түркистан вақти, 2026-йили 12-ийун, вашингтон — америка кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетида өткүзүлгән бир қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида, бейҗиң даирилириниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини техиму йеқиндин көзитиш үчүн, асийа вә хитайда вәзипә өтәйдиған америкилиқ дипломатларға уйғур тили тәрбийәси беришниң муһимлиқи музакирә қилинди. ғәрбий йерим шар тармақ комитетиниң рәиси, кеңәш палата әзаси җон куртис (John Curtis) нөвәттики ташқи ишлар министири марко рубио (Marco Rubio) илгири кеңәш палатасида вәзипә өтәватқан мәзгилдә йетәкчилик қилған «уйғур сийасити қанун лайиһәси» дики маддиларни тилға елип, райондики дипломатларниң йәрлик хәлқ билән биваситә алақә қилалишиниң интайин муһимлиқини тәкитлиди. министир рубиому өзи илгири елип барған бу хизмәтләргә асасән бу еһтийаҗни етирап қилди һәмдә өгиниш қийинлиқ дәриҗиси вә истратегийәлик әһмийити йуқири болған уйғур тилиға охшаш алаһидә тилларда дипломатларниң сәвийәсини өстүрүш үчүн, министирлиқ ичидики тил тәрбийәләш җәрйанлириниң қайтидин тәшкиллинидиғанлиқини билдүрди. йиғинда йәнә, тәйвәнниң дипломатик мунасивәтлирини күчәйтиш вә хитайниң райондики иқтисадий тәсиригә тақабил туруш үчүн аҗритилған хамчот хизмәтлириму музакирә қилинди.
көрүшүшниң толуқ текисти төвәндикичә:
кеңәш палата әзаси куртис: әпәнди, бу йәргә кәлгәнликиңизгә рәһмәт. сизниң дунйави мәсилиләрни бунчә ениқ башқуруш вә америкиниң мәйданини чүшәндүрүш қабилийитиңизгә изчил қайил болуп келиватимән.
мән сиздин илгирикигә охшаш, нөвәттә ғәрбий йерим шар тармақ комитетиға рәислик қиливатимән. мән әһмийәт бериватқан мәсилиләрниң бири тәйвән вә тәйвәнниң ғәрбий йерим шардики мунасивәтлиридур.
әмәлийәттә биз ғәрбий йерим шардики тәйвән иттипақдашлири тоғрисида тунҗи тармақ комитет йиғинимизни өткүздуқ. сизгә айан болғинидәк, һондурас 2023-йили хитайниң нурғун вәдилири бәдилигә тәйвән билән болған дипломатик мунасивитини үзди. һечқандақ һәйран қаларлиқ йери йоқки, бу вәдиләрниң көпинчиси орундалмиди. уларниң һазирқи пирезиденти сайлам мәзгилидә тәйвән билән болған мунасивәтни қайтидин әслигә кәлтүрүш һәққидә тохталған иди.
хамчотиңизда, хитай хәлқ җумһурийити (җхҗ) ниң тәсиригә тақабил туруш фонди үчүн 245 милйон доллар аҗраттиңиз. мән кеңәш палата әзаси ван һоллен (Van Hollen) билән бирликтә, бу байлиқниң бир қисмини мәхсус тәйвән үчүн вә у йәрдики җхҗ ниң тәсиригә тақабил турушқа аҗритишни мәқсәт қилған бир қанун лайиһәси сунғанлиқимизни әскәртип өтмәкчимән. суалим шуки: һондурасниң бу мунасивәтни қайтидин җанландуруши вә тәйвән билән ғәрбий йерим шарда ортақ иқтисадий алдинқилиқларни тәрәққий қилдуруши нуқтисидин, америка бу фондни тәйвән үчүн қандақ ишлитәләйду? бу фондни йәнә қайси саһәләрдә баһалап чиқалаймиз?
министир марко рубио: һәә, алди билән бу дөләтләрниң дипломатик етирап қилишни өзгәртишидики асаслиқ сәвәб, хитайниң оттуриға чүшүп, "әгәр етирап қилишни өзгәртсәңлар, биз силәргә мушу қәрзни беримиз" дейишидур. һәтта бәзи әһвалларда қәрздинму өтүп, парахорлуқ вә шуниңға охшаш әһвалларму йүз бәргән болуши мумкин. улар "силәргә уни-буни һәқсиз беримиз, силәр үчүн бир йиғин зали, көврүк йаки порт қуруп беримиз" дәйду.
бирақ улар бу вәдиләрниң көпинчисигә вапа қилмиди. шуңа қилинидиған биринчи иш, нурғун әһвалларда бу вәдиләрниң орундалмиғанлиқиға диққәт қартиштур.
