хитайниң йошуралмиған сәккиз әҗәллик йериқи вә көрүнмәс қийамити

мир камил кашғәри

кириш сөз:

сун зуниң «уруш сәнити» намлиқ әсириниң биринчи бөлүмидики формула, хитайниң хәлқаралиқ истратегийә әнәнисиниң үч миң йиллиқ омуртқисини намайан қилиду: «уруш демәк һийлә-микир сәнитидур. күчлүк чағда аҗиз көрүн, аҗиз чағда күчлүк көрүн; йеқин туруп йирақтәк, йирақ туруп йеқиндәк көрүн»

бу җүмлә пәқәтла қәдимки бир уруш китабиниң баш темиси әмәс, бәлки хитай мәдәнийитиниң истратегийәлик нәйрәңлириниң җәвһири болуп, 21-әсирдиму хитай һакимийитиниң ташқи сийасәт умуртқиси болуп кәлмәктә. мав зедоңниң «узун сәпәр»идин дең шйавпиңниң «йоруқни йошур, вақтини күт» тәлиматиғичә, ши җинпиңниң «җуңго арзуси» байанидин «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббусиғичә болған һәр бир басқучта, дәл мушу бирла тәлиматниң охшимиған чаңчилә кейимлири билән сәһнигә чиққанлиқини көримиз. йәни «ғәризиңни йошур, күчүңни ашуруп көрсәт, аҗизлиқиңни истратегийә сүпитидә орап сақла»

бирақ, бу тәлиматниң дәл оттурисида, өз җүмлилиридә тилға елинмиған қараңғу бир қошкезәк йошурунған болуп, өз аҗизлиқини давамлиқ күч-қудрәт қилип орап көрситишкә мәҗбур болған бир дөләт, вақитниң өтүши билән икки еғир һардурғучи йүкниң астида езилиду. биринчи йүк: аҗизлиқни йошуруш үчүн сәрп қилинидиған енергийә. иккинчи йүк: бу аҗизлиқниң бир күни ашкарилинип қелишиға болған  әндишиси йаратқан созулма харәктерлик вәһимә (параноййа) кесили.

бир дөләт қанчә җиқ нәрсини йошурушқа мәҗбур болса, шунчә чоң бир хатириләш амбири, шунчә кәң көләмлик бир көзитиш аппарати вә шунчә чөң бир сензор (тәкшүрүп әлгәктин өткүзүш) ул әслиһәси қурушқа мәҗбур болиду. сәһнә арқисидики хизмәт, сәһнә алдидикигә селиштурғанда техиму җиқ адәм күчи хорутушқа башлайду. нәтиҗидә ашкарә ойун ойнийалмайдиған мәккар, ахирида өзини йошуруш йүкиниң астида нәпәссиз қалиду.

бу мақалә хитайниң бүгүн дәл мушу чәктә туриватқанлиқини көрситиду. сирттин қариғанда бир әҗдәрһа, дунйадики иккинчи чоң иқтисадий гәвдә, дунйа бойичә әң чоп деңиз армийә филоти, «бир бәлбағ, бир йол» лайиһәси рамкисида 140 тин артуқ дөләткә йейилған ул әслиһә түрлири... лекин әмәлийәткә қариғанда, нопус, малийә, орган вә роһий җәһәттин ечилған әҗәллик йериқлар ичидә қалған бир һакимийәт. бу йериқларниң һечбири йәккә һалда бир апәт болмисиму, әмма һәммиси тәң бир вақитта, тәң қәдәмдә бир-бирини сәмиритишкә башлиғанда, тарихта охшиши көрүлмигән бир һалакәтлик йерилиш тәңлимисини оттуриға чиқириду.

шуңа хитайниң әң әҗәллик ички йериқлириниң математикилиқ формиласини сәккиз чоң әҗәллик йериқ бойичә инчикилик билән көзитишкә тоғра келиду:

өлүм сиртмиқидики дөләт нопуси, муқим мүлүкниң көпүклишиши, ашкарийалмаслиқ (епистемик) кризиси, органлашқан чириклик гени, сарайниң йалғузлуқи, чегра районлардики руһи бирлик (асабийә)ниң йерилиш линийәлири, гуаңдуңниң сүкүт ичидики айрилиш туйғуси вә һәддидин зийадә кеңийиш патқиқи.

бу һәр бир әҗәллик йериқ һәрқандақ бир дөләткә нисбәтән йәккә һалда бир истратегийәлик турмуз һесабланса, сәккизи бирликтә көрүлгәндә хитай үчүн бәлким сун зуму алдин көрәлмигән бир тәңлимини  мәйданға кәлтүриду. йәни бир тәрәққийатниң өз чөңлуқиниң астида боғулуп өлүшини кәлтүрүп чиқириду.

 

мәдәнийәтләрниң ичидин вәйран болуш қанунийити: ибни халдун, малик биннаби вә тарихтин  үч  үлгә

хитайниң бүгүнки әһвалини чүшиниш үчүн, икки чоң мутәпәккур қол тутушуп турған бир пикри доқмушқа беришқа тоғра келиду. йәни ибни халдун вә малик биннабиниң йениға.

ибни халдун 1377-йили «муқәддимә»ни йазғанда, әтрапида көргән мәнзирә аддий иди. әндилус упримақта, мәмлукниң мисир һакимийити чарчимақта, тунис сулалилири бир-бирини қоғлишип өтмәктә иди. ибни халдун бу мәнзиригә қарап, инсанийәт тарихиниң бәлким әң җәсур җәмийәтшунаслиқ қанунинийитини йазған иди. «мәдәнийәтләрниң хараб болуши сирттин кәлгән таҗавуз билән әмәс, бәлки (өзи <әсабийә> дәп атиған) ички қурулминиң зәиплишип кетиши билән башлиниду». «әсабийә» луғәт мәниси бойичә «һәмкарлиқ, руһи бирлик вә қериндашлиқ туйғуси»дур, лекин ибни халдунниң ишлитиш шәкли буниңдинму кәң болуп, бир җәмийәтниң ортақ әслимиси, ортақ ғайә туйғуси, әвладлар ара ортақ әхлақий риштә, «биз» дегән сөзниң һәқиқий мәнидә қиммәткә игә болған ашу көрүнмәс йилимидур.¹

бир җәмийәтниң «әсабийә» си бошишип кәткәндә, сирттики сипиллири қанчә егиз, армийәси қанчә көп, иқтисади қанчә чоң болмисун, вәйран болуш қечип қутулғили болмайдиған реаллиққа айлиниду. чүнки сирттики дүшмән, әмәлийәттә аллиқачан ичидин чирип кәткән бир қурулминиң харабиликини тазилайдиған бир механикилиқ қоралидур. у «йәнгүчи» әмәс, бәлки «бошатқучи» ниң ролини ойнайду. шуңлашқа ибни халдун сулалиләрниң өмриниң үч әвладтин ешип кетәлмәйдиғанлиқини ейтиду. қурғучи әвлад өз әсабийәси  (руһи бирдәклики) билән чөлдин келип қуриду, иккинчи әвлад параванлиқни башқуриду, үчинчи әвлад параванлиқниң ичидә туғулиду вә әсабийәсини (руһи бирдәклликини) йоқитиду. үчинчи әвладқа кәлгәндә, сирттин кәлгән әң кичик бир зәрбиму вәйранчилиқни қозғашқа капайә қилиду. 

буниңдин бәш йүз йәтмиш йил кейин, 1948-йилдики  алҗирийәдә, малик биннаби бу дийагнозниң заманиви бир нусхисини йезип чиқиду. «мәдәнийәтниң шәртлири» намлиқ әсиридә биннаби кишини һәйран қалдуридиған бир соални оттуриға қойиду: «немишқа бәзи хәлқләр мустәмликә болиду, бәзилири қарши туриду?» соалниң түп йилтизи шу йәрдә иди: мустәмликичилик қилған сирттики күч әмәс, бәлки мустәмликә болушқа имканийәт йаратқан ички аҗизлиқтур. биннаби бу аҗизлиқни «мустәмликә болушқа лайиқлиқ» (colonisabilité) дәп атайду.² бир хәлқ пикири җәһәттин чарчиған, органлири чиригән, әвладлар ара  риштиләр үзүлгән пәйттә андин сирттики мустәмликичиләр йетип келиду. мустәмликичилик сәвәб әмәс, бәлки нәтиҗидур. ички кесәлниң сирттики аламити.

бу икки дийагноз бирләшкән йәрдә туруп тарихқа қарайдиған болсақ, үч тарихий үлгә хитайниң бүгүнки орниниң әйнәктики әксини вә чириш сүритиниң математикисини алдимизға қойиду.

биринчи үлгә: ахириқи рим вә северус (Severus) сулалисидур (миладийә 193-235). северус мәзгилидә рим сирттин қариғанда күчтүңгүрлүкниң әң чоққисида иди. британийәдин месопотамийәгичә созулған чегралар, дунйаниң әң күчлүк армийәси, денариус тәңгисиниң (denarius) йәр шари характерлик запас пул салаһийити... әмма ички бошишиш аллиқачан башланған иди. денариус тәңгисиниң күмүш миқдари йүздә 50 тин йүздә 5 кә чүшүрүлгән иди. бүгүнки тил билән ейтқанда, федератсийә запас пул комитетиниң доллар қиммитини туйуқсиз ондин биргә чүшүрүп қойғанлиқиға охшайду. йалланма әскәрләр синипи сийасий қарар механизмини қолға чүширивалған, дөләтниң чегра районлиридики <әсабийә> мәркизий садақәт риштилири үзүп қалған иди. 235-йилидики северус александер (Severus Alexander) суйиқәстидин римниң 476-йилидики түп вәйран болушиғичә тәхминән үч әсир вақит кәткән.³

иккинчи үлгә: сасанийлар империйәсиниң ахирқи йерим әсиридур (590-651). хусров пәрвиз тахткә чиққанда, сасаний дөлити төт әсирлик бир һөкүмранлиқниң әң йуқири пәллисидә туратти: 614-йили қуддусни, 619-йили искәндәрийәни һакимийити астиға алған иди. бирақ парс вә парт (Pers ve Parth) сәрхиллири оттурисидики қурғучи иттипақ аста-аста бошишиқа башлиған иди.⁴ 628-йили февралда хусров пәрвиз өз оғли 2-кувад тәрипидин өлтүрүлди. кейинки 14 йил ичидә тахттә 12 айрим айрим һөкүмдар олтурди, көпинчиси бир нәччә айдин кейин суйиқәст билән өлтүрүлди. халид бин вәлид 633-йили убуллаға киргәндә, сәд бин әби вәққас 636-йили қадисийәдә парс армийәсини тармар қилғанда, ислам армийәси әмәлийәттә аллиқачан ичидин парчиланған бир қурулминиң харабиликини түзәтмәктә иди. вәйран болуш босуғусидин толуқ һалакәткә чөккичә пәқәтла 14 йил кәтти.

үчинчи үлгә: ахиирқи чиң сулалисидур (1839-1912). әпйон урушлири һарписида, чиң сулалиси нопус, иқтисад вә земин чөңлуқи җәһәттә дунйаниң йуқири пәллисидә иди. әмма бир әсирдин бири ичидин чиривататти. коңзи бийурократийәсиниң қатмал имтиһан системиси талантлиқ кадирларни қуруқ сөзмәнләргә айландуруп қойған, күмүш запаслириниң әпйон содиси арқилиқ сиртқа еқип чиқиши малийәни қурутувәткән чағ иди. әнглийә парахотлири гуаңҗуға (кантонға) кәлгәндә, техникилиқ җәһәттин хитай билән урушмиди. аллиқачан ичидин парчиланған бир қурулминиң харабиликини ахирқи һесабқа тартқан болди. чиң сулалисиниң вәйран болуш муддити 73 йил болди.

бу үч үлгиниң бизгә сунған сүрәт өлчими мундақ: рим 300 йил, сасаний 14 йил, чиң сулалиси 70 йил. бу муддәтләр тасадипий әмәс. бир мәдәнийәтниң ички чириштин түп вәйран болушқа қарап маңған вақти ашу дәврниң «учур алмаштуруш вә инкас қайтуруш сүрити» билән бивастә мунасивәтлик болиду. римда бир хәвәрниң британийәдин римға йетип бериши һәптиләрчә вақит алатти. чиң сулалисидә парахот билән айлар кетәтти. бүгүнки күндә болса йәр шари малийә системиси секунтлар ичидә, мәбләғ еқими минутлар ичидә, иҗтимаий таратқудики бир учқунниң чоң йалқунға айлиниши бир кечидила ишқа ашидиған бир дәврдә йашимақтимиз. 21-әсирниң сүритидә, бир ички парчилиниш мусаписиниң календари римниң әмәс, бәлки сасанийниң вәйран болуш сүритигә бәкрәк йеқин болиду.

хитай бүгүн ибни халдун вә биннабиниң дийагнозлири тәң қәдәмдә һәрикәт қиливатқан ички парчилиниш мусаписиниң босуғусида әмәс, дәл оттурисида турмақта. төвәндики сәккиз әҗәллик йериқниң һәр бири, бу вәйран болуш линийәсиниң айрим-айрим қанили һесаблиниду.

 

1- әҗәллик йериқ: өлүм сиртмиқидики дөләт нупуси вә арқиға қайтурғили болмайдиған математика формиласи

нопусшунаслиқ сийасәтниң әмәс, биологийәниң саһәсидур. шуңлашқа у әң вәһимилик тәрипидур. бир һөкүмәт малийә пиланини бир кечидила өзгәртәләйду, һәрбий тәлиматини бир йилда қайта көздин кәчүрәләйду, иқтисад сийаситини бәш йилда башқа бир шәкилгә киргүзәләйду, әмма туғулмиған қиз балиларни өтмүшкә қайтип қайтидин туғдуралмайду. нопус арқиға қайтурғили болмайдиған бир математикидур, хитай бүгүн әнә шу математикиниң әң рәһимсиз зәрбисигә дуч кәлмәктә.

хитай коммунистик партийәси 1980-йили «бир бала сийасити» ни җакарлиғанда, нопусшунаслиқ мутәхәссислири аллиқачан вәһимигә чүшкән иди. лекин әслий аччиқ бәдәл оттуз йилдин кейин төлинишкә башланди. 2026-йили йанварда хитай дөләтлик истатистика идариси 2025-йиллиқ туғут санини ашкарилиди. 7 милйон 920 миң.⁵ бу санниң немидин дерәк беридиғанлиқини чүшиниш үчүн бир селиштурма қилишқа тоғра келиду: «бир бала сийасити» 2016-йили әмәлдин қалдурулған чағда, бейҗиңниң рәсмий нопус пиланлиғучилири 2025-йили үчүн 14 милйон 330 миң йеңи туғут мөлчәрлигән иди. әмәлийәттә ишқа ашқан сан мөлчәрниң йеримиғиму тәң кәлмәйдиған болуп чиқти. бейҗиң өз пиланлиғучилириниң әң үмидвар алий тәсәввуридиму алдини көрәлмәсликтәк бир вәйранчилиққа патқан иди.

висконсин-мадисон (Wisconsin-Madison) университетиниң нопусшунаси йи фушйәнниң (Yi Fuxian) чөчүтәрлик селиштуруши бу саннниң әслий еғирлиқини намайан қилип бериду.  хитайниң 2025-йиллиқ туғут сани, 1738-йилидики (чиң сулалисиниң нисбәтән тинч-аманлиқ мәзгили, пүтүн хитай нопуси 150 милйон әтрапида болған бир тарихта) руйхәткә елинған сәвийә билән охшаш. бүгүнки күндә хитай нопуси 1.4 милйард. йәни чиң сулалисидин он һәссә чоң бир нопус билән, 1738-йилидики туғут саниға чүшүп қалған әһвалда турмақта. башқичә қилип ейтқанда, хитайниң бүгүнки күндики нопус үнүмдарлиқи, өзидин он һәссә кичик болған 18-әсирдики хитайниң сәвийәсигә тәң.

бу һайатлиқ тәңлимисиниң йәнә бир тәрипидики өлүм сани болса, 11 милйон 310 миңға йәтти. нопус ешиши 2025-йили 3 милйон 390 миң киши азайди, бу аллиқачан уда төт йилдин бири изчил давамлишиватқан төвәнләштур. селиштүридиған болсақ, 3 милйон 390 миң киши түркийәниң бурса (Bursa) шәһириниң нопусиға тәң келиду. йәни хитай һәр йили бир бурса шәһиридәк чоңлуқтики бир шәһәр нопусуни, пәқәтла бала туғулмаслиқ йоли билән йоқатмақта. җийамуси (Jiamusi) шәһириниң шйаңйаң (Xiangyang) районида тизимға елинған омумий туғут нисбити болса %0.41 гә чүшүп қалған, йәни бир айал оттура һесаб билән йерим балиму туғмайдиған һаләт шәкилләнгән. бу инсанийәт тарихида дунйаниң һечқандақ йеридә көрүлүп бақмиған әң төвән туғут нисбитидур.

әмди арқиға қайтуруш мумкин болмиған математикилиқ формилаға келәйли! хитайдики туғутларниң йүздә 85 қисмиға мәсул болған 20 йаштин 34 йашқичә болған айаллар нопуси, 2025-йилидики 105 милйондин 2050-йилиға барғанда 58 милйонға чүшүп қалиду. бу бир мөлчәр йаки тәсәввур әмәс, бәлки математикилиқ бир ениқлиқма. чүнки өәлгүсиниң туғут мәнбәси болған бу айаллар әмәлийәттә һазирму туғулмиди. 2050-йили 30 йашқа киридиған бир айал, 2020-йили туғулған болуши керәк иди. әгәр 2020-йили туғулмиған болса, уни һечқандақ сийасәт өтмүшкә берип қайтидин йариталмайду. нопусшунаслиқ өтмүшниң әсири болғанлиқи үчүн, арқиға бураш мумкин әмәс.

