мустәбитниң өз-өзини һалак қилиши: хитай-исраилийә никаһи вә қәлб дийаримиз шәрқий түркистанниң азадлиққа атлиниши

аптори: миркамил кашғәрий

«түркистан вақти» тор гезити муһәррирликидин әскәртиш:

аптор миркамил кашғәрийниң үч йиллиқ из қоғлап тәтқиқ қилиши вә йүзлигән кечилик уйқусини қурбан қилиши нәтиҗисидә пүтүп чиққан, нөвәттә түркчә нәшир қилиниш басқучида туруватқан «мустәбитниң өз-өзини һалак қилиши» намлиқ китаби, «түркистан вақти» тор гезитидә бап вә бөлүмләр бойичә кәң уйғур оқурмәнлириниң һузуриға сунулиду. бу китабта, хитай, исраилийә, америка вә шәрқий түркистан түгүнини чөридигән һалда, йәр шари характерлик гео-сийасәт тунҗи қетим бир пүтүн гәвдә шәклидә анализ қилиниду. һәр һәптидә бир елан қилинидиған йеңи бөлүмлирини қачурмай оқуғайсиләр.

 кириш сөз

2026-йили 17-март әтигини, вашингтонда вақит тохтап қалғандәк иди. америка дөләтлик террорлуққа қарши туруш мәркизиниң мудири җов кәнт, американиң иран урушини «исраилийә вә униң америкадики күчлүк лобичилиқ гуруһлириниң бесими» билән башлиғанлиқини билдүрүп вәзиписидин истепа бәрди. дәл шу минутларда хитай тимтас бесип өтүлгән әллик йиллиқ бир мусапиниң вә бир хупийанә никаһниң мевилирини топлимақта иди. дунйаниң әң қудрәтлик күчи, өз иттипақдиши исраилийәниң қоли билән қандақларчә бу өз-өзини һалак қилиш нуқтисиға сөрәп келинди? буниң җавабини тепиш үчүн, 1979-йилиға қайтишқа тоғра келиду.

1979-йилиниң соғуқ бир март кечиси, бейҗиңдин әллик километир йирақлиқтики бир һәрбий айродромға һечқандақ тәвәлик бәлгиси болмиған бир бойиң (Boeing) айропилани қонди. айропиландин оттуз адәм чүшти. улар исраилийәниң әң мәхпий мудапиә техникилириниң қурғучилири вә иҗадкарлири болған IAI вә Rafael ширкәтлириниң муһим инженерлири иди. уларниң кимлики соралмиди. йүзлириму рәсимгә тартилмиди. исимлириму йезилмиди. айропилан удул амбарға сөрәп кирилип, дәрваза тақалди.

дәрвәқә, айропилан оттуз кишилик вәкилләр өмики билән бейҗиңға қонғанда пәқәтла техника елип кәлмигән иди. улар печәтләнгән табут ичидики ғәрб мәдәнийәтиниң истратегийәлик роһини тарихниң әң узун давамлишидиған вә әң пиланлиқ тапшуруш мусаписиниң тунҗи болиқи сүпитидә бейҗиңниң қолиға тутқузған иди.

шу кечиси бир никаһ  қилинди. хитай-исраилийә никаһи. мурасимсз, шаһитлири намәлум, әмма шу ениқки, у кечидин башлап дунйаниң истратегийәлик тәңпуңлуқи астағина қейишқа башлиди вә бу қейиш 46 йил бойичә, һечқандақ бир тәвринишни һес қилдурмайдиған дәриҗидә тимтаслиқ ичидә давамлашти.

бу китаб, әнә шу никаһниң рәсмий җинайәт архипидур. әмма бу китаб пәқәт дөләтләрниң хийанәтлиринила әмәс, бәлки инсан питритиниң қандақ йоқитиливатқанлиқини байан қилиду. бир тәрәптә йәр шари характерлик техникилиқ қоршав, йәнә бир тәрәптә болса, өз анисиниң өлтүрүлгәнликини 11 күндин кейин аран енқлап чиқалиған бир уйғур жорналистниң тунҗуққан сүкүти.