йәнә бир тәрипи болса, әгәр булар қәрз болса, улар пүтүн дунйада вә хусусән бу йерим шарда биз изчил оттуриға қойуватқан "қәрз тузиқи" ни пәйда қилиду.
мушу нуқтидин қариғанда, бу фондниң техиму кәң даирилик мәқсити пәқәт тәйвән биләнла чәклинип қалмайду; гәрчә бу дөләтләр өзлиригә қилинған бесимлар нәтиҗисидә бу қәдәмни ташлиған болсиму.
техиму омумийүзлүк қарисақ, бу дөләтләрниң көпинчиси телеграф системилирини тәрәққий қилдурушқа, йоллар қурушқа йаки шуниңға охшаш түрләрни елип беришқа тиришиватиду. очуқ ейтқанда, мәйданға чиқиватқан бирдинбир ширкәтләр техиму төвән тәннәрх вә мәбләғ йүрүштүрүш механизми билән кәлгән җуңго ширкәтлиридур.
ваһаләнки, бу түрләрниң тамамлиналмиғанлиқиға даир еғир бир өтмүш бар. уларниң иш қилиш үчүн дөләтни хитай ишчилар билән толдурувәткәнлик әмәлийити мәвҗут. шуңа, бу фондниң бир қисим мәқсити, бу дөләтләргә җуңго йаки башқа ғәрәзлик ташқи тәсирләргә қарши туралайдиған таллашларни сунуштур.
буниң бир қисми америка сода карханилирини районға җәлп қилиш болса, йәнә бир қисми бу дөләтләрниң бу хил бесим тактикилириға алдинип қалмай, өз түрлирини елип бериши үчүн зөрүр болған байлиқ вә йардәмләрни тәминләштур.
куртис: рәһмәт. рухситиңиз билән бир минут хитай мәсилисигә өтәй. хамчотиңизда, дөләт тил тәрбийәләшлириниң көпинчиси елип берилидиған ташқи мулазимәт институти билән адәм күчи байлиқи бийуросиниң бирләштүрүлидиғанлиқи вә буниң тил иқтидарини ашуруши үмид қилинидиғанлиқи қәйт қилинипту.
бирақ бу йәрдә, кеңәш палатасида, мән илгири сиз йетәкчилик қилған «уйғур сийасити қанун лайиһәси» ни өз үстүмгә алдим. мән бу лайиһәниң алаһидә қоллайдиған қисми шуки, ташқи ишлар хадимлири үчүн уйғур тили тәрбийәсиниң пәқәт муһимла әмәс, бәлки мәҗбурий болушини шәрт қилиду һәмдә асийа вә хитайда бу тилни сөзлийәләйдиған хадимлиримизниң болушини тәләп қилиду.
дیпломатлиримизниң у йәрдә йүз бериватқан һоқуқ дәпсәндичиликлирини йәрлик хәлқниң өз тилида аңлап чүшинишиниң интайин һайатий әһмийәткә игә икәнликини ойлаймән. сизниң бу қанун лайиһәсидики өтмүштики тәҗрибиңиз вә министирлиқниң хитай коммунистик партийәсиниң зулумлириға диққәт қиливатқанлиқини көз алдимизға кәлтүргинимиздә, сиз бу маддини йәнила қолламсиз вә буниң нәқәдәр муһимлиқини чүшәндүрүп берәләмсиз?
министир марко рубио: һәә, очуқ ейтқанда, уйғур тили дунйа миқйасида интайин кәң тарқалған бир тил әмәс, бирақ дунйаниң муһим бир районида интайин қиммәтлик. шуңа, биз адәттә вақитниң өтүши билән изчил бир қийинчилиқ болуп кәлгән тил йетәкчиликини тәрәққий қилдурушни халаймиз. органларни бирләштүрүшниң мәқсәтлиридин бириму, ташқи ишлар хадимлири вәзипә орунлириға тәйинлиништин илгири тил тәрбийәсини техиму үнүмлүк вә тез сүрәттә берәләштур.
әлвәттә, бәзи тилларда йетәкчиликкә еришиш хели қийин. әгәр тилниң асаси пүтүнләй пәрқлиқ болса, бәзи тилларни өгиниш башқилириға қариғанда техиму қийин болиду. мәсилән, испанчә сөзлийәлисиңиз италийанчә өгиниш асан; бирақ хәнзучә (мандарин) йаки мушу нуқтидин уйғур тилини өгиниш техиму қийиндур. шуңа тил биз үчүн муһимдур. бу җәрйанда, биз хизмәткә қобул қилиш қораллиримизда намзатларниң алдин иккинчи йаки үчинчи бир тилни билидиған-билмәйдиғанлиқиғиму қараймиз, буму чоң бир әвзәллик йаритиду.