йи фушйәнниң тәһлили, хитай нопусиниң 2100-йилиғичә 330 милйонға чүшүп қелиш еһтималлиқини оттуриға қойиду. б д т ниң нисбәтән еһтийатчан мөлчәридиму 800 милйон әтрапида болидиғанлиқи тилға алмақта. әң йахши тәсәввурниң өзидиму хитай 2100-йилиға бүгүнкигә селиштурғанда 600 милйон киши азайған һаләттә қәдәм қойиду. бу санни чүшиниш үчүн йәнә бир селиштуруш қилайли! 600 милйон, бүгүнки йавропа иттипақи билән русийә нопусиниң йиғиндисиға тәң. хитай бир әсир ичидә «өз ичидин бир йавропа иттипақи»ни йоқитип қойиду, дегәнликтур.

йашиниш тәңлимисиниң иккинчи қатлими бу вәйранчилиқни техиму өткүрлиштүриветиду. 65 йаштин ашқанларниң нопус нисбити 2025-йилидики йүздә 14 тин 2050-йилида йүздә 30 ға чиқиду. 80 йаштин ашқанлар нопуси 37 милйондин 132 милйонға өрләп, үч һәссә көпийиду. хитай җәмийәтшунаслиқ пәнләр академийәси 2019-йилила шундақ агаһландурған иди. асаслиқ пенсийә фонди 2035-йили пүтүнләй түгәйду. униңдин кейин немә болиду? буни һечким билмәйду, чүнки тарих бойичә һечқандақ дөләт бундақ чоң көләмлик бир пенсийә кризисиға дучар болуп бақмиған. хитай өз пуқралири қериғанда уларни бақалмайдиған, йаш әвладларму уларниң йүкини көтүрәлмәйдиған бир патқақта турмақта.

бу нопус қапқининиң астидики һәрикәтлиниватқан йәнә бир йерилиш, хитайниң йаш әвладлириниң той қилиштин вә аилә қуруштин түркүмләп қечиватқанлиқидур. бу әһвал хитайда: 躺平 (таң пиң), луғәт мәниси бойичә «йетивелиш» (һеч иш қилмай дүм йетивелиш) дегән  омумлашқан уқумға айланди. буниңға параллел иккинчи бир уқумму алқишқа еришти: ( 摆烂бай лан), «сесишқа қойуветиш» (чирип кетишкә ташлап қойуш). бу икки сөз бир йәргә кәлгәндә, заманиви хитай йашлириниң бейҗиң һакимийитигә сүкүттә ейтиватқан сөзи ашкарилиниду: «силәрниң мусабиқә системиңларға, силәрниң кирим (ички ишләпчиқириш қиммити) нишаниңларға, силәрниң 2049-йиллиқ чүшлириңларға ишәнмәймән, қатнашмаймән. дүм йетивалимән. сесишқа ташлап қойимән»

«хитай истатистика йиллиқ дәптири 2023» ниң учурлириға асасланғанда, тунҗи қетим той қилғанлар сани ахирқи тоққуз йилда тәхминән %56 төвәнлигән. 2024-йили хитайдики рәсмий той тизимлики 1980-йилидин буйанқи әң төвән сәвийәни көрсәткән.⁶ буниң сәвәби идеологийәлик әмәс, бәлки тамамән иқтисадийдур. 16 йаштин 24 йашқичә болған шәһәр йашлириниң җәмийәттики ишсизлиқ нисбити 2023-йили ийунда йүздә 21.3 кә чиқип кәткәндин кейин, бейҗиң бу санни елан қилишни чәклигән. услуб өзгәртиш билән қайтидин елан қилиш башлиғанда, һесаблаш үслубини өзгәрткән туруғлуқ бу нисбәт 2025-йили декабирда %16.5 сәвийәсидә болған, мустәқил мөлчәрләр болса әслий нисбәтниң %40 гичә өрләп кәткәнликини оттуриға қоймақта. өй баһаси чоң шәһәрләрдә бир йашниң йиллиқ кириминиң йигирмә-оттуз һәссисигә тоғра келиду. бир тойниң оттураһал чиқими 2020-йили һәр бир аилигә 25 миң доллардин ешип кәткән әһвалда турмақта. йәни, бир йаш җүп той қилиш үчүн һайатиниң кәлгүси он йилини қурутуветидиған бир қәрз йүкиниң астиға киришкә мәҗбур.

«әркин асийа радиоси» хитайчә бөлүми вә «америка авази»ниң 2024-йиллиқ нәх мәйдан зийарәтлиридә, бир шаңхәйлик йаш вәзийәтни өз җүмлилири билән мундақ хуласилигән: «той, бала, өй вә машина қәрзи... һәммиси кәлгүсини һазирдинла йәп түгитидиған мәҗбурийәтләрдур. иқтисадий чекиниш мушундақ ениқ турса, кирим мәнбәси йоқ турса, биз қилалайдиған бирдинбир иш чиқимни азайтиштур»

бу җүмлиниң арқисидики логика, бейҗиңниң 2049-йиллиқ тәсәввурини түп йилтизидин урүп ташлайду. чүнки хитайниң  тәсәввуриниң ишқа ашалиши үчүн техиму җиқ йашниң туғулуши, техиму җиқ йаш җүпниң той қилиши, техиму җиқ йаш аилиниң истемалчи болуши алдинқи шәрттур. әмма көрүватқинимиздәк хитай йашлири бир йоруқ кәлгүсини көрәлмигәнлики үчүн сүкүт ичидә мәйдандин чекинмәктә.

бу тохтавсиз һәрикәтлиниватқан чикинишниң астида, «бир бала сийасити» билән җинс айрип бала чүшүрүветишниң қириқ йиллиқ йиғилишидин туғулған қурулмилиқ йәнә бир вәйранчилиқ бар: у болсиму қиз-оғул нопусиниң тәңпуңсизлиқи. 1980 – йилидин 2021-йиллар арисида хитайда қизларға қариғанда оғул бала тәхминән 35 милйон җиқ туғулған. туғулуштики җинсий нисбәт узун муддәтлик нормал өлчәмниң үстидә болуп, бәзи вилайәтләрдә 100 қизға 130 оғул сәвийәсигә йәткән. 2025-йилиға кәлгәндә 20 йаштин 49 йашқичә болған әвладлар арисида 30 милйондин артуқ бойтак оғул барлиққа кәлгән болуп, бу санниң 2043-йилида 41 милйон 400 миңлиқ йуқири пәллигә чиқидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. 

буниң күндилик тумуштики әкси мундақ: бүгүнки күндә хитайда той йешидики төт оғулдин бириниң хитай чегралири ичидин җүп (айал) тапалиши математикилиқ җәһәттин мумкин әмәс. нәнкәй (Nankai) университетиниң пирофессори йүән шин (Yuan Xin) 30 милйондин артуқ оғулниң «мәҗбурий бойтақ» лиққа мәһкум қилинғанлиқини бекиткән. униң үстигә келин пули вә той чиқимлири йеза районлирида ахирқи он йилда һәссиләп ашқан. нәтиҗидә иккинчи бир вәйранчилиқ туғулған. хитайниң шәрқий шималий йеза қисимлиридин мийанмар, виетнам, шималий корейә, лаос, пакистан вә камбоджағичә созулған тәшкиллик қиз оғрилаш (айаллар әткәсчилики) шайкилири мәйданға кәлгән. «кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати» (HRW), америка ташқи ишлар министирлиқи вә б д т ниң доклатлири, бейҗиң һакимийити көз йумған йаки астириттин тәшкиллигән бу чегра һалқиған айаллар әткәсчиликиниң пәқәт йеқинқи йилларниң өзидила он миңлиған чәт әллик айални өз ичигә алғанлиқини испатлиған. сетивелинған айалларниң чөң бир қисми өйләрдин чиқалмиған, паспортлири тартивелинған вә мәҗбурий туғдурулған. 

башқичә қилип ейтқанда, хитайниң ички базири айал тапалмиғанлиқи үчүн қошна дөләтләрниң айаллирини импорт қилмақта. бу әһвал, «йүксиливатқан хитай»ниң дунйаға көрсәткән парлақ мәнзирисиниң тамамән әксидур. заманиви хитай, бир тәрәптин өз чегралири ичидә хән  нопусини ашуруш үчүн пүтүн тәшвиқат қораллирини сәпәрвәр қиливатқан болса, йәнә бир тәрәптин өз чеграсиниң сиртидин айал оғрилашқа мәҗбур болуватқан бир дөләткә айланған. он йилларчә давамлашқан җинсий кәмситишниң геополитикилиқ нәтиҗисидур бу.

академиклар узун замандин бири агаһландуруватқан иккинчи бир нуқтилиқ тәсир болса, ички бихәтәрликтидур. әр-айал нисбитиниң йуқирилиқи билән җинайәт нисбитиниң оттурисидики актип мунасивәт истатистикилиқ җәһәттин һөҗҗәтләнди. хитайда 1990-йилларниң оттурилиридин буйанқи җинайәт нисбити ешишиниң тәхминән йүздә 14 пирсәнтлик қисми мушу тәңпуңсиз җинси нисбәткә бивастә четишлиқ. бейҗиңниң өйлинидиған айал тапалмаслиқ қийинчилиқи пәқәтла нопусшунаслиқ математикаси әмәс, бәлки туғути чәкләнгән қиз балиларниң  интиқамидур.

2026-йили февралда хитай тор бошлуқи учур башқармиси, иҗтимаий таратқу супилириға йоллиған көрсәтмисидә, «төйдин қорқуш» йаки «туғут әндишиси» тарқатти дәп қаралған мәзмунларниң сензор қилинишини (чәклинишини) мәҗбурий һалға кәлтүрди. бир һакимийәт өзиниң нопус реаллиқиниң муназирә қилинишиниму мәни қилишқа мәҗбур болуватқан болса, дийагноз әмди нопуста әмәс, бәлки һакимийәтниң реаллиқ билән қурған мунасивитидидур. бейҗиң әмди нопус пакитлирини өзгәртәлмәйдиғанлиқини билгәнлики үчүн, нопус пакитлириниң тилға елинишиниму чәклимәктә.

бу йәрдики истратегийәлик нәтиҗә әдлийәлик бир ениқлиқ билән муһөрлниду. йи фушйәнниң «Newsweek» журнилиға бәргән байанатида: «бейҗиңниң сийасий һәвәслири ашуруп көрситилгән иқтисадий мөлчәрләргә вә у мөлчәрләр болса ашуруп көрситилгән нопус учурлириға тайиниду. бу традегийәлик нопус мәнзириси хитайниң һәм иқтисадий һәм һәрбий нишанлирини мумкинсиз һалға кәлтүрүп қойиду»

демәк бу ши җинпиң 2049-йили үчүн җакарлиған «хитай миллитиниң улуғ қайта ойғиниши» (йәр шари һөкүмдарлиқ) нишаниниң математикилиқ асаси вәйран болуп болди дегәнликтур. нөвәттики хәлқ азадлиқ армийәси әскәрлириниң тәхминән йүздә 70  пирсәтлик қисми аилисиниң йалғуз балиси. (бу җәңгиварлиқниң аҗизлиқи нуқтисидин һәргизму сәл қарашқа болмайдиған әҗәллик нуқта) хитайниң йаш әмгәк күчи амбири 2040-йилиғичә 75 милйон киши азийиду. қисқиси бейҗиң үчүн вақит өзигә қарши тәтүр санашни башлиған вәзийәттә турмақта.

 

2- әҗәллик йериқ: муқим мүлүкниң көпүклишиши вә аста характерлик вәйранчилиқ

хитайниң иқтисадий йүксилиш мөҗизисиниң әслий һекайиси, көп қисим ғәрблик көзәткүчиләр көрүшни халимайдиған алаһидә бир механизимға берип тутишиду. у болсиму муқим мүлүк саһәсиниң, дөләт қоллиған қәрзләр билән үзлүксиз сәмиртилип, дөләт иқтисадиниң түврүкигә айландурулушидур. аилиләр йиғип-тәргән иқтисадиниң чөң қисмини муқим мүлүккә мәбләғ салди. чүнки улар ишинидиған башқа бир қиммәт йараталайдиған мәбләғ селиш түри йоқ иди. пай чеки базири тәврәнмә түс алған, банка аманәт пулиниң өсими төвән, чәт әл пули һесабати ечишқа болса рухсәт қилинмайтти. нәтиҗидә пәқәт бирла таллаш қалатти, у болсиму өй-мүлүк.

өй-мүлүк ширкәтлири бу йиғилма мәбләғ амбирини, алдин сетиш системиси арқилиқ бир қәрз пирамидасиға айландурди. техи бир данә хиш қойулмай туруп херидарлардин йиғивелинған пуллар йеңи түрләргә йөткәлди. йеңи түрләрдин йиғилған пуллар болса, униңдин кейинки йеңи түрләргә... мушундақ қилип қәрз пирамидаси чөңийип кетивәрди. системиниң чишлиқ чақлири айлиниватқандәк көрүнәтти, чүнки һәр бир йеңи херидар өзидин бурунқиниң қәрзини төләвататти. бу тамамән бир «понзи системиси» (сахта пул йиғиш ойуни) иди. бирдинбир пәрқ бу қетим мәбләғ салғучиниң қолидики нәрсә бир өй әмәс, бәлки өй мүлүк дәптирила иди.

бу қәрз пирамидасиниң түп партлиған вақти 2024-йили 29-йанварда хоңкуңда йүз бәрди. алий сот мәһкимиси, хитайниң «Evergrande» (хеңда) гуруһини мәҗбурий тарқитиветиш қарарини чиқарди. дунйа бойичә әң көп қәрзгә патқан бу муқим мүлүк ширкитиниң омумий қәрзи 300 милйард америка доллиридин ешип кәткән иди. йәни бу сан хитай омумий ишләпчиқириш қиммитиниң (GSYH) тәхминән йүздә икки пирсәнтигә тоғра келәтти.⁷ буни мундақ селиштурушқиму болиду: 300 милйард доллар түркийәниң бир йиллиқ омумий експортидинму көптур. йалғуз бирла ширкәтниң қәрз вәйранчилиқи, оттураһал бир дөләтниң пүтүн бир йиллиқ експорт киримигә тәң келиду дегәнликтур.

2025-йили 25-авғустта «Evergrande» ширкити хоңкуң пай чеки базиридин тамамән чиқириветилди. арқида немә қалди? бу ширкәттин өй сетивалған тәхминән бир милйон хитай аилиси, пулини төләп турупму һеч немә алалмиғанларниң бәзиси қурулуши йерим қалған өйләр билән кочида қалди. тәсәввур қилип беқиң, бир милйон аилә! уларниң бова-момилири, ата-анилири, һәтта бәзидә өзлириниң бир өмүрлүк йиғқан пуллири әнә шу йерим қалған бина харабиликигә комүлүп кәтти. һазир уларниң қолида нә өй бар, нә пул. пәқәтла бир дөвә сот һөҗҗити қалди.

«Evergrande» (хеңда) бир мустәсна әһвал әмәс иди, бәлки түзүлмилик чириш зәнҗириниң әң көрүнүшлүк бирла һалқиси иди. «Country Garden» (бигуййүән) ширкити 2024-йили февралда сот арқилиқ тарқитиветилишкә дуч кәлди. шуниңдәк «Sunac», «Kaisa», «Fantasia», «Sinic» вә «Modern Land» ни өз ичигә алған әлликтин артуқ чоң өй-мүлүк ширкити 2021-йилидин кейин қәрзини төлийәлмәй вәйран болди. бу җәрйандики әң дәһшәтлик вәйранчилиқ нуқтиси «Vanke» (ванке) ширкитидә көрүлди. чүнки «Vanke» йалғуз қуруқ көпүк чиқиришниң символи әмәс, бәлки хитай муқим мүлүк системисиниң әң «садақәтлик вә сағлам» омуртқиси һесаблинатти. 2025-йили йанварда ширкәтниң баш иҗрачиси (CEO) назарәткә елинди. 2025-йили декабирда болса ширкәт зайом төлийәлмиди.⁸ мөтидил тәһлилләрниң дийагнози интайин өткүр иди: әгәр «Vanke»ниң мәблиғи қуруп кетиватқан болса, хитайниң муқим мүлүк малийә системиси бир пүтүн гәвдә сүпитидә җан талишиватқан болиду. кризис «хәвплик мәбләғ салғучиларни җазалаш» басқучидин чиқип, системиниң өзини йәйдиған басқучиға кирди. 

бу түзүлмилик вәйранчилиқниң ахбарат сиртидики әң қорқунчлиқ һалқиси, йәрлик һөкүмәтләрниң йошурун малийә йөләнчүклиридур. йигирмә йилдин артуқ вақиттин бири, хитайниң шәһәрлик һөкүмәтлири өз киримини йәр-тупрақ сетиш арқилиқ тәминләп кәлди. қени буни түркийә шәһәрлик һөкүмәтлириниң өй-мүлүк беҗи киримигә селиштүрүп бақайли: хитай шәһәрлик һөкүмәтлири түркийәгә селиштурғанда 50 һәссә йуқири бир нисбәт билән бирла кирим мәнбәсигә, йәни  йәр сетишқа  тамамән беқинип қалған әһвалда турмақта. кирим азайғанда, хитай йәрлик һөкүмәт малийә органлири (LGFV) тохтап қалған түрләрни вә дөвилинип кәткән қәрзләрни өз үстигә елишқа мәҗбур болди. өй баһасиниң төвәнлиши зәнҗирсиман бир реаксийәни қозғиди. йәр сетишниң азийиши йәрлик һөкүмәт кириминиң қуруп кетиши, йәрлик малийә органлири қәрзиниң ешиши, банкиларниң инавәт хәвпи, базардики истемалниң аҗизлишиши, өй баһасиниң техиму чүшүп кетиши... қатарлиқлардин қечип қутулалмайдиған әһвалда чүшүп қалди. «The Diplomat» журнилиниң 2025-йили сентәбирдики тәһлилидә бу вәзийәт тамамән «аста вәйран болуш қапқини» дәп аталди.⁹

кармен рейинхарт (Carmen Reinhart) билән кеннет рогофниң 2022-йилила агаһландурған қорқунчлиқ мәнзирә 2025-йилиниң ахириға кәлгәндә пакит билән җәзмләшти. хитайниң сода мәркәзлиридики өй-мүлүк көпүклишиши, 1991-йилидики йапонийәдики көпүклишиштинму чөң иди. йапонийә бу көпүк партлиғандин кейин, сақ «йигирмә йилни йоқуш» ни баштин кәчүрди. йәни 1990-йиллардин 2010-йилларғичә созулған бир пул қисиш вә иқтисадниң тохтап қелиш дәврини баштин кәчүрди. демәкки бу «әгәр хитайниң көпүклишиши йапонийәниңкидин чөң болса, униң вәйранчилиқ көлими техиму чөңқур болиду» дегәнлик болиду.