бирақ китабниң йезилиш сәвәби, бу барлиқ гео-сийасәтниң нерисидики толиму шәхсий бир туйғуға бағланған, йәни бир никаһқа әмәс, бир парчә рәсимгә.

у рәсимдә төт йашлиқ бир кичик бала. исми муһәммәд. аниси әтигини униңға торт етип бәргән, торт қийамида бармиқи мәйнәт болған һалда күлүп туруп чүшкән бир рәсим. үч айдин кейин у өй йоқ. у мәһәллә йоқ. у шәһәр әмди кона шәһәр әмәс. муһәммәдниң аниси бир лагерда. дадиси башқа бир лагерда. бовиси үчинчи бир лагерда. муһәммәдни әмди «муһәммәд» дәп чиқиришму чәкләнгән. хитайлар уни «ма лйаң» (Ma Liang) дәп атайду. ма лйаң хитайчида «парлақ» дегәнлик болиду. лекин муһәммәд парлақ әмәс. муһәммәд қараңғулуқ ичидә. муһәммәд анисини сорайду.

 бу әслидә бир хәлқниң пәқәт җисманий мәвҗутлуқинила әмәс, бәлки тарихий әс – хатирисиниму тамамән өчүрүп ташлашни нишан қилған системилиқ Mnemocide (әс – хатирә қирғинчилиқи) оператсийәсиниң тунҗи тәҗрибихана мәһсулати иди.

у рәсим йашанған 12 аниниң қолидин қолға өтүп, 8 йилдин кейин аран дегәндә истанбулға йетип кәлди. уни елип мениң алдимға қойған киши маңа мундақ дегән иди: «билимән қәлимиң күчлүк, сән йаз. бу бала үчүн йаз. униңға охшаш миңлиған бигунаһ үчүн йаз. йазғинки, дунйа билсун»

мәнму шу кечидин башлап йезишқа кириштим. үч йил өтти. бу китаб әнә шу кечиниң нәтиҗисидур.

бүгүнгә қәдәр шәрқий түркистан пәқәт йиға-зарә вә матәмдин ибарәт бирла тилда йезилди. азаб-оқубәтләр хатириләнди, зулумниң  сан-сипирлири һесабланди, әмма «зади немә қилиш керәк?» дегән соал бурунқидәкла һавада қеливәрди. һечким бу соални реал сийасәтниң соғуқ үстилигә қойушқа җурәт қилалмиди. бу китаб дәл әнә шу нуқтидин башлиниду. у матәм тутмайду, йол көрситиду. соални бир қуруқ тиләк билән әмәс, баштин- ахириғичә муәййән истратегийәлик бир йол хәритиси билән җаваблайду. чүнки бу пәқәт бир китаб оқушла әмәс, бәлки бир мәвҗутлуқ имтиһанидур.

әмди алдиңларға бир қанчә соални қойимән. уларниң җаваби асан әмәс.

бүгүн исраилийәниң хайфа портида қәд көтүрүп турған гигант хитай кранлириниң, америка йадро су асти парахотлириниң акустикилиқ бармақ излирини секунт ичидә шаңхәйгә йәткүзүватқанлиқини билгән болсаңлар, ақ деңизға йәнә шундақ хатирҗәмлик билән қарийаламтиңлар?

ғәззә кочилирида «Battle Tested» (урушта синалған) дегән марка билән пишшиқлап ишләнгән алгоритмларниң, қәшқәрдики «дигитал баал»  қәтлигаһиға роһ болуп пүвлиниватқанлиқини көргиниңларда, йәнила «пәләстин мәсилиси билән шәрқий түркистан мәссилиси, икки айрим-айрим мәсилә» дейәләмтиңлар?

җеффрей епштейн (Jeffrey Epstein) ниң «зоро ранч» тики геника тәҗрибиханисида «сәрхил инсан нәслини уруқландуруш» хаһиши билән шәрқий түркистандики мәҗбурий туғут чәкләш усуллири оттурисидики дәһшәтлик био-сийасий бағлиниш бир тасадипийлиқму? йаки инсанийәт питритигә қаритилған омумийүзлүк бир һуҗумниң бир-бирини толуқлайдиған икки сепиму?

