur domestic space». https://xinjiangdocumentation.sites.olt.ubc.ca/files/2021/01/If-you-don-t-know-how-just-learn-Chinese-housing-and-the-transformation-of-Uyghur-domestic-space3.pdf

12      Radio Free Asia. «China uses carrots and sticks to boost Uyghur-Han intermarriage: report». https://www.rfa.org/english/news/uyghur/marriage-assimilation-11182022195239.html

13       Uyghur Human Rights Project (UHRP). «Kashgar Coerced: Forced Reconstruction, Exploitation, and Surveillance in the Cradle of Uyghur Culture». https://uhrp.org/sites/default/files/UHRP-Kashgar-Coerced-Report-06_03_20_1.pdf

14      Julia Rose Arciola / Carolina Digital Repository. «Erasing Cultures, Resisting Erasure: A Comparative Analysis of Cultural Genocide Patterns of Persecution and Resistance». https://cdr.lib.unc.edu/downloads/pc289z61t

15       Global Voices. «History repeats itself: Chinese state terror and the dismantling of Uyghur neo-Jadidism». https://globalvoices.org/2020/06/25/history-repeats-itself-chinese-state-terror-and-the-dismantling-of-uyghur-neo-jadidism/