аилиләрниң байлиқи ерип түгигәнсери, бу бесим бала туғулуш нисбитини техиму төвәнлитидиған әҗәллик бир сиртмиққа айланди. йи фушйәнниң 2026-йили йанвардики тәсвири билән ейтқанда, бу икки кризис б бир-бирини сәмиритмәктә: «хитай туғутни ашуруш үчүн, алди билән өз шәһәрлирини вәйран қилип қайтидин қуруши керәк. лекин буни қилиш, малийә системисиниң түптин партлишини кәлтүрүп чиқириду»¹⁰ бейҗиң һазир бир өткүр қайчиниң икки тиғи арисида қисилип турмақта. һөкүмәт йа муқим мүлүк көпүкини қобул қилип нопусни қурбан қилиду, йаки муқим мүлүк көпүкини техиму чөң көптүрүп иқтисадниң түптин вәйран болушини тезлитиду. оттурида үчинчи бир йол қәтий мәвҗут әмәс.

«катта әрваһ шәһәрләр» бу қурулмилиқ зиддийәтниң әң көрүнүшлүк символидур. ордосниң (Ordos) кангбаши районидин тийәнҗинниң йуҗйапу (Yujiapu) малийә мәркизигичә, онлиған ғайәт зор түрләр йетәрлик нопусни өзигә җәлп қилалмиди. бош қалған метерополлар, адәм йоқ җим-җит кочилар вә йеримила ишлитиливатқан чөң сода сарайлар... булар ибни халдунниң «һәшәмәтчилик басқучи» дийагнозиниң заманиви қурулуш ташқинлиридур. булар бирикмә садақәтниң әмәс қәрзниң, еһтийаҗниң әмәс тәвринишлик содиниң, инсан һәрикитиниң әмәс, бәлки сахта кирим көрсәткүчиниң (GSYH) қуруп чиққан роһсиз бетон абидилиридур.

 

3- әҗәллик йериқ: ашкарә ойун ойнийалмаслиқниң вә  ашкарийалмаслиқниң (епистемик) кризиси

хитайниң ички вәйранчилиқ формиласидики әң қорқунчлуқ йериқи, башқа амиллардин тамамән алаһидә бир йәрдә туриду. у болсиму  ашкарийалмаслиқ (епистемик) кризисидур. йәни хитай дөлитиниң һәтта өз реаллиқиниму өз пуқралириға вә сиртқа изчил, тоғра бир шәкилдә мәлум қилалмаслиқи, пүтүн башқа вәйранчилиқ саһәлириниң дийагнозини қийинлаштуруватқан түп иқтидарсизлиқтур. бир бимарға тоғра дийагноз қойуш үчүн, алди билән тәкшүрүш әсваблириниң нормал ишләватқан болуши шәрт. әгәр әсваблар бузулған болса, бимар өз әһвалини биләлмәйду, дохтурму давалаш пиланини түзәлмәйду.

хитай бу саһәдә бәлким өзиниң әң ашкарә вәйранчилиқини баштин кәчүрмәктә. буниң әң йалаңач үлгиси 2023-йилиниң ийун-декабир айлири арисида йүз бәрди. хитай дөләтлик истатистика идарисиниң билдүришичә, 16 йаштин 24 йашқичә болған йашларниң ишсизлиқ нисбити 2023-йили апрелда рекорт йаратти. йүздә 20.4 пирсәнт. майда йүздә 20.8 пирсәнт. ийунда болса йүздә 21.3 пирсәнткә чиқти. 2023-йили 15-авғустта дөләтлик истатистика идарисиниң байанатчиси фу лиңхуй туйуқсиз бир ахбарат елан қилиш йиғини уйуштуруп, «услубни йахшилаш зөрүрийити» баһаниси билән бу учурларни елан қилишниң чәкләнгәнликини җакарлиди.¹¹ дунйаниң иккинчи чоң иқтисадий гәвдиси, өз йашлириниң қанчилик қисминиң ишсиз икәнликини ашкарилаштин қачидиған бир һакимийәткә айланған иди. «TIME» журнилиниң бекитиши интайин ениқ иди: «бу сан буниңдинму йуқири чиқса нумуслуқ һалға келәтти , шуңа бу сан әмди тамамән көрүнмәйдиған болди.»

бир дөләтниң өз пуқрасиниң иш тапалиған-тапалмиғанлиқини ашкарилашни рәт қилиши адәттики бир бийурократлиқ таллаш әмәс, бәлки ашкарийалмаслиқ (епистемик) киризисигә болған тәслимчиликтур. 2023-йили декабирда дөләтлик истатистика идариси учур йеңилашни қайтидин башлиди, лекин аталмиш «йахшиланған» йеңи һесаблаш услубида, 16 йаштин 24 йашқичә болған оқуғучилар истатистика сиртида қалдурулған иди. йеңи чиққан сан йүздә 14.9 пирсәнт болди. лекин 2025-йили ийулға кәлгәндә, бу йеңи услуб астидиму ишсизлиқ нисбити йәнә қайтидин йүздә 18 пирсәнткә өрләп, 11 милйон 600 миң алий мәктәп пүттүргән оқучи иш издәш кочисиға мәһкум болди.¹² һесаблаш услубиға сүртүлгән гирим, астидики йариниң йериңдаватқанлиқини йошуралмиған иди.

бу вәқә йәккә бир көрүнүш әмәс. хитай истатистика системисиниң ишәнчликлик болмаслиқи мәсилисидур, «WikiLeaks» таратқуси 2010-йили декабирда ашкарилиған америка дипломатик мәхпий телеграммилирида бу шәрмәндичиликни әң йуқири дәриҗилик рәсмий еғиздин җәзмләштүрди. әйни чағда лйавниң өлкилик партийә секретари болған ли кечйаң (кейинки он йил бойичә хитайниң баш министири болидиған шәхс) бир америкалиқ дипломат билән елип барған мәхпий сөһбитидә, хитайниң омумий ишләпчиқириш қиммити (GSYH) рәқәмлирини «man-made» (адәм қолида уйдурулған / сахта) дәп сүпәтлигән иди.¹³ ли кечйаң хитайниң  иқтисадий әһвалиға һәқиқий баһа бериш үчүн үч айрим ениқ көрсәткүчкә тайинидиғанлиқини ейтти. төмүр йол йүк тошуш миқдари, ток сәрпийати вә банкиларниң омумий қәрз соммиси. йәни хитайниң баш министирлиқ орундуқида олтуридиған бир әмәлдар дөләтниң рәсмий иқтисадий учурлириға ишәнмәйдиғанлиқини, өзиниң қошумчә көрсәткүчини ишлитидиғанлиқини америкалиқ дипломатқа мәхпий һалда иқрар қилған иди. 

бу җүмлә интайин муһим, чүнки хитайниң рәсмий иқтисадий санлиқ мәлуматлириниң ишәнчсизликини бир ғәрблик тәһлилчи әмәс, бәлки хитайниң өз баш министири ейтқан иди. системилиқ сахтикарлиқниң мәнбәси көп вақитларда мәркәздин әмәс, бәлки йәрлик һөкүмәтләрдин өрләйду. «Hang Seng Bank China» ширкитиниң баш иқтисадшунаси дан ваң (Dan Wang) ниң бекитишичә: «йәрлик әмәлдарлар бәзидә йәрлик иқтисадниң нәтиҗисини ашуруп көрситиду, чүнки уларниң синаш вә әмәл – һоқуқлириниң өсүши дәл мушу нәтиҗигә қарап бәлгилиниду» «American Enterprise Institute» оргинидин дерәк сиссорисниң (Derek Scissors) тәбири толиму өткүр: «партийә иқтисадий турақсизлиққа қәтий чидап туралмайду, шуңа һәммә нәрсини түзләп (оңшалғандәк қилип) көрситиду»

бейҗиң 2024-йили нойабирда йеңи бир «истатистика қануни түзитилмиси» ни күчкә игә қилип, йәрлик һөкүмәтләрни истатистикилиқ сахтикарлиқтин рәсмий җәһәттин җавабкарлиққа тартишқа башлиди. бир һакимийәт системисида органлиқ садақәтни қанун билән мәҗбурлашқа тоғра келиватқан болса, әмәлийәттә бу органлиқ садақәтниң чириш көлимини өзи иқрар қиливатиду, дегәнлик болиду. чүнки сағлам бир һакимийәт системида доклат сахтикарлиқини қанунлар билән әмәс, органлиқ әнәнә билән тосиду.

бу ашкарийалмаслиқ кризисиниң әң қорқунчлуқ мисали ашкариланған шәрқий түркистан архипида партлап чиқиду. хитай дөләт мәҗлисиниң 2020-йили 17-сентәбирдики «шинҗаңда ишқа орунлишиш вә әмгәк һоқуқи» намлиқ ақ ташлиқ китабида, 2014 – йилидин 2019-йиллар арисида районда йилиға оттура һесаб билән 1 милйон 290 миң кишиниң «кәспий тәрбийәләш лагерида» тәрбийәләнгәнлики рәсмий сан билән җакарлиниду. алтә йиллиқ омумий йиғиндиси 7 милйон 740 миң киши дегәнлик болиду. хитай һөкүмити бир тәрәптин мустәқил тәтқиқатчилар оттуриға қойған «1 милйон лагер тутқуни» мөлчәрини «йалған вә төһмәт» дәп рәт қилса, йәнә бир тәрәптин өзиниң иптихарлиқ ақ ташлиқ һөҗҗитидә дәл ашу рәт қилған қилмишиниң йәттә һәссә чоң көлимини өз имзаси билән җәзмләштүриду. бу һакимийәтниң әмди өз байанлири оттурисидики математикилиқ логикиниму тутуштуралмайдиған һаләткә чүшкәнликини көрситиду. чүнки өзи рәт қилған қилмишиға йәнә өзи иптихар билән имза қоймақта.

бейҗиңниң сун зучә һийлә-микиргә (аҗиз вақтида күч көрситиш, ғәрәзни йошурушқа) чиң йепишишиниң түп сәвәби ғәрбкә қаратқан әхлақий үстүнлүк әмәс, бәлки өз реаллиқини өз санлиқ мәлуматлири билән қоғдийалмаслиқидин туғулған. ашкарә ойун ойнийалмайдиған нәйрәңваз, алди билән өз учурлириниң ишәнчсизликидә боғулуп өлмәктә. хитай һакимийити сәмирип кәткән бәдинини әмди көрәлмәйдиған бир җәсәткә айлинип қалған әһвалда турмақта.

бу ашкарийалмаслиқ кризисиниң сәл қариливатқан йәнә бир чоңқур қатлими бар, у болсиму реаллиқни йошуруш үчүн қурулған дигитал көзитиш системисиниң малийә җәһәттә бир қара өңкүр пәйда қиливатқанлиқидур. бейҗиңниң чирай тонуш системилири, вәтәндашлиқ инавәт нумури системиси, сүний әқил қоллиған сензор (чәкләш) ул әслиһәси вә «тйәнваң» (Skynet) дәп аталған камера тори, йәккә һалда бир дөләт хам чотини йәп түгитидиған иккинчи бир иқтисадий қара өңкүргә айланди. мустәқил тәтқиқатчиларниң йиллар ичидә җәзмләштүргән санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, хитайниң ички бихәтәрлик чиқимлири 2023-йилиға кәлгәндә тәхминән 1.4 тирилйон йүән (тәхминән 200 милйард доллар) ға йетип, рәсмий сиртқи мудапиә (һәрбий) хамчотидин ешип кәткән. қени буни бир селиштуруп бақайли! 

хитай һөкүмити дөләт сирттики дүшмәнлиригә қарши сәрп қилған чиқимидин җиқрақ пулни өз пуқралирини көзитишкә хоратмақта. хитай чегралири ичидә 626 милйон данә көзитиш камераси ишлитилмәктә,  (йәни һәр 2.4 кишигә бир камера) йәр шаридики омумий камера записиниң тәхминән йерими бирла дөләткә йиғилған дейишкә болиду. шәрқий түркистанда 2017 – йилидин 2019-йиллар арисида йәрлик ички бихәтәрлик чиқимлириниң район омумий кириминиң  йүздә 5.6 пирсәнтигә йәткәнлики рәсмий һөҗҗәтләнди. демәкки бир район иқтисадиниң йигирмидә бир қисмидин көпрәки, пәқәт өз хәлқини из қоғлап көзитиш үчүнла ишлитилмәктә. хаңҗу (Hangzhou) вә шенҗен (Shenzhen) ға охшаш синақ шәһәрләрдә, нәқ мәйдан чирай тонуш системилириниң йиллиқ ток сәрпийатила 15-20 милйард йүән әтрапида болмақта.²⁵ (тәхминән 3 милйард доллар)

бу йәрдики логикилиқ тәтүр айлиниш мундақ: иқтисадий йүксилиш астилиғансери, хәлқниң наразилиқи ашиду. наразилиқ ашқансери, көзитиш аппарати кәңәйтилиду. көзитиш аппарати кәңәйтилгәнсери, малийә йүки еғирлишиду. малийә йүки еғирлашқансери, иқтисадий йүксилиш техиму астилайду. хитай һөкүмити, реаллиқни йошуруш үчүн қурған ул әслиһәсиниң өзи бир малийә вампирға айланған әһвалда турмақта. дәрвәқә техникилиқ фашизм бир күч көрситиш әмәс, бәлки малийә җәһәттики бир гөрөгә елинштур. һәр бир көзитиш камераси, һәр бир сүний әқил сензор (чәклигүчиси), һәр бир чирай тонуш мулазиметери, хитайниң 2049-йилилиқ чүшидин йулуп елинған айрим бирәр хамчот түридур.

 

4- әҗәллик йериқ: органлашқан чириклик гени вә парисиз ишлимәйдиған  дөләт системиси 

хитайниң ички вәйранчилиқ формиласида көпинчә натоғра тәләппуз қилинидиған йаки йумшитип өтүп кетилидиған бир йөнилиш бар, у болсиму дөләтниң мәшғулат логикисидики қурулмилиқ алаһидиликтур. йәни хитайда парахорлуқ бир чериклик әмәс, бәлки системини майлайдиған фонкисийон йеғидур. бу әхлақий бир һөкүм әмәс, бәлки  нәх көзитишкә тайанған органлиқ бир дийагноздур.

үч миң йиллиқ дөләт әнәнисидә «гуәнши» (关系мунасивәт) дәп атилидиған бир тор дөләт органлириниң генлириғичә чоңқур  сеңип кәткән. бу сөзниң уйғурчидики әң йеқин чүшәндүрүши «арқа ишик» (йаки васитә) болуши мумкин, лекин йәнила толуқ мәнини билдүрәлмайду, гуәнши арқа ишиктин техиму чөң болуп, мунасивәт қурушни бир һайатлиқ пәлсәписи сүпитидә қобул қилиштур. бир хитай содигири йенида визитқарт әмәс, бәлки мунасивәт тори тошуйду. бир дөләт әмәлдари мааши билән әмәс, бәлки өзниң арқа ишик мунасивәт тори билән йашайду. бир зийалий илмий мақалиси билән әмәс, бәлки устазиниң орунбасарлиқи билән өсиду. «гуәнши» (арқа ишик әнәниси) һәдийә бериш паалийитини бийурократлиқ қарар чиқириш җәрйаниниң мутләқ алдинқи шәртигә айландуриду.

бу органлашқан қелип хитайниң күндилик турмушиға чөңқур сиңип кәткән. бир мәһәллә комитетидин рухсәт елиш үчүн қиммәт баһалиқ бир картон тамака, бир кичик наһийәниң тәстиқи үчүн һәдийә қилип берилгән алий һарақ ботулкиси, бир дохтурхана өчиритидә алдиға өтүвелиш үчүн «қизил конверт» (红包 — хоңбав), бир иш тиҗарәт рухсәтнамиси үчүн дағдуғилиқ зийапәт (宴请 — йәнчиң), бир мәктәп орни үчүн «мәслиһәтчилик» пули... буларниң һәммиси адәттики хизмәт мусаписиниң бир парчиси болуп, хитай пуқрасиниң булардин айрилип бирәр иш беҗириши қәтий  мумкин әмәс.