бу соаллар силәрни питрәткә қаритилған омумийүзлүк һуҗумниң коорденатлириға, әпйун урушлиридин петро-йүән системисиғичә, манхаттәндики инфира қизил нурлуқ камералардин шәрқий түркистандики алгортмилиқ қәтлигаһларғичә созулған бир хийанәт зәнҗиригә башлап бариду. бу зәнҗирни кимниң қуйғанлиқини, кимниң бойунға тақиғанлиқини вә униң бәдилини кимниң төләватқанлиқини билгиниңларда, китаб силәргә пәқәт өтмүшнила әмәс, қолиңлардин тартивелиниш алдида турған келәчикиңларниму сөзләп бериду.

җинайәтчиләрниң өз иқрарлири, җасуслуқ органлириниң доклатлири, сот мәһкимиси қарарлири вә ашкариланған һәқиқәтләрдин тәшкил тапқан 480 дин артуқ биринчи дәриҗилик мәнбә үстигә қурулған бу китабтики байанлар силәрни қаттиқ биарам қилиши мумкин. бәлким «буларни билмигән болсам йахши болаттикән» дәп қилишиңларму мумкин. әмма унутмаңларки, ойғинишниң тунҗи аламити, шу татлиқ уйқудин биарам болуш билән намайан болиду. һәқиқәтниң изиға чүшүп, бәдилини җени йаки кәспий һайати билән төлигәнләрниң һөрмити үчүн болсиму, әмди сүкүт қилиш бир таллаш әмәс. бу китаб, әнә шу биарамлиқни бир азатлиқ һөҗҗитигә айландуруш үчүн йезилди.

идийәлириңлар кимниң кутупханисида шәкиллиниду? туйғулириңлар кимниң екранидин қанат қеқишни өгиниду? қорқунчлириңлар кимниң алгоритмиси тәрипидин сәмиритилиду? үмидиңлар кимниң синарийәлиридин озуқ алиду?

бу соалларға җаваб берәлмәйватқан болсаңлар, силәр йалғуз әмәс. бу соаллар бүгүн әмди соралмайдиған болди. чүнки бир чәк-чегра йоқитилди. әмди бир «ичкири» йаки «ташқири» дәйдиған пәрқ йоқ, пәқәт бирла ичкири бар. бу ичкириниң сепиллири күнсири йүксәлмәктә, ичидикиләр сепилларниң мәвҗутлуқиниму көрмәйду.

улар хийаллирида сепилни әмәс, сепилниң арқисидики мәнзирини тәсвирләйду. йуқириға қарап, «мана асман» дәйду, әмма улар қараватқан асман башқа бирси қуруп чиққан бир торустур. үсти көк рәңгә бойалған, булутлар сизилған, қуйаш үчүн бир грамофон орнитилған. һәқиқий асман башқа бир йәрдә. һәқиқий асман, шу торусниң йериқлириниң у тәрипидә.

бу китаб әнә шу йериқниң хәритисидур.

мән силәргә бәзи дәрвазиларниң ачқучлирини беримән. бири 1979-йилиниң бейҗиң кечисини ачиду. бири 2017-йили нетанийаһуниң ши җинпиңниң һузурида қурған «җәннәттики никаһ» җүмлисини ечип бериду. бири мәнхәттәнниң «71 East 71st Street» адресидики, исраилийәниң бир сабиқ баш министири оттуз қетимдин артуқ мәхпий кирип чиққан қоро дәрвазини ачиду. бири хайфа портида өрләватқан хитай кранлириниң үстидики кичик қара қутиларни ачиду. бири қәшқәрдә бир йумшақ деталниң йүз әллик секунт ичидә бир инсанниң кимликини қандақ өчүрүп ташлиғанлиқини ечип бериду. йәнә бири болса, 1944-йили 12-нойабирда ғулҗида җәвлан қилған вә қайтидин җәвлан қилишни күтүп турған муқәддәс көк байриқимизни ачиду.