бу мәнзирини бир ғәрблик тәһлилчи өзичә уйдуруп чиққан әмәс, бәлки хитайниң өз дөләт агентлиқлириниң қәлими билән иқрар қилинған. «China Daily» гезити 2009-йили 31-марттики баш мақалисидә, алий тамака вә һарақларниң әмәлийәттә сетивалған кишиләр тәрипидин әмәс, дәл сетиливилишниң түп нишани болған мәнпәәтдарлар тәрипидин истемал қилиниватқанлиқини йазған.¹⁴ бу вәқәниң символи сүпитидә нәнҗиңда чириклик билән вәзиписидин елип ташланған җу җиугеңниң (Zhou Jiugeng) йенидин чиққан тамака маркиси (ички базарда йошурун параниң өлчими сүпитидә ишлитилидиған тамака) бу шәрмәндичилик ашкариланғандин кейин базарда сетиш нисбити төвәнләш уйақта турсун, әксичә %70  ашқан, хитай һөкүмитиниң рәсмий гезити  тамака вә һарақларниң түп ишлитилиш функсийәсиниң пара васитиси икәнликини өз җүмлилири билән җәзмләштүргән. бу йәрдики әң қизиқарлиқ йәр шуки, чириклик ашкариланғанда тамака маркисиниң сетилиши чүшүп кәтмәстин техиму ашқан, чүнки хәлқ «пара бериштә ишлитилидиған әң тоғра маркиниң мушу икәнликини» билгән.

хитай академийә саһәсидә (Mayfair Yang 2002, Yadong Luo 2008, Jin Jianzhe вә Zhao Hongxin 2010, Zhihui Fu вә достлири 2025) өзара җәзмләштүргән баһа ениқ. «гуәнши» (арқа ишик әнәниси)  йалғуз чирикликни асанлаштурупла қалмай, сот җәрйаниғиму тәсир көрситип чирикликни органлиқ һимайә билән тәминләйду. «SAGE Journals» да 2025-йили елан қилинған, 2016 – йилидин 2020-йиллар арисидики 266 хитай шәһиридин 70 миң 186 сот қарари тәһлил қилинған гуруппа хизмитигә асасланғанда, районлуқ «гуәнши» (арқа ишик әнәниси) ниң қойуқлуқи ашқансери чириклик дәвалириниң сани көпәймәктә, лекин дело бешиға бекитилгән пара миқдари төвәнлимәктә.¹⁵ йәни система кичик параларни нормаллаштуруп көздин йошурмақта, чоңини болса таллап туруп җазалимақта.

чириклик гениниң ички әксини ашкарилиған иккинчи вә техиму чөчүтәрлик пакит шуки, хитайниң ташқи сийасәт механизмиму дәл мушу чириклик қурулмисиға тайиниду. килассик хитай истратегийә әнәнисиниң омуртқисида йатқан бир алтун қаидә бар: «дүшмәнни сетивелиш, урушуштин әрзан болиду» сун зуниң «җасуслуқ» бөлүми, ғәлибә қилишниң йоли көпинчә һәрбий зәрбидин әмәс, бәлки қарши тәрәпниң қарар чиқарғучи әмәлдарлирини сетивелиштин өтидиғанлиқини өгитиду.

билгә хақанниң орхун йезиқлирида түрк хәлқигә 1300 йил бурун қалдурған агаһландуруши, хитай дипломатийәсиниң мәшғулат логикисини дәл мушу ениқлиқ билән ипадиләйду: «хитай хәлқиниң сөзи татлиқ, йипәк рәхти йумшақ, татлиқ сөзлири вә йумшақ йипәк рәхтлири билән алдап, йирақтики хәлқләрни өзлиригә йеқинлаштуриду»

билгә хақанниң ташқа ойған «йумшақ йипәк рәхт» охшитиши, адәттики бир рәхт түрини әмәс, бүгүнки тил билән ейтқанда пара конвертини көрситиду. билгә хақан қошнисини шунчилик инчикилик билән чүшәнгән идики, хитай дипломатийәсиниң мәркизидики пара генини бу охшитиш билән рәсмий бекеткән.

һазирқи заманиви дәврдиму бу охшитишниң әмәлий көрүниши дәлилләнгән әһвалда турмақта. «The New York Times», «Financial Times», «Reuters» вә «The Wall Street Journal» қа охшаш таратқуларниң доклатлириға асасланғанда, «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббуси рамкисида имзаланған қәрз келишимлиридә, қәрз алғучи дөләтләрниң рәһбәрлиригә вә йадролуқ министирлириға наһайити чөң йошурун комиссийә (пирсәнт айрип бериш) пули (йәни пара) берилгән. виллийам вә марий (William & Mary) университетида елип берилған «Banking on the Belt and Road» намлиқ тәтқиқатта, 2000 – йилидин 2017-йиллар арисидики 165 дөләткә йейилған 13 миң 427 түр һөҗҗәтләштүрүлгән болуп, омумий сомминиң 2024-йилиға кәлгәндә бир тирилйон доллардин ешип кәткәнликини оттуриға қойған.¹⁶ дәл мушу тәтқиқат, қәрзләрниң чөң бир қисминиң рәсмий хамчотлардин сирт, биваситә сәрхилларға төлинидиған пара билән мунасивәтлик офшор (йошурун) һесабатларға йөткәлгәнликини испатлиған.

пакистанда имран ханниң һакимийәт тәҗрибиси, бу әндизиниң мәшғулат мәйданидики әң чөчүтәрлик әдлийәлик испатидур. имран хан 2018-йили сайлам шоари сүпитидә чирикликкә қарши туруш вә ашкарилиқ вәдиси билән баш министирлиққа сайланғанда, әң күчлүк истратегийәлик иттипақдиши дәп қаралған хитайниң CPEC (хитай-пакистан иқтисад каридори) лайиһәсидики қәрз келишимлириниң мәхпий тутилиши һәтта парламентттинму йошурулишиға  қарши чиққан вә йошурун параларни тәкшүрүшкә йүзләнгән. нәтиҗә интайин тез болған. 2022-йили апрелда парламенттики ишәнч беләт ташлиши билән вәзиписидин йирақлаштурулған, 2023-йили авғустта қолға елинип, бир қанчә дело билән түрмигә мәһкум қилинған. система, йошурун параларни ашкарилашқа урунған рәһбәрни системилиқ түрдә мәйдандин чиқирип ташлимақта. чүнки ашкарилиниш, хитайниң пара бериш үстигә қурулған дипломатийә әндизиниң бир пүтүн вәйран болуши дегәнлик болатти. 

бу әндизиниң ахирқи һөҗҗитини бирла җүмлә билән хуласиләш мумкин: хитай, парисиз ташқи сийасәт вә дипломатийә йүргүзәлмәйдиған бир дөләттур. бу әхлақий бир қусур әмәс, бәлки үч миң йиллиқ дөләт әнәнисидин шәкилләнгән қурулмилиқ бир мәҗбурийәттур. бу билгә хақанниң «йумшақ йипәк рәхт» дәп дийагноз қойған хитай дипломатийәсиниң 21-әсирдики намайәндисидур. ичкиридә бир мәһәллә комитетида бир картон тамака билән башланған зәнҗир, сиртта дөләт рәислиригә төлинидиған он милйон долларлиқ йошурун офшор паралири билән нуқтилиниду. мәшғулат логикиси тамамән бир, пәқәт көлимила охшимайду.

хитайда параға болған хумар бир характер җәһәттики аҗизлиқ әмәс, бәлки мәдәнийәт кодиниң ичигә сиңип кәткән бир ген өлчимидур. «мунасивәт болмиса иш болмайду, мунасивәт һәдийә билән башлиниду» ши җинпиңниң 2012-йилидин башлап җакарлиған «йөлвас вә чивин овлаш» (打虎拍蝇) чирикликкә қарши туруш һәрикитидә, төт милйондин артуқ партийә кадири тәкшүрүлгән туруғлуқ, мәсилини йилтизидин һәл қилалмаслиқиниң сәвәби дәл мушу йәрдә йошурунған. ши җинпиң бир җинайәтни әмәс, бәлки бир мәдәнийәтни сотлимақчи болмақта. бу һәрикәт шу вәҗидин бир ислаһат һәрикити әмәс, бәлки үзлүксиз тәкрарлиниши мәҗбурий болған бир тартишишқа айлинип қалған, чүнки һәр бир долқунда илгирикиниң орнини басқанларму йәнила дәл мушу чириклик қанили билән өрләшкә мәҗбур болиду. нәтиҗидә система өзини тазилайдиған аппаратниң хам әшйасини өзи йаритип чиқириду. ши җинпиң өзиму «гуәнши» (арқа ишик әнәниси) арқилиқ бүгүнки мәнсәпкә кәлгән.

 

5- әҗәллик йериқ сарайдики йалғузлуқ: ши җинпиңниң өз кадирлири билән болған җедили

мустәбит бир түзүмниң мәркизидә турған рәһбәр, тәтүр логикилиқ бир зиддийәтниң ичидә йашайду. у өз қолиға қанчә мутләқ күч-қудрәт топлиғансери, әтрапида ишинидиған адими шунчә азийип йалғуз қалиду. хитайниң ахирқи төт йилида елип берилған сарай ичи тазилаш долқуни, ибни халдунниң «қурғучи әвладниң әсабийә (бирдәклик) роһини үчүнчи әвладтин тапалмиған сарайниң вәһимиси» ениқлимисиниң 21-әсирдики заманиви көрүнүшидур.

бу туйуқ йолниң көпинчә көздин қачурулидиған қатлими шуки, ши җинпиңниң өзиму органлашқан «гуәнши» (арқа ишик әнәниси)  механизимниң сиртида әмәс, бәлки дәл шу мунасивәт қурулмисиниң ичидин өрләп чиққан. у 1986-йили шийамен (Xiamen) шәһириниң муавин башлиқи болған чағда, биринчи айалини ташлап өйләнгән иккинчи айали пең лийүән аллиқачан бейҗиң мәркәзлик мәдәнийәт-һәрбий капиталниң (сәрмийәниң) саһиби иди. у мәркизий телевизийә истансисиниң (CCTV) йеңи йиллиқ тәбрикләш кечиликиниң даңлиқ нахшичиси, хәлқ азадлиқ армийәси сәнәт академийәсидә генерал-майорлуқ унвани бар кадир һәмдә бейҗиңниң сийасий-мәдәнийәт сорунлирида биваситә мунасивәт ториға игә бир сәтәң иди. академийә дунйасидин вилли во-лап лам (Willy Wo-Lap Lam), чең ли (Cheng Li) вә «Nikkei Asia» журнилиниң тәһлиллиридә көрситилгинидәк, пең лийүәнниң бейҗиңдики йилтиз тартқан мунасивәт тори, ши җинпиңниң өлкиләрдин партийә мәркизигә өтүшидә истратегийәлик көврүклүк рол ойниған. бу һәм хитай системисиниң қурулмилиқ логикисиниң (йәни өлкидин мәркәзгә чиқишниң пәқәт бейҗиңдики тоғра линийәлик арқа ишик мунасивәтләр биләнла мумкин болидиғанлиқиниң) ениқ ипадиси, һәм «гуәнши» (арқа ишик мунасивити) ниң әң алий пәллидә турупму дөләт хизмитиниң әң төвән шәрти икәнликиниң испатидур.

пең лийүәнниң 2024-йили хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң аммиға ашкариланмиған кадирларни синап баһалаш комитетиға (中央军委干部考评委员会) йуқири дәриҗилик әза қилип тәйинлиниши, бу мунасивәт зәнҗириниң мәшғулат җәһәттики изчиллиқини ашкарилиди.¹⁷ сүргүндики сабиқ хитай коммунистик партийәси мәркизий партийә мәктипиниң профессори сәй шийаниң (Cai Xia) тәһлили билән ейтқанда, ши җинпиң партийә-дөләт аппаратини басқучлар бойичә «шиниң аилә армийәсигә» (习家军 — ши җйаҗүн) айландурмақта. һәрбий тәйинләшләр иқтидарға беқип әмәс, бәлки садақәтмәнликигә қарап бәлгиланмәктә.

хитайдики чириклик гени, ши җинпиңниң шәхсий өрләш мусаписи вә нөвәттики түрмигә елиш, вәзиписидин қалдуруш һәрикәтлири билән бир йәргә кәлгәндә, «йөлвас вә чивин овлаш» һәрикитиниң әслий маһийити айан болиду. система тамамән парахорлуқ үстигә қурулған вә ши җинпиң өзиму мушу системидин өрләп чиққан турса, бу һәрикәтни бир ислаһат дәп чүшиниш мумкин әмәс. чүнки һәқиқий бир ислаһат ши җинпиңниң өзиниң өрләш қаналлириниму сотлишини тәқәзза қилиду, бу болса униң һакимийәт мәшроийитини (қанунлуқ асасини) йоқитиду. нәтиҗидә қолда пәқәт бирла логикилиқ йөнилиш қалиду. чириклик тәкшүрүшлири, сарайдики рәқиб гуруһлар (бо шиләйниң чуңчиң гуруһи, җу йуңкаңниң бихәтәрлик аппарати, йашлар иттипақи гуруһи «туәнпәй» вә шаңхәйликләр гуруһи) ни йоқитиш үчүн ишлитилгән қануний пәрдидинла ибарәттур. тәкшүрүлгән төт милйондин артуқ кадирниң мутләқ көп қисминиң ши җинпиңниң садақәт һалқисиниң сиртида болуши, бу баһани истатистикилиқ җәһәттин җәзмләштүриду.

сун зуниң «урушмай туруп ғәлибә қилиш» принсипини ши җинпиң, 21-әсир бейҗиңиниң сарай сийаситидә «сотлитиш арқилиқ өчүрүш» шәклидә ишләтмәктә. бу һәрикәтниң җәмийәттә йаратқан образи униң мәшроийәт қалқини болуватқан болса, әмәлий нишани (рәқиб мәркәзләрни йоқитиш) сарайни түп йалғузлуққа елип баридиған йолниң өзидур.

сарай ичидики тазилашниң сәл қариливатқан үчүнчи қатлими, бу һәрикәтниң охшашла бейҗиңниң йәр шари малийә капитали (мәблиғи) билән қурған көрүнмәс «мәхпий никаһи» ниму йериветишидур. ши җинпиң сотлиған шаңхәйликләр гуруһи, йашлар иттипақи («туәнпәй») вә чуңчиң гуруһи пәқәт ички рәқибләрла әмәс иди. улар өз нөвитидә йәнә вал стерит (Wall Street), хоңкоң базарлири вә йәр шари малийә гигантлири болған «BlackRock», «Goldman Sachs», «Morgan Stanley» ләр билән чөңқур шериклик фонд мәнпәәтигә бағланған қурулмилар иди. бу гуруһлар 1990-йиллардин 2010-йилларғичә хитайниң йәр шари малийә системиси билән шәкилләнгән қан томуриниң тошуғучилири иди. бу қурулминиң символлуқ исми, «хитайниң вал стериттики баш әлчиси» дәп билинидиған ваң чишән иди.

 «Goldman Sachs» вә «Morgan Stanley» ләрниң бейҗиңдики көврүки болған ваң чишән, йерим әсиргә йеқин вақит бойичә хитай ислаһатиниң йәр шари малийә системиси билән болған мунасивитиниң түп пиланлиғучиси болди.  лекин у 2023-йили пенсийәгә узитилип, сийасий сәһнидин пүтүнләй өчүрүп ташланди. дәл мушу долқун, башқа символлуқ һалқиларниму бир-биригә улап қирип ташлиди. дең шйавпиңниң нәврә қизиниң йолдиши бу шийәнхуй башқурған «Anbang Insurance» (нйу йорктики Waldorf Astoria вә Ritz-Carlton меһманханилар зәнҗириниң саһиби) 2018-йили дөләткә өткүзүвелинди, униң баш иҗрачиси 18 йиллиқ түрмә җазасиға мәһкум қилинди. 2021-йили «Hilton» вә «Deutsche Bank» ләрниң чөң пайчики болған HNA Group» » вәйран болди. җәк маниң (ма йүн) «Ant Financial» ширкитиниң 2020-йили нойабирдики рекорт йаратмақчи болған пай чеки базарға чиқиш пилани, базарға селинишқа нәччә саәт қалғанда биваситә бейҗиң тәрипидин бикар қилинди.²⁶

бу тазилашларниң хитай чеграсиниң сиртидики малийәгә көрсәткән тәсирини бирла сан билән испатлиғили болиду: 2018 -йилидин 2025-йиллар арисида хитайдин сиртқа еқип кәткән сап мәбләғ тәхминән 800 милйардтин 1.2 тирилйон долларға йәтти. буни мундақму селиштуруш мумкин: 1.2 тирилйон доллар, түркийәниң бир йиллиқ омумий ишләпчиқириш қиммитиниң (GSYH) тәхминән бир йерим һәссисигә тәң. хитай йәттә йил ичидә, «түркийәдәк дөләтниң бир йерим һәссә иқтисади чоңлуқидики» мәбләғниң сиртқа қечип кәткәнликигә шаһит болди. мәбләғләр, гуруһларни йоқитиватқан бир һакимийәткә ишәнмигәнлики үчүн қачти. чүнки йоқитилған гуруһлар, йәр шари капиталиниң хитай билән сөзлишидиған бирдинбир васитичи тили болған органлиқ қурулмисиға вәкиллик қилатти. ши җинпиңниң сарайдики йалғузлуқи, өз нөвитидә йәнә, бейҗиңниң йәр шари малийә үстилидиму зийанға елип баридиған йалғузлуқтур. сарай үстәлдә йалғуз олтурғанда, йәр шари мәблиғи у үстәлгә кәлмәйду.

сарай ичидики тазилашниң таратқуларға әкс әткән һалқиси 2023-йили ийулда ташқи ишлар министири чин гаңниң (Qin Gang) ғайиб болуши билән башланди. пәқәт алтә ай бурун вәзипигә кәлгән, ши җинпиңниң шәхсий көлчикидә йүксиливатқан бу чолпан туйуқсиз өчүрүп ташланди. иккинчи зәрбә мудапиә министири ли шаңфуға (Li Shangfu) кәлди. у 2023-йили 29-авғустта ахирқи қетим көрүнди, өктәбирдә вәзиписидин елип ташланди. 2023-йили декабирда мәмликәтлик хәлқ қурултийидин тоққуз генерал қоғлап чиқирилди. булардин бәш нәпири ракета армийәсиниң әзалири иди.¹⁸ ракета армийәси хитайниң истратегийәлик йадролуқ вә баллистик башқурулидиған бомбилар иқтидарини башқуриду. бу қоманданлиқ қатлиминиң тазилиниши, дөләтниң әң назук һәрбий қораллириниң ишәнчликликигә болған гуманниң қанчилиқ зор дәриҗидә икәнликини көрситиду.

2024-йили нойабирда мәркизий һәрбий ишлар комитети сийасий хизмәт бөлүминиң мудири, адмирал мйав хуа (Miao Hua) тәкшүрүшкә елинди. мйав хуа 1990-йиллардин бири ши җинпиңниң фуҗйәндики хизмәтчи җүпи вә алаһидә тәрбийәлигән адими иди. униң йиқилиши, ши җинпиңниң өзиниң идеологийәлик назарәт аппаратиниңму чирип кәткәнликини өз еғизи билән қобул қилғанлиқи болди.

бу вәйранлиқ сүрити санлиқ мәлуматлар билән техиму ениқлишиду. «истратегийәлик вә хәлқаралиқ тәтқиқатлар мәркизи» (CSIS) қармиқидики «ChinaPower Project» оргининиң 2026-йили февралдики тәһлилигә асасланғанда, 2023 – йилидин 2024-йилларда 19 йуқири дәриҗилик офитсер тазиланди. 2025-йили йәнә 15 генерал (9 иға партийәдин қоғлаш, 6 сигә вәзиписидин елиш җазаси берилди) вә 2025-йили бойичә кәм дегәндә 46 генерал һәр хил паалийәтләргә қатнашмай «ғайиб болғанлар» қатариға қошулди.¹⁹ мәркизий һәрбий ишлар комитети (CMC) шу қәдәр парчиландики, ли шаңфу вә мйав хуадин кейин комитет үч рәсмий әза орниға вақитлиқ икки әза билән ишләйдиған һаләткә чүшүп қалди.

буниң тәсири өлчәмликтур. 2024-йили хитай-русийә оттурисида 14  қетим бирләшмә һәрбий маневир өткүзүлгән болса, 2025-йили бу сан алтә қетимға чүшүп қалди. 2018-йилидин бири һәр йили елип берилидиған мурәккәп, көп саһәлик бирләшмә маневирлар 2024-йили төт қетимға чүшти, 2025-йили болса бирисиму өткүзүлмиди. «ChinaPower» ниң тәбири билән ейтқанда: «бу тазилашлар хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң мурәккәп маневирларни елип бериш иқтидарини тамамән зәипләштүрүвәтти»

бу җәрйандики әң чөңқур истратегийәлик нәтиҗә «қарар чиқириш паләчлики» дур (қарар чиқириш күчиниң тохтап қелиши). вақитлиқ генерал-майорлар башқуриватқан қисимларда офитсерлар тәкшүрүшкә учрап қелиш вәһимиси билән өз алдиға мәсулийәт вә тәшәббуста болуштин өлгидәк қорқуйдиған һалға кәлди.  тәйвән боғузида йүз бериш еһтимали болған һәрқандақ бир җиддийчилик йаки җәнубий хитай деңизидики бир тоқунушта, парчиланған бу қоманданлиқ зәнҗириниң тез инкас қайтуруш иқтидари еғир дәриҗидә зәхимләнгәнликини намайан қилиду.  тазилаш долқуни һазирму қатлинип көпәймәктә. 2023-йили 19 әмәлдар тазиланған болса, 2025-йили 61 гә (15 рәсмий + 46 ғайиб) йәтти. бу хитайниң тамамән тезлишиватқан йошурун қийамәт бусиғисидин атлишиниң дәсләпки қәдимидур.

 

6- әҗәллик йериқ: һакимийәтниң чегра районлиридики руһи бирлик (әсабийә) ниң йемирилиш линийәлири

ибни халдунниң қанунийити шуни көрситиду: бир империйәниң парчилиниши пайтәхттә башлиниду, у алди билән чәт районлардин чөчүйду, һөкүмдар бурулуп қариғанда, өз контроллуқиниң чегра районлирида бошишип кетиватқанлиқини көриду. хитай коммунистик партийәси өзиниң пүтүн дигитал көзитиш аппаратлириға қаримай, бу қәдимий тарихий қанунийәттин қутулалмиди.

«Freedom House» ниң «хитай өктичилирини көзитиш түри» (China Dissent Monitor  CDM) ниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2022-йили ийундин 2025-йили декабирғичә болған арилиқта хитайда җәмийәт наразилиқ вә қаршилиқ көрситиш вәқәсидин җәмий 14 миң 347 си һөҗҗәтләнгән. 2025-йилиниң өзидила тизимға елинған 5 миң 343 вәқә, 2024-йилидики 3 миң 704 вәқәгә селиштурғанда %44 ашқанлиқидин дерәк бериду. бу көпийиш уда алтә пәсилдин бири изчил давамлашмақта.²⁰ қени буни мундақ селиштуруп бақайли! йилиға 5 миң 343 наразилиқ намайиши йүз бериши «күндә оттура һесаб билән 14 қетим намайиш йаки наразилиқ һәрикити болуватиду» дегәнни билдүриду. хитайдәк вәһшийанәкөзитиш асасидики бир дөләттә бундақ вәқәләрниң йүз бериши, су йүзигә чиққан қаршилиқларниң су астида техиму чөң вә чөңқур наразилиқ волқанлириниң йошурунуп йатқанлиқини ениқ испатлайду.

намайишчиларниң кимлик қурулмиси кризисниң түп йилтизидин хәвәр бериду. 2025-йилиниң төтүнчи пәсилидики вәқәләрниң %54 лик қисмини ишчилар, %22 лик қисмини өй игилири (муқим мүлүк зийанкәшликигә учриғучилар), %14 лик қисмини болса йеза аһалилири уйуштурған. йеза районлиридики наразилиқ вәқәлири 2025-йили %70, ишчиларниң намайишлири болса %66 көпәйгән. бу рәқәмләр хитайдики қозғилишларниң сийасий «демократийә еһтийаҗи» дин әмәс, бәлки биваситә «һайатта қелиш (қорсақ) еһтийаҗи» дин туғулуватқанлиқини ениқ көрситиду. кишиләр сийасий һоқуқ тәләп қилип әмәс, бәлки берилмигән мааши, вәйран болған өй қәрзи вә балилириниң мәктәп чиқими үчүн кочиларға чиқмақта.

бу ички парчилинишниң әң дәһшәтлик вәқәси шенҗен (Shenzhen) дики «бинадин өзини ташлап өлүвелиш билән тәһдит селиш намайишлири» (threat-to-jump) болди. көзитиш оргини (CDM) һөҗҗәтлигән бу хил вәқәләрниң айлиқ сани 2022-йилидин 2025-йилларғичә болған арилиқта төт һәссә көпәйди. кишиләр ғайәт зор биналарниң өгзә бурҗәклиридә олтурувелип, өзини өлтүридиғанлиқи билән тәһдит селиш арқилиқ, өзлири учриған наһәқчиликләргә һакимийәтниң диққитини тартишқа мәҗбурланмақта. хитайниң аталмиш «иқтисадий мөҗизиси» башланған әң асаслиқ парлақ шәһәрдә, йәни шенҗенда өзини өлтүрүвелиш тәһдити сийасий бир байан тилиға айландуруп тәһлил қилинғанда, бу роһий бирликниң (әсабийәниң) ерип түгәватқанлиқиниң әң ахирқи босуғидур. бу йәрдә бир селиштурма қлишқа болиду: бу түркийәдә 1980-йилларда бир қисим ишчиларниң наһәқчиликкә қарши туруш үчүн үстигә бензин төкүп өзини көйдүрүвелиш басқучиға кәлгән мәзгилидикигә охшаш бир киризистур.

дигиитак сензор (тәкшүрүш вә чәкләш) аппарати бу вәқәләрниң үстини йепишқа урунмақта, лекин пәрдә йиртилип кәтмәктә.көзитиш оргининиң «Douyin» (довйин/тикток) суписидики 2 миң 970 син филими үстидә елип барған 2025-йили ийун-декабир айлиридики тәһлилигә асасланғанда, намайиш мәзмунидики учурларниң үчтин икки қисми системилиқ өчүрүветилгән. учурларни өчүрүш нисбити әң йуқири болған җайлар дәл бейҗиң йаки шәрқий түркистан (шинҗаң) дики вәқәләрдур.²¹ хитай һакимийити әң көп йошурушни халиған җай, әмәлийәттә ашкариланғанда өзигә әң чөң зәрбә беридиған йариға айлинидиғанлиқи ениқ.

бу нуқтида шәрқий түркистан хитайниң чегра районидики руһи бирлик йемирилиш линийәлириниң дәл мәркизигә җайлашқан. шәрқий түркистан нопус бесиминиң әң ашкарә тәҗрибиханиси, диний-мәдәнийәт роһиниң әң күчлүк қаршилиқ көрсәткән қорғини вә йәр шари характерлик дийаспора (муһаҗирәт) ториниң әң мустәһкәм зәнҗиридур. у йәр хән мәркәзчиликигә тамамән йат болған тарихий, мәдәнийәт вә диний хатириниң җәвһиридур. бейҗиң һакимийити үч түп амилниң йәни нопус қаршилиқи, диний йилтиз вә муһаҗирәт ториниң бирлишип кетишидин толиму вәһимигә чүшмәктә. шәрқий түркистанниң ички руһи бирлики (әсабийәси), бейҗиңниң һәтта ғайәт зор дигитал көзитиш аппаратлириму өчүрәлмигән бир мәниви йалқундур. чүнки бу роһий бирлик муқәддәс символлар, ана тил, әзан садалири вә ата-бовиларниң қәбрилири билән озуқлиниду, буларниң һечбирини дөләт күчи билән тамамән өчүрүветиш мумкин әмәс.

тибәттә (Tibet) болса охшимайдиған, лекин параллел бир руһи қаршилиқ бар. далай лабаниң (Dalai Lama) йешиниң бир йәргә берип қелиши бейҗиң үчүн қошма бир әндишә туғдурмақта. далай лама өлгәндә, бейҗиң өзи таллиған «орунбасарни» мәҗбурий қобул қилдурушқа уруниду. лекин тибәт хәлқиниң бу сахта орунбасарни қәтий етирап қилмайдиғанлиқи ениқ. 2026-йилиға кәлгәндә ласа шәһиридә (Lhasa) йәнила еғир көзитиш муһити давамлашмақта, диний мурасимларға қатнишиватқан раһибларниң сани йилдин-йилға азаймақта, лекин бу азийиш руһи бирликниң өчкәнликини билдүрмәйду, у пәқәтла көздин йошурунуп, техиму чоңқур чөккәнликиниң намайәндисидур.

ички моңғулийәдә болса 2020-йили хитай тилиниң мәҗбурий дәрс тили қилинишидин кейин қозғалған маарип намайишлириниң излири техичә өчүп түгигини йоқ. хитай әмәлдарлири моңғулларниң ички руһини хитай мәдәнийити ичидә еритиветишни «һазирқи әвладниң хизмити» дәп қарайду, лекин биз тарихтин шуни билимизки, мәҗбурий еритилмәкчи болған руһи бирликләр адәттә йоқалмайду, пәқәт вақтинчә ғайиб болиду. у йәрдә йашаватқан моңғулларниң мутләқ көп қисми өз тилиға вә ата-бовилириниң әнәнисигә болған садақитини көзгә көрүнмәйдиған шәкилдә давамлаштурмақта.

бу вәйранчилиқ долқуниниң көлими, 2025-йили гуаңдуңда (Guangdong) башлинип хенән, хунан, шәнши, хебей, шәндуң вә җеҗйаңға йамриған наразилиқ әндизисидә техиму өзини айан қилди. хитайниң әң байашат експорт мәркәзлири, иҗтимаий қозғилишларниң тунҗи очақлириға айланди. бу дәл ибни халдунниң «һәшәмәтчилик (параванлиқ) басқучи» дийагнозиниң әмәлгә ешишидур. байлиқ әң көп йиғилған мәркәзләр, әмәлийәттә руһи бирдәклик әң аввал ерип түгәйдиған вә зиддийәтләр әң бурун партлап чиқидиған йәрләрдур. чүнки байлиқ йәккә һалда руһи бирлик (әсабийә) йариталмайду. әксичә, уни ичидин чиритип түгитиду.

 

7-әҗәллик йериқ гуаңдуң: хитайниң лиңнән йерилиш линийәлири вә иқтисадий айрилиш туйғуси

хитайниң әҗәллик йерилиш линийәлири болған (шәрқий түркистан, тибәт вә ички моңғул) ниң көпинчә көздин қачурулидиған бир қошкезики бар болуп, бу қошкезәк бейҗиң һакимийити үчүн бәлким техиму силкинишлик бир аҗизлиқтин дерәк бериду. у болсиму, хитайниң әң байашат өлкиси гуаңдуңниң (Guangdong) өзини хитай мәркизидин айрип қараш йүзлинишидур. бу йерилиш линийәси миллий әмәс, бәлки иқтисадий-мәдәнийәт характерликтур. хитай һөкүмити үчүн әң хәтәрлик вә үстини йепиш әң қийин болғиниму дәл мушудур.

алди билән санлиқ мәлуматларға қарап бақайли! гуаңдуң 14 тирилйон 160 милйард йүәнлик (тәхминән 2 тирилйон доллар) иқтисадий гәвдиси билән уда 36 йилдин бири хитайниң биринчи бай өлкиси болуп кәлмәктә. у йалғуз өзила хитай омумий ишләпчиқириш қиммитиниң (GSYH) %10.5 қисмини йаритиду. хитай експортиниң %38.7 қисмини бир тәрәп қилиду. хитайда тизимға елинған чәт әл мәблиғидики ширкәтләрниң төттин бир қисмини өз ичигә алиду, 2024-йили феврал ейиниң учурлириға асасланғанда, бу 215 миң 100 ширкәт дегәнлик болиду. мәрвайит дәрйаси делтасида (Pearl River Delta) чәт әл мәблиғидә 26 миң 213 йеңи ширкәт қурулди. сетивелиш күчи бойичә һесаблиғанда, у әнглийә билән италийә арисида туридиған, дунйаниң онинчи чоң иқтисадий гәвдиси чоңлуқидики бир райондур.

буни селиштуридиған болсақ: гуаңдуң йалғуз өзила түркийә иқтисадидин тәхминән икки йерим һәссидин көп чоңлуққа игә. әгәр гуаңдуң мустәқил бир дөләт болған болса, йәр шари иқтисад җәдвилиниң дәсләпки он бай дөлити қатаридин орун алған болатти. йәни хитай хәлқ җумһурийитиниң бир парчиси сүпитидә әмәс, дунйаниң онинчи чоң иқтисади гәвдиси сүпитидә қәд көтүрәләйдиған бир өлкидур.

бу өлкә мәдәнийәт вә тил җәһәттинму хитай мәркизидин ашкарә айрилип туриду. әң түп пәрқи  ана тилидур. гуаңдуң тили (Kantonca — 粤语) путуңхуа (Mandarin) билән тамамән охшимайдиған, өзара чүшинишкили болмайдиған бир тилдур. түркчә сөзләйдиған бир адәм әзәрбайҗан тилини оңушлиқ чүшиниши мумкин, лекин гуаңдуңлуқ бир адәм путуңхуани мәктәп йаки курсларда айрим өгинишкә мәҗбурдур. хитай һөкүмити пүтүн мәктәпләрдә путуңхуани мәҗбурий тил қилған болсиму, лекин гуаңдуңниң күндилик турмушида гуаңдуң тили һелиму мутләқ үстүнлүктә турмақта. иҗтимаий таратқуларда гуаңдуң тилида елип берилған муназириләр бейҗиң тәрипидин алаһидә қойуқ сензордин (әлгәктин) өткүзүлмәктә.чүнки гуаңдуң тилиниң йашиши мәдәний-сийасий җәһәттики бир аптономийә (өз-өзини башқуруш) тәлипиниң түп асасиға айлинип қелиш алдида турмақта.

тарихиму тамамән башқичә. заманиви хитайниң қуруғучи атиси дәп қарилидиған сүн җуңшән (Sun Yat-sen) дәл гуаңдуңда йетишкән иди. өлкиниң мәниви кимлики бейҗиң мәркизигә беқинмайдиған «лиңнән мәдәнийити» дур, йәни «бәш тағниң җәнуби» дегән мәнани билдүридиған тарихий-җуғрапийәлик бир кимликтур. лиңнән, хитай империйәсиниң адәттики бир давами әмәс, бәлки өз алдиға бир мәдәнийәт очиқи сүпитидә йашап кәлгән. 1911-йилидики шинхәй инқилабиму гуаңдуңда башланған иди. қисқиси заманиви хитайниң тарихий инқилаблири бейҗиң мәркизидин әмәс, бәлки йәнә җәнубтин қозғалған иди.

өлкидә анда-санда өрләп туридиған «биз бу намрат шималий хитайни йәнә қанчилик бақимиз?» дегән сөзләр иҗтимаий таратқуларда гуаңдуң тилидики муназириләрниң алаһидә қойуқ сензор әгләктин өткүзүлишиниң түп сәвәбидур. бу қараш йеңи әмәс, у 1990-йиллардин бири гуаңдуңлуқ сода-санаәт дунйасида айлинип йүргән бир «ички мустәмликичилик» байаниниң заманиви намайәндисидур. шималий хитайниң намрат өлкилири гуаңдуңниң төлигән баҗлири билән беқиливатиду, гуаңдуң йаратқан ғайәт зор байлиқ бейҗиңниң мәркизий хамчоти арқилиқ йүннән, хенән, сичүән вә гәнсуға ақмақта. гуаңдуңлуқ карханичи сәрхиллар бу әһвални бир әхлақий вәзипә әмәс, бәлки өзлиригә йепишивалған бир паразитлиқ (һәқсиз йәп йетивелиш) дәп чүшинишкә башлиған вәзийәттә турмақта.