барлиқ дәрвазилар тәң ечилғанда, китабниң әң ахирқи бетидә, алдиңларда пәқәт бирла өй болиду. у өй дунйаниң ахирқи қириқ алтә йиллиқ бина қурулмисидур. өйниң оттурисида бир үстәл. үстәлниң үстидә бир тохтам. тохтамниң астида икки имза, бирси хитайниң, йәнә бирси исраилийәниң. тохтамниң үчинчи тәрипи, йәни имза қойидиған йери бош турған үчинчи қур сизгә тәвә.

чүнки сизму шу тохтамниң бир парчиси. тохтамниң астиға өз қолиңиз билән имза қоймиғанлиқиңиз әркин болалиғанлиқиңиз әмәс, әкисчә системиниң чақлири арисида сиз қалдурған һәр бир «учур », шу бош қалған қурға разилиқиңизни соримастин исмиңизниң аптоматик йезилишиға хизмәт қилидиған сийаһқа айлиниду. бу китаб, әнә шу сийаһни қайтурувелишиңиз үчүн йезилди. темиси сизниң келәчикиңиз, пәрзәнтиңизниң келәчики, шәһириңизниң келәчики вә мәдәнийитиңизниң кәлгүси тәқдиридур.

хитайниң вейчи (Weiqi / қоршаш) ойунида бир ташниң әтрапи қоршавға елинғанда, у таш тахтидин елип ташланмайду. таш орнида турувериду. әмма әмди у өзи үчүн әмәс, бәлки қоршавға алғучи үчүн хизмәт қилиду. орни охшаш, рәңги өзгәрмигән әмма вәзиписи өзгирип кәткән болиду. уни көргән маһир дәрһал һес қилидуки, у таш әмди өзиниң әмәс. бирақ йирақтин қариғанлар, ойун қаидисини билмәйдиғанлар, хитайниң вейчи (Weiqi / қоршаш) ойуниға әнәниви шаһматниң көзи билән бақидиғанлар, у ташни йәнила кона игисиниң дәп ойлайду.

бүгүн дунйаниң нурғун җайлирида әнә шундақ ташлар мәвҗут. исимлири кона дөләтниң исимлири. байрақлири кона байрақлар. сийасәтчилири кона сийасәтчиләргә охшайду. әмма вәзипилири пүтүнләй өзгәргән. уларни қоршавға алған күч болса көрүнмәйду, үнсиз, саман астидики судәк.

бу, хитай истратегийәсидики «ши» (Shi / шараитниң қудрити) қанунийитидур. йәни очуқ- ашкарә бир урушқа кирмәй туруп, тахтидики барлиқ нәпәс йоллирини бирла қетимда әмәс, бәлки әллик йиллиқ бир сеңип кириш билән боғуп ташлаш һийлисидур.

бир күни бу қоршав ашкарилинип оттуриға чиқиду. тахтиниң үстидә қайси ташниң һәқиқий түрдә кимниң икәнлики ашкарилиниду. у күн йетип келиштин бурун оқулуши керәк болған бир китабтур бу. у күн кәлгәндин кейин, бәлким оқуш пүтүнләй мумкинсиз болуп қелиши ениқ.

бу дәврниң әң чоң сирлиқ һийлиси һәммә нәрсиниң оп - очуқ, ашкарә оттурида турупму, һечкимниң уни көрмәсликидур. ишик очуқ, әмма ичигә һечкиши бақмайду. ишикниң очуқ туруши, әслидә мәхпийәтликниң әң пишқан, әң мукәммәлләшкән һалидур.

бу китаб бир агаһландуруш әмәс, бир ойғитиш синиқидур. бир матәм нахшиси әмәс, бир азадлиқ һөҗҗитидур. сиз һазир шу дәрвазидин ичигә қаримақчи болуп туриватисиз. қаравериң, қорқмаң. қаришиңизниң өзила бир ойғиништур. сиз қаримиғанчә у өй чоңийивериду. сиз қарашни башлиған минуттин етибарән у өй кичикләшкә башлайду.

әмисә мәрһәмәт ишик ечиливатиду….