гуаңдуңлуқ карханичиларниң хитай дийаспорасидики (муһаҗирәт дунйасидики) орни хоңкоң, сингапор, малайсийа, ванкувер вә сан фирансискоғичә созулған гуаңдуң тилида сөзлишидиған муһаҗир-байлиқ каридоридур. бу каридор бейҗиң һакимийитиниң ички базарда тамамән контрол қилалмайдиған параллел бир иқтисад вә капитал (мәбләғ) торини шәкилләндүриду. сингапорда сөзлинидиған хитай тилиниң асаслиқ чөң қисми гуаңдуң тилидур. канаданиң ванкувер шәһиридики хитай муһаҗирлириниң асаслиқ көпчилики гуаңдуңдин кәлгәнләрдин тәркип тапиду. бу дийаспора бейҗиңға әмәс, бәлки биваситә гуаңҗу вә шенҗен шәһәрлиригә бағланғанлиқиниң намайәндисидур.

өлкиниң җәмийәттики руһий бирлик (әсабийә) кризисиға қошқан әмәлий төһписи «Freedom House» оргининиң санлиқ мәлуматлири билән муәййәнләшкән болуп, 2024-йилиниң тунҗи пәсилидә хитайдики пүтүн иҗтимаий намайиш вә қаршилиқ вәқәлириниң %17 и йалғуз гуаңдуңниң өзидә йүз бәргән. йәни бейҗиңниң әң еғир таратқу чәклимилиригә қаримай, бирла өлкидә 100 дин артуқ намайиш партлиди. хитайниң әң байашат өлкиси, өз нөвитидә йәнә әң җиддийчилик қаплиған вә тинчсиз өлкисидур.

бу йәрдә килассик ибни халдун дийагнози толуқ өз әксини тапиду: «һәшәмәтчилик (параванлиқ) басқучи» иҗтимаий бирдәкликни әң тез еритип түгитидиған бир басқучтур. чүнки байлиқ топлиған мәркәз, намрат чәт районларниң йүкини көтүрүшни әмди әхлақий бир вәзипә әмәс, бәлки бир паразитлиқ дәп қарашқа башлайду. қизиқарлиқ йери шуки, хитай коммунистик партийәсиниң рәһбәрлири бу тарихий қанунийәтни өгиниш үчүн пәқәтла өз тарихиниң бир қанчә әвлад арқисиға қарисила капайә қилиду. чиң сулалисиниң ахирқи дәвридә әпйон билән вәйран болуши дәл мушу қанунийәтниң типик намайәндиси иди. 19-әсирдә бейҗиңға бағланған бай деңиз саһили өлкилири гуаңҗудин шаңхәйгичә, ички районларниң әпйон патқиқиға чөкүп кетишини бир йоқитиш әмәс, бәлки бир тиҗарәт пурсити дәп қарашқа башлиған иди. куңзичә сәрхиллар, намрат йеза-қишлақларниң азабини тәң тартиш мәҗбурийитидин әхлақий җәһәттә йенивалған иди. нәтиҗидә хитайниң «йүз йиллиқ номуслуқ дәври» мәйданға кәлгән иди. бүгүн бейҗиңниң 2026-йилида патқан патқиқи, чиң сулалисиниң ахирқи мәзгилидики ашу вәйранчилиқниң дигитал вә нопусшунаслиқ нусхисидур. байлиқ өз ичидин бир айрилиш туйғуси туғдуриду.«биз» дегән даирә тарийип, «улар» дегән тәрәп кеңийиду.

дәл мушу йәрдә йәнә бир селиштурма қилиш оқурмәнләр үчүн толиму пайдилиқ болуши мумкин: османли мәдәнийити тарих сәһнисидә, хитай бүгүн петип қалған бу патқақниң тамамән әксичә болған бир түзүлмә қурулмисини бәрпа қилалиған иди. килассик дәвр бойичә балқандин йәмәнгә, дона дәрйасидин бәсригичә созулған, охшимиған тил, дин вә иқтисадий қурулмидики җуғрапийәләрни йәттә йүз йил бойичә бирликтә тутуп турған нәрсә һәрбий күч, мәркизий чәкләш күчи  йаки тил мәҗбурлиши әмәс иди. «милләт системиси» охшимиған кимликләрни органлиқ вә қануний капаләт билән тәминлиди. «вақиф мәдәнийити» байашат өлкиләр билән намрат районлар оттурисидики иқтисадий йүкни ихтийарий иҗтимаий һәмкарлиққа айландурди. османлиниң килассик адаләт чәмбирики чүшәнчиси, йәни «адаләт дөләтниң улидур» шуари, байашат мәркәзниң намрат чәт районларни бир паразит сүпитидә әмәс, бәлки өзиниң мәвҗут болуп туруш шәрти дәп қаришини ишқа ашурди. истанбул, бурса йаки дәмәшиқниң байлиқида йәмәндики йаки румелидики хәлқниңму һәққи бар дәп қаралди. бу һәқниң ихтийарий һалда қоғдилиши, йәттә йүз йилдин бири давамлашқан ашу ички бирликниң (әсабийәниң) асаслиқ сири иди.

бүгүн хитай һакимийити мәрвайит дәрйаси делтасидин шәрқий түркистанға, ички моңғулийәдин йүннәнғичә созулған көп тәрәплик җуғрапийәни башқуруватқан бир пәйттә қолида тутқан бирдинбир қорали дигитал көзитиш, мәҗбурий ассимилйатсийә вә путуңхуа тилини мәҗбурлаштин ибарәт болмақта. османлиниң килассик дәврдә утуқлуқ һалда қолланған көп кимлик түзүлмисини билмигәнлики, йаки билсиму уни иҗра қилидиған әхлақий асасқа игә болалмиғанлиқи үчүн, хитай коммунистик партийәсиниң гәвдиси чоңайғансери өз ичидин йерилишқа башлимақта.

хитайниң ички әҗәллик йерилиш линийәлири пәқәт шәрқий түркистанниң тарим ойманлиқида, тибәт егизликидә вә ички моңғулийәниң кәң чөллүклиридә әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң әң парлақ көрүнүш мунбири болған мәрвайит дәрйаси делтасидиму  шәкилләнмәктә. чириш пәқәт сиртқи чәт районлардин башланған килассик бир парчилиниш әмәс, бәлки охшаш бир вақитта һәм дөләт чегралиридин, һәм иқтисадий мәркәзләрдин илгириләватқан қош линийәлик бир истатистикидур. бейҗиңниң әң дәһшәтлик вәһимиси, пәқәт шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ тәләп қилишила әмәс, бәлки бир күни гуаңдуңниңму «биз немишқа бейҗиңниң йүкини көтүримиз?» дегән соални йуқири авазда сорашқа башлишидур.

 

8-әҗәллик йериқ: һәддидин зийадә кеңийиш қапқини вә хитай һөкүмдарлиқиниң сиртта чоңийип, ичидин йемирилиши

алдинқи йәттә әҗәллик йериқниң омумий йиғиндиси бир империйәни вәйран қилишқа тамамән йетип ашиду, униң үстигә бу әң ахирқи 8 - йериқ болса барлиқ башқа амилларни бир-биригә бағлайдиған вә вәйранчилиқни техиму тезлитидиған түп қанал болуп, у һәддидин зийадә кеңийиш қапқинидин (imperial overstretch) башқа нәрсә әмәс. бу уқумни йале университетиниң тарихчиси паул кеннеди 1987  - йили йазған «бүйүк күчләрниң йүксилиши вә завал тепиши» намлиқ надир әсиридә формулаштурған иди.²² униң тезиси интайин аддий. бир бүйүк күчниң һәрбий вә истратегийәлик вәзипилири өзиниң иқтисадий ишләпчиқириш иқтидаридин қанчә тез сүрәттә кеңийишигә башлиғансири,  униң күч - қудрити ерип түгәйдиған заваллиқ мусаписиму шунчә тезлишиду. чегра вә сирттики мудапиә мәҗбурийәтлиригә айрилған байлиқлар ички йеңилиқ йаритиш вә иқтисадий өсүштин йулуп елинғанда, малийә бесими вә төвәнлигән риқабәт күчи өзини өзи йәйдиған бир тәтүр айлиниш қапқиниға кирип қалған болиду.

кеннеди буниңға шу дәврниң совет иттипақини мисал кәлтүргән болуп, лекин у өз тезисини кейин испанийә империйәси(16-әсир), һабсбург империйәси, беританийә империйәси (алаһидә қилип сүвәйиш кризисидин кейинки дәвр) вә американиң вийетнам урушидин кейинки мәзгиллири арқилиқ тәрәққий қилдурған иди. тезсниң омуртқиси мундақ: бир империйә кеңийишкә башлиғанда өз чегралирини қоғдаш чиқими үстәл  үстидә мислисиз дәриҗидә ашиду, лекин ишләпчиқириш иқтидари болса түз линийәни бойлап аста өсиду. бир нуқтиға кәлгәндә, җиддий ашқан чиқимлар түз линийәлик аста өскән ишләпчиқириш қуввитидин ешип кетиду-дә, империйә өз сайиси астида өчүшкә башлайду.

хитайниң ахирқи он йиллиқ мусаписи бу қапқанниң толуқ дәрслик китабий болалайду. бейҗиң һакимийитиниң 2013-йили елан қилған «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббуси 140 тин артуқ дөләткә йейилған бир тирилйон доллардин ашидиған қәрз мәҗбурийитини өз ичигә алиду. бу мәнзириниң парлақ йүзи. әмма униң қараңғу йүзини 2024-йилидин башлап ашкариланған санлиқ мәлуматлар бекитип бериду. қәрз патқиқи ичидики тәрәққий қиливатқан дөләтләргә берилгән рәсмий хитай қәрзлириниң тәхминән %80 қисми қайтуралмаслиқ хәвпи астида турмақта. 2008 – йилидин 2021-йиллар арисида бейҗиңниң «бир бәлбағ, бир йол» түрлириниң бойниға мингән қәрз вәйранчилиқини тохтитип қилиш үчүн хитайниң қилған җиддий қутқузуш чиқими 240 милйард доллардин ешип кәткән.

қени бир селиштуруп бақайли! 240 милйард доллар, түркийәниң бир йиллиқ омумий ишләпчиқириш қиммитиниң (GSYH) тәхминән төттин бир қисмиға тәң келиду. бейҗиң ахирқи он бәш йил ичидә өзи башлиған йәр шари характерлик ул әслиһә лайиһәсини вәйран болуштин қутқузуш үчүнла түркийәдәк дөләтниң йиллиқ кириминиң төттин бирини сиртқа чачқан. бу ғайәт зор сомма бейҗиңниң ички хамчотидин, йәни 2049-йиллиқ катта чүшигә айрилиши керәк болған мәнбәләрдин, йәни бүгүнки хитай йашлириниң кейин қериғанда алидиған пенсийә фондидин йулуп елинған.

дәл мана бу әҗәллик йерилиш мәзгилидә, һәрбий чиқимларму үзлүксиз көпәймәктә. 2025-йили хитайниң рәсмий һәрбий хамчоти %7.2 өрләп, 1 тирилйон 670 милйард йүәнгә (тәхминән 235 милйард долларға) йәтти. стоклһолм хәлқара тинчлиқ тәтқиқат институтиниң (SIPRI) 2026-йили апрелдики доклатиға асасланғанда, йәр шари һәрбий чиқимлири уда 11 йилдин бири изчил өрләп, 2025-йилида 2.9 тирилйон долларлиқ әң йуқири пәллигә йеқинлашқан бир вәзийәттә, хитай дөлити америкадин қалсила дунйа бойичә иккинчи чоң һәрбий чиқим қилғучи болған.²³ бейҗиң һакимийити тәйвән боғузидики бесимни, җәнубий хитай деңизидики маневирларни, һиндистан чеграсидики қошунлирини вә ракета армийәсиниң заманивилишиш мусаписини тәң қәдәмдә елип бериш үчүн өз малийә омуртқисини ахирқи чәккичә тайанч қилмақта.

бу мәнзириләр паул кеннединиң формуласини һәрпму-һәрп, варақму-варақ тәкрарлайду. муқим мүлүкниң көпүклишиши түп вәйранчилиққа қарап кетиватқан болса, йашларниң ишсизлиқ нисбити рекорт сәвийәдә ашмақта. (рәсмий нисбәт %16.5, мустәқил мөлчәрләр %40), дөләт нупусиниң сиртмақ астидики әһвали һәр йили милйонлиған адәмниң азийиши арқилиқ ерип кетишкә йүз тутмақта, хитай «бир бәлбағ, бир йол» түрлирини өрә тутуп туруш үчүнла йиллиқ 35 милйард долларлиқ қәрз төлимини африқа вә җәнубий асийа әллиридин йиғишқа мәҗбур. бирла хамчот билән һәм сирттики һөкүмдарлиқни сақлап қилиш, һәм ичидә кеңийиватқан нопус вә иҗтимаий киризис қара өңкүрини йепиш математикилиқ җәһәттин тамамән мумкин болмайдиған бир иш. қисқиси, хитай һазир қош тәрәплик бир таллаш бесими астида қапсилип қалған әһвалда турмақта.

әслий тәтүр айлиниш қапқини дәл мушу йәрдә башлиниду. сиртқа көз көз қилинған һәр бир күч - қудрәт ички қисимдики ишәнчсизлик вә тинчсизлиқни башқа бир қанал арқилиқ техиму чөңқурлаштурмақта. қени биз бу зәнҗирсиман йерилишни қәдәмму қәдәм из қоғлап көрүп бақайли!

биринчи һалқа: хитай тәйвәнгә қаратқан һәрбий бесимини күчәйтиш үчүн 2026-йили феврал ейиниң учурлириға асасланғанда, тәйвән боғузида һәр һәптидә бир дегүдәк һәрбий маневирларни елип бармақта.

иккинчи һалқа: бу бесим тәйвән боғузида түпки тоқунуш кризисиниң партлаш еһтималлиқини чоңайтмақта.

үчинчи һалқа: хитайда кризис йүз бириш хәвпи чәт әллик мәбләғ салғучиларниң «China+1» (хитай +1 дөләт) истратегийәсини тезләтмәктә. йәни «Apple», «Samsung», «Microsoft», «Sony» ға охшаш ғайәт зор ширкәтләр өз ишләпчиқириш базилирини вийетнам, һиндистан вә мексикаға йөткәшкә башлимақта. 2018 – йилидин 2025-йиллар арисида бу рамкида 800 милйардтин 1.2 тирилйон доллар әтрапидики капитал хитайдин қачти.

төтүнчи һалқа: капиталниң сиртқа қечиши ичкиридики муқим мүлүк баһасини вә ишсизлиқ бесимини техِму йериңдатмақта.

бәшинчи һалқа: бу бесим шәһәрләрдики наразилиқ намайишлириниң санини көпәйтмәктә вә йиллиқ көпийиш нисбити %44 кә йәткән әһвалда турмақта.

алтинчи һалқа: намайишларниң бесими бейҗиңни идеологийәлик контролни техиму қаттиқлаштурушқа  мәҗбурлимақта вә йеңи сензор (әлгәктин өткүзүш) қанунлири, техиму вәһшийанә иҗтимаий инавәт нумури системисини йолға қойушқа зорлимақта.

йәттинчи һалқа: чиңитилған контрол хоңкоңға охшаш малийә мәркәзлириниң хәлқаралиқ ишәнч асасини йемирип ташлимақта. хәлқара банкилар хоңкоңни ташлап сингапор, токйо вә сеулға көчүшкә башлимақта.

сәккизинчи һалқа: йемирилгән ишәнч сирттин келидиған чәт әл мәблиғини техиму кемәйтмәктә.

тоққузинчи һалқа: мәбләғниң қурушқа башлиши бейҗиң һакимийитини чәт әлләрдин «бир бәлбағ, бир йол» қәрзлирини  зораванларчә йеғишқа (бесим қилишқа) иттирмәктә.

онинчи һалқа: қәрз төләшкә қарши турған дөләтләрдә хитайға қарши сәлбий қарашлар вә хәлқ қаршилиқи баш көтүрмәктә. мәсилән сириланка, кенийә, пакистан вә замбийәдә.

он биринчи һалқа: бу қаршилиқ хитайниң йәр шари характерлик һакимийәт мәшроийитини (қануни асасини) түп йилтизидин бошатмақта.

 он иккинчи һалқа: зәрбигә учраватқан мәшроийәт (қануний асас) бейҗиңни тәйвән, җәнубий хитай деңизи вә һиндистан чеграсиға охшаш сирттики җиддийчиликләрдә ишләткән милләтчи нутуқлар арқилиқ ички бирдәкликни тирик тутуш һийлисигә мәҗбурлимақта.

шундақ қилип, тәтүр айлиниш йәнә әслигә, йәни биринчи һалқиға қайтип келиду.

хитайниң дунйани қаплаш истратегийәси, әслидә ичкиридики ишәнчсизлик вә киризисларни еритип түгитиш үчүн пиланланған иди. дең шйавпиңниң 1978-йили башлиған ислаһати хитайни дунйа базириға мәркәзләштүрди. у мав зедоң дәвриниң сирттин айрилған бекинмә характерлиқ әсабийә (бирдәклик роһи) ниң орниға «истемал үчүн дунйани қаплаш» тәлиматини қойди. 2013-йили ши җинпиңниң «бир бәлбағ, бир йол» лайиһәси бу тәлиматниң империйалист нусхиси иди. йәни пәқәт истемал қилиш үчүн әмәс, бәлки дунйани қайтидин қуруп чиқиш үчүн дунйани қаплаш. әмма тәтүр логика шу йәрдә: сиртта қаплаш чоңайғансири, ички қисимдики дигитал көзитиш аппаратлириму көпийип чоңаймақта. чүнки дунйани қаплиған җәмийәт турақсиз бир җәмийәттур, турақсизлиқни тәңпуңлаштуруш үчүн техиму җиқ контрол тәләп қилиниду. бүгүн йетип келингән нуқта мундақ: хитайниң дунйани қаплаш истратегийәси, әмәлийәттә ички  җәһәттики муқимсизлиқ вә вәйранчилиқни туғдуруватқан әслий мәнбәниң дәл өзидур.

бейҗиңниң 2026-йилиға кәлгәндә патқан патқиқи, һәддидин зийадә кеңийишниң тарихий комидийәсиниң дәл удулиға тоғра кәлмәктә. империйәниң ғайәт зор чоңлуқи, әмәлийәттә империйәниң түп аҗизлиқиниң мәнбәсигә айлинип қалди. бир һайванму нә қәдәр чөң болса, өз еғирлиқини көтүрүш үчүн шунчә чоң сөңәк вә йуқири мускул қуввитигә муһтаҗ болиду. лекин бир мәзгилдин кейин сөңәк вә мускулниң һәддидин зийадә чоңийиши һайванниң һәрикәт қилиш қабилийитини боғушқа башлайду. хитай хәлқ җумһурийитиниң нопусшунаслиқ, иқтисадий вә органлиқ иқтидари, йәр шари характерлик империйалист гәвдисини көтүрүп туридиған сөңәк қурулмисиға толуқ игә болалиғини йоқ.

униң үстигә бу тәтүр айлиниш қапқинини қоршап турған техиму чөңқур бир зиддийәт мәвҗут. бу зиддийәт бейҗиңниң истратегийәлик мәнзирисиниң әң қорқунчлуқ вә күлкилик қисмини ашкарилайду. «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббусиниң җуғрапийәлик хәритиси диққәт билән тәкшүрүлгәндә, асаслиқ каридорларниң тамамән дегүдәк өз ички бихәтәрликини тәминләштә аҗиз, террорлуқ һуҗумлири, бөлгүнчи қозғилаңлар, һәрбий сийасий өзгиришләр вә сийасий турақсизлиқ патқиқиға чөккән ениқсиз дөләтләрдин өтидиғанлиқи көрүлиду. «Global Development» мәркизиниң 2018-йилидики тәтқиқатиға асасланғанда, бу лайиһәгә қатнашқан тәхминән 70 дөләтниң 23 и «қәрз кризиси хәвпи» астида турмақта. буларниң ичидин җибути, қирғизистан, лаос, малдиви, моңғулийә, қара тағ (монтенегро), пакистан вә таҗикистандики кәлгүси қәрз мәблиғи бу вәйранчилиқ хәвпини техиму чөңқурлаштуридиған орунда турмақта.²⁴ йәни бейҗиңниң йәр шари характерлик ул әслиһә түриниң йадросида йатқан дөләтләрниң тәхминән үчтин бир қисми, дунйа малийә системиси  тәрипидин «тез йемирилидиған дөләтләр» дәп тамғилиған дөләтләрдур.

бу әмәлий мәйданниң әң йалаңгач мисали пакистандур. хитай-пакистан иқтисад каридори (CPEC) 62 милйард долларлиқ мәбләғ мәҗбурийити билән бу лайиһәниң йөләнчүк түри дәп җакарланған иди. лекин бу түрниң әмәлий мәшғулат саһәси 2016-йилидин бири 15 миң пакистан әскири тәрипидин қоғдалмақта. чүнки бәлуҗистанлиқ қураллиқлар газ туруба линийәлирини партлатти, хитай инженерлириға қораллиқ һуҗум қилди, карачидики хитай консулханисиға бесип кирди. 2024-йили мартта бишамда елип берилған һуҗумда бәш хитай инженери өлтүрүлди.

бу йәрдиму бир  селиштурма қилайли! 15 миң әскәр, оттураһал бир түркийә һәрбий гарнизониниң омумий қошун саниға тәң келиду. хитай хәлқ җумһурийити өзиниң чәтәлдики мәбләғ каридорини қоғдаш үчүнла башқа дөләтниң толуқ тәшкилләнгән бир пийадә қисим биригадисини иҗаригә елишқа мәҗбур болди. бу қандақтур «мәбләғ салғучиниң көрүниши» әмәс, бәлки  дүшмән земинида «қоршав астида қалған дөләтниң көрүниши»дур.

пакистан йалғуз әмәс. мийанмарда 2021-йилидики һәрбий сийасий өзгириштин кейин, бейҗиңниң ғайәт зор ул әслиһә түрлири хитай тәһлилчилириниң өз иқрари билән пүтүнләй тохтап қалған. сириланкида һамбантота портиниң 99 йиллиқ муддәт билән хитайға өткүзүп берилиши, «хитайниң иқтисадий дипломатийә утуқи» дәп көрситилгини билән әмәлийәттә йәр шари җамаәтчиликидә «қәрз қапқини дипломатийәси» уқуминиң намайәндисигә айлинип қалди. ефиопийәдә 2020 – йилидин 2022-йиллар арисидики тиграй уруши бейҗиңниң 1.6 милйард долларлиқ телеграф мәблиғиниң қиммитини еритип йоқатти. судандики 2023-йиллиқ ички уруш хитайниң нефит мәбләғлирини пүтүнләй кардин чиқарди. униңға қошумчә бейҗиң университетиниң хитай академиклириниң өз тәтқиқатлирида җибути, замбийә, кенийә, ангола, моңғулийә ... қатарлиқлар «қәрз төләш иқтидари чәклик, вәйранчилиқ хәвпи интайин йуқири» дөләтләр дәп айрилиду. йәни хитайниң өз зийалийлири, «бир бәлбағ, бир йол» лайиһәси қурулған земинниң нә қәдәр тейилғақ вә асти қумлуқ икәнликини өз академик тилида иқрар қилмақта.

бу мәнзириниң бир ахирқи һөкми бар. бейҗиң һакимийити ичидә йемирилгән ашу руһи бирдәкликни (әсабийәни) сиртта йәр шари характерлик ул әслиһә түри дәпдәбиси билән толдурушқа урунди.лекин бу түрниң өзиму өз ичидин парчиланған, бирдәклик руһи вәйранчилиққа йүзләнгән дөләтләрниң өстиңигә қурулди. хитайниң бир тирилйон доллардин ашидиған ташқи қәрз мәҗбурийити, гойа қумлуқ үстигә селинған еғир биналарға охшайду. бир каридорда террорлуқ һуҗуми, бир портта қораллиқ қозғилаң, бир пайтәхттә һәрбий сийасий өзгириш... һәр бир йеңи һалқа, лайиһәниң йәр шари характерлик ишәнчликликини башқа бир линийәдин еритип түгәтмәктә. «бир бәлбағ, бир йол» ниң җуғрапийәлик хәритиси бейҗиңниң истратегийәлик қудритиниң хәритиси әмәс, бәлки йәр шаридики барлиқ аҗиз вә вәйранчилиқ көпүклири йиғилған районларниң хәритисидур.

дәл чиң сулалисиниң ахирқи әпйон дәвридә байашат деңиз бойи өлкилириниң ички районларниң чиришидин озуқланғиниға охшаш, заманиви бейҗиңму пәқәт өзидәк чириватқан әтрап биләнла иш қилалайдиған бир мәркәзгә айланди. чүнки ичидин чириватқан мәркәз, сағлам әтрапни таллийалмайду. чириватқан мәркәз пәқәт өзигә охшаш чириватқан җуғрапийә биләнла шерик болалайду. ибни халдун қануниниң әң рәһимсиз мәсхириси дәл мушу йәрдә оттуриға чиқиду. өз ички чиришидин қачмақчи болған бир империйә, қачқан җайлиридиму дәл шу чиришкә дуч келиду, чүнки ички чиришниң өзи аллиқачан униң түп истратегийәлик таллашлирини шәкилләндүрүп болған болиду. бу хитайниң өз хаһиши билән қилған таллиши әмәс, бәлки хитайниң мутләқ мәҗбурийитидур.

 

хуласә: ашкарә ойун ойнийалмайдиған һийлигәрниң трагедийәси

йуқириқи сәккиз әҗәллик йериқниң омумий йиғиндиси, худди бир әдлийәлик тәкшүрүш доклатидәк тамамән ениқ болуп, әмди бу зәнҗирсиман қаналларниң бир-бирини қандақ сәмиритип паҗиәни чоңайтиватқанлиқини көрүш үчүн һәммини бир йәргә җәм қилип бақайли! чүнки бу җәрйанларни бир гәвдә сүпитидә көздин кәчүрмигәндә, вәзийәтниң әслий еғирлиқини һес қилғили болмайду.

сиртмақтики дөләт нупуси математика җәһәттин арқиға қайтурғили болмайдиған бир формула болуп, хитайниң кәлгүси нупус мәнбәси болған айаллар әмәлийәттә һазирму туғулмиди, һечқандақ сийасәт өтмүшкә берип уларни қайтидин йариталмайду. муқим мүлүкниң көпүклишиши түзүлмилик басқучта, йәни аста характерлик вәйранчилиқ қапқинида җан талашмақта. «Vanke» йиқилса система тамамән тохтайду, әгәр уни зорлап өрә тутуп қалимән десә нопус қурбан қилиниду. ашкарийалмаслиқ (епистемик) киризисиниң ули болса өз санлиқ мәлуматлирини сензор әлгикидин өткүзүп йошуридиған бир һакимийәтниң контроллуқида турмақта. сәмирип кәткән өз бәдинини әмди көрәлмәйдиған бир җәсәттин тоғра дийагноз қойушни күтүш әхмәқлиқтур. органлашқан чириклик гени, дөләт системисиниң түпки мәшғулат мейидур. ши җинпиң уни қәтий пакизлийалмайду, чүнки у мәдәнийәтни пакизлимақчи болса, өзиниң бүгүнки мәнсәпкә кәлгән арқа ишик қаналлириниму сотқа тартишқа тоғра келиду. сарай өз кадирлириға әмди қәтий ишәнмәйду, сарай ичидики тазилаш һәр йили қатлинип көпәймәктә, нәтиҗидә көрүлгән «қарар чиқириш паләчлики» хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң тез инкас қайтуруш қабилийитини әҗәллик дәриҗидә зәхимләндүрмәктә. һакимийәтниң чегра районлирида (шәрқий түркистан, тибәт, ички моңғулийә вә йеза-қишлақларда) руһий бирлик йемирилиш линийәлири һәр пәсилдә йеңи йериқларни пәйда қилмақта. намайишларниң йиллиқ %44 ешиш нисбити сөз ойуни әмәс, бәлки кочиларниң сүкүттики волқаниниң әкис садасидур. гуаңдуңдәк әң байашат өлкә өз ичидә хитайға қарита паразитлиқ қаришини шәкилләндүрмәктә. хитайниң бу әң парлақ байашат мәркизи райони йуқири авазда өз өзидин сорашқа башлимақта: «биз немишқа бу намрат шималниң йүкини көтүримиз?» ташқи кеңийишниң һәр бир қанили, ички йариниң йериңдишини техиму еғирлаштурмақта. қисқиси, империйалистниң ғайәт зор чоңлуқи  униң асаслиқ аҗизлиқиниң түп мәнбәсигә айланған әһвалда турмақта.

бейҗиң ичидин йемириливатқан бир пәйттә сиртта көпүк кеңәймәктә, сиртта кеңәйгәнчә ичидин техиму йемирилмәктә. ибни халдун дәврийликиниң 21-әсирдики әҗәллик нусхиси дәл мушу: «бир мәдәнийәтниң өз гәвидисиниң еғирлиқида езилип боғулуп өлүши». хитайниң сун зучә һийлә-микиргә (аҗиз вақтида күч көрситиш, ғәрәзни йошурушқа) чиң йепишиши, бир истратегийәлик таллашниң намайәндиси әмәс, бәлки йуқириқи сәккиз тәрәплик йериқниң ички тәқәззаси вә мутлақ мәҗбурийәттур. ашкарә ойун, дурус истатистика, очуқ мәлумат, көп тәрәплик чегра башқуруш, чәт районларға берилидиған һәқиқий аптономийә, ташқи иттипақдашлар оттурисидики өзара һөрмәт, парихорлуқтин халий дипломатийә вә сиҗил кеңийиш... бу сәккиз амилниң һәммиси һазирқидәк вәйранлиққа йүз тутқанда, қолда пәқәт тамамән көрүнмәсликкә чөкивелишла қалиду. лекин көрүнмәсликкә чөкивелиш бир истратегийә әмәс, бәлки җан тәслим қиливатқан бир империйалистниң ахирқи сүкүттики пичирлишидур.

тарих мушундақ бир тәтүр тәңлимини сасанийлар империйәсидә 14 йилда, чиң сулалисиниң ахирқи дәвридә 70 йилда түгәткән иди. римниң 300 йиллиқ аста чириш мусаписи заманиви дунйада тамамән мәвҗут әмәс. чүнки 21-әсирниң тезликидә йәр шари малийә системиси секунтлар ичидә, мәбләғ еқими минутлар ичидә, иҗтимаий таратқудики бир учқунниң чоң йалқунға айлиниши бир кечидила ишқа ашмақта. интайин қисқа бир вақит ичидә бейҗиңниң қоли тәтүр санашни тохтитишқа үлгүрәлиши натайин. йетилмәй туруп йашанған бир мәдәнийәтниң трагедийәси, ши җинпиңниң 2049-йилилиқ нишаниға йәтмәйла тарихқа айлинишқа қарап тез сүрәттә йүгүрмәктә.

чөкүшниң календари ениқсиз болуши мумкин, лекин йөнилиши әмди талаш-тартишқа орун қоймайдиған дәриҗидә турмақта. сиртмақ астидики дөләт нопусиниң ақивети 2050-йилиғичә математикилиқ мутлақ һәқиқәттур. муқим мүлүк вәйранчилиқиниң системилиқ долқунлири он йиллиқ бир чекиниш дәвригә йейилди. сарайдики ичи тазилашниң сүрити һәр йили һәссиләп ашмақта. намайишларниң йиллиқ %44 лик ешиш нисбити уда алтә пәсилдин бири охшаш йөнилиштә зораймақта. гуаңдуңниң паразитлиқ қариши һәр йили техиму җәсур сорунларда әкс әтмәктә. һәддидин зийадә кеңийиш қапқини һәр айда өзиниң тәтүр айлиниш зәнҗирини йәнә бир һалқа қисқартмақта. чиришниң математикиси өз фонкисийәсини җари қилдуриватқан болса, бейҗиңниң қолидики бирдинбир қорал көрүнмәсликкә чөкивелиштин ибарәт болмақта. лекин көрүнмәслик бу сәккиз әҗәллик йериқниң һечбирини тохтиталмайду.

сун зуниң аҗизлиқни күч қилип көрситиш вә қаплаш истратегийәси, үч миң йил бойичә растинла қудрәтлик бир мәдәнийәтниң қолида бир қалқан иди. лекин дәл ашу истратегийә, ичидин зәипләп кәткән бир дөләтниң қолида қалқан болалмайду. әксичә, у өз йүзини көрүштин тосидиған сахта бир әйнәк пәрдисигә айлиниду. ашкарә ойун ойнийалмайдиған мәккар, алди билән өз реаллиқиға ишинишни өгиниши керәк. бейҗиң үчүн саәтниң оқи тәтүр санимақта.

билгә хақан 1300 йил бурун түрк хәлқигә ташқа ойуп йазған: «хитай хәлқиниң сөзи татлиқ, йипәк рәхти йумшақ» агаһландуруши бүгүнму һәқлиқ йосунда күчкә игә. әмдиликтә бәлким униң вақит-саити йетип кәлди. әмдиликтә хитайниң бу татлиқ сөз вә йумшақ рәхти ичидин қурут йәп кәткән бир империйалистниң ахирқи пәрдисиниң қуруқ сәһнә зиннәтлиридин башқа нәрсә әмәс. сәһниниң арқисида немә барлиқини көрүш вақти, дунйаниң вә алаһидә қилип түрк – ислам дунйасиниң өз истратегийәлик мустәқиллиқини қайтидин бәрпа қилиш вақти билән дәл бир саәткә тоғра кәлмәктә.

 

түрк – ислам дунйаси үчүн бәш истратегийәлик тайанч оқи

билгә хақанниң ташқа мөһүрлигән қәдимий агаһландуруши, 21-әсирдә пәқәтла өтмүшни әслитидиған бир мәдәнийәт йадикарлиқи сүпитидә қалса болмайду. у бүгүн җанлиқ вә әмәлий бир дөләт тәлиматиға айлиниши шәрт. чүнки дәл әшу  «татлиқ сөз вә йумшақ йипәк рәхт» ниң заманиви қийапити  «бир бәлбағ, бир йол» тохтамлириниң астиға йошурунған қәрз сиртмақлири, «Huawei» тәрипидин торланған телеграф омуртқилири, куңзи институтлириниң маарип системисиға чөккән йумшақ сиңдүрмилири вә «TikTok» алгоритмилири арқилиқ тарқитиливатқан мәдәнийәт зәһәрлиридур. түрк – ислам дунйаси, болупму түркийә вә оттура асийа җумһурийәтлири, бу көп қатламлиқ йошурун қоршавға қарши бир пүтүн вә мустәһкәм қурулмилиқ бир гәвдә сийасити бәрпа қилалмиса, бейҗиңниң техи пишип йетилмәй туруп вәйран болуватқан империйә харабилики астида өз тарихий тәқдири вә кәлгүсиниму йоқитип қойуши мумкин. шуңа бу бир гәвдә сийаситиниң мәшғулат сөңәк қурулмисини төвәндики бәш әмәлий тайанч оқи бойичә шәкилләндүрүш зорүр:

биринчиси. дигитал мустәқиллиқ тайанч оқи болуп, түрк – ислам дунйасиниң бейҗиң мулазиметерлириға, «Huawei» җабдуқлириға вә хитайниң сүний әқил әндизилиригә тәслим болмиған, өзигә хас ортақ бир дигитал омуртқа қуруп чиқиши әмди кәчиктүргили болмайдиған һайат - маматлиқ еһтийаҗдур. естонийә 1991-йили намрат, кичик бир дөләт туруқлуқ, оттуз йил ичидә дунйаниң дигитал мустәқиллиқ пешвасиға айлиналиди. уларниң бу утуқиниң йилтизи һечкимгә беқинмайдиған техника ул әслиһәсини қуруштики мутләқ ирадиси иди. түрк – ислам дунйасиниң бу әндизини пүтүн гәвдигә көчүрүши, һәм нопус һәм иқтисадий қабилийәт җәһәттин естонийәдин нәччә он һәссә йуқири әвзәллик билән тамамән мумкиндур.

иккинчиси, мустәқил пул төләш системиси тайанч оқи болуп, һиндистанниң «UPI» (ортақ пул төләш системиси) әндизиси, «Visa-Mastercard» һөкүмранлиқиниң сиртида, дөләтниң һимайисидики, нөл комиссийәлик бир миллий пул төләш улиниң йәр шари көлимидә нә қәдәр утуқлуқ иҗра қилинидиғанлиқини пакит билән көрситип бәрди. түрк – ислам дунйасиниң өзара ортақ пул төләш суписи бәрпа қилиши һәм хитайниң дигитал йүәнигә, һәм ғәрбниң «SWIFT» қисқучиға қарши қурулмилиқ бир мустәқиллиқ қалқини билән тәминләйду. түркийәниң «TROY» ул әслиһәси, қазақистанниң «Kaspi.kz» мувәппәқийити, әзәрбайҗанниң «Azəripay» системиси вә башқа түрк дөләтлириниң қолидики нөвәттики тәҗрибиләр, бу ортақ супиниң асалиқ уруқлирини аллиқачан чечип болди.

үчинчиси, ортақ истратегийә тайанч оқи болуп, түрк дөләтлири тәшкилати (TDT) қурулғандин бири имзаланған бишкәк вә истанбул әһдинамилири, ортақ истратегийә бирликиниң дипломатик пиланини сизип бәрди. оттура каридор (һазардин һалқиған хәлқара қатнаш линийәси) хитайниң «бир бәлбағ, бир йол» қисқучиға адәттики бир қошумчә әмәс, бәлки түрк – ислам дунйасиниң истратегийәлик мустәқиллиқи вә һоқуқиниң лиоҗистика омуртқисидур. бу омуртқиниң хитай сәрмийәсидин вә хитай техникисидин пүтүнләй азад һалда мәшғулат  елип бериши бу тайанч оқиниң түп алдинқи шәртидур²⁷.

төтүнчиси, мәдәнийәт бирдәклики тайанч оқи болуп, османлиниң йәттә йүз йиллиқ көп кимлик қурулуш түзүлмиси (милләт системиси, вақиф мәдәнийити, адаләт чәмбирики) хитайниң дигитал фашизминиң тамамән әксичә болған хәлқаралиқ айрим бир қутуп шәкилләндүриду. түрк – ислам дунйасиниң бу улуғ мәдәнийәт мирасниң заманиви бир дунйави қиммәт қараш тәклипигә айландурулиши, хитайниң кәлгүси алгоритмилиқ  һакими мутләқликигә вә ғәрбниң көзитиш капитализмиға қурулмилиқ бир алтрнатип (таллаш) суниду. бу тайанч оқ пәқәтла бир әслимә характерлик өтмүшкә йөлиниш әмәс, бәлки инсан фетринти (тәбиитини ) асас қилған вә инсанни мәркәз қилған техника әхлақиниң, көп мәдәнийәтлик гүзәл ортақ турмушниң вә әхлақ шәртлик иқтисадий түзүлмниң әмәлий қурулушиға айлиниду.

бәшинчиси, шәрқи туркистан дийаспорасини қоғдаш тайанч оқи болуп, уйғур түрклириниң йәр шариға чечилған муһаҗирәт дунйаси, әслидә  шәрқий түркистанда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқидин ибарәт ассимилйатсийә зулминиң түп әслимә записи болуш ролини ойнимақта. лекин, бу муһаҗирәт гәвдисиниң қазақистан, қирғизистан, түркийә, сәуди әрәбистан вә йавропадики бихәтәрлики бейҗиңниң йошурун бесими астида һәр күни аҗизлимақта. түрк дунйаси өз қериндашлири болған муһаҗирлирини қоғдаш қабилийитини органлиқ вә қануний бир тайанч оққа айландурушқа мәҗбурдур. бу йалғуз уйғурларниңла әмәс, бәлки қирим татарлириниң, аһисқа түрклириниң, сурийә түркмәнлириниң вә башқа пүтүн мәзлом мусулман түрк хәлқлириниңму ортақ җан капалити болиду. шу чағдила түрк – ислам дунйасиниң кәлгүси хәлқаралиқ  үчинчи мәдәнийәт қутуби болуш нишаний әхлақий асасини тиклигән болиду.

 

бу бәш тайанч оқи қәғәз үстидики қуруқ бир йахши нийәтлик тәклип сүпитидә қалмаслиқи лазим. бу оқларниң әмәлий иҗра қилиниш тәлимати, мениң йеқинда түркчә нәшир қилиниш алдида турған  әсиримдә «йәттә пайтәхт, 8-орбита тәлимати» нами билән әмәлий иҗра қилиш хәритисигә айландурулди. йәттә пайтәхт (әнқәрә, астана, рийад, ташкәнт, баку, куала лумпур, җакарта вә 8-орбита болған пакистан) ортақ дөләт әқли билән һәрикәт қилғанда, бу бәш тайанч оқниң һәммиси йәр шари характерлик йеңи бир қутуп шәклидә орнидин туралайду. бу мақалә дәл шу китабтики 14 қисимлиқ дийагнозлириниң аран бирсинила өз ичигә алди. униң түп чарә, әмәлий иҗраси вә һәл қилиш қисмини өз ичигә алған 7 бөлүмлүк иҗра қилғуч қисми китабниң бир пүтүн гәвдиси билән бирликтә пат йеқинда үстәлгә қойулиду, иншааллаһ.

йетишмәй туруп вәйран болуштәк хитайниң трагедийәси, түрк – ислам дунйаси үчүн тарихниң йүз йилда бир ачидиған түп пәнчирилиридин (пурсәтлиридин) бирини сунмақта. пәнчирә узун очуқ турмайду. билгә хақанниң ташқа ойуп йазған агаһландуруши, пәқәт мушу йәттә пайтәхтниң ортақ мүрисидә йеңи бир әмәлий һәрикәткә айланғандила, 1300 йилдин кейин өзиниң һәқиқий җараңлиқ җавабини тапқан болиду.

мәнбәләр:

Kaynak Listesi:

  1. The Muqaddimah: An Introduction to History – İbn Haldun’un medeniyetlerin yükseliş ve çöküş döngülerini "asabiyye" kavramı üzerinden açıkladığı temel eseri. – Aktif URL: https://wellcomecollection.org/works/cyyg76mw| Yayın: 1967, Princeton University Press (Bollingen Series) | ISBN: 978-0691097978 1-4
  2. Malik Bin Nebi'de Sömürülebilirlik Olgusu – Malik Bennabi'nin toplumların içsel çöküşünü ve "sömürgeleştirilebilir" hale gelme süreçlerini incelediği teorik çerçeve. – Aktif URL: https://dergipark.org.tr/tr/pub/milel/article/128123| Yayın: 1948 (Orijinal), Güncel Kaynak: DergiPark 2, 5, 6
  3. The History of the Decline and Fall of the Roman Empire – Edward Gibbon'un Roma İmparatorluğu'nun kurumsal ve ahlaki çözülmesini detaylandırdığı klasik çalışması. – Aktif URL: https://oll.libertyfund.org/titles/gibbon-the-history-of-the-decline-and-fall-of-the-roman-empire-vol-1| Yayın: 1776-1788 (1906 Ed.), New York | ISBN: 978-0140433937 2, 7-9
  4. Decline and Fall of the Sasanian Empire: The Sasanian-Parthian Confederacy – Parvaneh Pourshariati'nin Sasani İmparatorluğu'nun merkeziyetçi reformlar ve elit çatışmaları nedeniyle çöküşünü analiz eden eseri. – Aktif URL: https://www.bloomsbury.com/uk/decline-and-fall-of-the-sasanian-empire-9781784537470/| Yayın: 2008/2017, Londra: I.B. Tauris | ISBN: 978-1784537470 2, 10, 11
  5. Can China Reverse Its Demographic Decline? – Yi Fuxian’ın Çin’in 2025 yılı rekor düşük doğum verilerini ve demografik çöküşün geri dönülemezliğini analiz eden makalesi. – Aktif URL: https://www.freemalaysiatoday.com/category/opinion/2026/01/24/can-china-reverse-its-demographic-decline12-15
  6. The 2050 Population Data That Could Ruin China's Century – Çin'deki nüfus dengesizliği, kadın ticareti ve sahte doğum istatistiklerini belgeleyen Newsweek raporu. – Aktif URL: https://www.newsweek.com/2050-population-data-that-could-ruin-china-century-190359714, 16, 17
  7. Evergrande: China's property giant delisted from Hong Kong stock exchange – Evergrande grubunun borç krizi sonrası borsadan çıkarılması ve emlak sektöründeki çöküşün resmi duyurusu. – Aktif URL: https://www.theguardian.com/business/2025/aug/25/evergrande-china-group-delisted-hong-kong-stock-exchange18-21
  8. China 2026 Is Exporting Stagnation, Not Strength – Andy K tarafından hazırlanan, Çin’in gayrimenkul finansman sistemindeki tıkanıklığı ve Vanke krizini inceleyen analiz. – Aktif URL: https://medium.com/@AndyRo/china-2026-is-exporting-stagnation-not-strength-6c047dd42b2520, 22
  9. Evergrande's Delisting Exposes China's Slow Bankruptcy Trap – Çin yerel hükümet finansman araçlarının (LGFV) emlak krizi nedeniyle düştüğü "yavaş iflas" döngüsünün analizi. – Aktif URL: https://thediplomat.com/2025/09/evergrandes-delisting-exposes-chinas-slow-bankruptcy-trap/20, 22
  10. Demography-Real Estate Loop – Yi Fuxian’ın emlak balonu ile düşük doğurganlık oranları arasındaki yapısal bağı inceleyen teknik çalışması. – Aktif URL: https://www.project-syndicate.org/commentary/china-demographic-decline-falling-fertility-many-causes-hard-to-reverse-by-yi-fuxian-2026-01?utm_term=&utm_campaign=&utm_source=adwords&utm_medium=ppc&hsa_acc=1220154768&hsa_cam=22015387909&hsa_grp=172252323815&hsa_ad=724983174187&hsa_src=g&hsa_tgt=dsa-1456167871416&hsa_kw=&hsa_mt=&hsa_net=adwords&hsa_ver=3&gad_source=1&gad_campaignid=22015387909&gbraid=0AAAAADSFwgLz967DcTjw7ansgUAf-08gR&gclid=Cj0KCQjw54nRBhDCARIsAMcY_SBTDuGuxfgoPSH-3tzuRJr3Uok9KhCV5WYmRj4CXDKHzg4nzZTORPQaAvDYEALw_wcB

 

  1. China, Facing Record Youth Unemployment, Says It Will Stop Releasing Data – Çin’in genç işsizlik verilerinin rekor kırması üzerine veri açıklamasını durdurmasına dair rapor. – Aktif URL: https://www.yahoo.com/news/china-facing-record-youth-unemployment-114431264.html?guccounter=1&guce_referrer=aHR0cHM6Ly93d3cuZ29vZ2xlLmNvbS8&guce_referrer_sig=AQAAAClhALA9GSQkmbyzACVcp4xvRmwllqSWWS_-p0GuAnzs0tBy1N9PP_AQhRnSUcOu4OTO-H-0Q6w2NG7bri3K4b8d73b3CBaZHhqpLtlaU37G7ryYnlYuU6pdmk7270HWH1s3oQYi5SkBKwJlBoRW880Mqa0mD3VzNYA-5iRhGCAp
  2. China's Economic Data Is Famously Unreliable – Çin'in resmi ekonomik verilerindeki tutarsızlıklar ve metodolojik makyaj uygulamaları üzerine inceleme. – Aktif URL: https://fortune.com/asia/2025/08/22/china-economic-data-trump-bls-gdp/
  3. WikiLeaks: Li Keqiang Diplomatic Cable – Eski Başbakan Li Keqiang’ın Çin GSYH rakamlarını "insan yapımı" olarak nitelediği sızdırılan 2010 tarihli yazışma. – Aktif URL: https://wikileaks.org/cable/2007/03/07BEIJING1760.html24-26
  4. Axe Corruption Not Cigarettes – Lüks tüketim ürünlerinin rüşvet aracı olarak kullanımını itiraf eden Çin resmi medya makalesi. – Aktif URL: https://www.chinadaily.com.cn/opinion///////2009-03/31/content_7632901.htm
  5. Guanxi Culture, Corruption and Patronage – Zhihui Fu ve ark. tarafından Çin'deki rüşvet kültürü ve yargı kararları üzerine yapılan panel analizi. – Aktif URL: https://journals.sagepub.com/doi/10.1177/00380385251320472

Yayın: 2025, SAGE Journals 6, 27, 29

  1. Banking on the Belt and Road – AidData tarafından hazırlanan, Kuşak-Yol projelerindeki gizli borçları ve offshore komisyonları belgeleyen kapsamlı rapor. – Aktif URL: https://www.aiddata.org/publications/banking-on-the-belt-and-road| Yayın: 2021/2024, William & Mary Üniversitesi 30, 31
  2. Peng Liyuan Rises Up the Ranks: Implications for Xi's Despotic Rule – Willy Wo-Lap Lam’ın Xi Jinping’in eşinin ordu içindeki yükselişini inceleyen analizi. – Aktif URL: https://jamestown.org/program/peng-liyuan-rises-up-the-ranks-implications-for-xis-despotic-rule/32, 33
  3. Beijing's Latest Military Purge and Missing Defence Minister Li Shangfu – Çin ordusunda Roket Kuvvetleri ve savunma bakanlığı düzeyindeki tasfiyeleri belgeleyen haber raporu. – Aktif URL: https://nationalsecuritynews.com/2024/01/beijings-latest-military-purge-and-missing-defence-minister-li-shangfu/

 

  1. The Purges Within China's Military Are Even Deeper Than You Think – CSIS bünyesindeki ChinaPower Project tarafından hazırlanan general tasfiyeleri veri analizi. – Aktif URL: https://chinapower.csis.org/china-pla-military-purges/

Yayın: 2026, CSIS 32, 34, 35

  1. China Dissent Monitor: Issue 11 – Çin genelinde artan işçi ve ev sahibi protestolarını belgeleyen veri raporu. – Aktif URL: https://freedomhouse.org/report/china-dissent-monitor/2025/issue-11-october-december-2025

Yayın: 2025, Freedom House 32, 35, 36

  1. China Dissent Monitor: Issue 10 – Dijital sansür ve sosyal medyada silinen protesto içerikleri üzerine yapılan vaka analizleri. – Aktif URL: https://freedomhouse.org/report/china-dissent-monitor/2025/issue-10-july-september-2025

| Yayın: 2025, Freedom House 32, 35, 37

  1. GDP: Guangdong – Eyaletin GSYH payı, ihracat gücü ve ekonomik verilerini içeren istatistik veri seti. – Aktif URL: https://www.ceicdata.com/en/china/gdp-by-province-quarterly-final-estimation/gdp-guangdong| Yayın: 2025, CEIC Data 35
  2. The Rise and Fall of the Great Powers – Paul Kennedy’nin büyük güçlerin askeri harcamalarının ekonomik kapasiteyi aşmasıyla oluşan çöküşü inceleyen eseri. – Aktif URL: https://books.google.com/books/about/The_Rise_and_Fall_of_the_Great_Powers.html?id=yyZtAAAAMAAJ| Yayın: 1987, Random House | ISBN: 978-0394546742 2, 38, 39
  3. Examining the Debt Implications of the Belt and Road Initiative – Center for Global Development tarafından BRI projelerinin borç risklerini inceleyen koleksiyon raporu. – Aktif URL: https://www.cgdev.org/publication/examining-debt-implications-belt-and-road-initiative-policy-perspective| Yayın: 2018 30, 40, 41
  4. China's Domestic Security Spending: An Analysis – Adrian Zenz'in Çin'in dış savunma bütçesini aşan iç güvenlik harcamalarını belgeleyen raporu. – Aktif URL: https://jamestown.org/chinas-domestic-security-spending-analysis-available-data/

 | Yayın: 2018/2024, Jamestown Foundation 32, 42, 43

  1. Red Roulette: An Insider's Story of Wealth and Corruption – Desmond Shum'ın Çin elit siyaseti ve küresel finans arasındaki ilişkileri ifşa ettiği çalışması. – Aktif URL: https://www.amazon.com/Red-Roulette-Insiders-Corruption-Vengeance/dp/1982156155

 | Yayın: 2021, Simon & Schuster | ISBN: 978-1982174446 44-46

  1. Türk Devletleri Teşkilatı Temel Belgeler ve Bildiriler – Türk dünyası stratejik işbirliği, Orta Koridor raporları ve bölgesel doktrinlerin altyapısı. – Aktif URL: https://www.ayu.edu.tr/mypanel/_app/upload/yayin/dosya/fe131d7f5a6b38b23cc967316c13dae2.pdf

 | Yayın: 2018-2025, TDT Genel Sekreterliği 47-49